< Лавийлар 18 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
locutusque est Dominus ad Mosen dicens
2 Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
loquere filiis Israhel et dices ad eos ego Dominus Deus vester
3 Силәр илгири турған Мисир зиминидикидәк ишларни қилмаңлар вә яки Мән силәрни елип баридиған Қанаан зиминидикидәк ишларни қилмаңлар; уларниң рәсим-адәтлиридә жүрмәңлар,
iuxta consuetudinem terrae Aegypti in qua habitastis non facietis et iuxta morem regionis Chanaan ad quam ego introducturus sum vos non agetis nec in legitimis eorum ambulabitis
4 бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилип, қанун бәлгүлимилиримни тутуп шу бойичә меңиңлар. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
facietis iudicia mea et praecepta servabitis et ambulabitis in eis ego Dominus Deus vester
5 Силәр чоқум Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутушуңлар керәк; инсан уларға әмәл қилидиған болса уларниң сәвәвидин һаятта болиду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
custodite leges meas atque iudicia quae faciens homo vivet in eis ego Dominus
6 — Һеч ким өзигә йеқин туққан болған аялға йеқинлиқ қилип әвритини ачмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
omnis homo ad proximam sanguinis sui non accedet ut revelet turpitudinem eius ego Dominus
7 Анаңниң әвритигә тәгмә, бу атаңниң әвритигә тәккиниң болиду; у сениң анаң болғачқа униң әвритигә тәгсәң болмайду.
turpitudinem patris et turpitudinem matris tuae non discoperies mater tua est non revelabis turpitudinem eius
8 Атаңниң аялиниң әвритигиму тәгмә, чүнки шундақ қилсаң атаңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
turpitudinem uxoris patris tui non discoperies turpitudo enim patris tui est
9 Сән ача-сиңлиңниң, бир атидин болған яки бир анидин болған, яки шу өйдә туғулған яки башқа йәрдә туғулған болсун, униң әвритигә тәгмә.
turpitudinem sororis tuae ex patre sive ex matre quae domi vel foris genita est non revelabis
10 Сән өз оғлуңниң қизи вә яки қизиңниң қизиниң әвритигә тәгмә; чүнки уларниң әврити сән өзүңниң әвритидур.
turpitudinem filiae filii tui vel neptis ex filia non revelabis quia turpitudo tua est
11 Сән атаңниң аялиниң қизиниң әвритигә тәгмә; у атаңдин туғулған, сениң ача-сиңлиң, шуңа униң әвритигә тәгмә.
turpitudinem filiae uxoris patris tui quam peperit patri tuo et est soror tua non revelabis
12 Сән атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигиму тәгмә, чүнки у атаңниң биртуққинидур.
turpitudinem sororis patris tui non discoperies quia caro est patris tui
13 Сән анаңниң ача-сиңиллириниң әвритигиму тәгмә, чүнки у анаңниң биртуққинидур.
turpitudinem sororis matris tuae non revelabis eo quod caro sit matris tuae
14 Атаңниң ака-инилириниң аялиниң әвритигә тәгмә; уларниң аяллириға йеқинлиқ қилма; чүнки улар сениң һаммаңдур.
turpitudinem patrui tui non revelabis nec accedes ad uxorem eius quae tibi adfinitate coniungitur
15 Сән келиниңниң әвритигә тәгмә; у сениң оғлуңниң аяли болғачқа, униң әвритигә тәгсәң болмайду.
turpitudinem nurus tuae non revelabis quia uxor filii tui est nec discoperies ignominiam eius
16 Сән ака-инилириңниң аялиниң әвритигә тәгмә; чүнки бу өз ака-инилириңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
turpitudinem uxoris fratris tui non revelabis quia turpitudo fratris tui est
17 Сән бир аялға вә шуниң билән биргә униң қизиниң әвритигә тәгмә; шундақла униң оғлиниң қизи вә қизиниң қизиниму [хотунлуққа елип] әвритигә тәгмә. Улар бир-биригә йеқин туққан болғачқа, мундақ иш пәсәндиликтур.
