< Лавийлар 13 >

1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
2 Бирисиниң бәдининиң терисидә бир чиқан, яки тәмрәткә яки пақирақ ташма чиқип, униңдин бәдининиң терисидә песә-мохо кесилиниң җараһити пәйда болған болса, у киши Һарун каһинниң яки униң каһин оғуллиридин бириниң қешиға кәлтүрүлсун.
Birsining bǝdinining terisidǝ bir qiⱪan, yaki tǝmrǝtkǝ yaki parⱪiraⱪ taxma qiⱪip, uningdin bǝdinining terisidǝ pesǝ-mahaw kesilining jaraⱨiti pǝyda bolƣan bolsa, u kixi Ⱨarun kaⱨinning yaki uning kaⱨin oƣulliridin birining ⱪexiƣa kǝltürülsun.
3 Каһин униң бәдининиң җараһитигә қарайду; җараһәт болған җайниң түки ақирип кәткән һәмдә җараһәтму әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, бу песә-мохо кесәллигидур. Шуңа каһин уни көргәндин кейин шу кишини «напак» дәп җакалисун.
Kaⱨin uning bǝdinining jaraⱨitigǝ ⱪaraydu; jaraⱨǝt bolƣan jayning tüki aⱪirip kǝtkǝn ⱨǝmdǝ jaraⱨǝtmu ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ kɵrünsǝ, bu pesǝ-mahaw kesǝllikidur. Xunga kaⱨin uni kɵrgǝndin keyin xu kixini «napak» dǝp jakarlisun.
4 Лекин әгәр униң бәдининиң терисидики пәйда болған әшу ялтирақ чиқан ақ болуп, әтрапидики теридин қениқрақ көрүнмисә вә түкиму ақирип кәтмигән болса, каһин бу җараһәт бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
Lekin ǝgǝr uning bǝdinining terisidiki pǝyda bolƣan axu yaltiraⱪ qiⱪan aⱪ bolup, ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ kɵrünmisǝ wǝ tükimu aⱪirip kǝtmigǝn bolsa, kaⱨin bu jaraⱨǝt bar kixini yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
5 Йәттинчи күни каһин униңға қарисун вә әгәр җараһәт охшаш туруп, терисидә кеңийип кәтмигән болса, каһин уни йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
Yǝttinqi küni kaⱨin uningƣa ⱪarisun wǝ ǝgǝr jaraⱨǝt ohxax turup, terisidǝ kengiyip kǝtmigǝn bolsa, kaⱨin uni yǝnǝ yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
6 Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун вә җараһәтниң рәңги суслашқан вә кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин уни «пак» дәп җакалисун; җараһәтниң пәқәт бир чақа екәнлиги бекитилип, кесәл киши өз кийимлирини жуюп пак саналсун.
Yǝttinqi küni kaⱨin uningƣa yǝnǝ ⱪarisun wǝ jaraⱨǝtning rǝnggi suslaxⱪan wǝ kengiyip kǝtmigǝn bolsa, undaⱪta kaⱨin uni «pak» dǝp jakarlisun; jaraⱨǝtning pǝⱪǝt bir qaⱪa ikǝnliki bekitilip, kesǝl kixi ɵz kiyimlirini yuyup pak sanalsun.
7 Лекин әгәр у каһинға көрүнүп «пак» дәп җакаланғандин кейин шу чақа терисидә кеңийип кәтсә, ундақта у йәнә бир қетим каһинға көрүнсун.
Lekin ǝgǝr u kaⱨinƣa kɵrünüp «pak» dǝp jakarlanƣandin keyin xu qaⱪa terisidǝ kengiyip kǝtsǝ, undaⱪta u yǝnǝ bir ⱪetim kaⱨinƣa kɵrünsun.
8 Каһин униңға йәнә қарисун вә әгәр чақа униң терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; у җараһәт песә-моходур.
Kaⱨin uningƣa yǝnǝ ⱪarisun wǝ ǝgǝr qaⱪa uning terisidǝ kengiyip kǝtkǝn bolsa, kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; u jaraⱨǝt pesǝ-mahawdur.
