< Йәрәмияниң жиға-зарлири 3 >

1 (Аләф) Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән.
(Alǝf) Mǝn uning ƣǝzǝp tayiⱪini yǝp jǝbir-zulum kɵrgǝn adǝmdurmǝn.
2 Мени У һайдивәтти, Нурға әмәс, бәлки қараңғулуққа маңдурди;
Meni U ⱨǝydiwǝtti, Nurƣa ǝmǝs, bǝlki ⱪarangƣuluⱪⱪa mangdurdi;
3 Бәрһәқ, У күн бойи қолини маңа қайта-қайта һуҗум қилдурди;
Bǝrⱨǝⱪ, U kün boyi ⱪolini manga ⱪayta-ⱪayta ⱨujum ⱪildurdi;
4 (Бәт) Әтлиримни вә терилиримни қақшал қиливәтти, Сүйәклиримни сундурувәтти.
(Bǝt) Ətlirimni wǝ terilirimni ⱪaⱪxal ⱪiliwǝtti, Sɵngǝklirimni sunduruwǝtti.
5 У маңа муһасирә қурди, Өт сүйи вә җапа билән мени қапсивалди.
U manga muⱨasirǝ ⱪurdi, Ɵt süyi wǝ japa bilǝn meni ⱪapsiwaldi.
6 У мени өлгили узун болғанлардәк қап қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилди.
U meni ɵlgili uzun bolƣanlardǝk ⱪapⱪarangƣu jaylarda turuxⱪa mǝjbur ⱪildi.
7 (Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди; Зәнҗиримни еғир қилди.
(Gimǝl) U meni qiⱪalmaydiƣan ⱪilip qitlap ⱪorxiwaldi; Zǝnjirimni eƣir ⱪildi.
8 Мән вақирап нида қилсамму, У дуайимни һеч иштимиди.
Mǝn warⱪirap nida ⱪilsammu, U duayimni ⱨeq ixtimidi.
9 У йоллиримни җипсилашқан таш там билән тосувалди, Чиғир йоллиримни әгир-тоқай қиливәтти.
U yollirimni jipsilaxⱪan tax tam bilǝn tosuwaldi, Qiƣir yollirimni ǝgri-toⱪay ⱪiliwǝtti.
10 (Даләт) У маңа пайлап ятқан ейиқтәк, Пистирмида ятқан ширдәктур.
(Dalǝt) U manga paylap yatⱪan eyiⱪtǝk, Pistirmida yatⱪan xirdǝktur.
11 Мени йоллиримдин бурап тетма-титма қилди; Мени түгәштүрди.
Meni yollirimdin burap tetma-titma ⱪildi; Meni tügǝxtürdi.
12 У оқясини керип, Мени оқиниң қариси қилди.
U oⱪyasini kerip, Meni oⱪining ⱪarisi ⱪildi.
13 (Хе) Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди.
(He) Oⱪdenidiki oⱪlarni bɵrǝklirimgǝ sanjitⱪuzdi.
14 Мән өз хәлқимгә рәсва объекти, Күн бойи уларниң мәсқирә нахшисиниң нишани болдум.
Mǝn ɵz hǝlⱪimgǝ rǝswa obyekti, Kün boyi ularning mǝshirǝ nahxisining nixani boldum.
15 У маңа зәрдабни тойғичә жутқузуп, Кәкрә сүйини тойғичә ичкүзди.
U manga zǝrdabni toyƣuqǝ yutⱪuzup, Kǝkrǝ süyini toyƣuqǝ iqküzdi.
16 (Вав) У чишлиримни шеғил ташлар билән чеқивәтти, Мени күлләрдә түгүлдүрди;
(Waw) U qixlirimni xeƣil taxlar bilǝn qeⱪiwǝtti, Meni küllǝrdǝ tügüldürdi;
17 Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди; Арамбәхшниң немә екәнлигини унтуп кәттим.
Jenim tinq-hatirjǝmliktin yiraⱪlaxturuldi; Arambǝhxning nemǝ ikǝnlikini untup kǝttim.
18 Мән: «Дәрманим қалмиди, Пәрвәрдигардин үмүтүм қалмиди» — дедим.
Mǝn: «Dǝrmanim ⱪalmidi, Pǝrwǝrdigardin ümidim ⱪalmidi» — dedim.
