< Батур Һакимлар 9 >

1 Әнди Йәруббаалниң оғли Абимәләк Шәкәмдики анисиниң ака-укилириниң қешиға берип, улар вә анисиниң атисиниң пүткүл җәмәтидикиләргә: —
Emdi Yerubbaalning oghli Abimelek Shekemdiki anisining aka-ukilirining qéshigha bérip, ular we anisining atisining pütkül jemetidikilerge: —
2 Силәр Шәкәмдики барлиқ адәмләрниң қулиқиға сөз қилип уларға: «Силәр үчүн йәтмиш киши, йәни Йәруббаалниң оғуллири үстүңләргә һөкүм сүргини яхшиму яки бирла адәмниң үстүңләрдин һөкүм сүргини яхшиму? Есиңларда болсунки, мән силәрниң қан-қериндишиңлармән» — дегән гепимни йәткүзүңлар, — деди.
Siler Shekemdiki barliq ademlerning quliqigha söz qilip ulargha: «Siler üchün yetmish kishi, yeni Yerubbaalning oghulliri üstünglerge höküm sürgini yaxshimu yaki birla ademning üstünglerdin höküm sürgini yaxshimu? Ésinglarda bolsunki, men silerning qan-qérindishinglarmen» — dégen gépimni yetküzünglar, — dédi.
3 Шуниң билән униң анисиниң ака-укилири у тоғрилиқ бу гәпләрниң һәммисини Шәкәмдикиләрниң қулақлириға ейтти. Уларниң көңли Абимәләккә майил болуп: — У бизниң қериндишимиз екәнғу, дийишип,
Shuning bilen uning anisining aka-ukiliri u toghruluq bu geplerning hemmisini Shekemdikilerning qulaqlirigha éytti. Ularning köngli Abimelekke mayil bolup: — U bizning qérindishimiz iken’ghu, diyiship,
4 Баал-Беритниң бутханисидин йәтмиш шәкәл күмүчни елип, униңға бәрди. Бу пул билән Абимәләк бир мунчә бекар тәләп лүкчәкләрни яллап, уларға баш болди.
Baal-Béritning butxanisidin yetmish shekel kümüshni élip, uninggha berdi. Bu pul bilen Abimelek birmunche bikar telep lükcheklerni yallap, ulargha bash boldi.
5 Андин у Офраһқа, атисиниң өйигә берип өзиниң ака-укилири, йәни Йәруббаалниң оғуллири болуп җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Лекин Йәруббаалниң кичик оғли Йотам йошурунивалғачқа, қутулуп қалди.
Andin u Ofrahqa, atisining öyige bérip özining aka-ukiliri, yeni Yerubbaalning oghulliri bolup jemiy yetmish ademni bir tashning üstide öltürüwetti. Lékin Yerubbaalning kichik oghli Yotam yoshuruniwalghachqa, qutulup qaldi.
6 Андин пүткүл Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллодикиләрниң һәммиси жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падиша қилип тиклиди.
Andin pütkül Shekemdikiler we Beyt-Millodikilerning hemmisi yighiliship bérip Abimelekni Shekemdiki dub derixining tüwide padishah qilip tiklidi.
7 Бу хәвәр Йотамға йәткүзүлди; у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап: — Әй Шәкәм чоңлири, мениң сөзүмгә қулақ селиңлар, андин Худаму силәргә қулақ салиду.
Bu xewer Yotamgha yetküzüldi; u bérip Gerizim téghining choqqisigha chiqip, u yerde turup yuqiri awazda köpchilikke towlap: — Ey Shekem chongliri, méning sözümge qulaq sélinglar, andin Xudamu silerge qulaq salidu.
8 Күнләрдин бир күни дәрәқләр өзлириниң үстигә һөкүм сүридиған бир дәрәқни мәсиһләп падиша тикләшкә издәп чиқип, зәйтун дәриғигә: — Үстимизгә падиша болуп бәргин, дәптикән.