9 Әгәр биркимдә песә-мохо җараһити пәйда болуп қалса каһинниң қешиға кәлтүрүлсун.
Əgǝr birkimdǝ pesǝ-mahaw jaraⱨiti pǝyda bolup ⱪalsa kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürülsun.
10 Каһин униң җараһитигә сәпселип қарисун; вә әгәр терисидә ақ бир чиқан пәйда болған, түки ақирип кәткән болса вә чиқан чиққан җайда әт-гөши көрүнүп қалған болса,
Kaⱨin uning jaraⱨitigǝ sǝpselip ⱪarisun; wǝ ǝgǝr terisidǝ aⱪ bir qiⱪan pǝyda bolƣan, tüki aⱪirip kǝtkǝn bolsa wǝ qiⱪan qiⱪⱪan jayda ǝt-gɵxi kɵrünüp ⱪalƣan bolsa,
11 бу униң бәдининиң терисигә чүшкән кона песә-мохо җараһитиниң қайтидин қозғилиши болуп, каһин уни «напак» дәп җакалисун. У напак болғини үчүн уни солашниң һаҗити йоқ.
bu uning bǝdinining terisigǝ qüxkǝn kona pesǝ-mahaw jaraⱨitining ⱪaytidin ⱪozƣilixi bolup, kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun. U napak bolƣini üqün uni solaxning ⱨajiti yoⱪ.
12 Лекин әгәр песә-мохо қозғилип, җараһити бар кишиниң терисигә йейилип кәткән болса, каһин нәгила қариса шу йәрдә шу «песә-мохо» болса, терисини бешидин путиғичә қаплап кәткән болса,
Lekin ǝgǝr pesǝ-mahaw ⱪozƣilip, jaraⱨiti bar kixining terisigǝ yeyilip kǝtkǝn bolsa, kaⱨin nǝgila ⱪarisa xu yǝrdǝ xu «pesǝ-mahaw» bolsa, terisini bexidin putiƣiqǝ ⱪaplap kǝtkǝn bolsa,
13 ундақта каһин униңға сәпселип қарисун; мана, шу песә-мохо җараһити пүтүн бәдинини қаплап кәткән болса, у җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; чүнки униң пүтүн бәдини ақирип кәткән болуп, у «пак» дәп саналсун.
undaⱪta kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪarisun; mana, xu pesǝ-mahaw jaraⱨiti pütün bǝdinini ⱪaplap kǝtkǝn bolsa, u jaraⱨiti bar kixini «pak» dǝp jakarlisun; qünki uning pütün bǝdini aⱪirip kǝtkǝn bolup, u «pak» dǝp sanalsun.
14 Лекин қачаники униңда әт-гөши көрүнүп қалса, у киши напак саналсун.
Lekin ⱪaqaniki uningda ǝt-gɵxi kɵrünüp ⱪalsa, u kixi napak sanalsun.
15 Каһин мундақ көрүнгән әт-гөшигә қарап, у кишини «напак» дәп җакалисун; чүнки шу әт-гөш напак болуп, у песә-мохо кесилидур.
Kaⱨin mundaⱪ kɵrüngǝn ǝt-gɵxigǝ ⱪarap, u kixini «napak» dǝp jakarlisun; qünki xu ǝt-gɵx napak bolup, u pesǝ-mahaw kesilidur.
16 Һалбуки, әгәр әт-гөши қайтидин өзгирип, ақарса у киши йәнә каһинниң қешиға кәлсун.
Ⱨalbuki, ǝgǝr ǝt-gɵxi ⱪaytidin ɵzgirip, aⱪarsa u kixi yǝnǝ kaⱨinning ⱪexiƣa kǝlsun.
17 Каһин униңға сәпселип қарисун; җараһәт ақарған болса, каһин җараһити бар кишини «пак» дәп җакалисун; у пак санилиду.
Kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪarisun; jaraⱨǝt aⱪarƣan bolsa, kaⱨin jaraⱨiti bar kixini «pak» dǝp jakarlisun; u pak sanilidu.
18 Әгәр биркимниң бәдининиң терисигә һүррәк чиқип сақийип,
Əgǝr birkimning bǝdinining terisigǝ ⱨürrǝk qiⱪip saⱪiyip,
19 һүррәкниң орнида ақ чиқан яки қизғуч дағ пәйда болған болса, каһинға көрситилсун.