19 (Заин) Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни, Әмән вә өт сүйини [йәп-ичкинимни] есиңгә кәлтүргәйсән!
(Zain) Mening har ⱪilinƣanlirimni, sǝrgǝdan bolƣanlirimni, Əmǝn wǝ ɵt süyini [yǝp-iqkinimni] esinggǝ kǝltürgǝysǝn!
20 Җеним буларни һәрдайим әсләватиду, Йәргә кирип кәткидәк болмақта.
Jenim bularni ⱨǝrdaim ǝslǝwatidu, Yǝrgǝ kirip kǝtküdǝk bolmaⱪta.
21 Лекин шуни көңлүмгә кәлтүрүп әсләймәнки, Шуниң билән үмүт қайтидин яниду, —
Lekin xuni kɵnglümgǝ kǝltürüp ǝslǝymǝnki, Xuning bilǝn ümid ⱪaytidin yanidu, —
22 (Хәт) Мана, Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ; Чүнки Униң рәһимдиллиқлириниң айиғи йоқтур;
(Hǝt) Mana, Pǝrwǝrdigarning ɵzgǝrmǝs meⱨribanliⱪliri! Xunga biz tügǝxmiduⱪ; Qünki Uning rǝⱨimdilliⱪlirining ayiƣi yoⱪtur;
23 Улар һәр сәһәрдә йеңилиниду; Сениң һәқиқәт-садиқлиғиң толиму молдур!
Ular ⱨǝr sǝⱨǝrdǝ yengilinidu; Sening ⱨǝⱪiⱪǝt-sadiⱪliⱪing tolimu moldur!
24 Өз-өзүмгә: «Пәрвәрдигар мениң несивәмдур; Шуңа мән Униңға үмүт бағлаймән» — дәймән.
Ɵz-ɵzümgǝ: «Pǝrwǝrdigar mening nesiwǝmdur; Xunga mǝn Uningƣa ümid baƣlaymǝn» — dǝymǝn.
25 (Тәт) Пәрвәрдигар Өзини күткәнләргә, Өзини издигән җан егисигә меһривандур;
(Tǝt) Pǝrwǝrdigar Ɵzini kütkǝnlǝrgǝ, Ɵzini izdigǝn jan igisigǝ meⱨribandur;
26 Пәрвәрдигарниң ниҗатини күтүш, Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур.
Pǝrwǝrdigarning nijatini kütüx, Uni süküt iqidǝ kütüx yahxidur.
27 Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур.
Adǝmning yax waⱪtida boyunturuⱪni kɵtürüxi yahxidur.
28 (Йод) У йеганә болуп сүкүт қилип олтарсун; Чүнки Рәб буни униңға жүклиди.
(Yod) U yeganǝ bolup süküt ⱪilip oltursun; Qünki Rǝb buni uningƣa yüklidi.
29 Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун, — Еһтимал, үмүт болуп қалар?
Yüzini topa-tupraⱪⱪa tǝgküzsun, — Eⱨtimal, ümid bolup ⱪalar?
30 Мәңзини урғучиға тутуп бәрсун; Тил-аһанәтләрни тойғичә ишитсун!
Mǝngzini urƣuqiƣa tutup bǝrsun; Til-aⱨanǝtlǝrni toyƣuqǝ ixitsun!
31 (Каф) Чүнки Рәб әбәдил-әбәд инсандин ваз кәчмәйду;
(Kaf) Qünki Rǝb ǝbǝdil-ǝbǝd insandin waz kǝqmǝydu;
32 Азар бәргән болсиму, Өзгәрмәс меһриванлиқлириниң моллуғи билән ичини ағритиду;
Azar bǝrgǝn bolsimu, Ɵzgǝrmǝs meⱨribanliⱪlirining molluⱪi bilǝn iqini aƣritidu;
33 Чүнки У инсан балилирини хар қилишни яки азаплашни халиған әмәстур.
Qünki U insan balilirini har ⱪilixni yaki azablaxni haliƣan ǝmǝstur.
34 (Ламәд) Йәр йүзидики барлиқ әсирләрни аяқ астида янҗишқа,
(Lamǝd) Yǝr yüzidiki barliⱪ ǝsirlǝrni ayaƣ astida yanjixⱪa,
35 Һәммидин Алий Болғучиниң алдида адәмни өз һәққидин мәһрум қилишқа,
Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining aldida adǝmni ɵz ⱨǝⱪⱪidin mǝⱨrum ⱪilixⱪa,
36 Инсанға өз дәвасида увал қилишқа, — Рәб буларниң һәммисигә гувачи әмәсму?
