< Лавийлар 27 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду;
Sǝn Israillarƣa mundaⱪ degin: — Əgǝr birsi pǝwⱪul’addǝ bir ⱪǝsǝm ⱪilip mǝlum kixining jenini Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan bolsa, undaⱪta xu kixigǝ sǝn bekitkǝn jenining ⱪimmitining nǝrhi tɵwǝndikidǝk bolidu;
3 Йеши жигирмә билән атмишниң арилиғида болған әр киши болса, сән тохтитидиған қиммити муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун; униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун.
Yexi yigirmǝ bilǝn atmixning ariliⱪida bolƣan ǝr kixi bolsa, sǝn tohtitidiƣan ⱪimmiti muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ bolsun; uning ⱪimmiti ǝllik xǝkǝl kümüxkǝ tohtitilsun.
4 Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун.
Ayal kixi bolsa, aranglarda tohtitilƣan ⱪimmiti ottuz xǝkǝl bolsun.
5 Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун.
Əgǝr yexi bǝx bilǝn yigirmining ariliⱪida bolsa, ǝrkǝk üqün tohtitilidiƣan ⱪimmiti yigirmǝ xǝkǝl bolup, ayal kixi üqün on xǝkǝl bolsun.
6 Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун.
Əgǝr yexi bir ay bilǝn bǝx yaxning ariliⱪida bolsa, tohtitilidiƣan ⱪimmiti oƣul bala üqün bǝx xǝkǝl, ⱪiz bala üqün üq xǝkǝl kümüx bolsun.
7 Әгәр атмиш я униңдин чоңрақ яштики киши болса, тохтитилидиған қиммити әр киши үчүн он бәш шәкәл, хотун киши үчүн он шәкәл болсун.
Əgǝr atmix ya uningdin qongraⱪ yaxtiki kixi bolsa, tohtitilidiƣan ⱪimmiti ǝr kixi üqün on bǝx xǝkǝl, hotun kixi üqün on xǝkǝl bolsun.
8 Әгәр бириси тохтитилған қиммитини төләшкә қурби йәтмисә, у өзини каһинниң алдида тәқ қилсун; каһин униң қиммитини бекитсун. Каһин қәсәм қилғучиниң әһвалиға қарап униң қиммитини тохтитип бәрсун.
Əgǝr birsi tohtitilƣan ⱪimmitini tɵlǝxkǝ ⱪurbi yǝtmisǝ, u ɵzini kaⱨinning aldida tǝⱪ ⱪilsun; kaⱨin uning ⱪimmitini bekitsun. Kaⱨin ⱪǝsǝm ⱪilƣuqining ǝⱨwaliƣa ⱪarap uning ⱪimmitini tohtitip bǝrsun.
9 Әгәр бириси [қәсәм қилип] Пәрвәрдигарға қурбанлиқ болушқа лайиқ болидиған бир һайванни униңға атиған болса, ундақта шундақ һайванлар Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун;
Əgǝr birsi [ⱪǝsǝm ⱪilip] Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ boluxⱪa layiⱪ bolidiƣan bir ⱨaywanni uningƣa atiƣan bolsa, undaⱪta xundaⱪ ⱨaywanlar Pǝrwǝrdigarƣa atap mutlǝⱪ muⱪǝddǝs sanalsun;
10 һайван начар болса униң орниға яхшини яки яхшиниң орниға начирини тегишишкә яки орниға башқисини алмаштурушқа һәргиз болмайду. Мабада атиғучи у һайванниң орниға йәнә бир һайванни йәңгүшлимәкчи болса, Авалқиси билән орниға әкәлгининиң һәр иккиси муқәддәс саналсун.
ⱨaywan naqar bolsa uning orniƣa yahxini yaki yahxining orniƣa naqirini tegixixkǝ yaki orniƣa baxⱪisini almaxturuxⱪa ⱨǝrgiz bolmaydu. Mubada atiƣuqi u ⱨaywanning orniƣa yǝnǝ bir ⱨaywanni yǝnggüxlimǝkqi bolsa, Awwalⱪisi bilǝn orniƣa ǝkǝlginining ⱨǝr ikkisi muⱪǝddǝs sanalsun.
