< Лавийлар 22 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
2 Сән Һарун билән униң оғуллириға мундақ дегин: — «Силәр Исраилларниң Маңа атиған муқәддәс һәдийәләрни еһтиятчанлиқ билән бир тәрәп қилиңлар, болмиса улар намимни булғиши мүмкин. Мән Пәрвәрдигардурмән».
Sǝn Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa mundaⱪ degin: — «Silǝr Israillarning Manga atiƣan muⱪǝddǝs ⱨǝdiyǝlǝrni eⱨtiyatqanliⱪ bilǝn bir tǝrǝp ⱪilinglar, bolmisa ular namimni bulƣixi mumkin. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn».
3 Уларға мундақ дегин: — «Силәр һәр бир дәвирләрдә, барлиқ нәсиллиңлардин һәр қайсиси Исраиллар Пәрвәрдигарға атиған пак нәрсиләргә напак һаләттә йеқинлашса, ундақ киши Мениң алдимдин үзүп ташлиниду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Ularƣa mundaⱪ degin: — «Silǝr ⱨǝrbir dǝwrlǝrdǝ, barliⱪ nǝsillinglardin ⱨǝrⱪaysisi Israillar Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan pak nǝrsilǝrgǝ napak ⱨalǝttǝ yeⱪinlaxsa, undaⱪ kixi Mening aldimdin üzüp taxlinidu. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
4 Һарунниң нәслидин бири песә-мохо яки ақма кесили болған болса, пак болмиғичә муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Бирким өлүкниң сәвәвидин напак болған биркимгә вә яки мәнийси еқип кәткән кишигә тегип кәтсә,
Ⱨarunning nǝslidin biri pesǝ-mahaw yaki aⱪma kesili bolƣan bolsa, pak bolmiƣuqǝ muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yemisun. Birkim ɵlükning sǝwǝbidin napak bolƣan birkimgǝ wǝ yaki mǝniysi eⱪip kǝtkǝn kixigǝ tegip kǝtsǝ,
5 яки адәмни напак қилидиған өмилигүчи җаниварға тәгсә яки һәр қандақ жуқуп қалидиған напаклиғи бар бир адәмгә тегип кәтсә, (напаклиғи немидин болушидин қәтъинәзәр)
yaki adǝmni napak ⱪilidiƣan ɵmiligüqi janiwarƣa tǝgsǝ yaki ⱨǝrⱪandaⱪ yuⱪup ⱪalidiƣan napakliⱪi bar bir adǝmgǝ tegip kǝtsǝ, (napakliⱪi nemidin boluxidin ⱪǝt’iynǝzǝr)
6 мундақ нәрсиләргә тәккән киши кәч киргичә напак болуп, муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. У бәдинини суда жуйсун
mundaⱪ nǝrsilǝrgǝ tǝgkǝn kixi kǝq kirgüqǝ napak bolup, muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yemisun. U bǝdinini suda yusun
7 андин күн олтарғанда пак санилип, муқәддәс нәрсиләрдин йейишкә болиду; чүнки булар униң озуғидур.
andin kün olturƣanda pak sanilip, muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yeyixkǝ bolidu; qünki bular uning ozuⱪidur.
8 У [өзлүгидин] өлгән вә яки житқучлар боғуп қойған һайванни йейиш билән өзини напак қилмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
U [ɵzlükidin] ɵlgǝn wǝ yaki yirtⱪuqlar boƣup ⱪoyƣan ⱨaywanni yeyix bilǝn ɵzini napak ⱪilmisun. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
9 Улар Мениң бу тапилиғанлиримни тутуши керәк; болмиса, буниңға ихлассизлиқ қилса, [шу өлүк] түпәйлидин гунакар болуп өлиду; уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
Ular Mening bu tapiliƣanlirimni tutuxi kerǝk; bolmisa, buningƣa ihlassizliⱪ ⱪilsa, [xu ɵlük] tüpǝylidin gunaⱨkar bolup ɵlidu; ularni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Ɵzümdurmǝn.
10 Каһинларға ят болған һеч қандақ киши муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Каһинниң йенидики мусапир-меһман вә яки мәдикари болсун уларму муқәддәс нәрсиләрдин йемисун.
Kaⱨinlarƣa yat bolƣan ⱨeqⱪandaⱪ kixi muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yemisun. Kaⱨinning yenidiki musapir-meⱨman wǝ yaki mǝdikari bolsun ularmu muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yemisun.
11 Һалбуки, каһин өзи пул чиқирип сетивалған қул униңдин йейишкә болиду; шуниңдәк униң өйидә туғулған кишиму униңдин йесә болиду.
