< Лавийлар 16 >
1 Һарунниң икки оғли Пәрвәрдигарниң алдиға йеқинлишиши билән өлүп кәтти. Улар өлүп кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилди.
Harunning ikki oghli Perwerdigarning aldigha yéqinlishishi bilen ölüp ketti. Ular ölüp ketkendin kéyin, Perwerdigar Musagha söz qildi.
2 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — «Сән өз қериндишиң Һарунға: «Сән өлүп кәтмәслигиң үчүн пәрдиниң ичидики муқәддәс җайға қоюлған әһдә сандуғиниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң алдиға һәр вақит кәлмә», дегин. Чүнки Мән «кафарәт тәхти»ниң үстидики булутта аян болимән.
Perwerdigar Musagha mundaq dédi: — «Sen öz qérindishing Harun’gha: «Sen ölüp ketmesliking üchün perdining ichidiki muqeddes jaygha qoyulghan ehde sanduqining üstidiki «kafaret texti»ning aldigha her waqit kelme», dégin. Chünki Men «kafaret texti»ning üstidiki bulutta ayan bolimen.
3 Һарун [әң] муқәддәс җайға муну йол билән кирсун: — Гуна қурбанлиғи үчүн бир яш топақ, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни кәлтүрсун;
Harun [eng] muqeddes jaygha munu yol bilen kirsun: — Gunah qurbanliqi üchün bir yash torpaq, köydürme qurbanliq üchün bir qochqarni keltürsun;
4 өзи муқәддәс канап халта көйнәкни кийип, әтлирини япидиған канап иштанниму кийип, белигә бир канап бәлвағни бағлап, бешиға канап сәллини йөгәп кәлсун. Булар муқәддәс кийимләр болғачқа, кийиштин илгири бәдинини суда жуйсун.
özi muqeddes kanap xalta könglekni kiyip, etlirini yapidighan kanap ishtannimu kiyip, bélige bir kanap belwaghni baghlap, béshigha kanap sellini yögep kelsun. Bular muqeddes kiyimler bolghachqa, kiyishtin ilgiri bedinini suda yusun.
5 У Исраилларниң җамаитидин гуна қурбанлиғи үчүн икки текә, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни тапшурувалсун.
U Israillarning jamaitidin gunah qurbanliqi üchün ikki téke, köydürme qurbanliq üchün bir qochqarni tapshuruwalsun.
6 Шуниң билән Һарун авал гуна қурбанлиғи болидиған топақни сунуп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүши керәк.
Shuning bilen Harun awwal gunah qurbanliqi bolidighan torpaqni sunup, özi we öz öyidikiler üchün kafaret keltürüshi kérek.
7 Андин у икки текини елип, уларни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун.
Andin u ikki tékini élip, ularni jamaet chédirining kirish aghzining aldigha keltürüp, Perwerdigarning aldida turghuzsun.
8 Андин Һарун бу икки текә тоғрисида чәк ташлисун; чәкниң бирини «Пәрвәрдигар үчүн», йәнә бирини «азазәл үчүн» ташлисун.
Andin Harun bu ikki téke toghrisida chek tashlisun; chekning birini «Perwerdigar üchün», yene birini «azazel üchün» tashlisun.
9 Һарун Пәрвәрдигарға чәк чүшкән текини кәлтүрүп, гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
Harun Perwerdigargha chek chüshken tékini keltürüp, gunah qurbanliqi süpitide sunsun.
10 Лекин «азазәл»гә чәк чүшкән текини болса, кафарәт кәлтүрүши үчүн чөлгә һайдилишкә, шундақла «азазәл»гә әвәтилишкә Пәрвәрдигарниң алдида тирик қалдурулсун.
Lékin «azazel»ge chek chüshken tékini bolsa, kafaret keltürüshi üchün chölge heydilishke, shundaqla «azazel»ge ewetilishke Perwerdigarning aldida tirik qaldurulsun.
11 Андин Һарун гуна қурбанлиғини, йәни өзи үчүн болған топақни кәлтүрүп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүшкә өзигә гуна қурбанлиғи болидиған бу топақни боғузлисун;
Andin Harun gunah qurbanliqini, yeni özi üchün bolghan torpaqni keltürüp, özi we öz öyidikiler üchün kafaret keltürüshke özige gunah qurbanliqi bolidighan bu torpaqni boghuzlisun;
12 Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһтин елинған чоғ билән толған бир хушбуйданни елип, икки қоллап юмшақ езилгән есил хушбуй әтир билән толдуруп, буни пәрдиниң ичигә елип барсун;
Andin u Perwerdigarning aldidiki qurban’gahtin élin’ghan chogh bilen tolghan bir xushbuydanni élip, ikki qollap yumshaq ézilgen ésil xushbuy etir bilen toldurup, buni perdining ichige élip barsun;
13 андин хушбуй ис-түтики һөкүм-гува сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтини қаплисун дәп, хушбуйни Пәрвәрдигарниң һозуридики отниң үстигә қойсун; шуниң билән у өлмәйду.
andin xushbuy is-tütiki höküm-guwah sanduqining üstidiki kafaret textini qaplisun dep, xushbuyni Perwerdigarning huzuridiki otning üstige qoysun; shuning bilen u ölmeydu.