11 Әгәр һайван Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиққа лайиқ болмайдиған бир «напак» һайван болса, ундақта у һайванни каһинниң алдиға елип кәлсун;
Əgǝr ⱨaywan Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan ⱪurbanliⱪⱪa layiⱪ bolmaydiƣan bir «napak» ⱨaywan bolsa, undaⱪta u ⱨaywanni kaⱨinning aldiƣa elip kǝlsun;
12 андин каһин өзи униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин қиммитини қанчә тохтатқан болса шундақ болсун.
andin kaⱨin ɵzi uning yahxi-yamanliⱪiƣa ⱪarap ⱪimmitini tohtatsun; kaⱨin ⱪimmitini ⱪanqǝ tohtatⱪan bolsa xundaⱪ bolsun.
13 Әгәр егиси пул төләп һайванни қайтурувлмақчи болса, тохтитилған қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун.
Əgǝr igisi pul tɵlǝp ⱨaywanni ⱪayturuwlmaⱪqi bolsa, tohtitilƣan ⱪimmitigǝ yǝnǝ uning bǝxtin birini ⱪoxup bǝrsun.
14 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға муқәддәс болсун дәп өйини униңға атап муқәддәс қилса, каһин униң яхши-яманлиғиға қарап қиммитини тохтатсун; каһин униң қиммитини қанчә тохтатқан болса, шу қиммити инавәтлик болиду.
Əgǝr birsi Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs bolsun dǝp ɵyini uningƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilsa, kaⱨin uning yahxi-yamanliⱪiƣa ⱪarap ⱪimmitini tohtatsun; kaⱨin uning ⱪimmitini ⱪanqǝ tohtatⱪan bolsa, xu ⱪimmiti inawǝtlik bolidu.
15 Кейин әгәр өйни атиғучи киши уни қайтурувалмақчи болса, у тохтитилған қиммитигә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; андин өй йәнә униң болиду.
Keyin ǝgǝr ɵyni atiƣuqi kixi uni ⱪayturuwalmaⱪqi bolsa, u tohtitilƣan ⱪimmitigǝ uning bǝxtin birini ⱪoxup bǝrsun; andin ɵy yǝnǝ uning bolidu.
16 Әгәр бириси өз мал-мүлки болған етизлиқниң бир қисмини Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилса, қиммити униңға қанчилик уруқ терилидиғанлиғиға қарап тохтитилсун; бир хомир арпа уруғи кетидиған йәр болса, қиммити әллик шәкәл көмүшкә тохтитилсун.
Əgǝr birsi ɵz mal-mülki bolƣan etizliⱪning bir ⱪismini Pǝrwǝrdigarƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilsa, ⱪimmiti uningƣa ⱪanqilik uruⱪ terilidiƣanliⱪiƣa ⱪarap tohtitilsun; bir homir arpa uruⱪi ketidiƣan yǝr bolsa, ⱪimmiti ǝllik xǝkǝl kümüxkǝ tohtitilsun.
17 Әгәр бириси «азатлиқ жили»дин тартип өз етизлиғини муқәддәс қилса, сән қанчә тохтатсаң шу болсун.
Əgǝr birsi «azadliⱪ yili»din tartip ɵz etizliⱪini muⱪǝddǝs ⱪilsa, sǝn ⱪanqǝ tohtatsang xu bolsun.
18 Лекин әгәр бириси «азатлиқ жили»дин кейин өз етизлиғини муқәддәс қилған болса, каһин келидиған азатлиқ жилиғичә қанчилик жиллар қалғанлиғини һесаплап қиммитини тохтатсун. Өтүп кәткән жилларға қарап толуқ баһадин мувапиқ пул кемәйтилсун.
Lekin ǝgǝr birsi «azadliⱪ yili»din keyin ɵz etizliⱪini muⱪǝddǝs ⱪilƣan bolsa, kaⱨin kelidiƣan azadliⱪ yiliƣiqǝ ⱪanqilik yillar ⱪalƣanliⱪini ⱨesablap ⱪimmitini tohtatsun. Ɵtüp kǝtkǝn yillarƣa ⱪarap toluⱪ baⱨadin muwapiⱪ pul kemǝytilsun.
19 Әгәр бириси өз етизлиғини муқәддәс қилғандин кейин пул төләп уни қайтурувалмақчи болса, у сән тохтатқан қиммитигә йәнә униң бәштин бирини қошуп бәрсун; шуниң билән етизлиқ униң өз қолиға қайтиду.
