< Лавийлар 17 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
上主訓示梅瑟說:」
2 Һарун билән оғуллири вә барлиқ Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар силәргә буйруған һөкүм шуки: —
你告訴亞郎和他的兒子以及全體以色列子民說:上主這樣吩咐說:
3 Исраилниң җәмәтлиридин болған һәр қандақ киши қурбанлиқ қилмақчи болуп, кала яки қой яки өшкини җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң туралғу чедириниң алдиға, Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә йетиләп әпкәлмәй, бәлки чедиргаһниң ичидә яки ташқирида боғузлиса, униңдин аққан қан шу кишиниң гәдинигә артилиду; бу адәм «қан төккән» дәп, өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
以色列家中任何人,在營內或在營外,宰殺牛或綿羊或山羊,
而不牽到會幕門口,在上主住所前,奉獻給上主作祭品,這人就應負流血的罪債;他既使血流出,就應由民間剷除。
5 Бу һөкүмниң мәхсити Исраилларниң һазирқидәк далада мал союп қурбанлиқ қилишниң орниға, қурбанлиқлирини җамаәт чедириниң кириш ағзида Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшуруп Пәрвәрдигарға «енақлиқ қурбанлиқлири» сүпитидә сунуп боғузлиши үчүндур.
為此,以色列子民應將他們平素在野外宰殺的犧牲,牽到上主面前,再會幕門口交與司祭宰殺這些犧牲,獻給上主作和平祭。
6 Каһин қанни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йенидики Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң үстигә сепип, Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүш үчүн майни көйдүрсун.
司祭將牲血灑再會幕門口上主的祭壇上,焚燒脂肪,化為中悅上主的馨香。
7 Шуниң билән улар әнди бурунқидәк бузуқлуқ қилип текә-җинларниң кәйнидә жүрүп, уларға өз қурбанлиқлирини өткүзүп жүрмисун. Мана бу улар үчүн дәвирдин-дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
從此以後,他們不應再宰殺犧牲,獻給他們非法敬拜的一些山羊神:這位他們世世代代是一向永久的法令。
8 Сән уларға: — Исраилниң җәмәтидин яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлардин бири көйдүрмә қурбанлиқ яки [башқа] қурбанлиқ өткүзмәкчи болса,
此外,你們應吩咐他們說:以色列家及僑居在他們中間的外方人,誰若願意獻全番祭或祭獻,
9 уни Пәрвәрдигарға атап сунуш үчүн җамаәт чедириға кириш ағзиниң алдиға кәлтүрмисә, у киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлансун» — дегин.
而不牽到會幕門口,奉獻給上主,這人就應由民間剷除。
10 Әгәр Исраилниң җәмәтидин болған һәр қандақ адәм яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлар қан йесә, Мән йүзүмни қанни йегән шу кишигә қарши қилимән, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
以色列家及僑居在他們中間的外方人,有人吃了什麼血,我必怒容而視,與吃血的人作對,由民間將他剷除。
11 Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду.
因為肉軀的生命是在血內,我為你們指定了血,在祭壇上為你們的生命贖罪,因為血具有生命,故能贖罪。
12 Шуңа бу сәвәптин Мән Исраилларға: — «Силәрниң һеч бириңлар қан йемәслигиңлар керәк, араңларда туруватқан яқа жутлуқларму қан йемәслиги керәк» — дегән едим.
為此,我吩咐以色列子民說:你們中任何人都不可吃血;僑居在你們中間的外方人,也不可吃血。
13 Әгәр Исраиллардин бири яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқларниң бири йейишкә болидиған бир чарпай һайван яки қушни овлап, қенини төксә, уни топа билән йепип қойсун.
以色列子民和僑居在他們中間的外方人,誰若獵取了可食的野獸或飛禽,該放盡牠的血,用泥土蓋上。
14 Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса, униң қенидин ибарәттур. Униң җени қенида болғач мән Исраилларға: «Силәр һеч қандақ җаниварниң қенини йемәңлар, чүнки һәр бир җаниварниң җени униң қенидидур; кимки уни йесә үзүп ташлиниду» — дедим.
因為一切肉區的生命都繫於血,為此,我吩咐以色列子民說:任何肉上的血,你們都不可吃,因為一切肉軀的生命,都繫於血,誰吃了,應被剷除。
15 Кимдәким өлүп қалған яки житқучлар боғуп титма-титма қиливәткән бир һайванни йесә, мәйли у йәрлик яки яқа жутлуқ болсун өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун; андин у пак болиду.
論是本地人或外方人,吃了自死或被猛獸撕裂的禽獸,應洗自己的衣服,用水洗澡,直到晚上是不潔的;以後他才潔淨。
16 Лекин у яки кийимлирини юмиса, яки суда бәдинини юмиса, шу киши өз қәбиһлигиниң җазасини тартиду.
但是,如果他不洗衣,也不洗身,應負罪債。」