< Лавийлар 10 >
1 Һарунниң оғуллири Надаб билән Абиһу иккиси өз хушбуйденини елип униңға от йеқип үстигә хушбуйни селип, Пәрвәрдигар уларға буйруп бақмиған ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарға сунди;
Harunning oghulliri Nadab bilen Abihu ikkisi öz xushbuydenini élip uninggha ot yéqip üstige xushbuyni sélip, Perwerdigar ulargha buyrup baqmighan gheyriy bir otni Perwerdigargha sundi;
2 шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип уларни йәвәтти; шуан улар Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
shuning bilen Perwerdigarning aldidin ot chiqip ularni yewetti; shuan ular Perwerdigarning aldida öldi.
3 Муса Һарунға: — Мана, бу Пәрвәрдигарниң: «Мән Маңа йеқин кәлгән адәмләрдә Өзүмниң муқәддәс екәнлигимни көрситимән вә барлиқ хәлиқниң алдида улуқлинимән» дегән сөзиниң өзидур, деди. Шуни девиди, Һарун җим туруп қалди.
Musa Harun’gha: — Mana, bu Perwerdigarning: «Men Manga yéqin kelgen ademlerde Özümning muqeddes ikenlikimni körsitimen we barliq xelqning aldida ulughlinimen» dégen sözining özidur, dédi. Shuni déwidi, Harun jim turup qaldi.
4 Муса Һарунниң тағиси Уззиәлниң оғуллири болған Мишаәл билән Әлзафанни чақирип уларға: — Силәр йеқин келип өз қериндашлириңларни муқәддәс җайниң алдидин көтирип, чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар» — деди.
Musa Harunning taghisi Uzzielning oghulliri bolghan Mishael bilen Elzafanni chaqirip ulargha: — Siler yéqin kélip öz qérindashliringlarni muqeddes jayning aldidin kötürüp, chédirgahning tashqirigha élip chiqinglar» — dédi.
5 Шуниң билән улар йеқин келип, уларни кийиклик көйнәклири билән көтирип Мусаниң буйруғинидәк чедиргаһниң ташқириға елип чиқти.
Shuning bilen ular yéqin kélip, ularni kiyiklik könglekliri bilen kötürüp Musaning buyrughinidek chédirgahning tashqirigha élip chiqti.
6 Муса Һарун вә оғуллири Әлиазар билән Итамарға: — Силәр башлириңларни очуқ қоймаңлар, кийимлириңларни житмаңлар; болмиса өзүңлар өлүп, пүткүл җамаәткә ғәзәп кәлтүрисиләр; лекин қериндашлириңлар болған пүткүл Исраил җәмәти Пәрвәрдигар яққан от түпәйлидин матәм тутуп жиғлисун.
Musa Harun we oghulliri Eliazar bilen Itamargha: — Siler bashliringlarni ochuq qoymanglar, kiyimliringlarni yirtmanglar; bolmisa özünglar ölüp, pütkül jamaetke ghezep keltürisiler; lékin qérindashliringlar bolghan pütkül Israil jemeti Perwerdigar yaqqan ot tüpeylidin matem tutup yighlisun.
7 Амма силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң Мәсиһләш мейи үстүңларға сүрүлгән болғачқа, җамаәт чедириниң ташқириға чиқмаңлар; болмиса өлисиләр, деди. Шуни девиди, улар Мусаниң буйруғинидәк қилди.
Emma siler bolsanglar Perwerdigarning Mesihlesh méyi üstünglargha sürülgen bolghachqa, jamaet chédirining tashqirigha chiqmanglar; bolmisa ölisiler, dédi. Shuni déwidi, ular Musaning buyrughinidek qildi.
8 Пәрвәрдигар Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Harun’gha söz qilip mundaq dédi: —
9 «Сән өзүң вә оғуллириң шарап вә я башқа күчлүк һарақларни ичип, җамаәт чедириға һәргиз кирмәңлар; болмиса, өлүп кетисиләр. Бу силәр үчүн дәвирдин-дәвиргә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
«Sen özüng we oghulliring sharab we ya bashqa küchlük haraqlarni ichip, jamaet chédirigha hergiz kirmenglar; bolmisa, ölüp kétisiler. Bu siler üchün dewrdin-dewrge ebediy bir belgilime bolidu.
10 Шундақ қилсаңлар, муқәддәс билән адәттикини, пак билән напакни пәриқ етип аҗриталайдиған болисиләр;
Shundaq qilsanglar, muqeddes bilen adettikini, pak bilen napakni perq étip ajritalaydighan bolisiler;
11 шундақла Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға тапшурған һәммә бәлгүлимиләрни уларға үгитәләйсиләр».
shundaqla Perwerdigar Musaning wasitisi bilen Israillargha tapshurghan hemme belgilimilerni ulargha ögiteleysiler».