Əgǝr birsi ɵz etizliⱪini muⱪǝddǝs ⱪilƣandin keyin pul tɵlǝp uni ⱪayturuwalmaⱪqi bolsa, u sǝn tohtatⱪan ⱪimmitigǝ yǝnǝ uning bǝxtin birini ⱪoxup bǝrsun; xuning bilǝn etizliⱪ uning ɵz ⱪoliƣa ⱪaytidu.
20 Әгәр у пул берип етизлиқни қайтурувалмиған болса яки башқа бирисигә сетип бәргән болса, кейин шу етизлиқни қайтурувелишқа болмайду,
Əgǝr u pul berip etizliⱪni ⱪayturuwalmiƣan bolsa yaki baxⱪa birsigǝ setip bǝrgǝn bolsa, keyin xu etizliⱪni ⱪayturuwelixⱪa bolmaydu,
21 Бәлки азатлиқ жили кәлгәндә етизлиқ «егисигә қайтурулидиғанда» у мутләқ беғишланған йәргә охшаш, Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинип, мирас һоқуқи каһинға өтиду.
Bǝlki azadliⱪ yili kǝlgǝndǝ etizliⱪ «igisigǝ ⱪayturulidiƣanda» u mutlǝⱪ beƣixlanƣan yǝrgǝ ohxax, Pǝrwǝrdigarƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilinip, miras ⱨoⱪuⱪi kaⱨinƣa ɵtidu.
22 Әгәр бириси сетивалған амма өз мираси болмиған бир парчә йәр-етизни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилған болса,
Əgǝr birsi setiwalƣan ǝmma ɵz mirasi bolmiƣan bir parqǝ yǝr-etizni Pǝrwǝrdigarƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilƣan bolsa,
23 каһин азатлиқ жилиғичә қалған жилни һесаплап, қиммитини тохтатсун. Андин у күни шу киши тохтитилған қиммитини Пәрвәрдигарға муқәддәс қилған нәрсә сүпитидә кәлтүрсун.
kaⱨin azadliⱪ yiliƣiqǝ ⱪalƣan yilni ⱨesablap, ⱪimmitini tohtatsun. Andin u küni xu kixi tohtitilƣan ⱪimmitini Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs ⱪilƣan nǝrsǝ süpitidǝ kǝltürsun.
24 Лекин азатлиқ жили кәлгәндә, етизлиқ кимдин елинған болса, шу кишигә, йәни әслидики егисигә қайтуруп берилсун.
Lekin azadliⱪ yili kǝlgǝndǝ, etizliⱪ kimdin elinƣan bolsa, xu kixigǝ, yǝni ǝslidiki igisigǝ ⱪayturup berilsun.
25 Сән тохтитидиған барлиқ қиммәтләр болса һемишә муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бочичә һесаплансун; бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр болиду.
Sǝn tohtitidiƣan barliⱪ ⱪimmǝtlǝr bolsa ⱨǝmixǝ muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boqiqǝ ⱨesablansun; bir xǝkǝl yigirmǝ gǝraⱨⱪa barawǝr bolidu.
26 Лекин чарпайниң тунҗа балиси тунҗа бала болғанлиғи сәвәвидин әслидинла Пәрвәрдигарға атилидиған болғачқа, кала болсун, қой-өшкә болсун һеч ким уни «Худаға атап» муқәддәс қилмисун; чүнки у әслидә Пәрвәрдигарниң еди.
Lekin qarpayning tunji balisi tunji bala bolƣanliⱪi sǝwǝbidin ǝslidinla Pǝrwǝrdigarƣa atilidiƣan bolƣaqⱪa, kala bolsun, ⱪoy-ɵqkǝ bolsun ⱨeqkim uni «Hudaƣa atap» muⱪǝddǝs ⱪilmisun; qünki u ǝslidǝ Pǝrwǝrdigarning idi.
27 Әгәр у напак бир һайвандин туғулған болса, егиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип, андин өзигә қайтурувалсун; лекин әгәр егиси уни өзигә қайтурувалмаймән десә, бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун.
Əgǝr u napak bir ⱨaywandin tuƣulƣan bolsa, igisi sǝn tohtatⱪan ⱪimmǝtkǝ yǝnǝ uning bǝxtin birini ⱪoxup berip, andin ɵzigǝ ⱪayturuwalsun; lekin ǝgǝr igisi uni ɵzigǝ ⱪayturuwalmaymǝn desǝ, bu ⱨaywan sǝn tohtatⱪan ⱪimmǝtkǝ setilsun.
