< Лавийлар 11 >
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: —
Perwerdigar Musa bilen Harun’gha mundaq dédi: —
2 Исраилларға мундақ дегин: — Йәр йүзидики барлиқ һайванларниң ичидин силәргә йейишкә болидиған җаниварлар шуки: —
Israillargha mundaq dégin: — Yer yüzidiki barliq haywanlarning ichidin silerge yéyishke bolidighan janiwarlar shuki: —
3 Һайванлар ичидә һәм туяқлири пүтүн ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр бирини йесәңлар болиду.
Haywanlar ichide hem tuyaqliri pütün achimaq (tuyaqliri pütünley yériq) hem köshigüchi haywanlarning herbirini yésenglar bolidu.
4 Лекин көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: — Төгә: чүнки у көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс. Шуңа у силәргә һарам болиду.
Lékin köshigüchi yaki achimaq tuyaqliq haywanlardin töwendikilerni yémeslikinglar kérek: — Töge: chünki u köshigini bilen tuyiqi achimaq emes. Shunga u silerge haram bolidu.
5 Суғур болса көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.
Sughur bolsa köshigini bilen tuyiqi achimaq emes — u silerge haram bolidu.
6 Тошқан болса буму көшигини билән туйиғи ачимақ әмәс — у силәргә һарам болиду.
Toshqan bolsa bumu köshigini bilen tuyiqi achimaq emes — u silerge haram bolidu.
7 Чошқа болса туяқлири ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду.
Choshqa bolsa tuyaqliri achimaq (tuyaqliri pütünley yériq) bolghini bilen köshimigini üchün silerge haram bolidu.
8 Силәр шу һайванларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк вә уларниң өлүгигиму тәгмәңлар. Улар болса силәргә һарам болиду.
Siler shu haywanlarning göshidin yémeslikinglar kérek we ularning ölükigimu tegmenglar. Ular bolsa silerge haram bolidu.
9 Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики, йәни дәрия-деңизлардики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду;
Suda yashaydighan janiwarlardin töwendikilerni yéyishke bolidu: — sudiki, yeni derya-déngizlardiki janiwarlardin qaniti we qasiraqliri bolghanlarni yéyishke bolidu;
10 лекин дәрия-деңизларда яшайдиған, йәни суларда топ-топ үзидиған барлиқ җаниварлардин, қасирақлири яки қанити болмиғанлирини йемәслигиңлар керәк; улар силәргә жиркиничлик саналсун.
lékin derya-déngizlarda yashaydighan, yeni sularda top-top üzidighan barliq janiwarlardin, qasiraqliri yaki qaniti bolmighanlirini yémeslikinglar kérek; ular silerge yirginchlik sanalsun.
11 Мәзкур җаниварлар дәрвәқә силәргә жиркиничлик саналсун; силәр уларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк; уларниң өлүгини жиркиничлик дәп қараңлар.
Mezkur janiwarlar derweqe silerge yirginchlik sanalsun; siler ularning göshidin yémeslikinglar kérek; ularning ölükini yirginchlik dep qaranglar.
12 Судики җаниварларниң ичидин қанити билән қасириғи болмиған җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик саналсун.
Sudiki janiwarlarning ichidin qaniti bilen qasiriqi bolmighan janiwarlarning hemmisi silerge yirginchlik sanalsun.
13 Учар-қанатлардин төвәндикиләр силәргә жиркиничликтур; улар йейилмәслиги керәк вә силәргә жиркиничлик болсун: — йәни бүркүт, қорултаз-тапқушлар, деңиз бүркүти,
Uchar-qanatlardin töwendikiler silerge yirginchliktur; ular yéyilmesliki kérek we silerge yirginchlik bolsun: — yeni bürküt, qorultaz-tapqushlar, déngiz bürküti,
14 қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин вә уларниң хиллири,
qarlighach quyruqluq sar, lachin we ularning xilliri,
15 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
hemme qagha-qozghunlar we ularning xilliri,
16 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
müshükyapilaq, tögiqush, chayka, sar we ularning xilliri,
18 аққу, сақийқуш, белиқъалғуч,
aqqu, saqiyqush, béliq’alghuch,
19 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар силәргә һарам саналсун.
leylek, turna we uning xilliri, höpüp we shepereng qatarliqlar silerge haram sanalsun.
20 Буниңдин башқа төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик болиду.
Buningdin bashqa töt putlap mangidighan, uchidighan ushshaq janiwarlarning hemmisi silerge yirginchlik bolidu.
21 Һалбуки, төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварлардин төвәндикиләрни йесәңлар болиду: — пути билән үгилик пачиғи болуп, йәр йүзидә сәкрәләйдиғанларни йесәңлар болиду;
Halbuki, töt putlap mangidighan, uchidighan ushshaq janiwarlardin töwendikilerni yésenglar bolidu: — puti bilen ügilik pachiqi bolup, yer yüzide sekriyeleydighanlarni yésenglar bolidu;
22 буларниң ичидин силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, қара чекәткә вә униң хиллири, томузға вә униң хиллири, чақчиқиз вә униң хиллири.
bularning ichidin silerge yéyishke bolidighanliri: — chéketke we uning xilliri, qara chéketke we uning xilliri, tomuzgha we uning xilliri, chaqchiqiz we uning xilliri.