Künlerdin bir küni derexler özlirining üstige höküm süridighan bir derexni mesihlep padishah tikleshke izdep chiqip, zeytun derixige: — Üstimizge padishah bolup bergin, deptiken.
9 Зәйтун дәриғи уларға җавап берип: — Худаға вә инсанларға болған һөрмәтни ипадиләйдиған мейимни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
Zeytun derixi ulargha jawab bérip: — Xudagha we insanlargha bolghan hörmetni ipadileydighan méyimni tashlap, bashqa derexlerning üstide turup pulanglashqa kétemdim? — deptu.
10 Буни аңлап дәрәқләр әнҗир дәриғиниң қешиға берип: — Сән келип үстимизгә падиша болғин, дәп илтиҗа қипту;
Buni anglap derexler enjür derixining qéshigha bérip: — Sen kélip üstimizge padishah bolghin, dep iltija qiliptu;
11 Әнҗир дәриғи уларға җавап берип: — Мән өз ширнәм билән яхши мевәмни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
Enjür derixi ulargha jawab bérip: — Men öz shirnem bilen yaxshi méwemni tashlap, bashqa derexlerning üstide turup pulanglashqa kétemdim? — deptu.
12 Шуниң билән дәрәқләр үзүм таллиғиниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту,
Shuning bilen derexler üzüm talliqining qéshigha bérip: — Sen kélip bizning üstimizge padishah bolghin, deptu,
13 үзүм тели уларға җавап берип: — Мән Худа билән адәмләрни хуш қилидиған йеңи шарапни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
üzüm téli ulargha jawab bérip: — Men Xuda bilen ademlerni xush qilidighan yéngi sharabni tashlap, bashqa derexlerning üstide turup pulanglashqa kétemdim? — deptu.
14 Андин дәрәқләрниң һәммиси азғанниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту;
Andin derexlerning hemmisi azghanning qéshigha bérip: — Sen kélip bizning üstimizge padishah bolghin, deptu;
15 азған уларға җавап берип: — Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән үстүңләргә падиша қилишни халисаңлар, келип мениң сайәмниң астида панаһлиниңлар; болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду! — дәпту.
azghan ulargha jawab bérip: — Eger siler méni semimiy niyitinglar bilen üstünglerge padishah qilishni xalisanglar, kélip méning sayemning astida panahlininglar; bolmisa, azghandin bir ot chiqidu we Liwanning kédir derexlirini yep kétidu! — deptu.
16 Әгәр силәрниң Абимәләкни падиша қилғиниңлар раст сәмимий вә дурус нийәт билән болған болса, Йәруббаал вә униң аилисидикиләргә яхшилиқ қилған, униң қилған әмәллири бойичә униңға қайтурған болсаңлар —
Eger silerning Abimelekni padishah qilghininglar rast semimiy we durus niyet bilen bolghan bolsa, Yerubbaal we uning ailisidikilerge yaxshiliq qilghan, uning qilghan emelliri boyiche uninggha qayturghan bolsanglar —
17 (чүнки атам силәр үчүн җәң қилип, өз җенини хәтәргә тәвәккул қилип силәрни Мидиянниң қолидин қутқузди!
(chünki atam siler üchün jeng qilip, öz jénini xeterge tewekkul qilip silerni Midiyanning qolidin qutquzdi!
18 Лекин силәр бүгүн атамниң җәмәтигә қарши қозғилип, униң оғуллирини, җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүп, униң дедигиниң оғли Абимәләкни туққиниңлар болғини үчүн Шәкәм хәлқиниң үстигә падиша қилип тикләпсиләр!)
Lékin siler bügün atamning jemetige qarshi qozghilip, uning oghullirini, jemiy yetmish ademni bir tashning üstide öltürüp, uning dédikining oghli Abimelekni tughqininglar bolghini üchün Shekem xelqining üstige padishah qilip tiklepsiler!)
19 — әнди әгәр силәр Йәруббаал вә җәмәтигә сәмимий вә дурус муамилә қилған болсаңлар, силәр Абимәләктин хошаллиқ тапқайсиләр, уму силәрдин хошаллиқ тапқай!