Insanƣa ɵz dǝwasida uwal ⱪilixⱪa, — Rǝb bularning ⱨǝmmisigǝ guwaⱨqi ǝmǝsmu?
37 (Мәм) Рәб уни буйрумиған болса, Ким дегинини әмәлгә ашуралисун?
(Mǝm) Rǝb uni buyrumiƣan bolsa, Kim deginini ǝmǝlgǝ axuralisun?
38 Күлпәтләр болсун, бәхит-саадәт болсун, һәммиси Һәммидин Алий Болғучиниң ағзидин кәлгән әмәсму?
Külpǝtlǝr bolsun, bǝht-saadǝt bolsun, ⱨǝmmisi Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining aƣzidin kǝlgǝn ǝmǝsmu?
39 Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду, Адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?
Əmdi tirik bir insan nemǝ dǝp aƣrinidu, Adǝm balisi gunaⱨlirining jazasidin nemǝ dǝp waysaydu?
40 (Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли, Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли;
(Nun) Yollirimizni tǝkxürüp sinap bilǝyli, Pǝrwǝrdigarning yeniƣa yǝnǝ ⱪaytayli;
41 Қоллиримизни көңлимиз билән биллә әрштики Тәңригә көтирәйли!
Ⱪollirimizni kɵnglimiz bilǝn billǝ ǝrxtiki Tǝngrigǝ kɵtürǝyli!
42 Биз итаәтсизлик қилип сәндин йүз өридуқ; Сән кәчүрүм қилмидиң.
Biz itaǝtsizlik ⱪilip sǝndin yüz ɵriduⱪ; Sǝn kǝqürüm ⱪilmiding.
43 (Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң; Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң.
(Samǝⱪ) Sǝn ɵzüngni ƣǝzǝp bilǝn ⱪaplap, bizni ⱪoƣliding; Sǝn ɵltürdüng, ⱨeq rǝⱨim ⱪilmiding.
44 Сән Өзүңни булут билән қаплиғансәнки, Дуа-тилавәт униңдин һеч өтәлмәс.
Sǝn Ɵzüngni bulut bilǝn ⱪapliƣansǝnki, Dua-tilawǝt uningdin ⱨeq ɵtǝlmǝs.
45 Сән бизни хәлиқләр арисида дашқал вә ниҗасәт қилдиң.
Sǝn bizni hǝlⱪlǝr arisida daxⱪal wǝ nijasǝt ⱪilding.
46 (Пе) Барлиқ дүшмәнлиримиз бизгә қарап ағзини йоған ечип [мазақ қилди];
(Pe) Barliⱪ düxmǝnlirimiz bizgǝ ⱪarap aƣzini yoƣan eqip [mazaⱪ ⱪildi];
47 Үстимизгә чүшти алақзадилик вә ора-қапқан, Вәйранчилиқ һәм һалакәт.
Üstimizgǝ qüxti alaⱪzadilik wǝ ora-tuzaⱪ, Wǝyranqiliⱪ ⱨǝm ⱨalakǝt.
48 Хәлқимниң қизи набут болғини үчүн, Көзүмдин яшлар өстәң болуп ақмақта.
Hǝlⱪimning ⱪizi nabut bolƣini üqün, Kɵzümdin yaxlar ɵstǝng bolup aⱪmaⱪta.
49 (Айин) Көзүм яшларни үзүлмәй төкүватиду, Улар һеч тохталмайду,
(Ayin) Kɵzüm yaxlarni üzülmǝy tɵküwatidu, Ular ⱨeq tohtiyalmaydu,
50 Таки Пәрвәрдигар асманлардин төвәнгә нәзәр селип [һалимизға] қариғичә.
Taki Pǝrwǝrdigar asmanlardin tɵwǝngǝ nǝzǝr selip [ⱨalimizƣa] ⱪariƣuqǝ.
51 Мениң көзүм Роһумға азап йәткүзмәктә, Шәһиримниң барлиқ қизлириниң Һали түпәйлидин.
Mening kɵzüm Roⱨimƣa azab yǝtküzmǝktǝ, Xǝⱨirimning barliⱪ ⱪizlirining Ⱨali tüpǝylidin.