23 Лекин төрт путлуқ болған өмилигүчи һәм учидиған һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун.
Lékin töt putluq bolghan ömiligüchi hem uchidighan hemme bashqa janiwarlar silerge yirginchlik sanalsun.
24 Бу җаниварлардинму мундақ йол билән напак болисиләр; бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә кәч киргичә напак һесаплиниду.
Bu janiwarlardinmu mundaq yol bilen napak bolisiler; birkim ularning ölük ténige tegse kech kirgüche napak hésablinidu.
25 Кимдәким буларниң өлүгиниң бир қисмини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак һесаплиниду.
Kimdekim bularning ölükining bir qismini kötürse öz kiyimlirini yuyushi kérek, u kishi kech kirgüche napak hésablinidu.
26 Туяқлири ачимақ, бирақ пүтүнләй бөлүнмигән яки көшимәйдиған һайванларниң һәммиси силәргә һарамдур; һәр ким [уларниң өлүгигә] тәгсә напак саналсун.
Tuyaqliri achimaq, biraq pütünley bölünmigen yaki köshimeydighan haywanlarning hemmisi silerge haramdur; herkim [ularning ölükige] tegse napak sanalsun.
27 Төрт пути билән маңидиған һайванларниң ичидин тапини билән маңидиғанларниң һәммиси силәргә напак болуп, һәр ким уларниң өлүк тәнлиригә тәгсә кәч киргичә напак санилиду.
Töt puti bilen mangidighan haywanlarning ichidin tapini bilen mangidighanlarning hemmisi silerge napak bolup, herkim ularning ölük tenlirige tegse kech kirgüche napak sanilidu.
28 Кимки уларниң өлүгини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак туриду. Бу һайванлар болса силәргә һарам болиду.
Kimki ularning ölükini kötürse öz kiyimlirini yuyushi kérek, u kishi kech kirgüche napak turidu. Bu haywanlar bolsa silerge haram bolidu.
29 Йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ җаниварларниң ичидин силәргә һарам болғанлар мунулар: — қариғу зокор, чашқан, кәсләнчүк вә уларниң түрлири,
Yer yüzide ömiligüchi ushshaq janiwarlarning ichidin silerge haram bolghanlar munular: — qarighu zokor, chashqan, keslenchük we ularning türliri,
30 салма, қизил кәсләнчүк, там кәсләнчүги, түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар һарам болиду.
salma, qizil keslenchük, tam keslenchüki, tügürük keslenchük we xaméléon qatarliqlar haram bolidu.
31 Буларниң һәммиси йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварларниң ичидә силәргә һарам болиду; уларниң өлүгигә тәгсә, кәч киргичә напак санилиду.
Bularning hemmisi yer yüzide ömüligüchi hemme ushshaq janiwarlarning ichide silerge haram bolidu; ularning ölükige tegse, kech kirgüche napak sanilidu.
32 Бу җаниварларниң өлүги һәр қандақ немигә чүшүп қалса шу немә напак һесаплиниду — һәр қандақ яғач қача-қуча болсун, кийим болсун, терә болсун, тағар болсун, һәр қандақ ишқа ишлитилидиған әсвап болсун, суға чилиниши керәк; улар кәч киргичә напак санилип, кейин пак болиду.
Bu janiwarlarning ölüki herqandaq némige chüshüp qalsa shu néme napak hésablinidu — herqandaq yaghach qacha-qucha bolsun, kiyim bolsun, tére bolsun, taghar bolsun, herqandaq ishqa ishlitilidighan eswab bolsun, sugha chilinishi kérek; ular kech kirgüche napak sanilip, kéyin pak bolidu.
33 Буларниң бири сапалдин ясалған һәр қандақ қача ичигә чүшүп қалса, шу қача ичидики һәммә нәрсә напак саналсун вә қача өзи сундурулсун.
Bularning biri sapaldin yasalghan herqandaq qacha ichige chüshüp qalsa, shu qacha ichidiki hemme nerse napak sanalsun we qacha özi sundurulsun.
34 Әгәр қачидики судин аш-таам үстигә чачрап кәтсә, аш-таам напак саналсун вә шундақла қачидики һәр қандақ ичимликму напак саналсун.
Eger qachidiki sudin ash-taam üstige chachrap ketse, ash-taam napak sanalsun we shundaqla qachidiki herqandaq ichimlikmu napak sanalsun.
35 Һәр немигә ундақ өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалсиму, напак саналсун. Әгәр тонур вә очақ болса, напак болди дәп чеқиветилсун; улар силәргә һарам болсун.
