< Лавийлар 8 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Perwerdigar Musagha söz qilip: —
2 Һарунни оғуллири билән биллә, вә уларниң мәхсус кийимлирини, «мәсиһләш мейи»ни, гуна қурбанлиғи болидиған топақ билән икки қочқарни, петир нан селинған севәтни елип келип,
Harunni oghulliri bilen bille, we ularning mexsus kiyimlirini, «mesihlesh méyi»ni, gunah qurbanliqi bolidighan torpaq bilen ikki qochqarni, pétir nan sélin’ghan séwetni élip kélip,
3 [Исраилниң] пүтүн җамаитини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға җәм қилғин, — деди.
[Israilning] pütün jamaitini jamaet chédirining kirish aghzining aldigha jem qilghin, — dédi.
4 Муса Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк қилди, җамаәт җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға жиғилди.
Musa Perwerdigar uninggha buyrughinidek qildi, jamaet jamaet chédirining kirish aghzining aldigha yighildi.
5 Андин Муса җамаәткә: — Пәрвәрдигар буйруған иш мана мундақ, — деди.
Andin Musa jamaetke: — Perwerdigar buyrughan ish mana mundaq, — dédi.
6 Шуниң билән Муса Һарун билән униң оғуллирини алдиға кәлтүрүп уларни су билән жуюп,
Shuning bilen Musa Harun bilen uning oghullirini aldigha keltürüp ularni su bilen yuyup,
7 [Һарунға] көйнәк кийдүрүп, бәлвағ бағлап, тонни кийдүрди вә үстигә әфодни япти; у әфодниң бәлвеғини бағлап, әфодни униңға тақап қойди.
[Harun’gha] könglek kiydürüp, belwagh baghlap, tonni kiydürdi we üstige efodni yapti; u efodning belwéghini baghlap, efodni uninggha taqap qoydi.
8 Андин Муса униңға «қошен»ни тақап, қошенниң ичигә «урим билән туммим»ни селип,
Andin Musa uninggha «qoshén»ni taqap, qoshénning ichige «urim bilen tummim»ni sélip,
9 Бешиға сәллә йөгәп Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк сәллиниң алди тәрипигә «алтун тахтилиқ муқәддәс отуғат»ни бекитип қойди.
Béshigha selle yögep Perwerdigar uninggha buyrughinidek sellining aldi teripige «altun taxtiliq muqeddes otughat»ni békitip qoydi.
10 Андин Муса мәсиһләш мейини елип ибадәт чедири билән ичидики барлиқ нәрсиләрниң һәммисини мәсиһләп муқәддәс қилди.
Andin Musa mesihlesh méyini élip ibadet chédiri bilen ichidiki barliq nersilerning hemmisini mesihlep muqeddes qildi.
11 У майдин елип қурбангаһқа йәттә мәртивә чечип, қурбангаһ билән униң барчә қача-қучилирини, жуюнуш деси вә тәглигини Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
U maydin élip qurban’gahqa yette mertiwe chéchip, qurban’gah bilen uning barche qacha-quchilirini, yuyunush dési we teglikini Xudagha atap muqeddes qilishqa mesihlidi.
12 У йәнә мәсиһләш мейидин азрақ елип Һарунниң бешиға қуюп уни Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
U yene mesihlesh méyidin azraq élip Harunning béshigha quyup uni Xudagha atap muqeddes qilishqa mesihlidi.
13 Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк уларға көйнәк кийдүрүп, бәллиригә бәлвағ бағлап, уларға егиз бөкләрниму тақап қойди.
Andin Musa Harunning oghullirini aldigha keltürüp, Perwerdigar uninggha buyrughinidek ulargha könglek kiydürüp, bellirige belwagh baghlap, ulargha égiz böklernimu taqap qoydi.
14 Андин у гуна қурбанлиғи қилинидиған топақни йетиләп кәлди; Һарун билән униң оғуллири гуна қурбанлиғи қилинидиған топақниң бешиға қоллирини қойди.
Andin u gunah qurbanliqi qilinidighan torpaqni yétilep keldi; Harun bilen uning oghulliri gunah qurbanliqi qilinidighan torpaqning béshigha qollirini qoydi.
15 У уни боғузлиди, андин Муса қенидин елип, өз бармиғи билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чөрисигә сүрүп қурбангаһни гунадин паклиди; қалған қанни болса у қурбангаһниң төвигә төкүп, муқәддәс болушқа кафарәт кәлтүрди.
