< Лавийлар 19 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
2 Сән Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Мән Худайиңлар Пәрвәрдигар муқәддәс болғачқа, силәрму муқәддәс болушуңлар керәк.
Sǝn Israillarning pütkül jamaitigǝ sɵz ⱪilip ularƣa mundaⱪ degin: — «Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigar muⱪǝddǝs bolƣaqⱪa, silǝrmu muⱪǝddǝs boluxunglar kerǝk.
3 Силәр һәр бириңлар анаңлар билән атаңларни иззәтләңлар; Мениң шабат күнлиримни болса, уларни тутушуңлар керәк. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr ⱨǝrbiringlar ananglar bilǝn atanglarni izzǝtlǝnglar; Mening xabat künlirimni bolsa, ularni tutuxunglar kerǝk. Mǝn ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
4 Силәр әрзимәс бутларға таянмаңлар, өзүңлар үчүн қуйма бутларни ясимаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr ǝrzimǝs butlarƣa tayanmanglar, ɵzünglar üqün ⱪuyma butlarni yasimanglar. Mǝn ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
5 Силәр Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғини кәлтүрүшни халисаңлар, қобул қилинғидәк йол билән уни сунуңлар.
Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪini kǝltürüxni halisanglar, ⱪobul ⱪilinƣudǝk yol bilǝn uni sununglar.
6 Силәр уни сунған күни вә әтиси у йейилсун; үчинчи күнигә қалғини болса отта көйдүрүлсун.
Silǝr uni sunƣan küni wǝ ǝtisi u yeyilsun; üqinqi künigǝ ⱪalƣini bolsa otta kɵydürülsun.
7 Әгәр униңдин бир қисми үчинчи күни йейилсә қурбанлиқ һарам һесаплинип қобул қилинмайду.
Əgǝr uningdin bir ⱪismi üqinqi küni yeyilsǝ ⱪurbanliⱪ ⱨaram ⱨesablinip ⱪobul ⱪilinmaydu.
8 Кимки униңдин йесә өз гунайини өз үстигә алиду, чүнки у Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилинған нәрсини напак қилди; ундақ киши өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
Kimki uningdin yesǝ ɵz gunaⱨini ɵz üstigǝ alidu, qünki u Pǝrwǝrdigarƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilinƣan nǝrsini napak ⱪildi; undaⱪ kixi ɵz hǝlⱪidin üzüp taxlinidu.
9 Силәр зиминиңлардики һосулни жиғсаңлар, сән етизиңниң булуң-пушқақлириғичә тамам жиғивалма вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин.
Silǝr zemininglardiki ⱨosulni yiƣsanglar, sǝn etizingning bulung-puxⱪaⱪliriƣiqǝ tamam yiƣiwalma wǝ ⱨosulungdin ⱪalƣan wasangni teriwalmiƣin.
10 Үзүм таллириңни пасаңдиватма вә үзүм таллиридин чүшкән үзүмләрниму теривалма, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Üzüm talliringni pasangdiwatma wǝ üzüm talliridin qüxkǝn üzümlǝrnimu teriwalma, bǝlki bularni kǝmbǝƣǝllǝr bilǝn musapirlarƣa ⱪoyƣin. Mǝn Ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
11 Силәр оғрилиқ қилмаңлар, алдамчилиқ қилмаңлар, бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар.
Silǝr oƣriliⱪ ⱪilmanglar, aldamqiliⱪ ⱪilmanglar, bir-biringlarƣa yalƣan sɵzlimǝnglar.
12 Мениң намим билән ялған қәсәм ичмәңлар, ундақ қилсаң Худайиңниң намини булғайсән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Mening namim bilǝn yalƣan ⱪǝsǝm iqmǝnglar, undaⱪ ⱪilsang Hudayingning namini bulƣaysǝn. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
13 Өз хошнаңға зулум қилма, униңкини өзүңниң қиливалма. Мәдикарниң һәққини кечичә йениңда қондуруп қалма.
Ɵz ⱪoxnangƣa zulum ⱪilma, uningkini ɵzüngning ⱪiliwalma. Mǝdikarning ⱨǝⱪⱪini keqiqǝ yeningda ⱪondurup ⱪalma.
14 Гас кишини тиллима, кор кишиниң алдида путлишаңғу нәрсини қойма; бәлки өз Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Gas kixini tillima, kor kixining aldida putlixangƣu nǝrsini ⱪoyma; bǝlki ɵz Hudayingdin ⱪorⱪⱪin. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
15 Һөкүм қилғиниңларда һеч наһәқлиқ қилмаңлар; намратқиму ян басмай, байғиму йүз-хатирә қилмай, бәлки адиллиқ билән өз хошнаң үстидин тоғра һөкүм қилғин.