ⱨürrǝkning ornida aⱪ qiⱪan yaki ⱪizƣuq daƣ pǝyda bolƣan bolsa, kaⱨinƣa kɵrsitilsun.
20 Каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр дағ әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, шундақла униңдики түкләр ақирип қалған болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу һүррәктин қозғилип пәйда болған песә-мохо кесили җараһитидур.
Kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr daƣ ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ kɵrünsǝ, xundaⱪla uningdiki tüklǝr aⱪirip ⱪalƣan bolsa, undaⱪta kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; qünki bu ⱨürrǝktin ⱪozƣilip pǝyda bolƣan pesǝ-mahaw kesili jaraⱨitidur.
21 Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, дағ чиққан җайда ақирип қалған түкләр болмиса, вә дағму әтрапидики теридин қениқрақ болмиса, рәңги сәл сусрақ болған болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
Lekin kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪariƣanda, daƣ qiⱪⱪan jayda aⱪirip ⱪalƣan tüklǝr bolmisa, wǝ daƣmu ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ bolmisa, rǝnggi sǝl susraⱪ bolƣan bolsa, undaⱪta kaⱨin uni yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
22 Әгәр дағ дәрвәқә терисигә йейилип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу [песә-мохо] җараһитидур.
Əgǝr daƣ dǝrwǝⱪǝ terisigǝ yeyilip kǝtkǝn bolsa, kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; qünki bu [pesǝ-mahaw] jaraⱨitidur.
23 Амма әгәр дағ өз җайида тохтап йейилмиған болса, бу пәқәт һүррәкниң зәхми, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун.
Əmma ǝgǝr daƣ ɵz jayida tohtap yeyilmiƣan bolsa, bu pǝⱪǝt ⱨürrǝkning zǝhmi, halas; kaⱨin uni «pak» dǝp jakarlisun.
24 Әгәр бирисиниң бәдининиң терисиниң мәлум җайи көйүп қелип, көйгән җай ақ-қизғуч яки пүтүнләй ақ дағ болуп қалса,
Əgǝr birsining bǝdinining terisining mǝlum jayi kɵyüp ⱪelip, kɵygǝn jay aⱪ-ⱪizƣuq yaki pütünlǝy aⱪ daƣ bolup ⱪalsa,
25 каһин униңға сәпселип қарисун; әгәр шу дағдики түкләр ақирип кәткән, дағму әтрапидики теридин қениқрақ болуп қалған болса, ундақта бу көйүк ярисидин пәйда болған песә-мохо кесилидур; каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr xu daƣdiki tüklǝr aⱪirip kǝtkǝn, daƣmu ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ bolup ⱪalƣan bolsa, undaⱪta bu kɵyük yarisidin pǝyda bolƣan pesǝ-mahaw kesilidur; kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; qünki u pesǝ-mahaw jaraⱨitidur.
26 Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, дағниң орнида һеч қандақ ақирип кәткән түк болмиса, шундақла дағму әтрапидики теридин қениқ болмиса, бәлки рәңги сус болса, ундақта каһин уни йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
Lekin ǝgǝr kaⱨin sǝpselip ⱪariƣanda, daƣning ornida ⱨeqⱪandaⱪ aⱪirip kǝtkǝn tük bolmisa, xundaⱪla daƣmu ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪ bolmisa, bǝlki rǝnggi sus bolsa, undaⱪta kaⱨin uni yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
27 Йәттинчи күни каһин униңға йәнә қарисун; дағ терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки у песә-мохо җараһитидур.
Yǝttinqi küni kaⱨin uningƣa yǝnǝ ⱪarisun; daƣ terisidǝ kengiyip kǝtkǝn bolsa, kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; qünki u pesǝ-mahaw jaraⱨitidur.
28 Амма әгәр дағ җайида тохтап, йейилмиған болса, шундақла рәңги сус болса, бу пәқәт көйүктин болған чавартқу, халас; каһин уни «пак» дәп җакалисун; чүнки у көйүкниң татуғи, халас.