— emdi eger siler Yerubbaal we jemetige semimiy we durus muamile qilghan bolsanglar, siler Abimelektin xushalliq tapqaysiler, umu silerdin xushalliq tapqay!
20 Лекин болмиса, Абимәләктин от чиқип, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқини йәп кәтсун; шундақла, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқидин от чиқип, Абимәләкни йәп кәтсун! — деди.
Lékin bolmisa, Abimelektin ot chiqip, Shekemdikiler we Beyt-Milloning xelqini yep ketsun; shundaqla, Shekemdikiler we Beyt-Milloning xelqidin ot chiqip, Abimelekni yep ketsun! — dédi.
21 Йотам қериндиши Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип, у йәрдә олтирақлишип қалди.
Yotam qérindishi Abimelektin qorqup, qéchip Beer dégen jaygha bérip, u yerde olturaqliship qaldi.
22 Абимәләк Исраилға үч жил сәлтәнәт қилди.
Abimelek Israilgha üch yil seltenet qildi.
23 Худа Абимәләк билән Шәкәмниң адәмлири оттурисиға бир яман роһ әвәтти; шуниң билән Шәкәмдикиләр Абимәләккә асийлиқ қилишқа қозғалди.
Xuda Abimelek bilen Shekemning ademliri otturisigha bir yaman roh ewetti; shuning bilen Shekemdikiler Abimelekke asiyliq qilishqa qozghaldi.
24 Буниң мәхсити, Йәруббаалниң йәтмиш оғлиға қилинған зораванлиқ вә қан қәризни уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бойниға чүшүрүш, шундақла өз ака-укилирини өлтүрүшкә уни қоллап-қувәтлигән Шәкәмдики кишиләрниң бешиға чүшүрүштин ибарәт еди.
Buning meqsiti, Yerubbaalning yetmish oghligha qilin’ghan zorawanliq we qan qerzni ularni öltürgen qérindishi Abimelekning boynigha chüshürüsh, shundaqla öz aka-ukilirini öltürüshke uni qollap-quwwetligen Shekemdiki kishilerning béshigha chüshürüshtin ibaret idi.
25 Шәкәмдики кишиләр Абимәләкни тутмақчи болуп, тағларниң чоққилириға пайлақчиларни бөктүрмә қилип турғузди; улар у йәрдин өткән йолучиларниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу иш Абимәләккә йәткүзүлди.
Shekemdiki kishiler Abimelekni tutmaqchi bolup, taghlarning choqqilirigha paylaqchilarni böktürme qilip turghuzdi; ular u yerdin ötken yoluchilarning hemmisini bulang-talang qildi. Bu ish Abimelekke yetküzüldi.
26 Әбәдниң оғли Гаал өз ака-укилири билән Шәкәмгә көчүп келивиди, Шәкәмдики кишиләр униңға ишәш бағлап уни өз яр-йөлиги қилди.
Ebedning oghli Gaal öz aka-ukiliri bilen Shekemge köchüp kéliwidi, Shekemdiki kishiler uninggha ishench baghlap uni öz yar-yöliki qildi.
27 Шундақ қилип улар шәһәрдин етизлиққа чиқип, үзүмзарларниң үзүмлирини үзүп сиқип, шарап ясап, шатлиқ қилип өз бутиниң ибадәтханисиға кирип, йәп-ичишип Абимәләкниң үстидин ләнәт оқуғили турди.
Shundaq qilip ular sheherdin étizliqqa chiqip, üzümzarlarning üzümlirini üzüp siqip, sharab yasap, shadliq qilip öz butining ibadetxanisigha kirip, yep-ichiship Abimelekning üstidin lenet oqughili turdi.
28 Әбәдниң оғли Гаал: — Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму? Зәбул униң назатәтчиси әмәсму? Силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду! Биз немишкә Абимәләкниң хизмитидә болидикәнмиз?