U uni boghuzlidi, andin Musa qénidin élip, öz barmiqi bilen qurban’gahning münggüzlirige, chörisige sürüp qurban’gahni gunahtin paklidi; qalghan qanni bolsa u qurban’gahning töwige töküp, muqeddes bolushqa kafaret keltürdi.
16 Андин у ич қарнини йөгәп турған майниң һәммисини, җигәрниң үстидики чава майни, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп алди; андин Муса буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
Andin u ich qarnini yögep turghan mayning hemmisini, jigerning üstidiki chawa mayni, ikki börek we üstidiki maylirini qoshup aldi; andin Musa bularni qurban’gahning üstide köydürdi.
17 Бирақ [Муса] топақниң териси билән гөши вә тезигини болса Пәрвәрдигар өзигә буйруғинидәк чедиргаһниң ташқирида отта көйдүрүвәтти.
Biraq [Musa] torpaqning térisi bilen göshi we tézikini bolsa Perwerdigar özige buyrughinidek chédirgahning tashqirida otta köydürüwetti.
18 Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
Andin u köydürme qurbanliq qilinidighan qochqarni keltürdi; Harun bilen uning oghulliri qollirini qochqarning béshigha qoydi.
19 [Һарун қочқарни] боғузлиди; андин Муса қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти;
[Harun qochqarni] boghuzlidi; andin Musa qénini élip qurban’gahning üsti qismining etrapigha septi;
20 [Һарун] қочқарни парчә-парчә қилип парчилиди; андин Муса бешини, парчиланған гөшлирини барлиқ мейи билән қошуп көйдүрди.
[Harun] qochqarni parche-parche qilip parchilidi; andin Musa béshini, parchilan’ghan göshlirini barliq méyi bilen qoshup köydürdi.
21 Үчәй-қеринлири билән пачақлирини суда жуйди. Андин Муса қочқарни пүтүн пети қурбангаһ үстидә көйдүрди. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруған, «Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған хушбуй чиқидиған қурбанлиқ» еди.
Üchey-qérinliri bilen pachaqlirini suda yudi. Andin Musa qochqarni pütün péti qurban’gah üstide köydürdi. Bu Perwerdigar Musagha buyrughan, «Perwerdigargha atap otta sunulidighan xushbuy chiqidighan qurbanliq» idi.
22 Андин у каһинлиққа тикләш қурбанлиғи қилинидиған қочқарни, иккинчи қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
Andin u kahinliqqa tiklesh qurbanliqi qilinidighan qochqarni, ikkinchi qochqarni keltürdi; Harun bilen uning oghulliri qollirini qochqarning béshigha qoydi.
23 У уни боғузлиди; вә Муса униң қенидин елип Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқи билән оң қолиниң баш бармиғиға сүрүп вә оң путиниң чоң бармиғиғиму сугап қойди.
U uni boghuzlidi; we Musa uning qénidin élip Harunning ong quliqining yumshiqi bilen ong qolining bash barmiqigha sürüp we ong putining chong barmiqighimu suwap qoydi.
24 Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, қандин елип уларниң оң қулақлириниң юмшиқи билән оң қоллириниң баш бармақлириға сүрди, уларниң оң путлириниң чоң бармақлириғиму сугап қойди, қалған қанни Муса қурбангаһниң чөрисигә сәпти.
Andin Musa Harunning oghullirini aldigha keltürüp, qandin élip ularning ong qulaqlirining yumshiqi bilen ong qollirining bash barmaqlirigha sürdi, ularning ong putlirining chong barmaqlirighimu suwap qoydi, qalghan qanni Musa qurban’gahning chörisige septi.
25 Шундақ қилип, у мейи билән майлиқ қуйруғини, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май билән җигәрниң үстидики чава мейини, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп елип оң арқа путиниму кесип елип,
Shundaq qilip, u méyi bilen mayliq quyruqini, ich qarnini yögep turghan barliq may bilen jigerning üstidiki chawa méyini, ikki börek we üstidiki maylirini qoshup élip ong arqa putinimu késip élip,
26 Пәрвәрдигарниң алдидики петир нан селинған севәттин бир петир тоғач билән бир зәйтун май тоғичи вә бир данә һәмәк нанни елип буларни май билән оң арқа путниң үстидә қойди;
Perwerdigarning aldidiki pétir nan sélin’ghan séwettin bir pétir toqach bilen bir zeytun may toqichi we bir dane hemek nanni élip bularni may bilen ong arqa putning üstide qoydi;
27 андин буларниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға тутқузуп, пулаңлатма һәдийә болсун дәп Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
andin bularning hemmisini Harun bilen uning oghullirining qollirigha tutquzup, pulanglatma hediye bolsun dep Perwerdigarning aldida pulanglatti.
