< Йәрәмияниң жиға-зарлири 1 >
1 (Аләф) Аһ! Илгири адәмләр билән лиқ толған шәһәр, Һазир шунчә йиганә олтириду! Әлләр арисида катта болғучи, Һазир тул хотундәк болди! Өлкиләр үстидин һөкүм сүргән мәликә, Һашарға тутулди!
2 (Бәт) У кечичә аччиқ жиға көтәрмәктә; Мәңзидә көз яшлири тарамлимақта; Ашнилири арисидин, Униңға тәсәлли беридиған һеч бири йоқтур; Барлиқ достлири униңға сатқунлуқ қилди, Улар униңға дүшмән болуп кәтти.
3 (Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида, Сүргүнлүккә чиқти; У әлләр арисида мусапир болди, Һеч арам тапмайду; Уни қоғлиғучиларниң һәммиси, Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду;
4 (Даләт) Һеч ким һейтларға кәлмигәнлиги түпәйлидин, Зионға баридиған йоллар матәм тутмақта. Барлиқ қовуқлири чөлдәрәп қалди, Каһинлири аһ-зар көтәрмәктә, Қизлири дәрд-әләм ичидидур; Өзи болса, Қаттиқ азапланмақта.
5 (Хе) Күшәндилири униңға ғоҗайин болди, Дүшмәнлири ронақ тапмақта; Чүнки униң көплигән асийлиқлири түпәйлидин, Пәрвәрдигар уни җәбир-җапаға қойди. Униң балилири кәлмәскә кәтти, Күшәндисигә әсир болуп сүргүн болди.
6 (Вав) Барлиқ һөрмәт-шөһрити Зионниң қизидин кәтти; Әмирлири яйлақни тапалмиған кийикләрдәк болди; Уларниң овчидин өзини қачурғидәк һеч дәрмани қалмиди.
7 (Заин) Харланған, сәргәрдан болған күнлиридә, Хәлқи күшәндисиниң қолиға чүшкән, Һеч ким ярдәм қолини созмиған чағда, Йерусалим қедимдә өзигә тәвә болғанлирини, Қиммәтлик байлиқлирини ядиға кәлтүрмәктә; Күшәндилири униңға мәсқирилик қарайтти; Күшәндилири униң набут болғанлиғини мәсқирә қилишти.
8 (Хәт) Йерусалим әшәддий еғир гуна садир қилған; Шуниң билән у һарам болди; Униң ялаңачлиғини көргәчкә, Уни һөрмәтлигәнләр һазир уни кәмситиду; Уятта, уһ тартқиничә у кәйнигә бурулди.
9 (Тәт) Униң өз һәйзлири етәклирини булғивәтти; У ақивитини һеч ойлимиғандур; Униң жиқилиши әҗайип болди; Униңға тәсәлли бәргүчи йоқтур; — «Аһ Пәрвәрдигар, харланғинимға қара! Чүнки дүшмән [һалимдин] махтинип кәтти!»
10 (Йод) Күшәндиси қолини униң қиммәтлик нәрсилири үстигә созди; Өзиниң муқәддәс җайиға әлләрниң бесип киргәнлигини көрди; Сән әсли уларни ибадәт җамаитиңгә «киришкә болмайду» дәп мәнъи қилғанғу!
11 (Каф) Бир чишләм нан издәп, Униң хәлқиниң һәммиси уһ тартмақта; Җенини сақлап қелиш үчүнла, Улар қиммәтлик нәрсилирини ашлиққа тегишти. «Аһ Пәрвәрдигар, қара! Мән әрзимәс саналдим.
12 (Ламәд) Әй өтүп кетиватқанлар, Бу силәр үчүн һеч иш әмәсму? Қарап бақ, мениң дәрд-әлимимдәк башқа дәрд-әләм бармиду? Пәрвәрдигар отлуқ ғәзивини чүшүргән күнидә, Уни мениң үстүмгә жүклиди.
13 (Мәм) У жуқуридин от яғдурди, от сүйәклиримдин өтүп көйдүрди. У уларниң үстидин ғәлибә қилди. У путлирим үчүн тор-қапқанни қоюп қойди, Мени кәйнимгә яндурди, У мени набут қилди, Күн бойи У мени зәипләштүрди.
14 (Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди; Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти; Асийлиқлирим бойнумға артилди; У дәрманимни мәндин кәткүзди; Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди.
15 (Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти; У мениң хил жигитлиримни езишкә, Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди. Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк, Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти.
16 (Айин) Мошулар түпәйлидин тарамлап жиғлимақтимән; Мениң көзлирим, мениң көзлиримдин су еқиватиду; Маңа тәсәлли бәргүчи, җенимни әслигә кәлтүргүчи мәндин жирақтур; Балилиримниң көңли сунуқтур, Чүнки дүшмән ғәлибә қилди.
17 (Пе) Зион қолини созмақта, Лекин униңға тәсәлли бәргүчи йоқ; Пәрвәрдигар Яқуп тоғрилиқ пәрман чүшүрди — Хошнилири униң күшәндилири болсун! Йерусалим улар арисида иплас нәрсә дәп қаралди.
18 (Тсадә) Пәрвәрдигар һәққанийдур; Чүнки мән Униң әмригә хилаплиқ қилдим! Әй, барлиқ хәлиқләр, аңлаңлар! Дәрдлиримгә қараңлар! Пак қизлирим, яш жигитлирим сүргүн болди!
19 (Коф) Ашнилиримни чақирдим, Лекин улар мени алдиған еди; Җан сақлиғидәк озуқ-түлүк издәп жүрүп, Каһинлирим һәм ақсақаллирим шәһәрдә нәпәстин қалди.
20 (Рәш) Қара, и Пәрвәрдигар, чүнки азар чекиватимән! Һәддидин зиядә асийлиқ қилғиним түпәйлидин, Ич-бағрим қийниливатиду, Жүригим өртилип кәтти. Сиртта қилич [анисини балисидин] җуда қилди, Өйлиримдә болса өлүм-ваба һөкүм сүрмәктә!
21 (Шийн) [Хәқләр] аһ-зарлиримни аңлиди; Лекин тәсәлли бәргүчим йоқтур; Дүшмәнлиримниң һәммиси күлпитимдин хәвәрдар болуп, Бу қилғиниңдин хошал болди; Сән җакалиған күнни уларниң бешиға чүшүргәйсән, Шу чағда уларниң һали мениңкидәк болиду.
22 (Тав) Уларниң барлиқ рәзиллигини көз алдиңға кәлтүргәйсән, Барлиқ асийлиқлирим үчүн мени қандақ қилған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән; Чүнки аһ-зарлирим нурғундур, Қәлбим азаптин зәиплишип кәтти!