< Лавийлар 4 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Бириси билмәй езип, Пәрвәрдигар «қилма» дәп буйруған һәр қандақ әмирләрдин биригә хилаплиқ қилип селип, гуна қилса, [төвәндикидәк қилсун]: —
3 — әгәр мәсиһләнгән каһин хәлиқни гунаға путлаштуридиған бир гунани қилса, ундақта у бу қилған гунайи үчүн бир беҗирим яш топақни елип келип, Пәрвәрдигарға гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
4 У топақни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, қолини униң бешиға қоюп, андин топақни Пәрвәрдигарниң һозурида боғузлисун.
5 Андин мәсиһләнгән каһин топақниң қенидин азғина елип, җамаәт чедири ичигә көтирип апарсун;
6 каһин шу йәрдә бармиғини қанға чилап, қанни муқәддәс җайниң пәрдисиниң алдида, Пәрвәрдигарниң һозурида йәттә мәртивә сәпсун.
7 Шундақла каһин қандин елип, җамаәт чедири ичидә Пәрвәрдигарниң алдида турған хушбуйгаһниң мүңгүзлиригә сүрсун. Топақниң қалған һәммә қенини болса, җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдидики көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун;
8 андин у гуна қурбанлиғи болған топақниң ичидин һәммә мейини аҗритип чиқарсун — йәни ич қарнини йөгәп турған май билән қалған ич мейи,
9 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини аҗратсун
10 (худди енақлиқ қурбанлиғи болған калиниң ичидики май аҗритилғандәк); андин каһин буларни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң үстидә көйдүрсун.
11 Лекин топақниң териси билән һәммә гөши, баш билән пачақлири, ич қарни билән жинини,
12 йәни пүткүл топақниң қалған қисимлирини чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, пак бир йәргә, йәни күлләр төкүлидиған җайға елип чиқип, отунниң үстидә отта көйдүрсун. Булар күлләр төкүлидиған җайда көйдүрүветилсун.
13 Әгәр пүткүл Исраил җамаити өзи билмигән һалда езип гуна қилған болса, Пәрвәрдигарниң «қилма» дәп буйруған һәр қандақ әмирлиригә хилаплиқ ишларниң бирини қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
14 шундақла уларниң садир қилған гунайи айдиңлашқан болса, ундақта җамаәт гуна қурбанлиғи сүпитидә бир яш топақни сунуп җамаәт чедириниң алдиға кәлтүрсун.
15 Җамаәтниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң алдида қоллирини топақниң бешиға қоюп, андин топақни Пәрвәрдигарниң алдида боғузлисун.
16 Мәсиһләнгән каһин топақниң қенидин азғина елип җамаәт чедири ичигә елип кирсун;
17 шу йәрдә бармиғини қанға чилап, қанни [муқәддәс җайниң] пәрдисиниң алдида, Пәрвәрдигарниң һозурида йәттә мәртивә сәпсун.
18 Шундақла каһин қандин елип җамаәт чедири ичидә Пәрвәрдигарниң алдида турған хушбуйгаһниң мүңгүзлиригә сүрсун. Топақниң қалған һәммә қенини болса, җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдидики көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун;
19 каһин [топақниң] ичидин барлиқ мейини аҗритип елип, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун.
20 У гуна қурбанлиғи болған илгәрки топақни қилғиниға охшаш бу топақниму шундақ қилсун; вә дәл шундақ қилиши керәк; шу йол билән каһин улар үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна улардин кәчүрүлиду.
21 Андин у топақни чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, илгәрки топақни көйдүргәндәк бу топақниму көйдүрсун. Бу җамаәт үчүн гуна қурбанлиғи болиду.
22 Әгәр бир әмир билмәй униң Худаси Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң биригә хилаплиқ қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
23 вә қилған гунайи өзигә мәлум қилинған болса, ундақта у өзи қурбанлиқ үчүн беҗирим бир текини сунсун;
24 у қолини текиниң бешиға қоюп, андин уни көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған һайванларни боғузлайдиған җайға елип берип Пәрвәрдигарниң алдида боғузлисун. Бу бир гуна қурбанлиғи болиду.
25 Каһин гуна қурбанлиғиниң қенидин бармиғиға азғина елип, уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; андин қалған қенини көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң түвигә төкүп қойсун.
26 У енақлиқ қурбанлиғи қилинған һайванниң мейини көйдүргәндәк, униң барлиқ мейини қурбангаһта көйдүрсун. Бу йол билән каһин уни гунайидин пакландуруш үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу гунайи униңдин кәчүрүлиду.
27 Әгәр пухралардин бири билмәй униң Худаси Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң биригә хилаплиқ қилип селип, гунаға чүшүп қалса,
28 вә қилған гунайи өзигә мәлум қилинған болса, ундақта у өзиниң, йәни у садир қилған гунайи үчүн қурбанлиқ қилишқа беҗирим бир чиши өшкини сунсун;
29 у қолини гуна қурбанлиғиниң бешиға қоюп, андин уни көйдүрмә қурбанлиқларни боғузлайдиған җайға елип берип боғузлисун.
30 Андин каһин униң қенидин бармиғиға азғина елип уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; қалған барлиқ қенини қурбангаһниң түвигә төкүп қойсун.
31 Енақлиқ қурбанлиғи қилинған һайванниң мейи ичидин аҗритилғандәк униңму һәммә мейини аҗритип чиқарсун; каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрсун дәп қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.
32 Әгәр у киши гуна қурбанлиғи үчүн қоза кәлтүрүшни халиса, беҗирим бир чиши қозини сунсун.
33 У қолини гуна қурбанлиғи [қозисиниң] бешиға қоюп, көйдүрмә қурбанлиқлар боғузлинидиған җайға елип берип, уни гуна қурбанлиғи сүпитидә боғузлисун.
34 Андин каһин гуна қурбанлиғиниң қенидин бармиғиға азғина елип уни көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиниң мүңгүзлиригә сүрүп қойсун; униң қалған барлиқ қенини у қурбангаһниң түвигә төкүп қойсун.
35 Енақлиқ қурбанлиғи қилинған қозиниң мейи ичидин аҗритилғандәк, униңму һәммә мейини аҗритип чиқарсун; каһин буларни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған барлиқ қурбанлиқларға қошуп, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Шу йол билән каһин униң садир қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.