< Лавийлар 9 >

1 Сәккизинчи күни Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилниң ақсақаллирини чақирип,
And in the eight day Moses called Aaron and his sonnes, and the Elders of Israel:
2 Һарунға мундақ деди: — «Сән гуна қурбанлиғиға беҗирим бир мозайни, көйдүрмә қурбанлиққа беҗирим бир қочқарни өзүң үчүн елип, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүргин,
Then hee sayde vnto Aaron, Take thee a yong calfe for a sinne offring, and a ram for a burnt offring, both without blemish, and bring them before the Lord.
3 андин Исраилларға сөз қилип: — Силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текә елип келиңлар, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир мозай вә бир қоза елип келиңлар, һәр иккиси беҗирим, бир яшқа киргән болсун;
And vnto the children of Israel thou shalt speake, saying, Take yee an hee goate for a sinne offring, and a calfe, and a lambe, both of a yeere olde, without blemish for a burnt offring:
4 Пәрвәрдигарниң алдида сунушқа енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир топақ билән бир қочқарни елип, зәйтун мейи иләштүрүлгән ашлиқ һәдийә билән биллә кәлтүрүңлар; чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Өзини силәргә аян қилиду, дегин».
Also a bullock, and a ramme for peace offringes, to offer before the Lord, and a meate offring mingled with oyle: for to day the Lord will appeare vnto you.
5 Улар Муса буйруған нәрсиләрни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлди; пүткүл җамаәт йеқин келип, Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуп турди.
Then they brought that which Moses commanded before the Tabernacle of the Congregation, and all the assembly drewe neere and stood before the Lord.
6 Муса: — Мана, бу Пәрвәрдигар буйруған иштур; буни қилсаңлар Пәрвәрдигарниң шан-шәриви силәргә аян болиду, деди.
(For Moses had sayde, This is the thing, which the Lord commanded that ye should do, and the glory of the Lord shall appeare vnto you)
7 Шуниң билән Муса Һарунға: — Сән қурбангаһқа йеқин берип гуна қурбанлиғиң билән көйдүрмә қурбанлиғиңни сунуп өзүң вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүргин; андин хәлиқниң қурбанлиғиниму сунуп, Пәрвәрдигар әмир қилғандәк улар һәққидә кафарәт кәлтүргин» — деди.
Then Moses sayd vnto Aaron, Draw neere to the Altar, and offer thy sinne offering, and thy burnt offring, and make an attonement for thee and for the people: offer also the offring of the people, and make an atonement for them, as the Lord hath commanded.
8 Шуни девиди, Һарун қурбангаһқа йеқин берип өзи үчүн гуна қурбанлиғи болидиған мозайни боғузлиди.
Aaron therefore went vnto the Altar, and killed the calfe of the sinne offring, which was for himselfe.
9 Һарунниң оғуллири қанни униңға сунуп бәрди; у бармиғини қанға тәккүзүп, қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрди, қалған қанни қурбангаһниң түвигә қуйди.
And the sonnes of Aaron brought ye blood vnto him, and he dipt his finger in the blood, and put it vpon the hornes of the Altar, and powred the rest of the blood at the foote of the Altar.
10 Гуна қурбанлиғиниң мейи билән икки бөрәк вә җигәрниң үстидики чава майни елип, Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк уларни қурбангаһ үстидә көйдүрди.
But the fat and the kidneis and the kall of the liuer of the sinne offring, he burnt vpon the Altar, as the Lord had commanded Moses.
11 Гөш билән терисини болса чедиргаһниң ташқириға елип чиқип отта көйдүрди.
The flesh also and the hide hee burnt with fire without the hoste.
12 Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған [қочқарни] боғозлиди; Һарунниң оғуллири униңға қанни сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти.
After, he slewe the burnt offering, and Aarons sonnes brought vnto him the blood, which he sprinckled round about vpon the Altar.
13 Андин улар парчә-парчә қилинған көйдүрмә қурбанлиқни беши билән биллә униңға сунуп бәрди; у буларни қурбангаһта көйдүрди.
Also they brought the burnt offring vnto him with the pieces thereof, and the head, and he burnt them vpon the Altar.
14 У ич қарни билән пачақлирини жуюп, буларниму қурбангаһниң үстидә, көйдүрмә қурбанлиқниң үстигә қоюп көйдүрди.
Likewise he did wash the inwardes and the legs, and burnt them vpon the burnt offring on the Altar.
15 Андин у хәлиқниң қурбанлиғини кәлтүрди; хәлиқниң гуна қурбанлиғи болған текини боғузлап, илгири һайванни сунғандәк униму гуна қурбанлиғи қилип сунди.
Then he offred the peoples offring, and tooke a goate, which was the sinne offring for the people, and slewe it: and offred it for sinne, as the first:
16 У көйдүрмә қурбанлиқ қилидиған мални кәлтүрүп буниму бәлгүлимә бойичә сунди.
So he offred the burnt offring, and prepared it, according to the maner.
17 Андин у ашлиқ һәдийәни кәлтүрүп униңдин бир чаңгал елип әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиққа қошуп қурбангаһ үстидә көйдүрди.
He presented also the meate offring, and filled his hand thereof, and beside the burnt sacrifice of the morning he burnt this vpon the Altar.
18 Андин хәлиққә болидиған енақлиқ қурбанлиғи болидиған топақ билән қочқарни боғузлиди. Һарунниң оғуллири қенини униңға сунуп бәрди; у буни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти.
He slewe also the bullock, and the ram for the peace offrings, that was for the people, and Arons sonnes brought vnto him the blood, which he sprinkled vpon the Altar round about,
19 Улар топақ билән қочқарниң май қисмини, йәни майлиқ қуйруғи, ич қарнини йөгәп турған майлирини, икки бөрәк вә җигәрниң чава мейини елип,
With the fat of the bullocke, and of the ram, the rumpe, and that which couereth the inwards and the kidneis, and the kall of the liuer.
20 Бу май парчилирини икки төшниң үстидә қойди, [Һарун] буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
So they layed the fat vpon the breasts, and he burnt the fat vpon the Altar.
21 Ахирида Һарун икки төш билән оң арқа путини пулаңлатма һәдийә сүпитидә Мусаниң буйруғинидәк Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
But the breastes and the right shoulder Aaron shooke to and from before the Lord, as the Lord had commanded Moses.
22 Андин Һарун қоллирини хәлиққә қаритип көтирип, уларға бәхит тилиди; у гуна қурбанлиғи, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғини сунуп, [қурбангаһтин] чүшти.
So Aaron lift vp his hand toward the people, and blessed them, and came downe from offring of the sinne offring, and the burnt offring, and the peace offrings.
23 Муса билән Һарун җамаәт чедириға кирип, йәнә йенип чиқип хәлиққә бәхит тилиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви пүткүл хәлиққә аян болди;
After, Moses and Aaron went into the Tabernacle of the Congregation, and came out, and blessed the people, and the glorie of the Lord appeared to all the people.
24 Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип, қурбангаһ үстидики көйдүрмә қурбанлиқ билән майларни жутуп кәтти. Пүткүл хәлиқ буни көрүп, товлишип, дүм жиқилишти.
And there came a fire out from the Lord and consumed vpon the Altar the burnt offring and the fatte: which when all the people sawe, they gaue thankes, and fell on their faces.

< Лавийлар 9 >