< Лавийлар 26 >
1 Силәр өзүңлар үчүн һеч қандақ бут ясимаңлар яки өзүңларға һеч ойма мәбуд яки һәйкәл-түврүкни турғузмаңлар яки уларға баш урушқа оюлған нәқишлик ташларни зиминиңларда һәргиз тиклимәңлар; чүнки Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Siler özünglar üchün héchqandaq but yasimanglar yaki özünglargha héch oyma mebud yaki heykel-tüwrükni turghuzmanglar yaki ulargha bash urushqa oyulghan neqishlik tashlarni zémininglarda hergiz tiklimenglar; chünki Özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
2 Мениң шабат күнлиримни тутуп, муқәддәс җайимға ихласмән болуңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Méning shabat künlirimni tutup, muqeddes jayimgha ixlasmen bolunglar. Men Perwerdigardurmen.
3 Әгәр силәр мениң бәлгүлимилиримдә меңип, әмирлиримни тутуп уларға әмәл қилсаңлар,
Eger siler méning belgilimilirimde méngip, emrlirimni tutup ulargha emel qilsanglar,
4 Мән йериңларниң өз һосулини берип турушиға, даладики дәрәқләрниң мевисини чиқиришиға вақтида ямғурлириңларни яғдуруп туримән.
Men yéringlarning öz hosulini bérip turushigha, daladiki derexlerning méwisini chiqirishigha waqtida yamghurliringlarni yaghdurup turimen.
5 Шуниң билән хаман тепиш вақти үзүм жиғиш пәслигичә болиду, үзүм жиғиш вақти терилғу вақтиғичә болиду; силәр нениңларни тоюнғичә йәп, өз зиминиңларда теч-аман турисиләр.
Shuning bilen xaman tépish waqti üzüm yighish pesligiche bolidu, üzüm yighish waqti térilghu waqtighiche bolidu; siler néninglarni toyun’ghuche yep, öz zémininglarda tinch-aman turisiler.
6 Мән зиминға арам-течлиқ ата қилимән, шуниң билән һеч ким силәрни қорқиталмайду, арамхуда йетип ухлайсиләр; вәһший һайванларни зиминдин йоқитимән, қиличму зиминиңлардин өтмәйду;
Men zémin’gha aram-tinchliq ata qilimen, shuning bilen héchkim silerni qorqitalmaydu, aramxuda yétip uxlaysiler; wehshiy haywanlarni zémindin yoqitimen, qilichmu zémininglardin ötmeydu;
7 силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
siler düshmenliringlarni qoghlaysiler, ular aldinglarda qilichlinip yiqilidu.
8 Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
Silerdin besh kishi yüz kishini qoghlaydu, yüz kishi on mingni qachuridu; düshmenliringlar bolsa aldinglarda qilichlinip yiqilidu.
9 Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрзәнт көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән.
Men silerge yüzümni qaritip, silerni perzent körgüzüp köpeytimen, siler bilen baghlighan ehdemni mezmut turghuzimen.
10 Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр.
Siler téxiche uzun saqlan’ghan kona ashliqni yewatqininglarda, yéngi ashliq chiqidu; yéngisi wejidin konisini chiqiriwétisiler.
11 Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду.
Men Öz makanimni aranglarda turghuzimen we qelbim silerdin nepretlenmeydu.
12 Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
Men aranglarda méngip silerning Xudayinglar bolimen we siler Méning xelqim bolisiler.
13 Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
Men silerni Misirda ularning qulliri bolushtin hör qilishqa shu zéminidin chiqarghan Xudayinglar Perwerdigardurmen; Men boyunturuqunglarning asaretlirini sundurup, qeddinglarni tik qilip mangghuzdum.