Əmma ǝgǝr daƣ jayida tohtap, yeyilmiƣan bolsa, xundaⱪla rǝnggi sus bolsa, bu pǝⱪǝt kɵyüktin bolƣan qawartⱪu, halas; kaⱨin uni «pak» dǝp jakarlisun; qünki u kɵyükning tatuⱪi, halas.
29 Әгәр бир әр яки аял кишиниң бешида яки сақилида җараһәт пәйда болса,
Əgǝr bir ǝr yaki ayal kixining bexida yaki saⱪilida jaraⱨǝt pǝyda bolsa,
30 каһин җараһәткә сәпселип қарисун; әгәр җараһәт әтрапидики теридин қениқрақ көрүнсә, үстидә шалаң сериқ түк болса, ундақта каһин уни «напак» дәп җакалисун; чүнки бу җараһәт қақач болуп, баш яки сақалдики песә-мохониң аламитидур.
kaⱨin jaraⱨǝtkǝ sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr jaraⱨǝt ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪraⱪ kɵrünsǝ, üstidǝ xalang seriⱪ tük bolsa, undaⱪta kaⱨin uni «napak» dǝp jakarlisun; qünki bu jaraⱨǝt ⱪaⱪaq bolup, bax yaki saⱪaldiki pesǝ-mahawning alamitidur.
31 Әгәр каһин қақач җайға сәпселип қариғанда, у әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, шундақла униң ичидә һеч қандақ қара түкму болмиса, ундақта каһин қақичи бар кишини йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
Əgǝr kaⱨin ⱪaⱪaq jayƣa sǝpselip ⱪariƣanda, u ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪ kɵrünmisǝ, xundaⱪla uning iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ ⱪara tükmu bolmisa, undaⱪta kaⱨin ⱪaⱪiqi bar kixini yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
32 Каһин йәттинчи күни қақачқа йәнә сәпселип қарисун; қақач кеңийип кәтмәй, үстидиму һеч қандақ сериқ түк болмиса, шундақла қақач әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә,
Kaⱨin yǝttinqi küni ⱪaⱪaqⱪa yǝnǝ sǝpselip ⱪarisun; ⱪaⱪaq kengiyip kǝtmǝy, üstidimu ⱨeqⱪandaⱪ seriⱪ tük bolmisa, xundaⱪla ⱪaⱪaq ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪ kɵrünmisǝ,
33 җараһити бар киши барлиқ чач-сақилини чүшүрүвәтсун; қақачниң өзини ғирдимисун. Каһин қақичи бар кишини йәнә йәттә күнгичә айрим солап қойсун.
jaraⱨiti bar kixi barliⱪ qaq-saⱪilini qüxürüwǝtsun; ⱪaⱪaqning ɵzini ƣirdimisun. Kaⱨin ⱪaⱪiqi bar kixini yǝnǝ yǝttǝ küngiqǝ ayrim solap ⱪoysun.
34 Йәттинчи күни каһин қақачқа сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәтмигән болса, шундақла әтрапидики теридин қениқ көрүнмисә, каһин уни «пак» дәп җакалисун. Андин у кийимлирини жуйсун; шуниң билән у пак санилиду.
Yǝttinqi küni kaⱨin ⱪaⱪaqⱪa sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr ⱪaⱪaq teridǝ kengiyip kǝtmigǝn bolsa, xundaⱪla ǝtrapidiki teridin ⱪeniⱪ kɵrünmisǝ, kaⱨin uni «pak» dǝp jakarlisun. Andin u kiyimlirini yusun; xuning bilǝn u pak sanilidu.
35 Лекин әгәр у «пак» дәп җакаланғандин кейин қақач теридә кеңийип кәтсә,
Lekin ǝgǝr u «pak» dǝp jakarlanƣandin keyin ⱪaⱪaq teridǝ kengiyip kǝtsǝ,
36 каһин униңға йәнә сәпселип қарисун; әгәр қақач теридә кеңийип кәткән болса, сериқ түкниң бар-йоқлуғини тәкшүрүшниң һаҗити йоқ; чүнки бу киши напактур.
kaⱨin uningƣa yǝnǝ sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr ⱪaⱪaq teridǝ kengiyip kǝtkǝn bolsa, seriⱪ tükning bar-yoⱪluⱪini tǝkxürüxning ⱨajiti yoⱪ; qünki bu kixi napaktur.