14 У топақниң қенидин елип өз бармиғи билән кафарәт тәхтиниң шәриқ тәрипигә чечип, кафарәт тәхтиниң алдиғиму өз бармиғи билән қандин елип, йәттә қетим сәпсун.
U torpaqning qénidin élip öz barmiqi bilen kafaret textining sherq teripige chéchip, kafaret textining aldighimu öz barmiqi bilen qandin élip, yette qétim sepsun.
15 Андин у хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи қилинидиған текини боғузлисун; қенини пәрдиниң ичигә кәлтүрүп, топақниң қенини қилғандәк қилсун, йәни униң қенидин елип кафарәт тәхтигә вә кафарәт тәхтиниң алдиға чачсун.
Andin u xelq üchün gunah qurbanliqi qilinidighan tékini boghuzlisun; qénini perdining ichige keltürüp, torpaqning qénini qilghandek qilsun, yeni uning qénidin élip kafaret textige we kafaret textining aldigha chachsun.
16 У бу йол билән муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни Исраилларниң напаклиғидин, һәммә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналиридин паклайду вә шуниңдәк уларниң напаклиғи арисида туруватқан җамаәт чедири үчүнму шундақ кафарәт қилсун.
U bu yol bilen muqeddes jay üchün kafaret keltürüp, uni Israillarning napakliqidin, hemme itaetsizliklirini élip baridighan gunahliridin paklaydu we shuningdek ularning napakliqi arisida turuwatqan jamaet chédiri üchünmu shundaq kafaret qilsun.
17 У кафарәт кәлтүрүш үчүн әң муқәддәс җайға киргәндин тартип униңдин чиққичә һеч бир адәм җамаәт чедири ичидә болмисун; бу йол билән у өзи, өйидикиләр вә Исраилниң пүткүл җамаити үчүн кафарәт кәлтүриду.
U kafaret keltürüsh üchün eng muqeddes jaygha kirgendin tartip uningdin chiqquche héchbir adem jamaet chédiri ichide bolmisun; bu yol bilen u özi, öyidikiler we Israilning pütkül jamaiti üchün kafaret keltüridu.
18 Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһқа чиқип, униң үчүнму кафарәт кәлтүриду; шуниңдәк топақниң қени билән текиниң қенидин елип қурбангаһниң чөрисидики мүңгүзләргә сүрсун;
Andin u Perwerdigarning aldidiki qurban’gahqa chiqip, uning üchünmu kafaret keltüridu; shuningdek torpaqning qéni bilen tékining qénidin élip qurban’gahning chörisidiki münggüzlerge sürsun;
19 у бармиғи билән қандин елип қурбангаһниң үстигә йәттә қетим сәпсун; шуниң билән у уни Исраилларниң напаклиқлиридин паклап [Худаға атап] муқәддәс қилиду.
u barmiqi bilen qandin élip qurban’gahning üstige yette qétim sepsun; shuning bilen u uni Israillarning napakliqliridin paklap [Xudagha atap] muqeddes qilidu.
20 — Муқәддәс җай, җамаәт чедири вә қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп болғандин кейин, у тирик текини кәлтүрсун;
— Muqeddes jay, jamaet chédiri we qurban’gah üchün kafaret keltürüp bolghandin kéyin, u tirik tékini keltürsun;
21 андин Һарун икки қолини тирик текиниң бешиға қоюп туруп, униң үстидә туруп, Исраилларниң барлиқ қәбиһликлири вә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналирини иқрар қилип, уларни текиниң бешиға артсун; андин уни йенида тәйяр туридиған бир адәмниң қоли билән чөлгә әвәтивәтсун.
andin Harun ikki qolini tirik tékining béshigha qoyup turup, uning üstide turup, Israillarning barliq qebihlikliri we itaetsizliklirini élip baridighan gunahlirini iqrar qilip, ularni tékining béshigha artsun; andin uni yénida teyyar turidighan bir ademning qoli bilen chölge ewetiwetsun.
22 Бу йол билән текә уларниң һәммә қәбиһликлирини өз үстигә елип, адәмзатсиз чөлгә кетиду. Шуңа у текини чөлгә қоювәтсун.
Bu yol bilen téke ularning hemme qebihliklirini öz üstige élip, ademzatsiz chölge kétidu. Shunga u tékini chölge qoyuwetsun.
23 — Андин Һарун җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайға киргән вақитта кийгән канап кийимлирини селип шу йәрдә уларни қоюп қойсун.
