< Батур Һакимлар 8 >
1 (Кейин, Әфраимлар униңға: — Сән немишкә бизгә шундақ муамилә қилисән, Мидиянийлар билән соқушқа чиққанда, бизни чақирмидиңғу, дәп униң билән қаттиқ дейишип кәтти.
2 У уларға җававән: — Мениң қилғанлиримни қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? Әфраимниң үзүмләрни пасаңдиғини, Абиеәзәрләрниң үзүм үзгинидин артуқ әмәсму?
3 Худа Мидиянниң әмирлири Орәб билән Зәәбни қолуңларға тапшурған йәрдә, мениң қолумдин кәлгинини қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? — деди. Шундақ девиди, уларниң униңға болған аччиғи янди).
4 Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди. У вә өзигә һәмраһ болған үч йүз адәм һерип кәткән болсиму, улар йәнила Мидиянийларни қоғлап дәриядин өтти.
5 Гидеон Суккот шәһиридикиләргә: — Маңа һәмраһ болуп кәлгән кишиләргә нан бәрсәңлар, чүнки улар һерип-чарчап кәтти. Биз Мидиянниң икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани қоғлап кетип баримиз, — деди.
6 Лекин Суккотниң чоңлири җавап берип: — Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?! Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?! — деди.
7 Гидеон: — Хәп! Шундақ болғини үчүн Пәрвәрдигар Зәбаһ вә Залмуннани мениң қолумға тапшурғанда, әтлириңларни чөлдики янтақ вә шоха билән хаманда тепимән, — деди.
8 Гидеон у йәрдин Пәнуәлгә берип, у йәрдики адәмләргиму шундақ девиди, Пәнуәлдики кишиләрму униңға Суккоттикиләрдәк җавап бәрди.
9 У Пәнуәлдикиләргә: — Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә, бу мунариңларни өрүветимән, — деди.
10 У чағда Зәбаһ вә Залмунна Каркор дегән җайда еди; улар билән маңған қошунда он бәш миңчә ләшкәр бар еди. Булар болса мәшриқлиқләрниң пүткүл қошунидин қелип қалғанлири еди, чүнки улардин қилич тутқанлиридин бир йүз жигирмә миңи өлтүрүлгән еди.
11 Гидеон болса Нобаһ вә Йогбихаһниң шәрқидики көчмәнләр йоли билән чиқип Мидиянниң ләшкәргаһиға һуҗум қилип, уларни тар мар қилди; чүнки ләшкәргаһтикиләр толиму әндишсиз турған еди.
12 Зәбаһ вә Залмунна қечип кәтти; Гидеон кәйнидин қоғлап берип, Мидиянниң бу икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани тутувалди; у пүткүл ләшкәргаһтикиләрни алақзадә қилип тирипирән қиливәтти.
13 Андин Йоашниң оғли Гидеон Һәрәс давинидин өтүп, җәңдин қайтип кәлди.
14 У Суккотлуқ бир яш жигитни тутувелип, униңдин сүрүштә қиливиди, жигит униңға Суккотниң чоңлири вә ақсақаллириниң исимлирини йезип бәрди. Улар җәмий болуп йәтмиш йәттә адәм еди.
15 Андин Гидеон Суккотниң адәмлириниң қешиға йетип барғанда: — Силәр мени заңлиқ қилип: «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму? Биз сениң билән биллә маңған мошу һарғин адәмлириңгә нан берәмдуқ?» дегән едиңлар! Мана, у Зәбаһ вә Залмунна дегәнләр! — деди.
16 Шуни дәп у шәһәрниң ақсақаллирини тутуп келип, чөлдики янтақ билән шохиларни елип келип, улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди.
17 Андин у Пәнуәлниң мунарини өрүп, шәһәрдики адәмләрни өлтүрди.
18 Гидеон Зәбаһ вә Залмуннани сорақ қилип: — Силәр иккиңлар Таборда өлтүргән адәмләр қандақ адәмләр еди? — дәп соривиди, улар җавап берип: — Улар саңа интайин охшайтти; уларниң һәр бири шаһзадидәк еди, — деди.
