< Лавийлар 15 >
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
耶和華對摩西、亞倫說:
2 Исраилларға мундақ дәңлар: — Һәр қандақ әркәкниң өз тенидин ақма чиқса шу киши шу ақма сәвәвидин напак саналсун.
「你們曉諭以色列人說:人若身患漏症,他因這漏症就不潔淨了。
3 Ақма чиқиштин болған напаклиқ тоғрисидики һөкүм шуки, ақмиси мәйли тенидин еқип турсун яки еқиштин тохтитилған болсун, шу киши йәнила напак саналсун;
他患漏症,無論是下流的,是止住的,都是不潔淨。
4 мундақ ақма болған киши ятқан һәр бир орун-көрпә напак санилиду вә у қайси нәрсиниң үстидә олтарса шу нәрсиму напак санилиду.
他所躺的床都為不潔淨,所坐的物也為不潔淨。
5 Кимки у ятқан орун-көрпигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, андин кәч киргичә напак саналсун.
凡摸那床的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
6 Шуниңдәк кимки мундақ ақма болған киши олтарған нәрсидә олтарса өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
那坐患漏症人所坐之物的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
7 Кимки ақма болған кишиниң тенигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
那摸患漏症人身體的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
8 Әгәр ақма болған киши пак бирисигә түкүрсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, кәч киргичә напак саналсун.
若患漏症人吐在潔淨的人身上,那人必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
9 Қайсибир егәр-тоқумниң үстигә [ақма болған] киши минсә, шу нәрсә напак саналсун.
患漏症人所騎的鞍子也為不潔淨。
10 Кимки униң тегидә қоюлған нәрсиләргә тәгсә кәч киргичә напак санилиду; вә кимки шу нәрсиләрни көтәрсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
凡摸了他身下之物的,必不潔淨到晚上;拿了那物的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
11 Ақма болған киши қолини жуймастин биркимгә тәккүзсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
患漏症的人沒有用水涮手,無論摸了誰,誰必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
12 Ақма болған киши сапал қачини тутуп салса, шу қача чеқиветилсун; яғач қача болса суда жуюлсун.
患漏症人所摸的瓦器就必打破;所摸的一切木器也必用水涮洗。
13 Қачаники ақма бар киши ақма һалитидин қутулса, өзиниң пак қилиниши үчүн йәттә күнни һесаплап өткүзүп, андин кийимлирини жуюп, еқин суда жуюнсун; андин пак санилиду.
「患漏症的人痊癒了,就要為潔淨自己計算七天,也必洗衣服,用活水洗身,就潔淨了。
14 Сәккизинчи күни икки пахтәк яки икки бачкини елип, җамаәт чедириниң кириш ағзиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшурсун.
第八天,要取兩隻斑鳩或是兩隻雛鴿,來到會幕門口、耶和華面前,把鳥交給祭司。
15 Каһин улардин бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн сунсун. Бу йол билән каһин Пәрвәрдигарниң алдида униң ақма болғанлиғиға кафарәт кәлтүриду.
祭司要獻上一隻為贖罪祭,一隻為燔祭;因那人患的漏症,祭司要在耶和華面前為他贖罪。
16 Әгәр бир әркәкниң мәнийси өзлүгидин чиқип кәткән болса, у пүтүн бәдинини суда жуйсун, у кәч киргичә напак саналсун.
「人若夢遺,他必不潔淨到晚上,並要用水洗全身。
17 Шуниңдәк адәмниң мәнийси қайси кийимигә яки терисигә жуқуп қалса, суда жуюлсун вә кәч киргичә напак саналсун.
無論是衣服是皮子,被精所染,必不潔淨到晚上,並要用水洗。
18 Әр вә аял киши бир-биригә йеқинлишиши билән мәний чиқса, иккиси жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
若男女交合,兩個人必不潔淨到晚上,並要用水洗澡。
19 Әгәр аял кишиләр ақма келиш һалитидә турса вә ақмиси хун болса, у йәттә күнгичә «айрим» турсун; кимки униңға тәгсә кәч киргичә напак саналсун.
