< Лавийлар 14 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
ヱホバ、モーセに告て言たまはく
2 Песә-мохо болған киши пак қилинидиған күнидә беҗа қилиш керәк болған қанун-бәлгүлимә мана төвәндикидәктур: — У каһинниң алдиға кәлтүрүлсун.
癩病人の潔めらるる日の定例は是のごとし即ちその人を祭司の許に携へゆくべし
3 Каһин чедиргаһниң ташқириға чиқип, песә-мохо болған кишигә сәпселип қарисун; әгәр песә-мохо болған киши кесилидин сақайған болса,
先祭司營より出ゆきて觀祭司もし癩病人の身にありし癩病の患處の痊たるを見ば
4 Ундақта каһин пак қилинидиған кишигә пак, тирик қуштин иккини униңға қошуп кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа кәлтүрүшкә буйрусун.
祭司その潔めらるる者のために命じて生る潔き鳥二羽に香柏と紅の線と牛膝草を取きたらしめ
5 Андин каһин қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлаңлар дәп буйрусун;
祭司また命じてその鳥一羽を瓦の器の内にて活水の上に殺さしめ
6 андин тирик қушни болса, каһин уни кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа билән елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини тирик қуш билән биргә еқин суниң үстидә боғузланған қушниң қениға чилисун,
而してその生る鳥を取り香柏と紅の線と牛膝草をも取て之を夫活水の上に殺したる鳥の血の中にその生る鳥とともに濡し
7 андин песә-моходин пак қилинидиған кишигә йәттә қетим сепиши билән уни пак дәп җакалисун; вә тирик қушни далаға қоюп бәрсун.
癩病より潔められんとする者にこれを七回灑ぎてこれを潔き者となしその生る鳥をば野に放つべし
8 Песә-моходин пак қилинидиған киши кийимлирини жуюп, бәдинидики барлиқ түкләрни чүшүрүп, суда жуюнғандин кейин пак һесаплиниду. Андин униңға чедиргаһқа киришкә иҗазәт болиду; пәқәт у йәттә күнгичә өз чедириниң тешида туруши керәк.
潔めらるる者はその衣服を濯ひその毛髮をことごとく剃おとし水に身を滌ぎて潔くなり然る後に營に入きたるべし但し七日が間は自己の天幕の外に居るべし
9 Йәттинчи күни у бәдинидики һәммә түкләрни чүшүрсун; башниң чач-сақаллири вә қешини, йәни барлиқ түклирини чүшүрсун; у кийимлирини жуюп өз бәдинини суда жуйсун, андин пак болиду.
而して第七日にその身の毛髮をことごとく剃べし即ちその頭の髮と鬚と眉とをことごとく剃りまたその衣服を濯ひ且その身を水に滌ぎて潔くなるべし
10 Сәккизинчи күни у икки беҗирим әркәк қоза билән бир яшқа киргән беҗирим чиши қозидин бирни, шуниңдәк бир [әфаһниң] ондин үчигә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун «ашлиқ һәдийә»ни, бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун.
第八日にいたりてその人二匹の全き羔羊の牡と當歳なる一匹の全き羔羊の牝を取りまた麥粉十分の三に油を和たる素祭と油一ログを取べし
11 Уни «пак» дәп җакалайдиған бу рәсим-қаидини өткүзидиған каһин пак қилинидиған кишини вә у нәрсиләрни җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң алдида һазир қилсун.
潔禮をなす所の祭司その潔めらるべき人と是等の物とを集會の幕屋の門にてヱホバの前に置き
12 Андин каһин әркәк қозиларниң бирини елип итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунуп, униң билән биллә шу бир лог зәйтун мейиниму кәлтүрүп, пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
而して祭司かの羔羊の牡一匹を取り一ログの油とともに之を愆祭に献げまた之をヱホバの前に搖て搖祭となすべし
13 Қоза болса муқәддәс бир җайниң ичидә гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиқлар боғузлинидиған җайда боғузлансун; чүнки итаәтсизлик қурбанлиғи болса гуна қурбанлиғиға охшаш, каһинға тәвә болуп «әң муқәддәсләрниң бири» санилиду.