37 Әгәр қақач җайида шу пети қелип, үстидин қара түк үнүп чиққан болса, қақач сақайған болиду; шу киши пак болғачқа, каһин уни «пак» дәп җакалиши керәк.
Əgǝr ⱪaⱪaq jayida xu peti ⱪelip, üstidin ⱪara tük ünüp qiⱪⱪan bolsa, ⱪaⱪaq saⱪayƣan bolidu; xu kixi pak bolƣaqⱪa, kaⱨin uni «pak» dǝp jakarlixi kerǝk.
38 Әгәр әр яки аял кишиниң бәдининиң терисидә дағ пәйда болуп, бу дағлар пақирақ һәм ақ болса
Əgǝr ǝr yaki ayal kixining bǝdinining terisidǝ daƣ pǝyda bolup, bu daƣlar parⱪiraⱪ ⱨǝm aⱪ bolsa
39 каһин сәпселип қарисун; әгәр бәдәнниң терисидики шу дағлар суслишип боз рәңгә йүзләнгән болса, бу теридин чиққан бир ташма, халас; бу киши пак саналсун.
kaⱨin sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr bǝdǝnning terisidiki xu daƣlar suslixip boz rǝnggǝ yüzlǝngǝn bolsa, bu teridin qiⱪⱪan bir taxma, halas; bu kixi pak sanalsun.
40 Әгәр биркимниң бешиниң түклири чүшүп кәткән болса, у пәқәт бир тақир баш, халас; у пак саналсун.
Əgǝr birkimning bexining tükliri qüxüp kǝtkǝn bolsa, u pǝⱪǝt bir taⱪir bax, halas; u pak sanalsun.
41 Әгәр униң бешиниң түки пешанә тәрипидин чүшкән болса, у пәқәт пайнәкбаш, халас; у йәнила пак саналсун.
Əgǝr uning bexining tüki pexanǝ tǝripidin qüxkǝn bolsa, u pǝⱪǝt paynǝkbax, halas; u yǝnila pak sanalsun.
42 Лекин әгәр униң тақир беши яки пайнәк бешида қизғуч ақ дағ көрүнсә, ундақта шу җараһәт униң тақир беши яки пайнәк бешидики песә-мохо кесилиниң бир аламитидур.
Lekin ǝgǝr uning taⱪir bexi yaki paynǝk bexida ⱪizƣuq aⱪ daƣ kɵrünsǝ, undaⱪta xu jaraⱨǝt uning taⱪir bexi yaki paynǝk bexidiki pesǝ-mahaw kesilining bir alamitidur.
43 Каһин җараһитигә сәпселип қарисун; әгәр униң тақир бешида яки пайнәк бешида ишшиқ җараһәт болса һәмдә песә-мохо кесилиниң аламитидәк қизғуч ақ көрүнсә,
Kaⱨin jaraⱨitigǝ sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr uning taⱪir bexida yaki paynǝk bexida ixxiⱪ jaraⱨǝt bolsa ⱨǝmdǝ pesǝ-mahaw kesilining alamitidǝk ⱪizƣuq aⱪ kɵrünsǝ,
44 ундақта у песә-мохо кесилигә гириптар болған адәм болуп, напак һесаплиниду. Униң бешиға шундақ җараһәт чүшкән болғач, каһин уни мутләқ «напак» дәп җакалисун.
undaⱪta u pesǝ-mahaw kesiligǝ giriptar bolƣan adǝm bolup, napak ⱨesablinidu. Uning bexiƣa xundaⱪ jaraⱨǝt qüxkǝn bolƣaq, kaⱨin uni mutlǝⱪ «napak» dǝp jakarlisun.
45 Шундақ җараһити бар песә-мохо кесили болған киши кийимлири житиқ, чачлири чувуқ, бурут-сақили йепиқлиқ һалда: «Напак, напак!» дәп товлап жүрүши керәк.
