< Йәрәмияниң жиға-зарлири 4 >
1 (Аләф) Аһ! Алтун шунчә җуласиз болуп кәтти! Сап алтун шунчә тутуқ болуп кәтти! Муқәддәс өйдики ташлар һәр бир кочиниң бешиға төкүлүп чечилди!
2 (Бәт) Зионниң оғуллири шунчә қиммәтлик, Сап алтунға тегишкүсиз еди, Һазир сапал козилардәк, Сапалчиниң қоли ясиғанлиричиликму [қиммити йоқ] дәп қариливатиду!
3 (Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду; Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди.
4 (Даләт) Бовақниң тили уссузлуқтин таңлийиға чаплишиватиду; Кичик балилар нан тилимәктә, Һеч ким уларға уштуп бәрмәйватиду.
5 (Хе) Назу-немәтләрни йәп көнгәнләр кочиларда сарғийип жүриду; Сөсүн кийим кийдүрүлүп чоң қилинғанлар тезәкликни қучағлап йетиватиду.
6 (Вав) Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; Чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди.
7 (Заин) Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, тени қизил яқутлардин пақирақ еди, Тәқи-турқи көк яқуттәк еди.
8 (Хәт) Һазир чирайлири қурумдин қара; Кочиларда кишиләр тоналмиғидәк болуп қалди; Бир терә-бир устихан болуп қалди; У қақшаллишип яғачтәк болуп кәтти.
9 (Тәт) Қиличта өлтүрүлгәнләр қәһәтчиликтә өлгәнләрдин бәхитликтур; Чүнки улар қақшал болуп кәтмәктә, Тупрақниң мевилири болмиғачқа жиқитилмақта.
10 (Йод) Бағри юмшақ аяллар өз қоллири билән балилирини қайнитип пишарди; Хәлқимниң қизи набут қилинғинида балилар уларниң гөши болуп қалди.
11 (Каф) Пәрвәрдигар қәһрини чүшүрүп пиғандин чиқти, Отлуқ ғәзивини төкти; Зионда бир от йеқип, Униң һуллирини жутувәтти.
12 (Ламәд) Йәр йүзидики падишалар вә җаһанда барлиқ туруватқанлар болса, Нә күшәндә нә дүшмәнниң Йерусалимниң қовуқлиридин бөсүп киридиғанлиғиға ишәнмәйтти.
13 (Мәм) Һалбуки, пәйғәмбәрлириниң гуналири түпәйлидин, Каһнлириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Уларниң [Зионда] һәққанийларниң қанлирини төккәнлиги түпәйлидин, — Бу иш [бешиға] чүшти!
14 (Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә, Улар қанға булғанғанки, Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду.
15 (Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта. Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти; Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду.
16 (Пе) Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти; У уларни қайта нәзиригә алмайду; Каһинларниң һөрмити қилинмиди, Яшанғанларму һеч меһриванлиқ көрмиди.
17 (Айин) Көзимиз ярдәмни беһудә күтүп һалидин кәтти; Дәрвәқә бизни қутқузалмиған бир әлни күтүп күзәт мунарлиримизда туруп кәлдуқ.
18 (Тсадә) Дүшмәнлиримиз изимиздин қоғлап жүрди; Шуңа кочиларда жүрәлмәйттуқ; Әҗилимиз йеқинлашти, күнлиримиз тошти; Чүнки әҗилимиз кәлди!
19 (Коф) Пейимизгә чүшкәнләр асмандики бүркүтләрдин иштик; Тағлардиму бизни қоғлап жүгүрди, Баявандиму бизни бөктүрмидә пайлашти.
20 (Рәш) Җенимизниң нәпәси болған, Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини уларниң ора-қапқанлирида тутулди; Биз у тоғрисида: «униң сайисидә әлләр арисида яшаймиз» дәп ойлидуқ!
21 (Шийн) И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин! Лекин бу [җаза] қәдәһи саңиму өтиду; Сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!
22 (Тав) Қәбиһлигиңниң җазасиға Хатимә берилиду, и Зион қизи; У сени сүргүнлүккә қайта елип кәтмәйду; Лекин, и Едом қизи, у сениң қәбиһлигиңни җазалайду; У гуналириңни ечип ташлайду!