「女人行經,必污穢七天;凡摸她的,必不潔淨到晚上。
20 «Айрим» туруш мәзгилидә, қайси нәрсиниң үстидә ятса, шу нәрсә напак санилиду, шундақла қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсиму напак саналсун.
女人在污穢之中,凡她所躺的物件都為不潔淨,所坐的物件也都不潔淨。
21 Һәр ким униң орун-көрписигә тәгсә өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
凡摸她床的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
22 Һәр ким у олтарған нәрсигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
凡摸她所坐甚麼物件的,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
23 Вә әгәр бирким у ятқан яки олтарған җайда қоюлған бирәр нәрсигә тәгсә, кәч киргичә напак саналсун.
在女人的床上,或在她坐的物上,若有別的物件,人一摸了,必不潔淨到晚上。
24 Әгәр бир әр киши шу һаләттики аял билән биргә ятса, шундақла униң хун напаклиғи шу әргә жуқуп қалса, у йәттә күнгичә напак саналсун; у ятқан һәр бир орун-көрпиму напак саналсун.
男人若與那女人同房,染了她的污穢,就要七天不潔淨;所躺的床也為不潔淨。
25 Әгәр аял кишиниң адәт вақтиниң сиртидиму бир нәччә күнгичә хуни келип турса, яки хун ақмиси адәт вақтидин ешип кәткән болса, ундақта бу напак қан еқип турған күнлириниң һәммисидә, у адәт күнлиридә турғандәк саналсун, йәнә напак саналсун.
「女人若在經期以外患多日的血漏,或是經期過長,有了漏症,她就因這漏症不潔淨,與她在經期不潔淨一樣。
26 Қан кәлгән һәр бир күндә у қайси орун-көрпә үстидә ятса, булар у адәт күнлиридә ятқан орун-көрпиләрдәк һесаплиниду; у қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсә адәт күнлириниң напаклиғидәк напак саналсун.
她在患漏症的日子所躺的床、所坐的物都要看為不潔淨,與她月經的時候一樣。
27 Һәр ким бу нәрсиләргә тәгсә напак болиду; шу киши кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
凡摸這些物件的,就為不潔淨,必不潔淨到晚上,並要洗衣服,用水洗澡。
28 Аял киши қачан хун келиштин сақайса, у йәттә күнни һесаплап, өткүзүп болғанда пак санилиду.
女人的漏症若好了,就要計算七天,然後才為潔淨。
29 Сәккизинчи күни у икки пахтәк яки икки бачкини елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун.
第八天,要取兩隻斑鳩或是兩隻雛鴿,帶到會幕門口給祭司。
30 Каһин буларниң бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн өткүзсун; бу йол билән каһин униң напак ақма қенидин пак болушиға униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду.
祭司要獻一隻為贖罪祭,一隻為燔祭;因那人血漏不潔,祭司要在耶和華面前為她贖罪。
31 Силәр мошу йол билән Исраилларни напаклиғидин үзүңлар; болмиса, улар напаклиғида туриверип, уларниң арисида турған мениң туралғу чедиримни булғиши түпәйлидин напак һалитидә өлүп кетиду.
「你們要這樣使以色列人與他們的污穢隔絕,免得他們玷污我的帳幕,就因自己的污穢死亡。」
32 Ақма келиш һалитидә болған киши вә мәний кетиш билән напак болған киши тоғрисида,
這是患漏症和夢遺而不潔淨的,
33 Шуниңдәк хун келиш күнлиридики ағриқ аял киши тоғрилиқ, ақма һаләттә болған әр вә аял тоғрилиқ, напак һаләттики аял биллә ятқан әр тоғрилиқ кәлгән қанун-бәлгүлимә мана шулардур.
並有月經病的和患漏症的,無論男女,並人與不潔淨女人同房的條例。