Ⱨɵküm ⱪilƣininglarda ⱨeq naⱨǝⱪliⱪ ⱪilmanglar; namratⱪimu yan basmay, bayƣimu yüz-hatirǝ ⱪilmay, bǝlki adilliⱪ bilǝn ɵz ⱪoxnang üstidin toƣra ⱨɵküm ⱪilƣin.
16 Өз хәлқиңниң арисида гәп тошуғучи болуп жүрмә; хошнаңниң җениға һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмә. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Ɵz hǝlⱪingning arisida gǝp toxuƣuqi bolup yürmǝ; ⱪoxnangning jeniƣa ⱨeqⱪandaⱪ ziyan-zǝhmǝt yǝtküzmǝ. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
17 Сән көңлүңдә өз қериндишиңдин нәпрәтләнмигин; хошнаңда [гуна болса] сән униң сәвәвидин бешиңға гуна келип қалмаслиғи үчүн униңға тәнбиһ-несиһәт бәргин.
Sǝn kɵnglüngdǝ ɵz ⱪerindixingdin nǝprǝtlǝnmigin; ⱪoxnangda [gunaⱨ bolsa] sǝn uning sǝwǝbidin bexingƣa gunaⱨ kelip ⱪalmasliⱪi üqün uningƣa tǝnbiⱨ-nǝsiⱨǝt bǝrgin.
18 Сән интиқам алмиғин вә өз хәлқиңниң нәслигә һеч адавәтму сақлимиғин, бәлки хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Sǝn intiⱪam almiƣin wǝ ɵz hǝlⱪingning nǝsligǝ ⱨeq adawǝtmu saⱪlimiƣin, bǝlki ⱪoxnangni ɵzüngni sɵygǝndǝk sɵygin. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
19 Силәр Мениң қанун-бәлгүлимилиримни тутуңлар. Сән өз чарпайлириңни башқа нәсилләр билән чепиштурма, етизиңға икки хил уруқ салмиғин, икки хил жиптин тоқолған кийимни киймә.
Silǝr Mening ⱪanun-bǝlgilimilirimni tutunglar. Sǝn ɵz qarpayliringni baxⱪa nǝsillǝr bilǝn qepixturma, etizingƣa ikki hil uruⱪ salmiƣin, ikki hil yiptin toⱪolƣan kiyimni kiymǝ.
20 Әгәр бир әр киши қиз-чокан билән йетип мунасивәт өткүзсә, вә у башқа бири билән вәдиләшкән дедәк болса, бу дедәкниң һөрлүк пули тапшурулмиған болса, яки униңға һөрлүк берилмигән болса, мувапиқ җаза берилсун. Лекин қиз-чокан һөр қилинмиғачқа, һәр иккиси өлтүрүлмисун.
Əgǝr bir ǝr kixi ⱪiz-qokan bilǝn yetip munasiwǝt ɵtküzsǝ, wǝ u baxⱪa biri bilǝn wǝdilǝxkǝn dedǝk bolsa, bu dedǝkning ⱨɵrlük puli tapxurulmiƣan bolsa, yaki uningƣa ⱨɵrlük berilmigǝn bolsa, muwapiⱪ jaza berilsun. Lekin ⱪiz-qokan ⱨɵr ⱪilinmiƣaqⱪa, ⱨǝr ikkisi ɵltürülmisun.
21 Әр киши болса өзиниң итаәтсизлик қурбанлиғини җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрсун; итаәтсизлик қурбанлиғи бир қочқар болсун.
Ər kixi bolsa ɵzining itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪini jamaǝt qedirining kirix aƣzining aldiƣa, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kǝltürsun; itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi bir ⱪoqⱪar bolsun.
22 Каһин у итаәтсизлик қурбанлиғи үчүн кәлтүргән қочқарни елип униң садир қилған гунайи үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду; униң қилған гунайи униңдин кәчүрүлиду.
Kaⱨin u itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi üqün kǝltürgǝn ⱪoqⱪarni elip uning sadir ⱪilƣan gunaⱨi üqün Pǝrwǝrdigarning aldida kafarǝt kǝltüridu; uning ⱪilƣan gunaⱨi uningdin kǝqürülidu.
23 Силәр зиминға кирип һәр хил йәйдиған мевилик дәрәқләрни тиккән болсаңлар, мевилирини «хәтнисиз» дәп қараңлар; үч жилғичә буни «хәтнисиз» дәп қарап униңдин йемәңлар.
Silǝr zeminƣa kirip ⱨǝrhil yǝydiƣan mewilik dǝrǝhlǝrni tikkǝn bolsanglar, mewilirini «hǝtnisiz» dǝp ⱪaranglar; üq yilƣiqǝ buni «hǝtnisiz» dǝp ⱪarap uningdin yemǝnglar.
24 Төртинчи жили уларниң һәммә мевилири Пәрвәрдигарға мәдһийә сүпитидә муқәддәс қилип беғишлансун.
Tɵtinqi yili ularning ⱨǝmmǝ mewiliri Pǝrwǝrdigarƣa mǝdⱨiyǝ süpitidǝ muⱪǝddǝs ⱪilip beƣixlansun.
