< Лавийлар 12 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Аял киши һамилдар болуп оғул туғса, адәт көрүп ағриқ болған күнлиридикидәк йәттә күнгичә напак саналсун.
3 Сәккизинчи күни оғли болса хәтнә қилинсун.
4 Аял болса шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун; паклиниш күнлири тамам болмиғичә һеч бир муқәддәс нәрсигә тәгмисун, муқәддәс җайғиму кирмисун.
5 Әгәр у қиз туғса ундақта адәт күнлиридикидәк икки һәптигичә напак туруп, андин атмиш алтә күнгичә «қан паклиниш»та турсун.
6 Мәйли оғул яки қиз туғсун, қан паклиниш күнлири тамам болғандин кейин у аял көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшқа киргән қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир бачка яки пахтәкни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун.
7 Каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида сунуп, шу аял үчүн кафарәт кәлтүриду; шуниң билән у хунидин пак болиду. Оғул яки қиз туққан аял тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур.
8 Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә, у икки пахтәк яки икки бачка кәлтүрсун; уларниң бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн, йәнә бири гуна қурбанлиғи үчүн болиду; шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; у аял пак болиду.