< Йәрәмияниң жиға-зарлири 2 >
1 (Аләф) Рәб ғәзәп булути билән Зион қизини шундақ қаплиди! У Исраилниң шәрәп-җуласини асмандин йәргә чөрүвәтти, Ғәзиви чүшкән күнидә Өз тәхтипәрини һеч есидә қалдурмиди.
2 (Бәт) Рәб Яқупниң барлиқ туралғулирини жутувәтти, һеч айимиди; У қәһри билән Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти; У падишалиқни әмирлири билән номусқа қоюп, Йәр билән йәксан қиливәтти.
3 (Гимәл) У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти; Дүшмәнни тосуған оң қолини Униң алдидин тартивалди; Лавулдап көйгән өз әтрапини йәп кәткүчи оттәк, У Яқупни көйдүрүвәтти.
4 (Даләт) Дүшмәндәк У оқясини кәрди; Униң оң қоли етишқа тәйярланған еди; Көзигә иссиқ көрүнгәнләрниң һәммисини күшәндиси кәби қирди; Зион қизиниң чедири ичидә, Қәһрини оттәк яғдурди;
5 (Хе) Рәб дүшмәндәк болди; У Исраилни жутувалди, Ордилириниң һәммисини жутувалди; Униң қәлъә-қорғанлирини йоқатти, Йәһуданиң қизида матәм вә жиға-зерәларни көпәйтти.
6 (Вав) У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти; У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти; Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни [хәлқиниң] есидин чиқиривәтти; Ғәзәп оти билән падиша һәм каһинни чәткә қеқивәтти.
7 (Заин) Рәб қурбангаһини ташливәтти, Муқәддәс җайидин ваз кәчти; У Зиондики ордиларниң сепиллирини дүшмәнниң қолиға тапшурди; Һәтта Пәрвәрдигарниң өйидә, Улар һейт-айәм күнидикидәк тәнтәнә қилишти!
8 (Хәт) Пәрвәрдигар Зион қизиниң сепилини чеқиветишни қарар қилған; У униңға [һалак] өлчәм танисини тартип қойған; У қолини чеқиштин һеч үзмиди; У һәм истиһкамларни һәм сепилни зарлатти; Иккиси тәң һалсирап қайғурмақта.
9 (Тәт) Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти; У униң төмүр-тақақлирини парә-парә қиливәтти. Падишаси һәм әмирлири әлләр арисиға паланди; Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ йоқап кәтти, Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду.
10 (Йод) Зион қизиниң ақсақаллири, Йәрдә зуван сүрмәй олтармақта; Улар башлириға топа-чаң чечишти; Улар белигә бөз йөгивелишти; Йерусалимниң пак қизлириниң башлири йәргә кирип кәткидәк болди.
11 (Каф) Мениң көзлирим тарамлиған яшлиримдин һалидин кәтти; Ичи-бағрилирим зәрдапға толди; Җигирим йәр йүзигә төкүлүп парә-парә болди, Чүнки хәлқимниң қизи набут қилинди, Чүнки шәһәр кочилирида нарсидиләр һәм бовақлар һошсиз ятмақта.
12 (Ламәд) Улар шәһәр кочилирида яриланғанлардәк һалидин кәткәндә, Анилириниң қучиғида йетип җан талашқанда, Анилириға: «Йемәк-ичмәк нәдә?» дәп ялвурушмақта.
13 (Мәм) Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи? Чүнки сениң яраң деңиздәк чәксиздур; Ким сени сақайталисун?
14 (Нун) Пәйғәмбәрлириңниң сән үчүн көргәнлири бимәнилик һәм ахмақлиқтур; Улар сениң қәбиһлигиңни һеч ашкарә қилмиди, Шундақ қилип улар сүргүн болушуңниң алдини алмиди. Әксичә уларниң сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр һәм езитқулуқлардур.
15 (Самәқ) Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду; Улар үшқиртип Йерусалимниң қизиға баш чайқашмақта: — «Гөзәлликниң җәвһири, пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дәп аталған шәһәр мошумиду?»
16 (Пе) Барлиқ дүшмәнлириң саңа қарап ағзини йоған ечип [мазақ қилмақта], Уш-уш қилишип, чишлирини ғучурлатмақта; Улар: «Биз уни жутувалдуқ! Бу бәрһәқ биз күткән күндур! Биз буни өз көзимиз билән көрүшкә муйәссәр болдуқ!» — демәктә.
17 (Айин) Пәрвәрдигар Өз нийәтлирини ишқа ашурди; Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди; У һеч рәһим қилмай ғулатти; У дүшмәнни үстүңдин шатландурди; Күшәндилириңниң мүңгүзини жуқури көтәрди.
18 (Тсадә) Уларниң көңли Рәбгә нида қилмақта! И Зион қизиниң сепили! Яшлириң дәриядәк кечә-күндүз ақсун! Өзүңгә арам бәрмә; Яш тамчилириң тарамлаштин арам алмисун!
19 (Коф) Түн кечидә орнуңдин тур, Кәчтә җесәк башлиниши билән нида қил! Көңлүңни Рәбниң алдиға судәк төк; Нарсидилириңниң һаяти үчүн униңға қоллириңни көтәр! Улар барлиқ кочилириң доқмушида қәһәтчиликтин һалидин кәтмәктә.
20 (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, ойлап баққайсән, Сән кимгә мошундақ муамилә қилип баққан?! Аяллар өз мевилири — әркә бовақлирини йейишкә боламду? Каһин һәм пәйғәмбәрни Рәбниң муқәддәс җайида өлтүрүшкә боламду?!
21 (Шийн) Яшлар һәм қерилар кочиларда йетишмақта; Пак қизлирим вә яш жигитлирим қиличлинип жиқилди; Уларни ғәзивиң чүшкән күнидә қирдиңсән; Уларни һеч айимай сойдуңсән.
22 (Тав) Сән һейт-байрам күнидә җамаәтни чақирғандәк, Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң; Пәрвәрдигарниң ғәзәп күнидә қачқанлар яки тирик қалғанлар йоқ еди; Өзүм әркилитип чоң қилғанларни дүшминим йәп кәтти.