Xundaⱪ jaraⱨiti bar pesǝ-mahaw kesili bolƣan kixi kiyimliri yirtiⱪ, qaqliri quwuⱪ, burut-saⱪili yepiⱪliⱪ ⱨalda: «Napak, napak!» dǝp towlap yürüxi kerǝk.
46 Шу җараһити болған барлиқ күнләрдә у «напак» санилиду; у напак болғачқа, айрим туруши керәк; униң туралғуси чедиргаһниң сиртида болсун.
Xu jaraⱨiti bolƣan barliⱪ künlǝrdǝ u «napak» sanilidu; u napak bolƣaqⱪa, ayrim turuxi kerǝk; uning turalƣusi qedirgaⱨning sirtida bolsun.
47 Әгәр бир кийимдә, мәйли жуңдин яки канаптин тикилгән болсун униңда песә-мохо из-деғи пәйда болса,
Əgǝr bir kiyimdǝ, mǝyli yungdin yaki kanaptin tikilgǝn bolsun uningda pesǝ-mahaw iz-deƣi pǝyda bolsa,
48 йәни канап яки жуңдин тоқулған рәхттә, өрүш жипида яки арқақ жиплирида болсун, терә-хурумда яки теридин етилгән һәр қандақ нәрсиләрдә песә-мохо из-деғи болса,
yǝni kanap yaki yungdin toⱪulƣan rǝhttǝ, ɵrüx yipida yaki arⱪaⱪ yiplirida bolsun, terǝ-hurumda yaki teridin etilgǝn ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsilǝrdǝ pesǝ-mahaw iz-deƣi bolsa,
49 шундақла кийим-кечәк яки терә-хурумда, өрүш жип яки арқақ жиплирида, я терә-хурумдин етилгән нәрсиләрдә пәйда болған из-дағ йешилрақ яки қизғуч болса бу из-дағ «песә-мохо из-деғи» дәп қарилип каһинға көрситилсун.
xundaⱪla kiyim-keqǝk yaki terǝ-hurumda, ɵrüx yip yaki arⱪaⱪ yiplirida, ya terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsilǝrdǝ pǝyda bolƣan iz-daƣ yexilraⱪ yaki ⱪizƣuq bolsa bu iz-daƣ «pesǝ-mahaw iz-deƣi» dǝp ⱪarilip kaⱨinƣa kɵrsitilsun.
50 Каһин [даққа] сәпселип қарисун, андин из-дағ пәйда болған нәрсини йәттә күнгичә айрим сақлисун.
Kaⱨin [daƣⱪa] sǝpselip ⱪarisun, andin iz-daƣ pǝyda bolƣan nǝrsini yǝttǝ küngiqǝ ayrim saⱪlisun.
51 У йәттинчи күни из-дағға қарап бақсун; из-дағ чүшкән кийим-кечәк, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, яки терә-хурумда яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, у кеңийип кәткән болса, бу из-дағ чириткүч песә-мохо кесили дәп һесаплинип, улар напак саналсун.
U yǝttinqi küni iz-daƣƣa ⱪarap baⱪsun; iz-daƣ qüxkǝn kiyim-keqǝk, mǝyli arⱪaⱪ yipta yaki ɵrüx yipta bolsun, yaki terǝ-hurumda yaki terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsidǝ bolsun, u kengiyip kǝtkǝn bolsa, bu iz-daƣ qiritküq pesǝ-mahaw kesili dǝp ⱨesablinip, ular napak sanalsun.
52 Шуниңдәк каһин өрүш жип яки арқақ жипида из-дағ болса кийим-кечәк яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә шундақ из-дағ болса уларниму көйдүрүвәтсун; чүнки бу чириткүч песә-мохо кесилидур. Мундақ нәрсиләрниң һәммисини отта көйдүрүш керәктур.
Xuningdǝk kaⱨin ɵrüx yip yaki arⱪaⱪ yipida iz-daƣ bolsa kiyim-keqǝk yaki terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsidǝ xundaⱪ iz-daƣ bolsa ularnimu kɵydürüwǝtsun; qünki bu qiritküq pesǝ-mahaw kesilidur. Mundaⱪ nǝrsilǝrning ⱨǝmmisini otta kɵydürüx kerǝktur.
