< Батур Һакимлар 1 >
1 Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди.
We Yeshua wapat bolghandin kéyin shundaq boldiki, Israillar Perwerdigardin: — Bizdin kim awwal chiqip Qanaaniylar bilen soqushsun? — dep soridi.
2 Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди.
Perwerdigar söz qilip: — Yehuda chiqsun; mana, Men zéminni uning qoligha tapshurdum, — dédi.
3 У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип [соқушимән], девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти.
U waqitta Yehuda akisi Shiméon’gha: — Sen méning bilen bille Qanaaniylar bilen soqushushqa, manga chek tashlinip miras qilin’ghan zémin’gha chiqsang, menmu sanga chek tashlinip miras qilin’ghan zémin’gha sen bilen bille chiqip [soqushimen], déwidi, Shiméon uning bilen bille chiqti.
4 Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди.
Yehuda u yerge chiqqanda, Perwerdigar Qanaaniylar we Perizziylerni ularning qoligha tapshurdi. Shuning bilen ular Bézek dégen jayda ularni urup qirip, on ming adimini öltürdi.
5 Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падиша билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди.
Ular Bézekte Adoni-Bézek dégen padishah bilen uchriship qélip, uning bilen soqushup Qanaaniylar bilen Perizziylerni urup qirdi.
6 Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти.
Adoni-bézek qachti, ular qoghlap bérip, uni tutuwélip, qollirining chong barmiqi bilen putlirining chong barmiqini késiwetti.
7 Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падиша дәстихинимниң тегидики увақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди. Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди.
Shuning bilen Adoni-Bézek: — Eyni chaghda qollirining chong barmiqi bilen putlirining chong barmiqi késiwétilgen yetmish padishah dastixinimning tégidiki uwaqlarni térip yégenidi. Mana emdi Xuda méning qilghanlirimni özümge yandurdi, dédi. Andin ular uni Yérusalémgha élip bardi, kéyin u shu yerde öldi.
8 Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти.
Yehudalar Yérusalémgha hujum qilip sheherni ishghal qildi; ular u yerde olturghuchilarni qilichlap qirip, sheherge ot qoyuwetti.
9 Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти.
Andin Yehudalar chüshüp, taghliq rayon, jenubdiki Negew we Shefelah oymanliqida turuwatqan Qanaaniylar bilen soqushti.
10 Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти).
Andin Yehudalar Hébrondiki Qanaaniylargha hujum qilip, Shéshay, Ahiman we Talmaylarni urup qirdi (ilgiri Hébron «Kiriat-Arba» dep atilatti).
11 Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти).
Andin ular u yerdin chiqip, Debirde turuwatqanlargha hujum qildi (ilgiri Debir «Kiriat-Sefer» dep atilatti).
12 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
Kaleb: — Kimki Kiriat-Seferge hujum qilip uni alsa, uninggha qizim Aksahni xotunluqqa bérimen, dégenidi.
13 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
Kalebning ukisi Kénazning oghli Otniyel uni ishghal qildi, Kaleb uninggha qizi Aksahni xotunluqqa berdi.
14 Вә шундақ болдики, қиз [ятлиқ болуп] униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
We shundaq boldiki, qiz [yatliq bolup] uning qéshigha barar chaghda, érini atisidin bir parche yer sorashqa ündidi. Aksah éshektin chüshüshige Kaleb uningdin: — Séning néme teliping bar? — dep soridi.
15 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин [қағҗирақ] йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
U jawab bérip: — Méni alahide bir beriketligeysen; sen manga Negewdin [qaghjiraq] yer bergenikensen, manga birnechche bulaqnimu bergeysen, dédi. Shuni déwidi, Kaleb uninggha üstün bulaqlar bilen astin bulaqlarni berdi.
16 Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди.
Musaning qéynatisining ewladliri bolghan Kéniyler Yehudagha qoshulup «Hormiliq Sheher»din chiqip Aradning jenub teripidiki Yehuda chölige bérip, shu yerdiki xelq bilen bille turghanidi.
17 Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған.
Yehuda bolsa akisi Shiméon bilen bille bérip, Zefat shehiride turuwatqan Qanaaniylarni urup qirip, sheherni mutleq weyran qildi; shuning bilen sheherning ismi «Xormah» dep atalghan.
18 Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди.
Andin Yehudalar Gaza bilen uning etrapini, Ashkélon bilen uning etrapini, Ekron bilen uning etrapini igilidi.
