< Лавийлар 2 >
1 Әгәр бирким Пәрвәрдигарниң һозуриға ашлиқ һәдийә сунмақчи болса һәдийәси есил ундин болуши керәк; у униңға зәйтун мейи қуюп андин үстигә мәстики салсун.
Eger birkim Perwerdigarning huzurigha ashliq hediye sunmaqchi bolsa hediyesi ésil undin bolushi kérek; u uninggha zeytun méyi quyup andin üstige mestiki salsun.
2 У уни елип каһинлар болған Һарунниң оғуллириниң алдиға кәлтүрсун; андин [каһин һәдийә сунғучиниң] ядлиниши үчүн зәйтун мейи иләштүрүлгән ундин бир чаңгал елип, һәммә мәстики билән қошуп, бу һәдийәни қурбангаһта көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду.
U uni élip kahinlar bolghan Harunning oghullirining aldigha keltürsun; andin [kahin hediye sun’ghuchining] yadlinishi üchün zeytun méyi ileshtürülgen undin bir changgal élip, hemme mestiki bilen qoshup, bu hediyeni qurban’gahta köydürsun; bu ot arqiliq sunulidighan, Perwerdigargha xushbuy chiqirilidighan hediye bolidu.
3 Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
Emma ashliq hediyedin qalghini bolsa, Harun bilen uning oghullirigha tewe bolsun. Bu Perwerdigargha ot arqiliq sunulghanlarning ichide «eng muqeddeslerning biri» hésablinidu.
4 Әгәр сән тонурда пиширилған нәрсиләрдин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, улар зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин пиширилған тоғачлар яки зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлардин болсун.
Eger sen tonurda pishurulghan nersilerdin ashliq hediye sunay déseng, ular zeytun méyi ileshtürülgen ésil undin pishurulghan toqachlar yaki zeytun méyi sürülüp mesihlen’gen pétir hemek nanlardin bolsun.
5 Әгәр сениң кәлтүридиған һәдийәң тавида пиширилған ашлиқ һәдийә болса у зәйтун мейи ишләштүрүлүп есил ундин петир һалда етилсун.
Eger séning keltüridighan hediyeng tawida pishurulghan ashliq hediye bolsa u zeytun méyi ishleshtürülüp ésil undin pétir halda étilsun.
6 Сән уни уштуп үстигә зәйтун мейи қуйғин; у ашлиқ һәдийә болиду.
Sen uni oshtup üstige zeytun méyi quyghin; u ashliq hediye bolidu.
7 Сениң кәлтүридиған һәдийәң қазанда пиширилған ашлиқ һәдийә болса ундақта у есил ун билән зәйтун мейида етилсун.
Séning keltüridighan hediyeng qazanda pishurulghan ashliq hediye bolsa undaqta u ésil un bilen zeytun méyida étilsun.
8 Шу йолларда тәйярланған ашлиқ һәдийәләрни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүргин; уни каһинға бәргин, у уни қурбангаһқа елип бариду.
Shu yollarda teyyarlan’ghan ashliq hediyelerni Perwerdigarning huzurigha keltürgin; uni kahin’gha bergin, u uni qurban’gahqa élip baridu.
9 Каһин болса ашлиқ һәдийәдин «ядлиниш үлүши»ни елип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду.
Kahin bolsa ashliq hediyedin «yadlinish ülüshi»ni élip qurban’gahning üstide köydürsun. Bu ot arqiliq sunulidighan, Perwerdigargha xushbuy chiqirilidighan hediye bolidu.
10 Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
Emma ashliq hediyedin qalghini bolsa, Harun bilen uning oghullirigha tewe bolsun. Bu Perwerdigargha ot arqiliq sunulghanlarning ichide «eng muqeddeslerning biri» hésablinidu.
11 Силәр Пәрвәрдигарниң һозуриға сунидиған һәр қандақ ашлиқ һәдийәләр ечитқу билән тәйярланмисун. Чүнки силәрниң Пәрвәрдигарға отта сунулидиған һәдийәңларниң һеч қайсисида ечитқу яки һәсәлни көйдүрүшкә болмайду.
Siler Perwerdigarning huzurigha sunidighan herqandaq ashliq hediyeler échitqu bilen teyyarlanmisun. Chünki silerning Perwerdigargha otta sunulidighan hediyenglarning héchqaysisida échitqu yaki heselni köydürüshke bolmaydu.
12 Буларни Пәрвәрдигарниң алдиға «дәсләпки һосул» сүпитидә сунсаңлар болиду, лекин улар хушбуй сүпитидә қурбангаһниң үстидә көйдүрүлүп сунулмисун.
Bularni Perwerdigarning aldigha «deslepki hosul» süpitide sunsanglar bolidu, lékin ular xushbuy süpitide qurban’gahning üstide köydürülüp sunulmisun.
13 Сениң һәр бир ашлиқ һәдийәң туз билән тузлиниши керәк; ашлиқ һәдийәңни Худайиңниң әһдә тузидин мәһрум қилмай, һәммә ашлиқ һәдийәлириңни туз билән тузлиғин.
Séning herbir ashliq hediyeng tuz bilen tuzlinishi kérek; ashliq hediyengni Xudayingning ehde tuzidin mehrum qilmay, hemme ashliq hediyeliringni tuz bilen tuzlighin.
14 Әгәр сән Пәрвәрдигарға «дәсләпки һосул»дин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, ундақта зираәтниң йеңи пишқан көк бешини елип, данларни отта қоруп, езип талқан сүпитидә сунғин; бу «дәсләпки һосул» һәдийәси болиду;
Eger sen Perwerdigargha «deslepki hosul»din ashliq hediye sunay déseng, undaqta ziraetning yéngi pishqan kök béshini élip, danlarni otta qorup, ézip talqan süpitide sun’ghin; bu «deslepki hosul» hediyesi bolidu;
15 сән униңға зәйтун мейи қуюп үстигә мәстики салғин; бу ашлиқ һәдийә болиду.
sen uninggha zeytun méyi quyup üstige mestiki salghin; bu ashliq hediye bolidu.
16 Каһин болса униңдин, йәни қоруп езилгән данлар билән зәйтун мейидин бир қисмини елип һәммә мәстики билән қошуп, боларни «ядлиниш үлүши» сүпитидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.
Kahin bolsa uningdin, yeni qorup ézilgen danlar bilen zeytun méyidin bir qismini élip hemme mestiki bilen qoshup, bolarni «yadlinish ülüshi» süpitide köydürsun. Bu ot arqiliq Perwerdigargha sunulghan hediye bolidu.