< Лавийлар 6 >

1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和华晓谕摩西说:
2 Әгәр бириси гуна қилип Пәрвәрдигарниң алдида вапасизлиқ қилип, хошниси өзигә аманәт яки капаләткә бәргән бир нәрсә яки хошнисидин зораванлиқ билән булувалған мәлум бир нәрсә тоғрисида ялған гәп қилған болса яки хошнисидин наһәқлиқ билән мәлум нәрсини тартивалған болса,
“若有人犯罪,干犯耶和华,在邻舍交付他的物上,或是在交易上行了诡诈,或是抢夺人的财物,或是欺压邻舍,
3 яки жүтүп кәткән бир нәрсини тепивелип униңдин танса яки кишиләрниң гуна садир қилған һәр қандақ бир Иши тоғрисида ялған қәсәм ичсә,
或是在捡了遗失的物上行了诡诈,说谎起誓,在这一切的事上犯了什么罪;
4 У гуна қилған ишта өзини гунакар дәп тонуп йәтсә, ундақта у буливалған яки наһәқ тартивалған нәрсә яки униңға аманәткә берилгән нәрсә болсун, яки жүтүп кетип тепивалған нәрсә болсун,
他既犯了罪,有了过犯,就要归还他所抢夺的,或是因欺压所得的,或是人交付他的,或是人遗失他所捡的物,
5 яки у һәр қандақ нәрсә тоғрисида ялған қәсәм ичкән болсун, униң һәммисини толуқ баһаси бойичә төлисун, шундақла шу баниң бәштин бир қисми бойичә қошуп төлисун; у итаәтсизлик қурбанлиғини қилған күнидә төләмни егисигә тапшуруп бәрсун.
或是他因什么物起了假誓,就要如数归还,另外加上五分之一,在查出他有罪的日子要交还本主。
6 Андин у Пәрвәрдигарниң алдиға итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәт бойичә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип каһинниң қешиға елип кәлсун.
也要照你所估定的价,把赎愆祭牲—就是羊群中一只没有残疾的公绵羊—牵到耶和华面前,给祭司为赎愆祭。
7 Каһин бу йол билән униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду вә у һәр қайси ишта итаәтсизлик қилған болсиму у униңдин кәчүрүлиду.
祭司要在耶和华面前为他赎罪;他无论行了什么事,使他有了罪,都必蒙赦免。”
8 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和华晓谕摩西说:
9 Сән Һарун билән оғуллириға көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисида әмир қилип мундақ дегин: — Көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисидики қаидә-низам мундақ болиду: — Көйдүрмә қурбанлиқ пүтүн кечә таң атқичә қурбангаһтики очақниң үстидә көйүп турсун; вә қурбангаһниң отини өчүрмәй йениқ турғузуңлар.
“你要吩咐亚伦和他的子孙说,燔祭的条例乃是这样:燔祭要放在坛的柴上,从晚上到天亮,坛上的火要常常烧着。
10 Каһин канап тонини кийип, ялаңачлиғини йепип, сағрисиғичә канап ич тамбал кийип турсун; қурбангаһниң үстидики от билән көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқниң күлини елип, қурбангаһниң бир тәрипидә қойсун;
祭司要穿上细麻布衣服,又要把细麻布裤子穿在身上,把坛上所烧的燔祭灰收起来,倒在坛的旁边;
11 андин кийимлирини селиветип башқа кийимләрни кийип, күлини чедиргаһниң сиртиға елип чиқип пакиз бир җайда қойсун.
随后要脱去这衣服,穿上别的衣服,把灰拿到营外洁净之处。
12 Қурбангаһниң оти болса һемишә йенип турсун; уни һеч вақит өчүрүшкә болмайду, каһин өзи һәр күни әтигәндә униңға отун селип, үстигә көйдүрмә қурбанлиқни тизсун вә униң үстигә енақлиқ қурбанлиғиниң мейини қоюп көйдүрсун.
坛上的火要在其上常常烧着,不可熄灭。祭司要每日早晨在上面烧柴,并要把燔祭摆在坛上,在其上烧平安祭牲的脂油。
13 Үзүлмәс бир от қурбангаһниң үстидә һемишә көйүп турсун; у һәргиз өчүрүлмисун.
在坛上必有常常烧着的火,不可熄灭。”
14 Ашлиқ һәдийә тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Һарунниң оғуллиридин бири уни Пәрвәрдигарниң алдиға, қурбангаһниң алдиға кәлтүрсун.
“素祭的条例乃是这样:亚伦的子孙要在坛前把这祭献在耶和华面前。
15 У ашлиқ һәдийә болған есил унға қолини селип униңдин шундақла униңдики зәйтун мейидин бир чаңгал елип вә һәдийәниң үстидики барлиқ мәстикини қошуп, буларни қурбангаһ үстидә көйдүрсун; бу һәдийәниң «ядлиниш үлүши» болуп, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрүш үчүн қилинған болиду.