19 Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди.
Perwerdigar Yehuda bilen bille bolghach, ular taghliq yurtni meghlup qilip aldi; lékin jilghidikilerni bolsa, ularning tömür jeng harwiliri bolghachqa, ularni zéminidin qoghliwételmidi.
20 Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти.
Ular Musaning buyrughinidek Hébronni Kalebke berdi. Shuning bilen Kaleb Anakning üch oghlini u yerdin qoghliwetti.
21 Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта.
Lékin Binyaminlar bolsa Yérusalémda olturuwatqan Yebusiylarni qoghlap chiqiriwételmidi; shunga ta bügün’giche Yebusiylar Binyaminlar bilen Yérusalémda bille turmaqta.
22 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди.
Yüsüpning jemeti Beyt-Elge hujum qildi; Perwerdigar ular bilen bille idi.
23 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди).
Yüsüpning jemeti Beyt-Elning ehwalini bilip kélishke charlighuchilarni ewetti (ilgiri sheherning nami Luz idi).
24 Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди.
Charlighuchilar sheherdin bir kishining chiqip kéliwatqinini bayqap uninggha: — Sheherge kiridighan yolni bizge körsitip qoysang, sanga shapaet körsitimiz, — dédi.
25 Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди.
Shuning bilen shu kishi sheherge kiridighan yolni ulargha körsitip qoydi. Ular bérip sheherdikilerni urup qilichlidi; lékin u adem bilen ailisidikilerni aman qoydi.
26 У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта.
U adem kéyin Hittiylarning zéminigha bérip, shu yerde bir sheher berpa qilip, namini Luz dep atidi. Ta bügün’giche uning nami shundaq atalmaqta.
27 Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди.
Lékin Manassehler bolsa Beyt-Shéanni we uninggha qarashliq kentlerni, Taanaqni we uninggha qarashliq kentlerni ishghal qilmidi; ular Dor we uninggha qarashliq kentlerdiki xelqni, Ibléam we uninggha qarashliq kentlerdiki xelqni, Mégiddo we uninggha qarashliq kentlerdiki xelqni qoghliwetmidi, zéminni almidi; Qanaaniylar shu zéminda turuwérishke bel baghlighanidi.
28 Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди.
Israil barghanséri kücheygechke Qanaaniylarni özlirige hasharchi qilip béqindurdi, lékin ularni öz yerliridin pütünley qoghliwetmidi.
29 Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди.
Efraimlarmu Gezerde turuwatqan Qanaaniylarni qoghliwetmidi; shuning bilen Qanaaniylar Gezerde ular bilen bille turiwerdi.
30 Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди.
Zebulun ne Qitronda turuwatqanlarni ne Nahalolda turuwatqanlarni qoghliwetmidi; shuning bilen Qanaaniylar ularning arisida olturaqliship, ulargha hasharchi medikar boldi.
31 Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди.
Ashir bolsa ne Akkoda turuwatqanlarni ne Zidonda turuwatqanlarni qoghliwetmidi, shundaqla Ahlab, Aqzib, Helbah, Afek Rehoblarda turuwatqanlarnimu qoghliwetmidi.
32 Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди.
Shuning bilen Ashirlar shu zéminda turuwatqanlarning arisida, yeni Qanaaniylarning arisida olturaqliship qaldi; ular Qanaaniylarni öz yéridin qoghliwetmidi.
33 Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди.
Naftalilar ne Beyt-Shemeshte turuwatqanlarni ne Beyt-Anatta turuwatqanlarni qoghliwetmidi; shuning bilen ular shu zéminda turuwatqanlarning arisida, yeni Qanaaniylarning arisida olturaqliship qaldi; Beyt-Shemesh we Beyt-Anattiki xelq ulargha hasharchi medikar boldi.
34 Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди.
Amoriylar Danlarni taghliq rayon’gha mejburiy heydep chiqiriwétip, ularni jilgha-tüzlenglikke chüshüshke yol qoymidi.
35 Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди.
Amoriylar Heres téghi, Ayjalon we Shaalbimda turuwérishke niyet baghlighanidi; lékin Yüsüp jemetining qoli kücheygende, Qanaaniylar ulargha hasharchi medikar boldi.
36 Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти.
Amoriylarning chégrisi bolsa «Sériq Éshek dawini»din qoram téshigha ötüp yuqiri teripige baratti.