28 Андин Муса буларни уларниң қоллиридин елип қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүрди. Бу «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй чиқидиған қурбанлиқ еди.
Andin Musa bularni ularning qolliridin élip qurban’gahtiki köydürme qurbanliqning üstide qoyup köydürdi. Bu «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi» bolup, Perwerdigargha atap otta sunulidighan, xushbuy chiqidighan qurbanliq idi.
29 Андин Муса төшни елип пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти; Пәрвәрдигарниң униңға буйруғини бойичә, «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болған қочқарниң бу қисми Мусаниң үлүши еди.
Andin Musa töshni élip pulanglatma hediye süpitide Perwerdigarning aldida pulanglatti; Perwerdigarning uninggha buyrughini boyiche, «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi» bolghan qochqarning bu qismi Musaning ülüshi idi.
30 Андин Муса Мәсиһләш мейидин вә қурбангаһниң үстидики қандин бир аз елип, Һарун билән униң кийимлиригә вә оғуллири билән уларниң кийимлиригә сәпти. Шундақ қилип, у Һарун вә кийимлирини, оғуллири билән уларниң кийимлирини муқәддәс қилди.
Andin Musa Mesihlesh méyidin we qurban’gahning üstidiki qandin bir’az élip, Harun bilen uning kiyimlirige we oghulliri bilen ularning kiyimlirige septi. Shundaq qilip, u Harun we kiyimlirini, oghulliri bilen ularning kiyimlirini muqeddes qildi.
31 Муса Һарун билән униң оғуллириға мундақ буйруди: — «Бу гөшни җамаәт чедириниң кириш ағзида қайнитип пиширип шу йәрдә олтирип «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи»ға тәвә болған севәттики нан билән қошуп йәңлар; буларни Һарун билән оғуллири йесун, дәп буйруғинимдәк уни йәңлар;
Musa Harun bilen uning oghullirigha mundaq buyrudi: — «Bu göshni jamaet chédirining kirish aghzida qaynitip pishurup shu yerde olturup «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi»gha tewe bolghan séwettiki nan bilen qoshup yenglar; bularni Harun bilen oghulliri yésun, dep buyrughinimdek uni yenglar;
32 лекин гөш билән нандин ешип қалғанлириниң һәммисини отта көйдүрүветиңлар.
lékin gösh bilen nandin éship qalghanlirining hemmisini otta köydürüwétinglar.
33 Силәр йәттә күнгичә җамаәт чедириниң кириш ағзидин чиқмай, Худаға атап каһинлиққа тикләш күнлириңлар тошқичә шу йәрдә туруңлар; чүнки силәрни Худаға атап каһинлиққа тикләш үчүн йәттә күн кетиду.
Siler yette kün’giche jamaet chédirining kirish aghzidin chiqmay, Xudagha atap kahinliqqa tiklesh künliringlar toshquche shu yerde turunglar; chünki silerni Xudagha atap kahinliqqa tiklesh üchün yette kün kétidu.
34 Бүгүн қилинған ишлар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлсун дәп қилинди.
Bügün qilin’ghan ishlar Perwerdigarning buyrughini boyiche siler üchün kafaret keltürülsun dep qilindi.
35 Силәр өлмәслигиңлар үчүн Пәрвәрдигарниң әмрини тутуп җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида кечә-күндүз йәттә күн турушуңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулди».
Siler ölmeslikinglar üchün Perwerdigarning emrini tutup jamaet chédirining kirish aghzining aldida kéche-kündüz yette kün turushunglar kérek; chünki manga shundaq buyruldi».
36 Һарун билән оғуллири Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғининиң һәммисини беҗа кәлтүрди.
Harun bilen oghulliri Perwerdigarning Musaning wasitisi bilen buyrughinining hemmisini beja keltürdi.