この羔羊の牡は罪祭燔祭の牲を宰る處すなはち聖所にてこれを宰るべし罪祭の物の祭司に歸するごとく愆祭の物も然るなり是は至聖物たり
14 Каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин елип пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң чоң бармиғи билән оң путиниң чоң бармиғиғиму сүрүп қойсун.
而して祭司その愆祭の牲の血を取りその潔めらるべき者の右の耳の端と右の手の大指と右の足の拇指に祭司これをつくべし
15 Андин каһин шу бир лог зәйтун мейидин елип, өзиниң сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун.
祭司またその一ログの油をとりて之を自身の左の手の掌に傾ぎ
16 Каһин оң бармиғини сол қолидики зәйтун мейиға чилап, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим бармиғи билән сәпсун.
而して祭司その右の指を左の手の油にひたしその指をもて之を七回ヱホバの前に灑ぐべし
17 Андин каһин қолидики қалған майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрүлгән итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрүп қойсун.
その手の殘餘の油は祭司その潔らるべき者の右の耳の端と右の手の大指と右の足の拇指においてその愆祭の牲の血の上に之をつくべし
18 Сүрүп болуп, каһин қолидики ешип қалған майни пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун. Бу йол билән каһин униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду.
而して尚その手に殘れる油は祭司これをその潔めらるべき者の首につけヱホバの前にて祭司その人のために贖罪をなすべし
19 Андин каһин гуна қурбанлиғини сунуп, пак қилинидиған кишини напаклиғидин пак қилишқа кафарәт кәлтүриду; ахирида у көйдүрмә қурбанлиқни боғузлисун.
斯してまた祭司罪祭を献げその汚穢を潔めらるべき者のために贖罪を爲て然る後に燔祭の牲を宰るべし
20 Каһин көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қурбангаһта сунсун. Бу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүрүп, у киши пак болиду.
而して祭司燔祭と素祭を壇の上に献げその人のために祭司贖罪を爲べし然せばその人は潔くならん
21 Лекин у кәмбәғәлликтин шундақ қилишқа қурби йәтмисә, өзигә кафарәт кәлтүрүш үчүн «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун, шуниңдәк ашлиқ һәдийә үчүн бир әфаһниң ондин биригә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун билән бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун
その人もし貧くして之にまで手の届かざる時は搖て自己の贖罪をなさしむべき愆祭のために羔羊の牡一匹をとり又素祭のために麥粉十分の一に油を和たるを取りまた油一ログを取り
22 вә өз әһвалиға яриша икки пахтәк яки икки бачка елип кәлсун; бири гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн болсун;
且その手のとどくところに循ひて鳲鳩二羽かまたは雛き鴿二羽を取べし其一は罪祭のための者一は燔祭のための者なり
23 сәккизинчи күни буларни өзиниң пак қилиниши үчүн җамаәт чедириниң кириш ағзиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида каһинниң қешиға кәлтүрсун.
而してその潔禮の第八日に之を祭司に携へ集會の幕屋の門にきたりてヱホバの前にいたるべし
24 Каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болидиған әркәк қоза билән шу бир лог майни елип, буларни пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.
かくて祭司はその愆祭の牡羊と一ログの油を取り祭司これをヱホバの前に搖て搖祭となすべし
25 Итаәтсизлик қурбанлиғи қилинған әркәк қозини болса өзи боғузлисун; андин каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин азғина елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрсун.
而して愆祭の羔羊を宰りて祭司その愆祭の牲の血を取りこれをその潔めらるべき者の右の耳の端と右の手の大指と右の足の拇指につけ
26 Андин каһин майдин елип, сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун.
また祭司その油の中を己の左の手の掌に傾ぎ
27 Шундақ қилип, каһин оң бармиғи билән сол қолидики майдин Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим сәпсун.