Ebedning oghli Gaal: — Abimelek dégen kim idi? Shekem dégen néme idi, biz néme dep uninggha xizmet qilghudekmiz?! U Yerubbaalning oghli emesmu? Zebul uning nazatetchisi emesmu? Siler Shekemning atisi Hamorning ademlirining xizmitide bolsanglar bolidu! Biz némishqa Abimelekning xizmitide bolidikenmiz?
29 Кашки бу хәлиқ мениң қол астимда болса еди! У чағда мән Абимәләкни һайдивтәттим! Мән Абимәләккә: — Өз қошуниңни көпәйтип, җәңгә чиққин! — дегән болаттим.
Kashki bu xelq méning qol astimda bolsa idi! U chaghda men Abimelekni heydiwtettim! Men Abimelekke: — Öz qoshuningni köpeytip, jengge chiqqin! — dégen bolattim.
30 Әнди шәһәр башлиғи Зәбул Әбәдниң оғли Гаалниң бу сөзлирини аңлиғинида, аччиғи келип,
Emdi sheher bashliqi Zebul Ebedning oghli Gaalning bu sözlirini anglighinida, achchiqi kélip,
31 әлчиләрни Абимәләкниң қешиға йошурунчә әвәтип: «Мана, Гаалниң оғли қериндашлири билән Шәкәмгә келиватиду; мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду.
elchilerni Abimelekning qéshigha yoshurunche ewetip: «Mana, Gaalning oghli qérindashliri bilen Shekemge kéliwatidu; mana, sheherni silige qarshi chiqishqa qutritiwatidu.
32 Шуңа сили адәмлирини елип бүгүн кечә [шәһәр] әтрапидики етизлиққа берип марап олтарғайла;
Shunga sili ademlirini élip bügün kéche [sheher] etrapidiki étizliqqa bérip marap olturghayla;
33 әтә күн чиққан һаман қозғилип шәһәргә һуҗум қилғайла; у вә униң адәмлири силигә қарши чиққанда, сили әһвалға қарап униңға тақабил турғайла, — деди.
ete kün chiqqan haman qozghilip sheherge hujum qilghayla; u we uning ademliri silige qarshi chiqqanda, sili ehwalgha qarap uninggha taqabil turghayla, — dédi.
34 Буни аңлап, Абимәләк һәммә адәмлирини елип, кечиси чиқип, төрт топқа бөлүнүп, йошурунуп Шәкәмгә һуҗум қилишқа марап олтарди.
Buni anglap, Abimelek hemme ademlirini élip, kéchisi chiqip, töt topqa bölünüp, yoshurunup Shekemge hujum qilishqa marap olturdi.
35 Әбәдниң оғли Гаал сиртқа чиқип шәһәрниң дәрвазисида өрә турғанда, Абимәләк өз адәмлири билән йошурунған җайдин чиқти.
Ebedning oghli Gaal sirtqa chiqip sheherning derwazisida öre turghanda, Abimelek öz ademliri bilen yoshurun’ghan jaydin chiqti.
36 Гаал хәлиқни көрүп Зәбулға: — Мана тағ чоққилиридин адәмләр чүшүватиду, деди. Лекин Зәбул униңға җававән: — Тағларниң көләңгиси саңа адәмләрдәк көрүниду, — деди.
Gaal xelqni körüp Zebulgha: — Mana tagh choqqiliridin ademler chüshüwatidu, dédi. Lékin Zebul uninggha jawaben: — Taghlarning kölenggisi sanga ademlerdek körünidu, — dédi.
37 Гаал йәнә сөз қилип: Мана, бир топ адәмләр дөңләрдин чүшүп келиватиду, йәнә бир топ адәмләр «Палчиларниң дуб дәриғи»ниң йоли билән келиватиду, — деди.
Gaal yene söz qilip: Mana, bir top ademler dönglerdin chüshüp kéliwatidu, yene bir top ademler «Palchilarning dub derixi»ning yoli bilen kéliwatidu, — dédi.
