< Лавийлар 24 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Yahweh spoke to Moses, saying,
2 Исраилларға чирақ һемишә йениқ туруши үчүн зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни саңа елип келишкә буйруғин.
“Command the people of Israel to bring you pure oil beaten from olives to be used in the lamp, that the light may burn continually.
3 Һарун җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртида һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларни шундақ пәрләп турсун. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
Outside the curtain before the covenant decrees in the tent of meeting, Aaron must continually, from evening to morning, keep the lamp lit before Yahweh. This will be a permanent statute throughout your people's generations.
4 Һарун һемишә Пәрвәрдигарниң алдида бу чирақларни пак чирақданниң үстигә тизип қойсун.
The high priest must always keep the lamps lit before Yahweh, the lamps on the lampstand of pure gold.
5 Сән йәнә есил буғдай унидин он икки тоғачни әткин. Һәр бир тоғач бир әфаһниң ондин иккисигә баравәр болсун.
You must take fine flour and bake twelve loaves with it. There must be two-tenths of an ephah in each loaf.
6 Андин сән Пәрвәрдигарниң алдидики пак ширәниң үстигә алтидин икки қатар қилип тизғин.
Then you must set them in two rows, six in a row, on the table of pure gold before Yahweh.
7 Һәр бир қатарниң үстигә сап мәстики қойғин; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә, әсләтмә нан болиду.
You must put pure incense along each row of loaves as a representative offering. This incense will be burnt for Yahweh.
8 Буларни у Исраилларға вакалитән һәр бир шабат күни Пәрвәрдигарниң алдида тизсун; бу әбәдий бир әһдидур.
Every Sabbath day the high priest must regularly set out the bread before Yahweh on behalf of the people of Israel, as a sign of an everlasting covenant.
9 Нанлар Һарун билән униң оғуллириға тәвә болиду; улар уларни муқәддәс җайда йесун; чүнки бу нәрсиләр Пәрвәрдигарға атап отта сунулған нәрсиләр ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» дәп санилип, Һарунға тәвә болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.
This offering will be for Aaron and his sons, and they are to eat it in a place that is holy, for it is a portion from the offerings to Yahweh made by fire.”
10 Аниси Исраилий, атиси Мисирлиқ бир оғул бар еди. У Исраилларниң арисиға барди; у чедиргаһта бир Исраилий билән урушуп қалди.
Now it happened that the son of an Israelite woman, whose father was an Egyptian, went among the people of Israel. This son of the Israelite woman fought against an Israelite man in the camp.
11 Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип, [Пәрвәрдигарниң] намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди.
The son of the Israelite woman blasphemed the name of Yahweh and cursed God, so the people brought him to Moses. His mother's name was Shelomith, the daughter of Dibri, from the tribe of Dan.
12 Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә у кишини солап қойди.
They held him in custody until Yahweh himself should declare his will to them.
13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Then Yahweh spoke to Moses, saying,
14 Қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар. Униң ейтқинини аңлиғанларниң һәммиси қоллирини униң бешиға қойсун, андин пүткүл җамаәт бир болуп уни чалма-кесәк қилсун.
“Take the man who has cursed God outside the camp. All who heard him must lay their hands on his head, and then the entire assembly must stone him.
15 Һәмдә сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бирким өз Худасини һақарәтләп қарғиса өз гунайини тартиду.
You must explain to the people of Israel and say, 'Whoever curses his God must carry his own guilt.
16 Пәрвәрдигарниң намиға күпүрлүк қилған һәр қандақ киши өлүмгә мәһкүм қилинсун; пүткүл җамаәт чоқум бир болуп уни чалма-кесәк қилсун; мәйли у мусапир болсун яки йәрлик болсун, [муқәддәс] намға күпүрлүк қилса өлтүрүлсун.
He who blasphemes the name of Yahweh must surely be put to death. All the assembly must certainly stone him, whether he is a foreigner or a native-born Israelite. If anyone blasphemes the name of Yahweh, he must be put to death.
17 Әгәр бириси башқа бирисини уруп өлтүрсә, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
If anyone strikes down another human being, he must certainly be put to death.
18 Бириси бир чарпайни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләп, җанға-җан төләп бәрсун.
If anyone strikes down someone's animal, he must pay it back, life for life.
19 Бирким өз хошнисини мәйип қилса, у өзгигә қандақ қилған болса, униң өзигиму шундақ қилинсун.
If anyone injures his neighbor, it must be done to him as he did to his neighbor:
20 Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә-көз, чишиға-чиш накар қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун.
fracture for fracture, eye for eye, tooth for tooth. As he has caused an injury to a person, so must it also be done to him.
21 Кимдәким бир чарпайни өлтүрсә, чарпай төләп бәрсун; адәмни уруп өлтүргән киши болса, өлүм җазасиға мәһкүм қилинсун.
Anyone who kills an animal must pay it back, and anyone who kills a person must be put to death.
22 Силәрдә бирла қанун болсун. мусапир яки йәрлик болсун, баравәр муамилә қилинсун; чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
You must have the same law for both the foreigner and the native-born Israelite, for I am Yahweh your God.'”
23 Муса Исраилларға шуларни деди; шуниң билән улар шу қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, чалма-кесәк қилди. Шундақ қилип, Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк қилди.
So Moses spoke to the people of Israel, and the people brought the man outside the camp, the one who had cursed Yahweh. They stoned him with stones. The people of Israel carried out the command of Yahweh to Moses.