< Лавийлар 3 >

1 Бирисиниң сунидиғини енақлиқ қурбанлиғи болса, шундақла калилардин сунса, у Пәрвәрдигарниң һозуриға беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун.
If someone offers a sacrifice which is a fellowship offering of an animal from the herd, whether male or female, he must offer an animal without blemish before Yahweh.
2 У сунидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш еғизи алдида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
He will lay his hand on the head of his offering and kill it at the door of the tent of meeting. Then Aaron's sons the priests will sprinkle its blood on the sides of the altar.
3 Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип
The man will offer the sacrifice of a fellowship offering by fire to Yahweh. The fat that covers or is connected to the inner parts,
4 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
and the two kidneys and the fat that is on them by the loins, and the lobe of the liver, with the kidneys—he will remove all of this.
5 Һарунниң оғуллири болса буларни қурбангаһниң үстигә кәлтүрүп от үстигә қоюлған отунниң үстидики көйдүрмә қурбанлиққа қошуп көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған қурбанлиқ болиду.
Aaron's sons will burn that on the altar with the burnt offering, which is on the wood that is on the fire. This will produce a sweet aroma for Yahweh; it will be an offering made to him by fire.
6 Бирисиниң Пәрвәрдигарға қилидиған енақлиқ қурбанлиғи үчүн сунидиғини ушшақ малдин болса, ундақта у беҗирим бир әркикини яки чишисини кәлтүрсун.
If the man's sacrifice of a fellowship offering to Yahweh is from the flock; male or female, he must offer a sacrifice without blemish.
7 Әгәр униң қурбанлиғи қой болса уни Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп,
If he offers a lamb for his sacrifice, then he must offer it before Yahweh.
8 қурбанлиқ қилидиған бу һайванниң бешиға қолини қоюп, андин уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
He will lay his hand on the head of his sacrifice and kill it before the tent of meeting. Then Aaron's sons will sprinkle its blood on the sides of the altar.
9 Сунғучи киши бу енақлиқ қурбанлиғидин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини, йәни униң мейини елип беғишлисун, — пүтүн майлиқ қуйруғини униң омуртқисиға йеқин йәрдин аҗритип елип, ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,
The man will offer the sacrifice of fellowship offerings as an offering made by fire to Yahweh. The fat, the entire fat tail cut away close to the backbone, and the fat that covers the inner parts and all the fat that is near the inner parts,
10 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
and the two kidneys and the fat that is with them, which is by the loins, and the lobe of the liver, with the kidneys—he will remove all of this.
11 Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған таам һәдийәси болиду.
Then the priest will burn it all on the altar as a burnt offering of food to Yahweh.
12 Униң сунидиғини өшкә болса, буни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрсун.
If the man's offering is a goat, then he will offer it before Yahweh.
13 У қолини униң бешиға қоюп, андин уни җамаәт чедириниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
He must lay his hand on the head of the goat and kill it before the tent of meeting. Then the sons of Aaron will sprinkle its blood on the sides of the altar.
14 Андин сунғучи киши бу қурбанлиқтин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,
The man will offer his sacrifice made by fire to Yahweh. He will remove the fat that covers the inner parts, and all the fat near the inner parts.
15 икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
He will also remove the two kidneys and the fat that is with them, which is by the loins, and the lobe of the liver with the kidneys.
16 Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған таам һәдийәси болиду. Майниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвәдур.
The priest will burn all that on the altar as a burnt offering of food, to produce a sweet aroma. All the fat belongs to Yahweh.
17 Бу һәр қандақ турар җайиңларда силәргә әбәдий бәлгүлимә болиду; силәр һеч қандақ май яки қан йемәслигиңлар керәк.
It will be a permanent statute throughout your people's generations in every place you make your home, that you must not eat fat or blood.'”

< Лавийлар 3 >