turpitudinem uxoris tuae et filiae eius non revelabis filiam filii eius et filiam filiae illius non sumes ut reveles ignominiam eius quia caro illius sunt et talis coitus incestus est
18 Сән аялиң һаят вақтида, униң ача-сиңлисини хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Ундақ қилсаң хотунуңға күндәшлик азавини кәлтүрисән.
sororem uxoris tuae in pelicatum illius non accipies nec revelabis turpitudinem eius adhuc illa vivente
19 Сән бир аялниң адәт көрүп напак турған вақтида йеқинлиқ қилип әвритигә тәгмә.
ad mulierem quae patitur menstrua non accedes nec revelabis foeditatem eius
20 Сән өз хошнаңниң аяли билән зина қилип өзүңни униң билән напак қилма.
cum uxore proximi tui non coibis nec seminis commixtione maculaberis
21 Сән өз нәслиңдин һеч бирини Моләк мәбудиға атап оттин өткүзсәң қәтъий болмайду. Әгәр шундақ қилсаң Худайиңниң намини напак қилған болисән. Мән Өзүм Пәрвәрдигардурмән.
de semine tuo non dabis ut consecretur idolo Moloch nec pollues nomen Dei tui ego Dominus
22 Сән аяллар билән биргә болғандәк әр киши билән биргә болма. Бу иш жиркиничликтур.
cum masculo non commisceberis coitu femineo quia abominatio est
23 Сән һеч һайван билән мунасивәт қилип өзүңни напак қилма; шуниңдәк аял кишиму мунасивәт қилдуруш үчүн бир һайванниң алдиға бармисун. Бу иш ипласлиқтур.
cum omni pecore non coibis nec maculaberis cum eo mulier non subcumbet iumento nec miscebitur ei quia scelus est
24 Силәр бу ишларни қилип өзүңларни напак қилмаңлар, чүнки мән силәрниң алдиңлардин чиқириватқан таипиләр болса шундақ ишларни қилип өзлирини напак қилған
ne polluamini in omnibus his quibus contaminatae sunt universae gentes quas ego eiciam ante conspectum vestrum
25 вә зиминиму напак болғандур. Буниң үчүн Мән у зиминниң қәбиһлигини өз бешиға чүшүримән, шуниңдәк у зиминму өзидә туруватқанларни қусуп чиқириветиду.
et quibus polluta est terra cuius ego scelera visitabo ut evomat habitatores suos
26 Лекин силәр болсаңлар Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутуңлар; силәрдин һеч ким, мәйли йәрлик яки араңларда туруватқан яқа жутлуқ болсун бу жиркиничлик ишлардин һеч бирини қилмисун
custodite legitima mea atque iudicia et non faciat ex omnibus abominationibus istis tam indigena quam colonus qui peregrinatur apud vos
27 (чүнки бу барлиқ жиркиничлик ишларни силәрдин илгири шу зиминда турған хәлиқ қилип кәлгәчкә, зиминниң өзи напак болуп қалди).
omnes enim execrationes istas fecerunt accolae terrae qui fuerunt ante vos et polluerunt eam
28 Шундақ қилип зиминни напак қилсаңлар, зимин өзи силәрдин илгири өзидә турған әлләрни қусуп чиқарғандәк, силәрниму қусуп чиқириветиду.
cavete ergo ne et vos similiter evomat cum paria feceritis sicut evomuit gentem quae fuit ante vos
29 Чүнки бу жиркиничлик ишларниң һәр қандиқини қилғучи, — мундақ қилмишларни қилған һәр қандақ киши өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
omnis anima quae fecerit de abominationibus his quippiam peribit de medio populi sui
30 Силәр Мән силәргә тапилиғинимға әмәл қилишиңлар зөрүрдур; — демәк, силәр өзүңлардин илгири өткәнләр тутқан шу жиркиничлик рәсим-қаидиләрни тутуп, өзүңларни напак қилмаслиғиңлар керәк. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
custodite mandata mea nolite facere quae fecerunt hii qui fuerunt ante vos et ne polluamini in eis ego Dominus Deus vester