< Лавийлар 25 >
1 Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Мән силәргә беридиған зиминға киргиниңларда у зиминниң өзиму Пәрвәрдигарға атап бир шабат арамини алсун.
3 Сән алтә жил етизиңни терип, алтә жил таллиқ беғиңни чатап, улардин һосулларни жиққин;
4 амма йәттинчи жили зиминниң өзи үчүн бир «шабатлиқ арам» болсун; у Пәрвәрдигарға аталған бир «шабат» һесаплиниду. Шу жили сән етизиңни теримайсән вә таллиғиңни чатимайсән.
5 Өзлүгидин үнүп чиққан һосулни ормайсән; вә чаталмиған таллириңниң үзүмлирини үзмәйсән; чүнки шу жил зимин арам алидиған жилдур.
6 Һалбуки, зимин шабат жилида чиқарған һосул һәммиңларға озуқ болиду, йәни өзүң үчүн, қул-дедигиң үчүн, мәдикариң үчүн вә сениңкидә туруватқан мусапир үчүн, шуниңдәк мал-варанлириң үчүн
7 Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду.
8 Шуниңдәк сән йәттә қетимлиқ шабат жилини, йәни йәттә һәссә йәттә жилни саниғин; йәттә шабат жил күнлири қириқ тоққуз жил болиду.
9 Шунчилик вақит өтүп, йәттинчи айда, айниң онинчи күни, кафарәт күнидә бурға челип садасини жуқури чиқирисиләр; кафарәт күниниң өзидә силәр пүткүл зиминиңларда бурғиниң садасини аңлитисиләр.
10 Шу әллигинчи жилини силәр муқәддәс дәп билип, пүткүл зиминда униңда барлиқ туруватқанларниң һәммисигә азатлиқни җакалишиңлар керәк. Шу жил силәргә «азатлиқ жили» болиду, һәр бириңлар өз йәр-мүлүклириңларға қайтисиләр, һәр бириңлар өз аилә-җәмәтиңларға қайтип барисиләр.
11 Бу әллигинчи жили силәргә бир азатлиқ жили болсун; у жили һеч немә теримайсиләр, өзлүгидин үнүп чиққан һосулниму ормайсиләр вә чаталмиған таллириңларниң үзүмлириниму жиғмайсиләр.
12 Чүнки бу азатлиқ жили болуп, силәргә муқәддәс һесаплансун; униң һосулини болса, етиз-далилардин тепип [һәммиңлар] йәйсиләр.
13 Азатлиқ жили араңлардики һәр бир адәм өз йәр-мүлкигә қайтсун.
14 Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар, бир-бириңларни бозәк қилмаңлар.
15 Хошнаңдин [йәрни] сетивалсаң, ундақта «азатлиқ жили»дин кейин өткән жилларниң санини һесаплап униңдин сетивелишиң керәк; уму қалған жилларниң саниға қарап, йәрниң кейинки һосуллириға асасән саңа сетип бәрсун.
16 «[Азатлиқ жили»ғичә] болған жиллар көпрәк болса, баһасини шуниңға мувапиқ жуқури көтирисән; қалған жиллар азрақ болса, баһасини шуниңға мувапиқ кемәйтсун. Чүнки қалған жилларниң һосуллири қанчә болса, у шу бойичә саңа сетип бериду.
17 Силәр бир-бириңларни бозәк қилмаңлар, бәлки Худайиңлардин қорқуңлар; чүнки Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
18 Силәр Мениң бәлгүлимилиримни тутуп, һөкүмлиримдә туруп, шуларға әмәл қилиңлар; силәр шундақ қилсаңлар, зиминиңларда теч-аман турисиләр.
19 Шуниң билән зимин силәргә өз мевисини бериду, силәр тойғидәк йәп, униңда теч-аман турисиләр.