而して祭司その右の指をもて左の手の油を七回ヱホバの前に灑ぎ
28 Андин каһин өзи қолидики майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң баш бармиғи билән оң путиниң баш бармиғиға итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрсун.
亦祭司その潔めらるべき者の右の耳と右の手の大指と右の足の拇指において愆祭の牲の血をつけし處にその手の油をつくべし
29 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида униңға кафарәт кәлтүрүшкә каһин қолидики майниң қалғинини пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун;
またその手に殘れる油をば祭司その潔めらるべき者の首に之をつけヱホバの前にてその人のために贖罪をなすべし
30 андин шу киши өз қурбиға қарап пахтәктин бирни яки бачкидин бирни сунсун;
その人はその手のおよぶところの鳲鳩または雛き鴿一羽を献ぐべし
31 өз қурбиға қарап, бирини гуна қурбанлиғи, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ қилип ашлиқ һәдийә билән биллә сунсун. Бу йолда каһин Пәрвәрдигарниң алдида пак қилинидиған киши үчүн кафарәт кәлтүриду.
即ちその手のおよぶところの者一を罪祭に一を燔祭に爲べし祭司はその潔めらるべき者のためにヱホバの前に贖罪をなすべし
32 Өзидә песә-мохо болған, пак қилиниши үчүн ваҗип болидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә қурби йәтмәйдиған кишиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шулардур.
癩病の患處ありし人にてその潔禮に用ふべき物に手の届ざる者は之をその條例とすべし
33 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
ヱホバ、モーセとアロンに告て言たまはく
34 — Силәр Мән өзүңларға мирас қилип беридиған Қанаан зиминиға киргәндин кейин, Мән силәр егә болидиған шу зиминдики бир өйгә бир хил песә-мохо ярисини әвәтсәм,
我が汝らの產業に與ふるカナンの地に汝等の至らん時に我汝らの產業の地の或家に癩病の患處を生ぜしむること有ば
35 өйниң егиси каһинниң қешиға берип, униңға буни мәлум қилип: «Мениң өйүмгә ваба жуққандәк көрүниду», дәп мәлум қилиши керәк.
その家の主來り祭司に告て患處のごとき者家に現はると言べし
36 Каһин болса: — Өйдики һәммә нәрсиләр напак болмисун үчүн мән берип бу вабаға сәпселип қараштин бурун өйни бекарлаңлар, дәп буйрусун. Андин каһин кирип өйгә сәпселип қарисун.
然る時は祭司命じて祭司のその患處を視に行く前にその家を空しむべし是は家にある物の凡て汚れざらんためなり而して後に祭司いりてその家を觀べし
37 У шу вабаға сәпселип қариғинида, мана өйниң тамлириға ваба дағлири жуққан җайлар кавак болса, һәм йешилға майил яки қизғуч болуп, тамниң йүзидин қениқрақ болса,
その患處を觀にもしその家の壁に靑くまたは赤き窪の患處ありて壁よりも卑く見えなば
38 каһин өйниң ишигиниң алдиға чиқип, ишикни йәттә күнгичә тақап қойсун.
祭司その家を出て家の門にいたり七日の間家を閉おき
39 Андин каһин йәттинчи күни йенип келип, сәпселип қариғинида, өйниң тамлиридики из-дағ кеңийип кәткән болса,
祭司第七日にまた來りて視るべしその患處もし家の壁に蔓延をらば
40 каһин: — Ваба жуққан ташларни чиқирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливетиңлар, дәп буйрусун.
祭司命じてその患處ある石を取のぞきて邑の外の汚穢所にこれを棄しめ
41 Шуниң билән биргә у өйниң ичиниң төрт әтрапини қирдорсун вә улар қирған сугақни болса шәһәрниң тешидики напак бир җайға төкүвәтсун.
またその家の内の四周を刮らしむべしその刮りし灰沙は之を邑の外の汚穢所に傾け
42 Андин улар башқа ташларни елип, илгәрки ташларниң орнида қойсун вә башқа һак лай етип, униң билән өйни қайтидин сугисун.