28 Әгәр бириси Пәрвәрдигарға өз мелидин, адәм болсун, һайван болсун яки мирас йери болсун, Пәрвәрдигарға мутләқ атиған болса, ундақ нәрсә һәргиз сетилмисун яки бәдәл төләш биләнму қайтурулмисун. Пәрвәрдигарға мутләқ аталған һәр нәрсә болса «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинип, униңға хас болиду.
Əgǝr birsi Pǝrwǝrdigarƣa ɵz melidin, adǝm bolsun, ⱨaywan bolsun yaki miras yeri bolsun, Pǝrwǝrdigarƣa mutlǝⱪ atiƣan bolsa, undaⱪ nǝrsǝ ⱨǝrgiz setilmisun yaki bǝdǝl tɵlǝx bilǝnmu ⱪayturulmisun. Pǝrwǝrdigarƣa mutlǝⱪ atalƣan ⱨǝrnǝrsǝ bolsa «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinip, uningƣa has bolidu.
29 Әгәр бир адәм Худаға мутләқ хас аталған болса, ундақта униң үчүн бәдәл берилип, қайтурувелинишқа һәргиз болмайду; у чоқум өлтүрүлүши керәк.
Əgǝr bir adǝm Hudaƣa mutlǝⱪ has atalƣan bolsa, undaⱪta uning üqün bǝdǝl berilip, ⱪayturuwelinixⱪa ⱨǝrgiz bolmaydu; u qoⱪum ɵltürülüxi kerǝk.
30 Йәр-зиминдин чиққан һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә болса, йәрниң данлиқ зираәтлири болсун яки дәрәқләрниң мевиси болсун, Пәрвәрдигарниңки болиду; у Пәрвәрдигарға муқәддәс қилинғандур.
Yǝr-zemindin qiⱪⱪan ⱨǝmmǝ ⱨosulning ondin biri bolƣan ɵxrǝ bolsa, yǝrning danliⱪ ziraǝtliri bolsun yaki dǝrǝhlǝrning mewisi bolsun, Pǝrwǝrdigarningki bolidu; u Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝs ⱪilinƣandur.
31 Бириси өз өшрилиридин мәлум бир нәрсини бәдәл берип қайтурувалмақчи болса, у шуниңға йәнә униң қиммитиниң бәштин бирини қошуп берип, қайтурувалсун.
Birsi ɵz ɵxriliridin mǝlum birnǝrsini bǝdǝl berip ⱪayturuwalmaⱪqi bolsa, u xuningƣa yǝnǝ uning ⱪimmitining bǝxtin birini ⱪoxup berip, ⱪayturuwalsun.
32 Кала яки қой-өшкә падисидин елинидиған өшрә болса падичиниң тайиғи астидин өткүзүлгән һайванлардин һәр онинчиси болсун; Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс қилинғини шу болсун.
Kala yaki ⱪoy-ɵqkǝ padisidin elinidiƣan ɵxrǝ bolsa padiqining tayiⱪi astidin ɵtküzülgǝn ⱨaywanlardin ⱨǝr oninqisi bolsun; Pǝrwǝrdigarƣa atilip muⱪǝddǝs ⱪilinƣini xu bolsun.
33 Һеч ким униң яхши-яманлиғиға қаримисун вә яки уни алмаштурмисун; әгәр уни алмаштуримән десә, Авалқиси билән орниға алмаштурулған һәр иккиси муқәддәс саналсун; у һәргиз бәдәл төлүп қайтурувелинмисун.
Ⱨeqkim uning yahxi-yamanliⱪiƣa ⱪarimisun wǝ yaki uni almaxturmisun; ǝgǝr uni almaxturimǝn desǝ, Awwalⱪisi bilǝn orniƣa almaxturulƣan ⱨǝr ikkisi muⱪǝddǝs sanalsun; u ⱨǝrgiz bǝdǝl tɵlüp ⱪayturuwelinmisun.
34 Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға тапилған, Исраилларға тапшуруш керәк болған әмирләр мана шулар еди.
Pǝrwǝrdigar Sinay teƣida Musaƣa tapilƣan, Israillarƣa tapxurux kerǝk bolƣan ǝmrlǝr mana xular idi.

< Лавийлар 27 >