53 Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, из-дағ кийим-кечәктики өрүш жипта болсун, арқақ жипта болсун, яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, из-дағ кеңәймигән болса,
Lekin kaⱨin uningƣa sǝpselip ⱪariƣanda, iz-daƣ kiyim-keqǝktiki ɵrüx yipta bolsun, arⱪaⱪ yipta bolsun, yaki terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsidǝ bolsun, iz-daƣ kengǝymigǝn bolsa,
54 ундақта каһин деғи бар нәрсини жуюлсун дәп буйруп, иккинчи қетим уни йәттә күнгичә сақлисун.
undaⱪta kaⱨin deƣi bar nǝrsini yuyulsun dǝp buyrup, ikkinqi ⱪetim uni yǝttǝ küngiqǝ saⱪlisun.
55 Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
Bu nǝrsǝ yuyulƣandin keyin kaⱨin yǝnǝ daƣⱪa sǝpselip ⱪarisun; ǝgǝr uning rǝnggi ɵzgǝrmigǝn bolsa (gǝrqǝ kengiyip kǝtmigǝn bolsimu), u yǝnila napaktur; sǝn uni otta kɵydürgin. Qünki mǝyli uning iz-deƣi iq yüzidǝ bolsun yaki tax yüzidǝ bolsun u qiritküq iz-daƣ ⱨesablinidu.
56 Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, мана, дағниң рәңги жуюлғандин кейин суслишип кәткән болса, у шу қисмини кийим-кечәктин, өрүш жиптин яки арқақ жиптин болсун, яки терә-хурумдин болсун уни житип елип, ташливәтсун.
Lekin ǝgǝr kaⱨin sǝpselip ⱪariƣanda, mana, daƣning rǝnggi yuyulƣandin keyin suslixip kǝtkǝn bolsa, u xu ⱪismini kiyim-keqǝktin, ɵrüx yiptin yaki arⱪaⱪ yiptin bolsun, yaki terǝ-hurumdin bolsun uni yirtip elip, taxliwǝtsun.
57 Әгәр бу из-дағ кийим-кечәктә, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, я терә-хурумдин етилгән нәрсидә көрүнсун, бу кеңийдиған бир хил песә-мохо из-деғи дәп саналсун; сән у чаплашқан кийим-кечәкни көйдүрүвәткин.
Əgǝr bu iz-daƣ kiyim-keqǝktǝ, mǝyli arⱪaⱪ yipta yaki ɵrüx yipta bolsun, ya terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsidǝ kɵrünsun, bu kengiydiƣan birhil pesǝ-mahaw iz-deƣi dǝp sanalsun; sǝn u qaplaxⱪan kiyim-keqǝkni kɵydürüwǝtkin.
58 Лекин әгәр из-дағ кийим-кечәктә болсун (өрүш жипида яки арқақ жипида болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, жуюлуш билән чиқип кәтсә, ундақта бу егин иккинчи қетим жуюлсун, андин пак саналсун.
Lekin ǝgǝr iz-daƣ kiyim-keqǝktǝ bolsun (ɵrüx yipida yaki arⱪaⱪ yipida bolsun) yaki terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsidǝ bolsun, yuyulux bilǝn qiⱪip kǝtsǝ, undaⱪta bu egin ikkinqi ⱪetim yuyulsun, andin pak sanalsun.
59 Песә-мохо кесилиниңкидәк из-дағ пәйда болған жуң яки канап рәхттин тоқулған кийим-кечәк (из-дағ өрүш жипта яки арқақ жипта болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур; буниң билән уларни пак яки напак җакалашқа болиду.
Pesǝ-mahaw kesiliningkidǝk iz-daƣ pǝyda bolƣan yung yaki kanap rǝhttin toⱪulƣan kiyim-keqǝk (iz-daƣ ɵrüx yipta yaki arⱪaⱪ yipta bolsun) yaki terǝ-hurumdin etilgǝn nǝrsilǝr toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimǝ mana xudur; buning bilǝn ularni pak yaki napak jakarlaxⱪa bolidu.

< Лавийлар 13 >