他の石を取てその石の所に入かふべし而して彼他の灰沙をとりて家を塗べきなり
43 Әгәр у ташларни чиқирип, өйни қирдуруп қайтидин сугатқандин кейин, өйдә ваба деғи йәнә пәйда болса,
斯石を取のぞき家を刮りてこれを塗かへし後にその患處もし再びおこりて家に發しなば
44 ундақта каһин йәнә кирип буниңға сәпселип қарисун. Сәпселип қариғинида, мана из-дағ өйдә кеңийип кәткән болса, бу өйгә жуққини чириткүч ваба болиду; өй напак санилиду.
祭司また來りて視べし患處もし家に蔓延たらば是家にある惡き癩病なれば其は汚るるなり
45 Бу вәҗидин улар өйни, йәни яғач-таш вә барлиқ сугиқи билән биллә чүшүрүп, һәммисини көтирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливәтсун.
彼その家を毀ちその石その木およびその家の灰沙をことごとく邑の外の汚穢所に搬びいだすべし
46 Кимдәким өй тақалған мәзгилдә униңға кирсә, у кәч киргичә напак санилиду.
その家を閉おける日の間にこれに入る者は晩まで汚るべし
47 Әгәр бирким өй ичидә ятқан болса, кийимлирини жуйсун; вә әгәр бириси өйдә ғизаланған болса, уму өз кийимлирини жуйсун.
その家に臥す者はその衣服を洗ふべしその家に食する者もその衣服を洗ふべし
48 Лекин каһин кирип, өйгә сәпселип қариғинида өй сугалғандин кейин ваба униңда кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин өйни «пак» дәп җакалисун; чүнки униңдики ваба сақайған болиду.
然ど祭司いりて視にその患處家を塗かへし後に家に蔓延ずば是患處の痊たる者なれば祭司その家を潔き者となすべし
49 Андин у өйниң пак қилиниши үчүн икки қуш, кедир яғичи, қизил рәхт билән зофа елип келип,
彼すなはちその家を潔むるために鳥二羽に香柏と紅の線と牛膝草を取り
50 қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлисун;
その鳥一羽を瓦の器の内にて活る水の上に殺し
51 андин у кедир яғичи, зофа, қизил рәхт вә тирик қушни биллә елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини боғузланған қушниң қениға, шундақла еқин суға чилап, өйгә йәттә мәртивә сәпсун;
香柏と牛膝草と紅の線と生鳥を取てこれをその殺せし鳥の血なる活る水に浸し七回家に灑ぐべし
52 бу йол билән у өйни қушниң қени, еқин су, тирик қуш, кедир яғичи, зофа вә қизил рәхт арқилиқ напаклиқтин паклайду.
斯祭司鳥の血と活る水と生る鳥と香柏と牛膝草と紅の線をもて家を潔め
53 Андин у тирик қушни шәһәрниң сиртида, далада қоюп бәрсун. У шундақ қилип, өй үчүн кафарәт кәлтүриду; у өй пак санилиду.
その生る鳥を邑の外の野に縦ちその家のために贖罪をなすべし然せば其は潔くならん
54 Булар болса һәр хил песә-мохо җараһити, қақач,
是すなはち癩病の諸患處瘡
55 кийим-кечәк вә өйгә жуққан песә-мохо вабаси,
および衣服と家屋の癩病
56 теридики чиқанлар, тәмрәткә вә пақирақ ақ из-дағлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
ならびに腫と癬と光る處とに關る條例にして
57 Шу бәлгүлимиләр билән бир нәрсиниң қайси әһвалда напак, қайси әһвалда пак болидиғанлиғини пәриқ етишкә көрсәтмә беришкә болиду; мана бу песә-мохо тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
何の日潔きか何の日汚たるかを敎ふる者なり癩病の條例は是のごとし

< Лавийлар 14 >