Ⱨalbuki, kaⱨin ɵzi pul qiⱪirip setiwalƣan ⱪul uningdin yeyixkǝ bolidu; xuningdǝk uning ɵyidǝ tuƣulƣan kiximu uningdin yesǝ bolidu.
12 Каһинниң қизи ят кишигә тәккән болса уму «көтәрмә һәдийә» сүпитидә аталған муқәддәс нәрсиләрдин йемисун.
Kaⱨinning ⱪizi yat kixigǝ tǝgkǝn bolsa umu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ atalƣan muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yemisun.
13 Лекин әгәр каһинниң қизи тул болуп қелип, яки қоюп берилип пәрзәнтсиз һаләттә атисиниң өйигә йенип келип, яш вақтидикидәк олтарған болса, ундақта атисиниң таамидин йейәләйду; лекин һеч бир ят киши униңдин йемәслиги керәк.
Lekin ǝgǝr kaⱨinning ⱪizi tul bolup ⱪelip, yaki ⱪoyup berilip pǝrzǝntsiz ⱨalǝttǝ atisining ɵyigǝ yenip kelip, yax waⱪtidikidǝk olturƣan bolsa, undaⱪta atisining taamidin yeyǝlǝydu; lekin ⱨeqbir yat kixi uningdin yemǝsliki kerǝk.
14 Әгәр бирким билмәй, муқәддәс нәрсиләрдин йәп салса, ундақта у униңға шуниң бәштин бирини қошуп, муқәддәс нәрсиниң өзи билән каһинға қайтуруп бәрсун.
Əgǝr birkim bilmǝy, muⱪǝddǝs nǝrsilǝrdin yǝp salsa, undaⱪta u uningƣa xuning bǝxtin birini ⱪoxup, muⱪǝddǝs nǝrsining ɵzi bilǝn kaⱨinƣa ⱪayturup bǝrsun.
15 [Каһинлар] Исраилларниң Пәрвәрдигарға атиған нәрсилирини булғимаслиғи керәк;
[Kaⱨinlar] Israillarning Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan nǝrsilirini bulƣimasliⱪi kerǝk;
16 болмиса, хәлиқ муқәддәс һәдийиләрдин йейиши билән, каһинлар хәлиқниң гәдинигә итаәтсизлик гунайини жүкләп қойған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».
bolmisa, hǝlⱪ muⱪǝddǝs ⱨǝdiyilǝrdin yeyixi bilǝn, kaⱨinlar hǝlⱪning gǝdinigǝ itaǝtsizlik gunaⱨini yüklǝp ⱪoyƣan bolidu; qünki ularni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar Ɵzümdurmǝn».
17 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
18 Сән Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә мундақ дегин: — Әгәр Исраил җәмәтидин бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилмақчи болса,
Sǝn Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri wǝ Israillarning ⱨǝmmisigǝ mundaⱪ degin: — Əgǝr Israil jǝmǝtidin biri wǝ yaki Israil zeminida turuwatⱪan musapirlarning biri ɵz ⱪǝsǝmlirigǝ baƣliⱪ ⱪurbanliⱪ yaki ihtiyariy ⱪurbanliⱪni sunup, Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilmaⱪqi bolsa,
19 ундақта у қобул қилиниши үчүн беҗирим әркәк кала, қой яки өшкиләрдин кәлтүрүңлар.
undaⱪta u ⱪobul ⱪilinixi üqün bejirim ǝrkǝk kala, ⱪoy yaki ɵqkilǝrdin kǝltürünglar.
20 Әйиви болмиған бир җаниварни сунушуңлар керәк; чүнки шундақ болғини силәр үчүн қобул қилинмас.
Əyibi bolmiƣan bir janiwarni sunuxunglar kerǝk; qünki xundaⱪ bolƣini silǝr üqün ⱪobul ⱪilinmas.
21 Бириси калилардин яки ушшақ малдин өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап енақлиқ қурбанлиғи қилмақчи болса, сунулған һайван қобул қилиниши үчүн беҗирим болуши керәк; униң һеч қандақ әйиви болмисун.
Birsi kalilardin yaki uxxaⱪ maldin ɵz ⱪǝsǝmlirigǝ baƣliⱪ ⱪurbanliⱪ yaki ihtiyariy ⱪurbanliⱪni sunup, Pǝrwǝrdigarƣa atap inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi ⱪilmaⱪqi bolsa, sunulƣan ⱨaywan ⱪobul ⱪilinixi üqün bejirim boluxi kerǝk; uning ⱨeqⱪandaⱪ ǝyibi bolmisun.