祭司要从其中—就是从素祭的细面中—取出自己的一把,又要取些油和素祭上所有的乳香,烧在坛上,奉给耶和华为馨香素祭的纪念。
16 Ешип қалғанлирини болса Һарун билән оғуллири йесун; у ечитқу селинмай пиширилуп муқәддәс бир җайда йейилсун; улар уни җамаәт чедириниң һойлисида йесун.
所剩下的,亚伦和他子孙要吃,必在圣处不带酵而吃,要在会幕的院子里吃。
17 У мутләқ ечитқусиз пиширилсун. Мән отта Маңа сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр ичидин шуни уларниң өз үлүши болсун дәп уларға һәқ қилип бәрдим; у гуна вә итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқларға охшаш «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
烤的时候不可搀酵。这是从所献给我的火祭中赐给他们的分,是至圣的,和赎罪祭并赎愆祭一样。
18 Һарунниң әвладидин болған әркәкләрниң һәммиси буниңдин йесун; бу дәвирдин-дәвиргә араңларда әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулғанлиридин булар уларниң үлүши болсун. Униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк.
凡献给耶和华的火祭,亚伦子孙中的男丁都要吃这一分,直到万代,作他们永得的分。摸这些祭物的,都要成为圣。”
19 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和华晓谕摩西说:
20 Һарун Мәсиһлинидиған күнидә у вә оғуллириниң Пәрвәрдигарниң алдиға сунидиғини мундақ болуши керәк: — Улар үзүлмәс ашлиқ һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин бирини сунуши керәк; әтигини йеримини, ахшими йәнә йеримини сунсун.
“当亚伦受膏的日子,他和他子孙所要献给耶和华的供物,就是细面伊法十分之一,为常献的素祭:早晨一半,晚上一半。
21 У тавида зәйтун мейи билән етилсун; у зәйтун мейиға чилап пиширилғандин кейин сән уни елип кир; ашлиқ һәдийәниң пиширилған парчилирини хушбуй сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунғин.
要在铁鏊上用油调和做成,调匀了,你就拿进来;烤好了分成块子,献给耶和华为馨香的素祭。
22 Һарунниң оғуллириниң қайсиси униң орнида турушқа Мәсиһләнгән болса уму [һәдийәни] шундақ тәйярлап сунсун; бу әбәдий мутләқ бир бәлгүлимә болиду. Бу һәдийә Пәрвәрдигарға атап толуқ көйдүрүлсун.
亚伦的子孙中,接续他为受膏的祭司,要把这素祭献上,要全烧给耶和华。这是永远的定例。
23 Каһинниң һәр бир ашлиқ һәдийәси болса пүтүнләй көйдүрүлсун; у һәргиз йейилмисун.
祭司的素祭都要烧了,却不可吃。”
24 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
耶和华晓谕摩西说:
25 Һарун билән оғуллириға мундақ дегин: — Гуна қурбанлиғи тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Гуна қурбанлиғиму көйдүрмә қурбанлиқ боғузлинидиған җайда, Пәрвәрдигарниң алдида боғузлансун; бу хил қурбанлиқ «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
“你对亚伦和他的子孙说,赎罪祭的条例乃是这样:要在耶和华面前、宰燔祭牲的地方宰赎罪祭牲;这是至圣的。
26 Гуна қурбанлиғини өткүзгүчи каһин өзи уни йесун; қурбанлиқ муқәддәс бир йәрдә, җамаәт чедириниң һойлисида йейилсун.
为赎罪献这祭的祭司要吃,要在圣处,就是在会幕的院子里吃。
27 Униң гөшигә қол тәккүзгүчи һәр ким муқәддәс болмиса болмайду, шуниңдәк әгәр униң қени бирисиниң кийимигә чачрап кәтсә, ундақта қан чечилған җай муқәддәс бир йәрдә жуюлсун.
凡摸这祭肉的要成为圣;这祭牲的血若弹在什么衣服上,所弹的那一件要在圣处洗净。
28 Қайси сапал қазанда қурбанлиқ қайнитилип пиширилған болса, у сундурулсун. Әгәр у мис қазанда қайнитип пиширилған болса, у қирип сүрүлсун һәм су билән жуюлсун.
惟有煮祭物的瓦器要打碎;若是煮在铜器里,这铜器要擦磨,在水中涮净。
29 Каһинлардин болған барлиқ әр кишиләр униңдин йесә болиду. Бу «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
凡祭司中的男丁都可以吃;这是至圣的。
30 Һалбуки, муқәддәс җайда кафарәт кәлтүрүш үчүн қени җамаәт чедириға киргүзүлгән һәр қандақ гуна қурбанлиғи болса, һәргиз йейилмисун, бәлки [пүтүнләй] көйдүрүлсун.
凡赎罪祭,若将血带进会幕在圣所赎罪,那肉都不可吃,必用火焚烧。”

< Лавийлар 6 >