14 Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
Halbuki, eger siler Manga qulaq salmay, bu emrlerning hemmisige emel qilmay,
15 бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
belgilimilirimni tashlap, qelbinglardin hökümlirimni yaman körüp, barliq emrlirimni tutmay, ehdemni buzsanglar,
16 Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
Menmu béshinglargha shu ishlarni chüshürimenki, — Men silerge wehime sélip, közünglarni kor qilidighan, jéninglarni zeipleshtüridighan sil-waba késili, kézik késilini béshinglargha chüshürimen. Siler uruqunglarni bikar chéchip-tériysiler, chünki düshmenliringlar uni yep kétidu.
17 Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
Men yüzümni silerge qarshi qilimen, shuning bilen siler düshmenliringlardin urulup qachidighan bolisiler; silerni öch körgüchiler üstünglardin hökümranliq qilidu; héchkim silerni qoghlimisimu, qachisiler.
18 Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
Bulardin héch ibret almay, belki Manga yene qulaq salmisanglar, Men gunahliringlar tüpeylidin silerge bolghan jazani yette hesse éghirlitimen,
19 күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
küch-heywenglardin bolghan hakawurluqinglarni sundurimen; asmininglarni tömürdek qilip, yéringlarni mistek qiliwétimen;
20 әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
ejir-japayinglar bikargha kétidu, yéringlar hosul bermeydu, daladiki derexlerge méwe chüshmeydu.
21 Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән.
Eger yenila Men bilen qarshi mangsanglar, shundaqla Manga qulaq salmisanglar, Men gunahliringlargha layiq béshinglargha chüshidighan waba-külpetlerni yene yette hesse éghirlitimen.
22 Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду.
Aranglargha silerni baliliringlardin juda qilidighan, charpayliringlarni yoqitidighan, silerni azlitidighan yawayi haywanlarni ewetimen; yol-kochiliringlar ademzatsiz chöldek bolup qalidu.
23 Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар,
Siler bu ishlar arqiliq ibret-terbiye almay, belki yenila Manga qarshi mangsanglar,
24 Мәнму силәргә қарши меңип, гунайиңлар түпәйлидин болған җазани йәнә йәттә һәссә еғирлитип, Мән Өзүм силәрни уримән;
Menmu silerge qarshi méngip, gunahinglar tüpeylidin bolghan jazani yene yette hesse éghirlitip, Men Özüm silerni urimen;
25 үстүңларға әһдәмни бузғанлиқниң интиқамини алидиған қилич чүшүримән; шуниң билән силәр шәһәрләргә жиғиливалисиләр, Мән араңларға ваба чүшүримән; шуниң билән силәр дүшмәнләрниң қолиға чүшисиләр.
üstünglargha ehdemni buzghanliqning intiqamini alidighan qilich chüshürimen; shuning bilen siler sheherlerge yighiliwalisiler, Men aranglargha waba chüshürimen; shuning bilen siler düshmenlerning qoligha chüshisiler.
26 Силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; он аял бир болуп бир тонурда нан йеқип, нанларни силәргә таразида тартип бериду, амма буни йегиниңлар билән тоймайсиләр.
Silerge yölenchük bolghan ashliqni qurutiwétimen; on ayal bir bolup bir tonurda nan yéqip, nanlarni silerge tarazida tartip béridu, emma buni yégininglar bilen toymaysiler.
27 Әгәр булардин һеч ибрәт алмай, маңа қулақ салмисаңлар, бәлки маңа қарши маңсаңлар,
Eger bulardin héch ibret almay, manga qulaq salmisanglar, belki manga qarshi mangsanglar,
28 Мәнму қәһр билән силәргә қарши маңимән; Мән, йәни Мән Өзүм гуналириңлар түпәйлидин җаза-тәрбийини йәнә йәттә һәссә еғирлитип чүшүримән.
Menmu qehr bilen silerge qarshi mangimen; Men, yeni Men Özüm gunahliringlar tüpeylidin jaza-terbiyini yene yette hesse éghirlitip chüshürimen.