— Andin Harun jamaet chédirigha kirip muqeddes jaygha kirgen waqitta kiygen kanap kiyimlirini sélip shu yerde ularni qoyup qoysun.
24 У муқәддәс йәрдә өз бәдинини суда жуюп, өз кийимлирини кийип ташқириға чиқип, өзиниң көйдүрмә қурбанлиғи билән хәлиқниң көйдүрмә қурбанлиғини сунуп, шу йол билән өзи вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүриду.
U muqeddes yerde öz bedinini suda yuyup, öz kiyimlirini kiyip tashqirigha chiqip, özining köydürme qurbanliqi bilen xelqning köydürme qurbanliqini sunup, shu yol bilen özi we xelq üchün kafaret keltüridu.
25 Шундақла у гуна қурбанлиғиниң мейини қурбангаһта көйдүрсун.
Shundaqla u gunah qurbanliqining méyini qurban’gahta köydürsun.
26 «Азазәл»гә бекитилгән текини елип берип қоювәткән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду.
«Azazel»ge békitilgen tékini élip bérip qoyuwetken kishi öz kiyimlirini yuyup, bedinini suda yuyup, andin chédirgahqa kirishke bolidu.
27 Кафарәт кәлтүрүш үчүн қени [әң] муқәддәс җайға елип кирилип, гуна қурбанлиғи қилинған топақ билән гуна қурбанлиғи қилинған текини бириси чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, уларниң териси, гөши вә тезәклирини отта көйдүрсун.
Kafaret keltürüsh üchün qéni [eng] muqeddes jaygha élip kirilip, gunah qurbanliqi qilin’ghan torpaq bilen gunah qurbanliqi qilin’ghan tékini birsi chédirgahning tashqirigha élip chiqip, ularning térisi, göshi we tézeklirini otta köydürsun.
28 Уларни көйдүргән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду.
Ularni köydürgen kishi öz kiyimlirini yuyup, bedinini suda yuyup, andin chédirgahqa kirishke bolidu.
29 — Мана бу силәргә бир әбәдий қанун-бәлгүлимә болсун: — Һәр йәттинчи айниң онинчи күнидә силәр өз нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар вә һеч қандақ иш қилмаңлар; мәйли йәрликләр болсун яки араңларда туруватқан Яқ. жутлуқлар болсун шундақ қилишиңлар керәк.
— Mana bu silerge bir ebediy qanun-belgilime bolsun: — Her yettinchi ayning oninchi künide siler öz nepsinglarni tartip özünglarni töwen tutunglar we héchqandaq ish qilmanglar; meyli yerlikler bolsun yaki aranglarda turuwatqan Yaq. yurtluqlar bolsun shundaq qilishinglar kérek.
30 Чүнки шу күнидә силәрни паклашқа силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлиду; Пәрвәрдигарниң алдида силәр һәммә гуналириңлардин пак болисиләр.
Chünki shu künide silerni paklashqa siler üchün kafaret keltürülidu; Perwerdigarning aldida siler hemme gunahliringlardin pak bolisiler.
31 Бу күн силәргә пүтүнләй арам алидиған шабат күни болуп, нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутисиләр; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.
Bu kün silerge pütünley aram alidighan shabat küni bolup, nepsinglarni tartip özünglarni töwen tutisiler; bu ebediy bir belgilimidur.
32 Кимки атисиниң орнида каһинлиқ жүргүзүш үчүн мәсиһ қилинип, Худаға атап тикләнгән каһин болса шу йол билән кафарәт кәлтүриду. У канаптин етилгән муқәддәс кийимни кийип туруп,
Kimki atisining ornida kahinliq yürgüzüsh üchün mesih qilinip, Xudagha atap tiklen’gen kahin bolsa shu yol bilen kafaret keltüridu. U kanaptin étilgen muqeddes kiyimni kiyip turup,
33 Әң муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүриду; җамаәт чедири билән қурбангаһ үчүнму кафарәт кәлтүриду; қалған каһинлар билән барлиқ хәлиқниң җамаити үчүн һәм кафарәт кәлтүриду.
Eng muqeddes jay üchün kafaret keltüridu; jamaet chédiri bilen qurban’gah üchünmu kafaret keltüridu; qalghan kahinlar bilen barliq xelqning jamaiti üchün hem kafaret keltüridu.
34 Бу болса силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду; шуниң билән Исраилларни барлиқ гуналиридин паклаш үчүн жилда бир қетим кафарәт кәлтүрүп берисиләр». Шуниң билән [Һарун] Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк қилди.
Bu bolsa siler üchün ebediy bir belgilime bolidu; shuning bilen Israillarni barliq gunahliridin paklash üchün yilda bir qétim kafaret keltürüp bérisiler». Shuning bilen [Harun] Perwerdigar Musagha buyrughinidek qildi.