52 (Тсадә) Маңа сәвәпсиз дүшмән болғанлар, Мени қуштәк һәдәп овлап кәлди.
(Tsadǝ) Manga sǝwǝbsiz düxmǝn bolƣanlar, Meni ⱪuxtǝk ⱨǝdǝp owlap kǝldi.
53 Улар орида җенимни үзмәкчи болуп, Үстүмгә ташни чөриди.
Ular orida jenimni üzmǝkqi bolup, Üstümgǝ taxni qɵridi.
54 Сулар бешимдин тешип ақти; Мән: «Үзүп ташландим!» — дедим.
Sular beximdin texip aⱪti; Mǝn: «Üzüp taxlandim!» — dedim.
55 (Коф) Һаңниң түвлиридин намиңни чақирип нида қилдим, и Пәрвәрдигар;
(Kof) Ⱨangning tüwliridin namingni qaⱪirip nida ⱪildim, i Pǝrwǝrdigar;
56 Сән авазимни аңлидиң; Қутулдурушқа нидайимға қулиқиңни юпурувалмиғин!
Sǝn awazimni angliding; Ⱪutulduruxⱪa nidayimƣa ⱪuliⱪingni yupuruwalmiƣin!
57 Саңа нида қилған күнидә маңа йеқин кәлдиң, «Қорқма» — дедиң.
Sanga nida ⱪilƣan künidǝ manga yeⱪin kǝlding, «Ⱪorⱪma» — deding.
58 (Рәш) И рәб, җенимниң дәвасини өзүң соридиң; Сән маңа һәмҗәмәт болуп һаятимни қутқуздуң.
(Rǝx) I rǝb, jenimning dǝwasini ɵzüng soriding; Sǝn manga ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱨayatimni ⱪutⱪuzdung.
59 И Пәрвәрдигар, маңа болған уваллиқни көрдүңсән; Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән;
I Pǝrwǝrdigar, manga bolƣan uwalliⱪni kɵrdüngsǝn; Mǝn üqün ⱨɵküm qiⱪarƣaysǝn;
60 Сән уларниң маңа қилған барлиқ өчмәнликлирини, Барлиқ қәстлирини көрдуңсән.
Sǝn ularning manga ⱪilƣan barliⱪ ɵqmǝnliklirini, Barliⱪ ⱪǝstlirini kɵrdungsǝn.
61 (Шийн) И Пәрвәрдигар, уларниң аһанәтлирини, Мени барлиқ қәстлигәнлирини аңлидиңсән,
(Xiyn) I Pǝrwǝrdigar, ularning aⱨanǝtlirini, Meni barliⱪ ⱪǝstligǝnlirini anglidingsǝn,
62 Маңа қарши турғанларниң шивирлашлирини, Уларниң күн бойи кәйнимдин кусур-кусур қилишқанлирини аңлидиңсән.
Manga ⱪarxi turƣanlarning xiwirlaxlirini, Ularning kün boyi kǝynimdin kusur-kusur ⱪilixⱪanlirini anglidingsǝn.
63 Олтарғанлирида, турғанлирида уларға қариғайсән! Мән уларниң [мәсқирә] нахшиси болдум.
Olturƣanlirida, turƣanlirida ularƣa ⱪariƣaysǝn! Mǝn ularning [mǝshirǝ] nahxisi boldum.
64 (Тав) Уларниң қоллири қилғанлири бойичә, и Пәрвәрдигар, бешиға җаза яндурғайсән;
(Taw) Ularning ⱪolliri ⱪilƣanliri boyiqǝ, i Pǝrwǝrdigar, bexiƣa jaza yandurƣaysǝn;
65 Уларниң көңүллирини каҗ қилғайсән! Бу сениң уларға чүшидиған ләнитиң болиду!
Ularning kɵngüllirini kaj ⱪilƣaysǝn! Bu sening ularƣa qüxidiƣan lǝniting bolidu!
66 Ғәзәп билән уларни қоғлиғайсән, Уларни Пәрвәрдигарниң асманлири астидин йоқатқайсән!
Ƣǝzǝp bilǝn ularni ⱪoƣliƣaysǝn, Ularni Pǝrwǝrdigarning asmanliri astidin yoⱪatⱪaysǝn!

< Йәрәмияниң жиға-зарлири 3 >