29 Шуниң билән силәр оғуллириңларниң гөши вә қизлириңларниң гөшини йәйсиләр;
Shuning bilen siler oghulliringlarning göshi we qizliringlarning göshini yeysiler;
30 шундақла Мән қурбанлиқ «жуқури җай»лириңлани вәйран қилип, «күн түврүк»лириңларни сундуруп, өлүклириңларни сунуқ бутлириңларниң үстигә ташливетимән; Мениң қәлбим силәрдин нәпрәтлиниду.
shundaqla Men qurbanliq «yuqiri jay»liringlani weyran qilip, «kün tüwrük»liringlarni sundurup, ölükliringlarni sunuq butliringlarning üstige tashliwétimen; Méning qelbim silerdin nepretlinidu.
31 Мән шәһәрлириңларни вәйран қилип, муқәддәс җайлириңларни харап қилип, [қурбанлиғиңларниң] хушбуйлирини йәнә пуримаймән;
Men sheherliringlarni weyran qilip, muqeddes jayliringlarni xarab qilip, [qurbanliqinglarning] xushbuylirini yene purimaymen;
32 зиминни һалакәткә елип баримән; униңда олтирақлашқан дүшмәнлириңлар бу әһвалға һәйрануһәс қалиду.
zéminni halaketke élip barimen; uningda olturaqlashqan düshmenliringlar bu ehwalgha heyranuhes qalidu.
33 Силәрни әлләрниң арисиға таритип, кәйниңлардин қилични суғуруп қоғлаймән; шуниң билән зиминиңлар вәйран болуп шәһәрлириңлар харап қилиниду.
Silerni ellerning arisigha taritip, keyninglardin qilichni sughurup qoghlaymen; shuning bilen zémininglar weyran bolup sheherliringlar xarab qilinidu.
34 У вақитта, силәр дүшмәнлириңларниң зиминида туруватқиниңларда, зимин вәйранә болған барлиқ күнләрдә, зимин өз шабат күнлиридин сөйүниду; у заманда зимин дәрвәқә арам елип өз шабатлиридин сөйүниду.
U waqitta, siler düshmenliringlarning zéminida turuwatqininglarda, zémin weyrane bolghan barliq künlerde, zémin öz shabat künliridin söyünidu; u zamanda zémin derweqe aram élip öz shabatliridin söyünidu.
35 Өзи вәйранә болуп турған барлиқ күнлиридә у арам алиду, йәни силәр униңда туруватқан вақиттики шабат күнлириңларда һеч алмиған арамни әнди алиду.
Özi weyrane bolup turghan barliq künliride u aram alidu, yeni siler uningda turuwatqan waqittiki shabat künliringlarda héch almighan aramni emdi alidu.
36 Араңлардин қутулуп қалғанлар болса, улар дүшмәнләрниң зиминлирида турғинида көңүллиригә жүрәкзадилик салимән, шуниң билән улар чүшкән бир йопурмақниң шәписини аңлиса қиличтин қачқандәк қачиду; һеч ким қоғлимисиму жиқилип чүшиду.
Aranglardin qutulup qalghanlar bolsa, ular düshmenlerning zéminlirida turghinida köngüllirige yürekzadilik salimen, shuning bilen ular chüshken bir yopurmaqning shepisini anglisa qilichtin qachqandek qachidu; héchkim qoghlimisimu yiqilip chüshidu.
37 Гәрчә һеч ким уларни қоғлимисиму, дәрвәқә қиличтин жиқитилғандәк улар бир-бириниң үстигә путлишип жиқилиду; силәрдә дүшмәнлириңларға қарши турғидәк күч қалмайду.
Gerche héchkim ularni qoghlimisimu, derweqe qilichtin yiqitilghandek ular bir-birining üstige putliship yiqilidu; silerde düshmenliringlargha qarshi turghudek küch qalmaydu.