Hernémige undaq ölükning birer qismi chüshüp qalsimu, napak sanalsun. Eger tonur we ochaq bolsa, napak boldi dep chéqiwétilsun; ular silerge haram bolsun.
36 Лекин шундақ әһвалда булақ яки су жиғилидиған көлчәк йәнила пак санилиду; амма бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә напак болиду.
Lékin shundaq ehwalda bulaq yaki su yighilidighan kölchek yenila pak sanilidu; emma birkim ularning ölük ténige tegse napak bolidu.
37 Әгәр ундақ өлүкниң бирәр қисми теришқа тәйярланған данларға чүшүп қалса, буму йәнила пак санилиду.
Eger undaq ölükning birer qismi térishqa teyyarlan’ghan danlargha chüshüp qalsa, bumu yenila pak sanilidu.
38 Лекин әгәр данниң үстигә су қуюлғандин кейин шундақ бир өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалса, ундақта бу данлар силәргә напак саналсун.
Lékin eger danning üstige su quyulghandin kéyin shundaq bir ölükning birer qismi chüshüp qalsa, undaqta bu danlar silerge napak sanalsun.
39 Әгәр силәргә йейишкә болидиған һайванлардин бири өлүп қалса, униң өлүгигә тәккән киши кәч киргичә напак саналсун.
Eger silerge yéyishke bolidighan haywanlardin biri ölüp qalsa, uning ölükige tegken kishi kech kirgüche napak sanalsun.
40 Кимки ундақ өлүкниң гөшидин йесә, өз кийимлирини жуюши керәк вә кәч киргичә напак саналсун; шундақла ундақ бир өлүкни көтәргән кишиму кийимлирини жуюши керәк вә у киши кәч киргичә напак саналсун.
Kimki undaq ölükning göshidin yése, öz kiyimlirini yuyushi kérek we kech kirgüche napak sanalsun; shundaqla undaq bir ölükni kötürgen kishimu kiyimlirini yuyushi kérek we u kishi kech kirgüche napak sanalsun.
41 Йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварлар жиркиничлик санилип, һәргиз йейилмисун.
Yer yüzide ömüligüchi hemme ushshaq janiwarlar yirginchlik sanilip, hergiz yéyilmisun.
42 Қосиғи билән беғирлап маңидиған җанивар болсун, йәр йүзидә жүрүп төрт пути билән яки көп путлири билән маңидиған өмилигүчи җаниварларниң һәртүрлүгини болса, уларни һәргиз йемәңлар; чүнки улар жиркиничликдур.
Qorsiqi bilen béghirlap mangidighan janiwar bolsun, yer yüzide yürüp töt puti bilen yaki köp putliri bilen mangidighan ömiligüchi janiwarlarning hertürlükini bolsa, ularni hergiz yémenglar; chünki ular yirginchlikdur.
43 Силәр болсаңлар мундақ өмилигүчи җаниварниң сәвәвидин өзүңларни жиркиничлик қилмаслиғиңлар керәк. Өзүңларни улар түпәйлидин напак қилмаңлар, болмиса уларниң сәвәвидин булғинип қалисиләр;
Siler bolsanglar mundaq ömiligüchi janiwarning sewebidin özünglarni yirginchlik qilmasliqinglar kérek. Özünglarni ular tüpeylidin napak qilmanglar, bolmisa ularning sewebidin bulghinip qalisiler;
44 чүнки Мән Худайиңлардурмән. Силәр өзүңларни [Өзүмгә] атап муқәддәс қилишиңлар керәк; Мән Өзүм муқәддәс болғач силәрму өзүңларни муқәддәс тутушуңлар керәк. Силәр өзүңларни йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ һәр қандақ җаниварларниң сәвәвидин напак қилмаңлар.
chünki Men Xudayinglardurmen. Siler özünglarni [Özümge] atap muqeddes qilishinglar kérek; Men Özüm muqeddes bolghach silermu özünglarni muqeddes tutushunglar kérek. Siler özünglarni yer yüzide ömiligüchi ushshaq herqandaq janiwarlarning sewebidin napak qilmanglar.
45 Чүнки Мән өз Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигардурмән; силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән муқәддәстурмән.
Chünki Men öz Xudayinglar bolushqa silerni Misir zéminidin chiqirip kelgen Perwerdigardurmen; siler muqeddes bolunglar, chünki Men muqeddesturmen.
46 Шулар болса чарпай билән учар-қанатлар, суда жүридиған һәр бир җанивар билән йәр йүзидә өмилигүчи һәр бир ушшақ җаниварлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
Shular bolsa charpay bilen uchar-qanatlar, suda yüridighan herbir janiwar bilen yer yüzide ömiligüchi herbir ushshaq janiwarlar toghrisidiki qanun-belgilimidur.
47 Булар билән һарам-һалални уқуп, йейишкә болидиған һайван билән йейишкә болмайдиған һайванларни пәриқ етәләйсиләр.
Bular bilen haram-halalni uqup, yéyishke bolidighan haywan bilen yéyishke bolmaydighan haywanlarni perq ételeysiler.