< Лавийлар 7 >
1 Итаәтсизлик қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана мундақ: — Бу [қурбанлиқ] «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
2 Көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда итаәтсизликни тиләш қурбанлиғиму боғузлиниду; [каһин] қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
3 [Қурбанлиқ қилғучи киши] барлиқ мейини сунсун; йәни майлиқ қуйруғи билән ич қарнини йөгәп турған майни,
4 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗритип сунсун.
5 Каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта көйдүрсун. Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду.
6 Каһинлардин болған әр кишиләрниң һәммиси буни йесун; у муқәддәс йәрдә йейилсун; у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
7 Гуна қурбанлиғи қандақ болса итаәтсизлик қурбанлиғиму шундақ болиду; улар иккиси тоғрисидки қаидә-низам охшаш; бу қурбанлиқ кафарәт кәлтүрүшкә қурбанлиқ өткүзгүчи каһинниң өзигә тәвә болсун.
8 Каһин бирисиниң сунған көйдүрмә қурбанлиғини өткүзгән болса, көйдүрмә қурбанлиқниң териси шу каһинниң болиду.
9 Тонурда пиширилған һәр бир ашлиқ һәдийә, шундақла қазанда яки тавида етилгән һәр бир ашлиқ һәдийә болса уни өткүзгән каһинниң болиду, йәни каһинниң өзигә тәвә болиду.
10 Һәр бир ашлиқ һәдийә, мәйли зәйтун мейи арилаштурулған болсун, яки қуруқ кәлтүрүлгән болсун, булар Һарунниң оғуллириниң һәр биригә баравәр бөлүп берилиду.
11 Пәрвәрдигарға атап кәлтүрүлгән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: —
12 Сунмақчи болған киши уни тәшәккүр ейтиш үчүн сунса, ундақта у «тәшәккүр қурбанлиғи» билән биллә зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачлар, зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлар вә есил ундин зәйтун мейиға чилап пиширилған тоғачларниму кәлтүрсун.
13 Шу тоғачлардин башқа, йәнә тәшәккүр ейтидиған енақлиқ қурбанлиғи билән биллә ечитқу селинған нанларниму сунсун;
14 у шу сунғанлириниң һәр бир түридин бирни елип Пәрвәрдигар үчүн [қош қоллап] сунидиған «көтәрмә һәдийә» қилип кәлтүрсун; бу енақлиқ қурбанлиғиниң қенини [қурбангаһниң үстигә] сәпкән каһинниң өзигә тәгсун.
15 Тәшәккүр билдүридиған енақлиқ қурбанлиғиниң гөши болса қурбанлиқ қилинған шу күни йейилиши керәк; [қурбанлиқни сунғучи киши] таң атқичә униң һеч немисини қалдурмисун.
16 Әгәр униң сунған қурбанлиғи қәсимигә хас қурбанлиқ яки ихтиярий кәлтүргән қурбанлиқ болса, ундақта һайванниң гөши қурбанлиқ қилинған күндә йейилсун; униңдин ешип қалғинини болса, әтисиму йейишкә болиду;
17 лекин қурбанлиқниң гөшидин үчинчи күнигичә ешип қалса, у отта көйдүрүлүши керәк.
18 Енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин үчинчи күнидә йейилсә, ундақта қурбанлиқ қобул болмайду, қурбанлиқ сунғучиниң һесавиғиму һесапланмайду, бәлки мәкруһ болиду; кимдәким униңдин йесә өз қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду.
19 Шундақла напак нәрсигә тегип қалған гөшму йейилмәслиги керәк, бәлки отта көйдүрүлүши керәк. Һәр қандақ пак адәм [напак нәрсигә тәгмигән] қурбанлиқниң гөшини йесә болиду.
20 Лекин кимки напак һаләттә туруп Пәрвәрдигарға аталған енақлиқ қурбанлиғидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
21 Кимки напак бир нәрсигә тегип кәтсә (мәйли напак һаләттики адәм болсун, напак бир һайван болсун яки һәр қандақ напак жиркиничлик нәрсә болсун) вә шундақла Пәрвәрдигарға хас аталған енақлиқ қурбанлиғиниң гөшидин йесә, ундақта у өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
22 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
23 Исраилларға мундақ дегин: — Силәр кала, қой вә өшкиләрниң мейини һәргиз йемәңлар.
24 Өзлүгидин өлгән яки житқучлар боғуп қойған һайванниң җәситиниң мейини һәр қандақ ишқа ишләткили болиду, лекин һәргиз униңдин йемәңлар.
25 Чүнки кимки Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәр қандақ һайванниң мейини йесә, шуни йегән киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
26 Силәр һәр қандақ турар җайиңларда һеч қандақ қанни, йәни учар-қанатларниң болсун яки чарпайларниң болсун қенини һәргиз естимал қилмаңлар.
27 Кимдәким һәр қандақ қанни естимал қилса, шу киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
28 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
29 Исраилларға мундақ дегин: — Кимки Пәрвәрдигарға атап бир енақлиқ қурбанлиғи сунса, ундақта у Пәрвәрдигарға хас болған һәдийәни шу енақлиқ қурбанлиқтин айрип кәлтүрсун.
30 Өз қоли билән Пәрвәрдигарға атиған, отта сунулидиған һәдийәләрни, йәни май билән төшни қошуп елип келип, төшни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
31 Каһин мейини қурбангаһ үстидә көйдүрүвәтсун. Төш болса Һарун билән униң оғуллириға хас болсун.
32 Енақлиқ қурбанлиқлириңларниң оң арқа путини силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһинға бериңлар.
33 Һарунниң оғуллиридин қайсиси енақлиқ қурбанлиғиниң қени билән мейини сунған болса өз үлүши үчүн оң арқа путини өзи алсун.
34 Чүнки мән Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин «пулаңлатма һәдийә» болған төш билән «көтәрмә һәдийә» болған арқа путини әбәдий бир бәлгүлимә билән Исраиллардин елип, каһин Һарун вә униң оғуллириниң һәққи болсун дәп уларға тәқдим қилдим.
35 [Муса] Һарун билән оғуллирини Пәрвәрдигарниң қуллуғида каһин болушқа униң алдиға кәлтүргән күнидә, уларға Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин тәқдим қилинидиған каһинлиқ үлүши мана шудур.
36 [Муса] уларни Мәсиһлигән күнидә, Пәрвәрдигар бу үлүшни Исраиллардин елип уларға берилсун дәп әмир қилған. Бу [Исраилларға] дәвирдин дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
37 Көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәси, гуна қурбанлиғи билән итаәтсизлик қурбанлиғи, каһинлиққа тикләш қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мана шудур.
38 Пәрвәрдигар Исраилларға: «Силәр бу Синай баявинида Пәрвәрдигарниң алдиға қурбанлиқлириңларни сунуңлар» дәп буйруған күнидә, у буларниң һәммисини Синай теғида Мусаға тапшурған еди.