38 Әлләрниң арисида һалак болисиләр, дүшмәнлириңларниң зимини силәрни йәп кетиду.
Ellerning arisida halak bolisiler, düshmenliringlarning zémini silerni yep kétidu.
39 Араңлардин қутулуп қалғанлири болса өз рәзиллиги түпәйлидин дүшмәнлириңларниң зиминида зәиплишиду; вә ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду.
Aranglardin qutulup qalghanliri bolsa öz rezilliki tüpeylidin düshmenliringlarning zéminida zeiplishidu; we ata-bowilirining rezillikidimu yürüp, shular zeipleshkendek ularmu zeiplishidu.
40 Һалбуки, улар өзи қилған рәзиллиги билән ата-бовилириниң садир қилған рәзиллигини, Маңа йүз өрүп асийлиқ қилғинини, шундақла уларниң Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду,
Halbuki, ular özi qilghan rezilliki bilen ata-bowilirining sadir qilghan rezillikini, Manga yüz örüp asiyliq qilghinini, shundaqla ularning Manga qarshi turup mangghinini boynigha alidu,
41 шуниңдәк Мениң уларға қарши маңғинимға, шуниңдәк уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурғинимға иқрар болиду. Шуңа әгәр у вақитта уларниң хәтнисиз көңли төвән қилинип, өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилса,
shuningdek Méning ulargha qarshi mangghinimgha, shuningdek ularni düshmenlirining qoligha tapshurghinimgha iqrar bolidu. Shunga eger u waqitta ularning xetnisiz köngli töwen qilinip, öz qebihlikining jazasini qobul qilsa,
42 ундақта Мән Яқуп билән бағлиған әһдәмни яд қилип, Исһақ билән бағлиған әһдәмниму вә Ибраһим билән бағлиған әһдәмниму есимгә кәлтүримән, зиминниму яд қилимән.
undaqta Men Yaqup bilen baghlighan ehdemni yad qilip, Ishaq bilen baghlighan ehdemnimu we Ibrahim bilen baghlighan ehdemnimu ésimge keltürimen, zéminnimu yad qilimen.
43 Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.
Chünki zémin ulardin tashlinip, ularsiz bolup xarabe turghan waqitta, shabat künliridin söyünidu; ular bolsa öz qebihlikining jazasini qobul qilidu; sewebi del shuki, ular Méning hökümlirimni tashlidi, belgilimilirimni qelbidin yaman körgenidi.
44 Һалбуки, шундақ болсиму, улар өз дүшмәнлириниң зиминида турғинида Мән уларни ташлимаймән яки уларға өчлүк қилмаймән, шуниңдәк улар билән бағлиған әһдәмни бузмаймән, уларни йоқатмаймән; чүнки Мән Өзүм уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.
Halbuki, shundaq bolsimu, ular öz düshmenlirining zéminida turghinida Men ularni tashlimaymen yaki ulargha öchlük qilmaymen, shuningdek ular bilen baghlighan ehdemni buzmaymen, ularni yoqatmaymen; chünki Men Özüm ularning Xudasi Perwerdigardurmen.
45 Мән бәлки уларни дәп, уларниң Худаси болушқа әлләрниң көзи алдида Мисир зиминидин чиқирип кәлгән ата-бовилири билән бағлашқан әһдәмни есимдә тутимән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Men belki ularni dep, ularning Xudasi bolushqa ellerning közi aldida Misir zéminidin chiqirip kelgen ata-bowiliri bilen baghlashqan ehdemni ésimde tutimen. Men Perwerdigardurmen.
46 Пәрвәрдигар Мусани васитә қилип, Синай теғида өзи билән Исраилларниң оттурисида бекиткән һөкүмләр, бәлгүлимиләр вә қанунлар мана шулар еди.
Perwerdigar Musani wasite qilip, Sinay téghida özi bilen Israillarning otturisida békitken hökümler, belgilimiler we qanunlar mana shular idi.