19 У буни аңлап: — Улар мениң бир туққанлиримдур, биз бир аниниң оғуллиримиз. Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр әйни вақитта уларни тирик қойған болсаңлар, мән силәрни һәргиз өлтүрмәйттим, — деди;
20 шуниң билән у чоң оғли Йәтәргә: — Сән қопуп буларни өлтүргин, — деди. Лекин оғул кичик болғачқа қорқуп, қиличини суғурмиди.
21 Шуниң билән Зәбаһ вә Залмунна: — Сән өзүң қопуп бизни өлтүргин; чүнки адәм қандақ болса күчиму шундақ болиду, — деди. Шундақ девиди, Гидеон қопуп Зәбаһ вә Залмуннани өлтүрди. У төгилириниң бойнидики һилал ай шәкиллик безәкләрни еливалди.
22 Андин Исраиллар Гидеонға: — Сән бизни Мидиянниң қолидин қутқузған екәнсән, өзүң бизгә падиша болғин; оғлуң вә оғлуңниң оғлиму бизниң үстимизгә һөкүм сүрсун, — деди.
23 Амма Гидеон уларға җавап берип: — Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән, оғлумму үстүңләргә сәлтәнәт қилмайду; бәлки Пәрвәрдигар Өзи үстүңләргә сәлтәнәт қилиду, деди.
24 Андин Гидеон уларға йәнә: — Силәргә пәқәт бирла илтимасим бар: — Һәр бириңлар өз олҗаңлардин һалқа-зериләрни маңа бериңлар, деди (Мидиянлар Исмаиллардин болғачқа, һәр бири алтун зирә-һалқиларни тақайтти).
25 Улар җававән: — Беришкә разимиз, дәп йәргә бир йепинчини селип, һәр бири униң үстигә олҗисидин зирә-һалқиларни елип ташлиди.
26 У сорап жиққан алтун зириләрниң еғирлиғи бир миң йәттә йүз шәкәл алтун еди, буниңдин башқа Мидиян падишалири өзигә асқан һилал ай шәкиллик буюмлар, зуннар, учисиға кийгән сөсүн егинләр вә төгиләрниң бойниға асқан алтун зәнҗирләрму бар еди.
27 Гидеон бу нәрсиләрдин бир әфод яситип, өз шәһири Офраһта қоюп қойди. Нәтиҗидә, пүткүл Исраил уни издәп бузуқчилиқ қилди. Буниң билән бу нәрсә Гидеон вә униң пүтүн аилисигә бир тор-қапқан болди.
28 Мидиянийлар шу тәриқидә Исраилларниң алдида бойсундурулуп, иккинчи баш көтирәлмиди; зимин Гидеонниң күнлиридә қириқ жилғичә тинич-арамлиқ тапти.
29 Йоашниң оғли Йәруббаал қайтип берип, өз өйидә олтарди.
30 Гидеонниң аяллири көп болғачқа, униң пуштидин йәтмиш оғул төрәлди.
31 Шәкәмдә униң бир кенизигиму бар еди; у униңға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди.
32 Йоашниң оғли Гидеон узун өмүр көрүп, қерип аләмдин өтти. У Абиезәрләргә тәвә болған Офраһда, өз атиси Йоашниң қәбригә дәпнә қилинди.
33 Гидеон өлгәндин кейин Исраиллар кәйнигә йенип, Баал бутлириға әгишип бузуқчилиқ қилди вә «Баал-Берит»ни өзлириниң илаһи қилип бекитти.
34 Шундақ қилип Исраиллар өзлирини әтрапидики барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузған өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди
35 вә шуниңдәк Гидеонниң Исраилға қилған һәммә яхшилиқлирини һеч әслимәй, Йәруббаал (йәни Гидеон)ниң җәмәтигә һеч бир меһриванлиқ көрсәтмиди.