25 Андин бәшинчи жилдин тартип силәр уларниң мевилиридин йейишкә башлаңлар. Шундақ қилсаңлар [зимин] мәһсулатлирини силәргә зиядә қилиду. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Andin bǝxinqi yildin tartip silǝr ularning mewiliridin yeyixkǝ baxlanglar. Xundaⱪ ⱪilsanglar [zemin] mǝⱨsulatlirini silǝrgǝ ziyadǝ ⱪilidu. Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
26 Силәр қан чиқмиған нәрсини йемәңлар. Нә палчилиқ нә җадугәрлик қилмаңлар.
Silǝr ⱪan qiⱪmiƣan nǝrsini yemǝnglar. Nǝ palqiliⱪ nǝ jadugǝrlik ⱪilmanglar.
27 Силәр бешиңларниң чекә-чөрисидики чачни чүшүрүп дүгиләк қиливалмаңлар, сақалниң уч-янлирини бузмаңлар.
Silǝr bexinglarning qekǝ-qɵrisidiki qaqni qüxürüp dügilǝk ⱪiliwalmanglar, saⱪalning uq-yanlirini buzmanglar.
28 Силәр өлгәнләр үчүн бәдиниңларни зәхим йәткүзүп тилмаңлар, өзүңларға һеч қандақ гүл-сүрәт чәкмәңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr ɵlgǝnlǝr üqün bǝdininglarni zǝhim yǝtküzüp tilmanglar, ɵzünglarƣa ⱨeqⱪandaⱪ gül-sürǝt qǝkmǝnglar. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
29 Сән қизиңни бузуқлуқ-паһишиликкә селип напак қилмиғин. Болмиса, зиминдикиләр бузуқлуқ-паһишиликкә берилип, пүткүл зиминни әйш-ишрәт қаплап кетиду.
Sǝn ⱪizingni buzuⱪluⱪ-paⱨixilikkǝ selip napak ⱪilmiƣin. Bolmisa, zemindikilǝr buzuⱪluⱪ-paⱨixilikkǝ berilip, pütkül zeminni ǝyx-ixrǝt ⱪaplap ketidu.
30 Силәр Мениң шабат күнлиримни тутуңлар, Мениң муқәддәс җайимни һөрмәтләңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr Mening xabat künlirimni tutunglar, Mening muⱪǝddǝs jayimni ⱨɵrmǝtlǝnglar. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
31 Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә таянмаңлар, уларниң кәйнидин жүрүп өзүңларни напак қилмаңлар. Мән өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
Jinkǝxlǝr bilǝn seⱨirgǝrlǝrgǝ tayanmanglar, ularning kǝynidin yürüp ɵzünglarni napak ⱪilmanglar. Mǝn ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
32 Ақ баш кишиниң алдида орнуңдин тур, қериларни һөрмәт қилғин; Худайиңдин қорққин. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Aⱪ bax kixining aldida ornungdin tur, ⱪerilarni ⱨɵrmǝt ⱪilƣin; Hudayingdin ⱪorⱪⱪin. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
33 Бир мусапир зиминда араңларда туруватқан болса силәр униңға зулум қилмаңлар,
Bir musapir zeminda aranglarda turuwatⱪan bolsa silǝr uningƣa zulum ⱪilmanglar,
34 бәлки араңларда туруватқан мусапир силәргә йәрлик кишидәк болсун; уни өзүңни сөйгәндәк сөйгин; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир болғансиләр. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
bǝlki aranglarda turuwatⱪan musapir silǝrgǝ yǝrlik kixidǝk bolsun; uni ɵzüngni sɵygǝndǝk sɵygin; qünki silǝrmu Misir zeminida musapir bolƣansilǝr. Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
35 Силәрниң һөкүм чиқиришиңларда, узунлуқ, еғирлиқ вә һәҗим өлчәштә һеч қандақ наһәқлик болмисун;
Silǝrning ⱨɵküm qiⱪirixinglarda, uzunluⱪ, eƣirliⱪ wǝ ⱨǝjim ɵlqǝxtǝ ⱨeqⱪandaⱪ naⱨǝⱪlik bolmisun;
36 силәрдә адил тараза, адил тараза ташлири, адил әфаһ кәмчини билән адил һин кәмчини болсун. Мән силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
silǝrdǝ adil taraza, adil taraza taxliri, adil ǝfaⱨ kǝmqini bilǝn adil ⱨin kǝmqini bolsun. Mǝn silǝrni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
37 Силәр Мениң барлиқ қанун-бәлгүлимилирим вә барлиқ һөкүмлиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; мән Пәрвәрдигардурмән.
Silǝr Mening barliⱪ ⱪanun-bǝlgilimilirim wǝ barliⱪ ⱨɵkümlirimni tutup, ularƣa ǝmǝl ⱪilinglar; mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.