20 Әгәр силәр: — Мана, бизгә терип һосулни жиғишқа иҗазәт берилмисә, йәттинчи жили немә йәймиз, дәп сорисаңлар,
21 [силәргә мәлум болсунки], алтинчи жилида үч жилниң һосулини бәрсун дәп, Мән үстүңларға бәрикитимни «чүш» дәп буйруймән.
22 Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр.
23 Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас.
24 Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк.
25 Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун.
26 Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса,
27 Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, [азадлиқ жилиғичә] қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун.
28 Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
29 Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30 Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31 Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32 Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33 Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, [лекин қайтуруп алмиған болса], ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34 Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35 Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.
36 Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин.
37 Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
38 Худайиңлар болушқа, Қанаан зиминини силәргә беришкә силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
39 Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;
40 бәлки у қешиңда мәдикар яки мусапирдәк турсун; азатлиқ жилиғичә сениң хизмитиңдә болсун;
41 андин азат болуп өзи билән балилири қешиңдин чиқип, өз җәмәтигә йенип берип, ата-бовилириниң йәр-мүлкигә қайтсун.
42 Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
43 Сән уларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмайсән, бәлки Худайиңдин қорққин.
44 Лекин өзүңгә қул яки дедәк алмақчи болсаң, уларни әтраптики ят әлләрдин шундақ қул я дедәк сетивалсаң болиду.
45 Булардин башқа, араңларда олтирақлашқан мусапирларниң пәрзәнтлирини вә шуларниң җәмәтидин, йәни силәр билән биллә туруватқан, зиминиңларда туғулғанлардин қуллар сетивалсаңлар болиду; шуниң билән улар силәрниң мүлкүңлар болуп қалиду.
46 Силәр мошуларни өзүңлардин кейинки балилириңларға мирас қилип, уларға мүлүк болушқа қалдурсаңлар болиду; мошуларни әбәткичә қул қилсаңлар болиду; лекин өз қериндашлириңлар болған Исраиллар арисида болса, бир-бириңларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмаслиғиңлар керәк.
47 Әгәр араңларда олтиришлиқ бир мусапир яки яқа жутлуқ бейиған вә униңға хошна қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини шу хошна мусапирға вә яки шу мусапирниң мәлум бир әвладиға сатса,
48 у сетилғандин кейин униңда пул төләп һөрлүккә чиқиш һоқуқи қалиду; униң ака-укилириниң һәр қайсиси уни һөрлүккә сетивалса болиду.
49 Шуниңдәк униң тағиси яки тағисиниң оғли вә яки җәмәтидин болған һәр қайси йеқин туққини уни һөрлүккә сетивалса болиду; яки өзиниң қурби йәтсә, пул берип өз-өзини һөрлүккә сетивалса болиду.
50 Уни сетивалидиған киши униң ғоҗиси билән гәплишип сетилған жилдин тартип азатлиқ жилиғичә қанчилик болғанлиғини һесаплап, сетивелиш баһасини жилларниң саниға қарап һесаплисун; [һөрлүк пули һесаплашта қулниң ғоҗисиға] ишләшкә керәк болған қалған күнлириниң һәққи «мәдикарниң ишлигән күнлири»дәк һесаплансун.
51 Азатлиқ жилиға йәнә хелә жиллар болса, шуни һесаплап, сетилған пулниң нисбити бойичә һөрлүк пулини һесаплап бәрсун;
52 әгәр азатлиқ жилиға аз жиллар қалған болса, уни һесап қилип, қалған қуллуқ жиллириға мувапиқ пулни яндуруп бәрсун.
53 Болмиса, қул шу ғоҗисиниң йенида жиллиқ мәдикардәк туруши керәк; униң ғоҗиси сениң көз алдиңда униңға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмисун.
54 Әгәр қул жуқуриқи йоллар билән һөрлүккә чиқалмиса, азатлиқ жили кәлгәндә қоюп берилсун — у балилири билән қошулуп азат болиду.
55 Чүнки Исраилларниң өзи Маңа қул-бәндиләрдур; улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип кәлгән қул-бәндилиримдур. Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.