< Лавийлар 5 >
1 Әгәр бириси мәлум ишқа гувачи болуп, шундақла униңға қәсәм буйрулғинида көргини яки билгинидин мәлумат бәрмисә, ундақта у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду.
And if a soul sin, and hear the voice of swearing, and is a witness, whether he has seen or known of it; if he do not utter it, then he shall bear his iniquity.
2 Әгәр бириси өзи билмәй напак бир нәрсигә тегип кәтсә — мәйли у напак бир һайванниң җәсити болсун, мәйли напак бир чарпайниң җәсити болсун, яки напак бир өмилигүчи һайванниң җәсити болсун, мошундақ нәрсигә тегип кәтсә уму напак санилип гунакар һесаплиниду;
Or if a soul touch any unclean thing, whether it be a carcass of an unclean beast, or a carcass of unclean cattle, or the carcass of unclean creeping things, and if it be hidden from him; he also shall be unclean, and guilty.
3 әгәр шуниңдәк бириси өзи туймай мәлум кишиниң адәмни напак қилидиған һәр қандақ ниҗаситигә тегип кәтсә, шундақла у буни билип йәтсә, ундақта у гунакар һесаплиниду.
Or if he touch the uncleanness of man, whatever uncleanness it be that a man shall be defiled with, and it be hid from him; when he knows of it, then he shall be guilty.
4 Әгәр бириси аңсиз рәвиштә яман яки яхши бир ишни қилай дәп қәсәм қилип салса (кишиләр һәртүрлүк иш тоғрисида аңсиз рәвиштә қәсәм қилиши мүмкин), шундақла у буни тонуп йәтсә, у бу ишлар түпәйлидин гунакар һесаплиниду.
Or if a soul swear, pronouncing with his lips to do evil, or to do good, whatever it be that a man shall pronounce with an oath, and it be hid from him; when he knows of it, then he shall be guilty in one of these.
5 Бириси жуқуриқи һәр қайси ишларда мән гунакар болдум дәп билсә, у өз гунайини «мән мундақ гуна қилдим» дәп иқрар қилсун;
And it shall be, when he shall be guilty in one of these things, that he shall confess that he has sinned in that thing:
6 андин өзи садир қилған гунайиниң кафарити үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға «итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқ» сүпитидә ушшақ малдин сағлиқ вә я бир чиши өшкини гуна қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; андин каһин уни гунайидин пакландурушқа униң үчүн кафарәт кәлтүрсун.
And he shall bring his trespass offering to the LORD for his sin which he has sinned, a female from the flock, a lamb or a kid of the goats, for a sin offering; and the priest shall make an atonement for him concerning his sin.
7 Әгәр у қойлардин [қурбанлиқ] қилишқа қурби йәтмисә, у қилған итаәтсизлиги үчүн икки пахтәк яки икки бачкини елип келип, бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға сунсун.
And if he be not able to bring a lamb, then he shall bring for his trespass, which he has committed, two turtledoves, or two young pigeons, to the LORD; one for a sin offering, and the other for a burnt offering.
8 У буларни каһинниң қешиға кәлтүргәндә, [каһин] авал гуна қурбанлиғиға тәйярланғанни қурбанлиқ қилип бойнини үзмәй, бешиға йеқин җайидин толғисун, лекин бешини бойнидин үзүвәтмисун;
And he shall bring them to the priest, who shall offer that which is for the sin offering first, and wring off his head from his neck, but shall not divide it asunder:
9 андин гуна қурбанлиғиниң қенидин азғина елип қурбангаһниң темиға чачсун; қалған қени болса қурбангаһниң түвигә сиқип чиқирилсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду.
And he shall sprinkle of the blood of the sin offering on the side of the altar; and the rest of the blood shall be wrung out at the bottom of the altar: it is a sin offering.
10 Амма иккинчисини болса бекитилгән бәлгүлимә бойичә көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
And he shall offer the second for a burnt offering, according to the manner: and the priest shall make an atonement for him for his sin which he has sinned, and it shall be forgiven him.
11 Әгәр икки пахтәк яки икки бачкини кәлтүрүшкә қурби йәтмисә, ундақта гуна қилған киши гуна қурбанлиғи үчүн есил ундин бир әфаһниң ондин бирини кәлтүрсун; бу гуна қурбанлиғи болғачқа у униң үстигә зәйтун мейи қуймисун яки үстигә һеч қандақ мәстики салмисун; чүнки у гуна қурбанлиғи болиду.
But if he be not able to bring two turtledoves, or two young pigeons, then he that sinned shall bring for his offering the tenth part of an ephah of fine flour for a sin offering; he shall put no oil on it, neither shall he put any frankincense thereon: for it is a sin offering.
12 У уни каһинниң қешиға кәлтүрсун вә каһин буниңдин [сунғучиниң] «ядлиниш үлүши» сүпитидә бир чаңгал елип, шуни Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқларға қошуп, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду.
Then shall he bring it to the priest, and the priest shall take his handful of it, even a memorial thereof, and burn it on the altar, according to the offerings made by fire to the LORD: it is a sin offering.
13 Бу йол билән у шу гуналардин қайсисини қилған болса, каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду. Ашлиқ һәдийәләрдикигә охшаш қалған қисми каһинға тәвә болиду.
And the priest shall make an atonement for him as touching his sin that he has sinned in one of these, and it shall be forgiven him: and the remnant shall be the priest’s, as a meat offering.
14 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
And the LORD spoke to Moses, saying,
15 Бириси билмәй Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән итаәтсизлик қилип гуна өткүзсә, ундақта у Пәрвәрдигарниң алдиға ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; шу итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң баһасини сән муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә күмүч шәкәлгә тохтатқин.
If a soul commit a trespass, and sin through ignorance, in the holy things of the LORD; then he shall bring for his trespass to the LORD a ram without blemish out of the flocks, with your estimation by shekels of silver, after the shekel of the sanctuary, for a trespass offering.
16 Андин шу киши муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән өткүзгән хаталиғидин болған зиянни толдурсун, шундақла зиянниң бәштин бири бойичә қошуп каһинға төләм төлисун. Бу йол билән каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң вастиси билән униң үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
And he shall make amends for the harm that he has done in the holy thing, and shall add the fifth part thereto, and give it to the priest: and the priest shall make an atonement for him with the ram of the trespass offering, and it shall be forgiven him.
17 Әгәр бириси билмәй Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң бирәрисигә хилаплиқ қилип, гунакар болған болса у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду;
And if a soul sin, and commit any of these things which are forbidden to be done by the commandments of the LORD; though he knew it not, yet is he guilty, and shall bear his iniquity.
18 шундақ болса, у ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәттә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң билмәй өткүзгән итаәтсизлиги үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу итаәтсизлик гунайи униңдин кәчүрүлиду.
And he shall bring a ram without blemish out of the flock, with your estimation, for a trespass offering, to the priest: and the priest shall make an atonement for him concerning his ignorance wherein he erred and knew it not, and it shall be forgiven him.
19 Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду; чүнки у дәрһәқиқәт Пәрвәрдигарниң алдида итаәтсизлик қилған.
It is a trespass offering: he has certainly trespassed against the LORD.