22 Кор яки ақсақ-чолақ, чонақ яки яриси йириңдап кәткән, тәмрәткә басқан яки қотур-чақа бесип қалған һайванлар болса — буларни Пәрвәрдигарға атап сунсаңлар яки буларни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта отта көйдүрсәңлар болмайду.
Kor yaki aⱪsaⱪ-qolaⱪ, qonaⱪ yaki yarisi yiringdap kǝtkǝn, tǝmrǝtkǝ basⱪan yaki ⱪotur-qaⱪa besip ⱪalƣan ⱨaywanlar bolsa — bularni Pǝrwǝrdigarƣa atap sunsanglar yaki bularni Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ⱪurbangaⱨta otta kɵydürsǝnglar bolmaydu.
23 Топақ яки қойниң мәлум җүп әзасидин бири узунрақ я қисқа болса, мундақларни ихтиярий қурбанлиқ сүпитидә өткүзсәң болиду, лекин қәсәмгә бағлиқ болса қурбанлиқ үчүн қобул қилинмас.
Torpaⱪ yaki ⱪoyning mǝlum jüp ǝzasidin biri uzunraⱪ ya ⱪisⱪa bolsa, mundaⱪlarni ihtiyariy ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ɵtküzsǝng bolidu, lekin ⱪǝsǝmgǝ baƣliⱪ bolsa ⱪurbanliⱪ üqün ⱪobul ⱪilinmas.
24 Уруқдини зәхимләнгән, езилип кәткән, йерилған яки пичилған һайванни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилмаңлар. Мундақ ишни өз зиминиңлардиму һәргиз қилмаңлар.
Uruⱪdini zǝhimlǝngǝn, ezilip kǝtkǝn, yerilƣan yaki piqilƣan ⱨaywanni Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪilmanglar. Mundaⱪ ixni ɵz zemininglardimu ⱨǝrgiz ⱪilmanglar.
25 Худайиңларниң нени сүпитидә яқа жутлуқ кишиниң қолидин шундақ һайванлардин һеч қайсисини елип сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду.
Hudayinglarning neni süpitidǝ yaⱪa yurtluⱪ kixining ⱪolidin xundaⱪ ⱨaywanlardin ⱨeqⱪaysisini elip sunmanglar; qünki ular meyip bolƣaqⱪa, silǝr üqün ⱪobul ⱪilinmaydu.
26 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
27 Бир мозай, қоза яки оғлақ туғулса йәттә күнгичә анисини әмсун; сәккизинчи күнидин башлап Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқ сүпитидә қобул болушқа ярайду.
Bir mozay, ⱪoza yaki oƣlaⱪ tuƣulsa yǝttǝ küngiqǝ anisini ǝmsun; sǝkkizinqi künidin baxlap Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunidiƣan ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ⱪobul boluxⱪa yaraydu.
28 Мәйли кала болсун, қой болсун, силәр аниси билән балисини бир күндә боғузлимаңлар.
Mǝyli kala bolsun, ⱪoy bolsun, silǝr anisi bilǝn balisini bir kündǝ boƣuzlimanglar.
29 Силәр Пәрвәрдигарға атап бир тәшәккүр қурбанлиғи сунмақчи болсаңлар, қобул қилинишқа лайиқ болған йол билән сунуңлар.
Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap bir tǝxǝkkür ⱪurbanliⱪi sunmaⱪqi bolsanglar, ⱪobul ⱪilinixⱪa layiⱪ bolƣan yol bilǝn sununglar.
30 У сунулған күнидә йейилиши керәк; униңдин һеч немини әтисигә қалдурмаслиғиңлар керәк. Мән Пәрвәрдигардурмән.
U sunulƣan künidǝ yeyilixi kerǝk; uningdin ⱨeqnemini ǝtisigǝ ⱪaldurmasliⱪinglar kerǝk. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
31 Силәр Мениң әмирлиримни чиң тутуп, уларға әмәл қилиңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr Mening ǝmrlirimni qing tutup, ularƣa ǝmǝl ⱪilinglar. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
32 Мениң муқәддәс намимни булғимаңлар, Мән әнди Исраилларниң арисида муқәддәс дәп билинимән. Мән силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар болуп,
Mening muⱪǝddǝs namimni bulƣimanglar, Mǝn ǝmdi Israillarning arisida muⱪǝddǝs dǝp bilinimǝn. Mǝn silǝrni muⱪǝddǝs ⱪilƣuqi Pǝrwǝrdigar bolup,
33 Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлдим. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Hudayinglar boluxⱪa silǝrni Misir zeminidin qiⱪirip kǝldim. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.

< Лавийлар 22 >