< Йәрәмияниң жиға-зарлири 5 >
1 Бешимизға чүшкәнләрни есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар; Қара, бизниң рәсвачилиқта қалғинимизни нәзириңгә алғайсән!
2 Мирасимиз ятларға, Өйлиримиз яқа жутлуқларға тапшурулди.
3 Биз житим-йесирләр, атисизлар болуп қалдуқ; Анилиримизму тул қалди.
4 Ичидиған суни сетивелишимиз керәк; Отунни пәқәт пулға алғили болиду.
5 Бизни қоғлиғучилар тап бастуруп келиватиду; Һалсирап, һеч арам тапалмаймиз.
6 Җан сақлиғидәк бир чишләм нанни дәп, Мисир һәм Асурийәгә қол берип бойсунғанмиз.
7 Ата-бовилиримиз гуна садир қилип дуниядин кәтти; Биз болсақ, уларниң қәбиһлигиниң җазасини көтиришкә қалдуқ.
8 Үстимиздин һөкүм сүргүчиләр қуллардур; Бизни уларниң қолидин азат қилғучи йоқтур.
9 Далада қилич түпәйлидин, Ненимизни тепишқа җенимизни тәвәккул қилмақтимиз.
10 Теримиз тонурдәк қизиқ, Ачлиқ түпәйлидин қизитма бизни басмақта.
11 Зионда аяллар, Йәһуда шәһәрлиридә пак қизлар аяқ асти қилинди.
12 Әмирләр қолидин дарға есип қоюлди; Ақсақалларниң һөрмити һеч қилинмиди.
13 Яш жигитләр ярғунчақта җапа тартмақта, Оғул балилиримиз отун жүкләрни йүдүп дәлдәңшип маңмақта.
14 Ақсақаллар шәһәр дәрвазисида олтармас болди; Жигитләр нәғмә-навадин қалди.
15 Шат-хурамлиқ көңлимиздин кәтти, Уссул ойнишимиз матәмгә айланди.
16 Бешимиздин таҗ жиқилди; Һалимизға вай! Чүнки биз гуна садир қилдуқ!
17 Буниң түпәйлидин жүрәклиримиз муҗулди; Булар түпәйлидин көзлиримиз қараңғулашти —
18 — Зион теғиға қарап көзлиримиз қараңғулашти, Чүнки у чөлдәрәп кәтти, Чилбөрә униңда пайлап жүрмәктә.
19 Сән, и Пәрвәрдигар, мәңгүгә һөкүм сүрисән; Тәхтиң дәвирдин-дәвиргә давамлишиду.
20 Сән немишкә бизни дайим унтуйсән? Немишкә шунчә узунғичә биздин ваз кечисән?
21 Бизни йениңға қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар! Шундақ болғанда биз қайталаймиз! Күнлиримизни қедимкидәк әслигә кәлтүргәйсән,
22 — Әгәр сән бизни мутләқ чәткә қақмиған болсаң, Әгәр биздин чәксиз ғәзәпләнмигән болсаң!