12 Муса Һарун вә униң тирик қалған оғуллири Әлиазар билән Итамарға мундақ деди: — «Силәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләрдин ешип қалған ашлиқ һәдийәни елип уни қурбангаһниң йенида ечитқу арилаштурмиған һалда йәңлар; чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
Musa Harun we uning tirik qalghan oghulliri Eliazar bilen Itamargha mundaq dédi: — «Siler Perwerdigargha atap otta sunulidighan qurbanliq-hediyelerdin éship qalghan ashliq hediyeni élip uni qurban’gahning yénida échitqu arilashturmighan halda yenglar; chünki u «eng muqeddeslerning biri» hésablinidu.
13 Бу Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрдин сениң несивәң вә оғуллириңниң несивиси болғачқа, уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулғандур.
Bu Perwerdigargha atap otta sunulidighan nersilerdin séning nésiweng we oghulliringning nésiwisi bolghachqa, uni muqeddes jayda yéyishinglar kérek; chünki manga shundaq buyrulghandur.
14 Униңдин башқа пулаңлатма һәдийә қилинған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған арқа путни сән вә оғул-қизлириң биллә пак бир җайда йәңлар; чүнки булар сениң несивәң билән оғуллириңниң несивиси болсун дәп, Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин силәргә берилгән.
Uningdin bashqa pulanglatma hediye qilin’ghan tösh bilen kötürme hediye qilin’ghan arqa putni sen we oghul-qizliring bille pak bir jayda yenglar; chünki bular séning nésiweng bilen oghulliringning nésiwisi bolsun dep, Israillarning inaqliq qurbanliqliridin silerge bérilgen.
15 Улар көтәрмә һәдийә қилинған арқа пут билән пулаңлатма һәдийә қилинған төшни отта сунулидиған майлири билән қошуп, Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма һәдийә сүпитидә пулаңлитиш үчүн кәлтүрсун; Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә булар сениң вә оғуллириңниң несивиси болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимә болиду».
Ular kötürme hediye qilin’ghan arqa put bilen pulanglatma hediye qilin’ghan töshni otta sunulidighan mayliri bilen qoshup, Perwerdigarning aldida pulanglatma hediye süpitide pulanglitish üchün keltürsun; Perwerdigarning buyrughini boyiche bular séning we oghulliringning nésiwisi bolidu; bu ebediy bir belgilime bolidu».
16 Андин Муса гуна қурбанлиғи қилидиған текини издивиди, мана у аллиқачан көйдүрүлүп болған еди. Бу сәвәптин у Һарунниң тирик қалған икки оғли Әлиазар билән Итамарға аччиқлинип:
Andin Musa gunah qurbanliqi qilidighan tékini izdiwidi, mana u alliqachan köydürülüp bolghanidi. Bu sewebtin u Harunning tirik qalghan ikki oghli Eliazar bilen Itamargha achchiqlinip:
17 — Немишкә силәр гуна қурбанлиғиниң гөшини муқәддәс җайда йемидиңлар? Чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинатти, Пәрвәрдигар силәрни җамаәтниң гунайини көтирип улар үчүн униң алдида кафарәт кәлтүрсун дәп, шуни силәргә тәқсим қилған еди.
— Némishqa siler gunah qurbanliqining göshini muqeddes jayda yémidinglar? Chünki u «eng muqeddeslerning biri» hésablinatti, Perwerdigar silerni jamaetning gunahini kötürüp ular üchün uning aldida kafaret keltürsun dep, shuni silerge teqsim qilghanidi.
18 Мана, униң қени муқәддәс җайниң ичигә кәлтүрүлмиди; силәр әслидә мән буйруғандәк уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк еди, — деди.
Mana, uning qéni muqeddes jayning ichige keltürülmidi; siler eslide men buyrughandek uni muqeddes jayda yéyishinglar kérek idi, — dédi.
19 Лекин Һарун Мусаға: — Мана, булар бүгүн [тоғра иш қилип] өзлириниң гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини Пәрвәрдигарниң алдида сунди; мениң бешимға шу ишлар кәлди; әгәр мән бүгүн гуна қурбанлиғиниң [гөшини] йегән болсам, Пәрвәрдигарниң нәзиридә убдан болаттиму? — деди.
Lékin Harun Musagha: — Mana, bular bügün [toghra ish qilip] özlirining gunah qurbanliqi bilen köydürme qurbanliqini Perwerdigarning aldida sundi; méning béshimgha shu ishlar keldi; eger men bügün gunah qurbanliqining [göshini] yégen bolsam, Perwerdigarning neziride obdan bolattimu? — dédi.
20 Муса буни аңлап җававидин рази болди.
Musa buni anglap jawabidin razi boldi.