38 Андин Зәбул униңға: — Сениң: «Абимәләк дегән ким еди, биз униң хизмитидә болаттуқму?» дәп чоң гәп қилған ағзиң һазир қени? Мана булар сән көзгә илмиған хәлиқ әмәсму? Әнди чиқип улар билән соқушуп баққин! — деди.
Andin Zebul uninggha: — Séning: «Abimelek dégen kim idi, biz uning xizmitide bolattuqmu?» dep chong gep qilghan aghzing hazir qéni? Mana bular sen közge ilmighan xelq emesmu? Emdi chiqip ular bilen soqushup baqqin! — dédi.
39 Шуниң билән Гаал Шәкәмдикиләр билән чиқип Абимәләк билән соқушушқа башлиди.
Shuning bilen Gaal Shekemdikiler bilen chiqip Abimelek bilen soqushushqa bashlidi.
40 Лекин Абимәләк уни мәғлуп қилип қоғлиди; у униң алдидин қачти, шундақла нурғун яриланған адәмләр шәһәрниң дәрвазисиғичә йетишип кәткән еди.
Lékin Abimelek uni meghlup qilip qoghlidi; u uning aldidin qachti, shundaqla nurghun yarilan’ghan ademler sheherning derwazisighiche yétiship ketkenidi.
41 Андин Абимәләк Арумаһда туруп қалди. Зәбул болса Гаал вә униң қериндашлирини қоғлап, уларниң Шәкәмдә турушиға йол қоймиди.
Andin Abimelek Arumahda turup qaldi. Zebul bolsa Gaal we uning qérindashlirini qoghlap, ularning Shekemde turushigha yol qoymidi.
42 Әтиси [Гаалдикиләр] далаға чиқти; бу хәвәр Абимәләккә йәткәндә
Etisi [Gaaldikiler] dalagha chiqti; bu xewer Abimelekke yetkende
43 у хәлқини елип, уларни үч топқа бөлүп, далада йошурунуп марап турди; у қарап турувиди, Шәкәм хәлқи шәһәрдин чиқти. У қопуп уларға һуҗум қилди.
u xelqini élip, ularni üch topqa bölüp, dalada yoshurunup marap turdi; u qarap turuwidi, Shekem xelqi sheherdin chiqti. U qopup ulargha hujum qildi.
44 Абимәләк вә униң билән болған биринчи топ атлинип шәһәрниң дәрвазисиниң алдиға бесип берип, у йәрдә турди; қалған икки топ етилип берип далада турған адәмләргә һуҗум қилип уларни қиривәтти.
Abimelek we uning bilen bolghan birinchi top atlinip sheherning derwazisining aldigha bésip bérip, u yerde turdi; qalghan ikki top étilip bérip dalada turghan ademlerge hujum qilip ularni qiriwetti.
45 Шу тәриқидә Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, уни елип, униңда туруватқан хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни ханивәйран қилип үстигә тузларни чечивәтти.
Shu teriqide Abimelek pütün bir kün sheherge hujum qilip, uni élip, uningda turuwatqan xelqni öltürüp, sheherni xaniweyran qilip üstige tuzlarni chéchiwetti.
46 Шәкәм мунаридики адәмләрниң һәммиси буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди.
Shekem munaridiki ademlerning hemmisi buni anglap, Bérit dégen butning ibadetxanisidiki qorghan’gha kiriwaldi.
47 Шәкәм мунаридики адәмләр бир йәргә жиғиливапту, дегән хәвәр Абимәләккә йәтти.
Shekem munaridiki ademler bir yerge yighiliwaptu, dégen xewer Abimelekke yetti.
48 Шуниң билән Абимәләк адәмлирини елип Залмон теғиға чиқти; у қолиға палтини елип дәрәқниң бир шехини кесип елип, өшнисигә қоюп, андин өзи билән болған хәлиққә: — Мениң немә қилғинимни көрдүңлар, әнди силәрму тездин шундақ қилиңлар, — деди.
Shuning bilen Abimelek ademlirini élip Zalmon téghigha chiqti; u qoligha paltini élip derexning bir shéxini késip élip, öshnisige qoyup, andin özi bilen bolghan xelqqe: — Méning néme qilghinimni kördünglar, emdi silermu tézdin shundaq qilinglar, — dédi.
49 Буни аңлап хәлиқниң һәр бири Абимәләктәк бирдин шахни кесип елип, униңға әгишип берип, шахларни қорғанниң йениға догилап, от қоюп қорған вә униңда болғанларни көйдүрүвәтти. Буниң билән Шәкәмниң мунаридики һәммә адәмләр, җәмий миңчә әр-аял өлди.
Buni anglap xelqning herbiri Abimelektek birdin shaxni késip élip, uninggha egiship bérip, shaxlarni qorghanning yénigha döwilep, ot qoyup qorghan we uningda bolghanlarni köydürüwetti. Buning bilen Shekemning munaridiki hemme ademler, jemiy mingche er-ayal öldi.
50 Андин Абимәләк Тәбәзгә берип, у йәрдә баргаһ қуруп Тәбәзкә қоршап, һуҗум қилип уни ишғал қилди.
Andin Abimelek Tebezge bérip, u yerde bargah qurup Tebezke qorshap, hujum qilip uni ishghal qildi.
51 Лекин шәһәрниң оттурисида мустәһкәм бир мунар бар еди; барлиқ әр-аял, җүмлидин шәһәрниң һәммә чоңлири у йәргә қечип берип, дәрвазини ичидин тақап, мунарниң үстигә чиқивалди.
Lékin sheherning otturisida mustehkem bir munar bar idi; barliq er-ayal, jümlidin sheherning hemme chongliri u yerge qéchip bérip, derwazini ichidin taqap, munarning üstige chiqiwaldi.
52 Абимәләк мунарға һуҗум қилип, униңға от қоюшқа мунарниң дәрвазисиға йеқинлашқанда,
Abimelek munargha hujum qilip, uninggha ot qoyushqa munarning derwazisigha yéqinlashqanda,
53 бир аял ярғунчақниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға етип униң баш сүңикини сундуривәтти.
bir ayal yarghunchaqning üstünki téshini Abimelekning béshigha étip uning bash süngikini sunduriwetti.
54 Андин Абимәләк дәрһал өз яриғини көтәргүчи жигитни чақирип униңға: — Қиличиңни суғуруп мени өлтүрүвәткин; болмиса, хәлиқ мениң тоғрамда: «Бир аял киши уни өлтүрүветипту» дейишиду, — деди. Буни аңлап жигит уни санҗип өлтүрүвәтти.
Andin Abimelek derhal öz yarighini kötürgüchi yigitni chaqirip uninggha: — Qilichingni sughurup méni öltürüwetkin; bolmisa, xelq méning toghramda: «Bir ayal kishi uni öltürüwétiptu» déyishidu, — dédi. Buni anglap yigit uni sanjip öltürüwetti.
55 Андин Исраилниң адәмлири Абимәләкниң өлгинини көрүп, уларниң һәммиси өз җайлириға қайтип кетишти.
Andin Israilning ademliri Abimelekning ölginini körüp, ularning hemmisi öz jaylirigha qaytip kétishti.
56 Шундақ қилип Худа Абимәләкниң өзиниң йәтмиш ака-укисини өлтүрүп, атисиға қилған рәзиллигини униң өз бешиға яндурди;
Shundaq qilip Xuda Abimelekning özining yetmish aka-ukisini öltürüp, atisigha qilghan rezillikini uning öz béshigha yandurdi;
57 шуниңдәк Худа Шәкәмниң адәмлири қилған барлиқ яманлиқлириниму уларниң бешиға яндуруп чүшүрди. Буниң билән Йәруббаалниң оғли Йотам ейтқан ләнәт уларниң үстигә кәлди.
shuningdek Xuda Shekemning ademliri qilghan barliq yamanliqlirinimu ularning béshigha yandurup chüshürdi. Buning bilen Yerubbaalning oghli Yotam éytqan lenet ularning üstige keldi.

< Батур Һакимлар 9 >