< Батур Һакимлар 7 >

1 Йәруббаал (йәни Гидеон) вә өзигә қошулған һәммә хәлиқ әтиси сәһәр қопуп, Һарод дегән булақниң йениға берип чедир тикти. Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса униң шимал тәрипидә, Морәһ егизлигиниң йенидики җилғида еди.
耶路‧巴力就是基甸,他和一切跟隨的人早晨起來,在哈律泉旁安營。米甸營在他們北邊的平原,靠近摩利岡。
2 Әнди Пәрвәрдигар Гидеонға: — Саңа әгәшкән хәлиқниң сани интайин көп, шуңа Мән Мидиянийларни уларниң қолиға тапшуралмаймән. Болмиса Исраил: «Өзимизни өзимизниң қоли қутқузди» дәп махтинип кетиши мүмкин.
耶和華對基甸說:「跟隨你的人過多,我不能將米甸人交在他們手中,免得以色列人向我誇大,說:『是我們自己的手救了我們。』
3 Шуниң үчүн сән әнди хәлиққә: «Кимләр қорқуп титрәк басқан болса, улар Гилеад теғидин йенип кәтсун» дәп җакалиғин — деди. Шуниң билән хәлиқниң арисидин жигирмә икки миң киши қайтип кетип, пәқәт он миңила қелип қалди.
現在你要向這些人宣告說:『凡懼怕膽怯的,可以離開基列山回去。』」於是有二萬二千人回去,只剩下一萬。
4 Пәрвәрдигар Гидеонға йәнә: — Хәлиқниң сани йәнила интайин көп; әнди сән буларни суниң левигә елип кәлгин. У йәрдә Мән уларни сән үчүн синақтин өткүзәй; Мән кимни көрситип: «У сән билән барсун десәм», у сән билән барсун; лекин Мән кимни көрситип: «У сән билән бармисун» десәм, у сән билән бармисун, — деди.
耶和華對基甸說:「人還是過多;你要帶他們下到水旁,我好在那裏為你試試他們。我指點誰說:『這人可以同你去』,他就可以同你去;我指點誰說:『這人不可同你去』,他就不可同你去。」
5 Шуниң билән Гидеон хәлиқни суниң левигә елип кәлди. Пәрвәрдигар униңға: — Кимки ишт су ичкәндәк тили билән ялап су ичсә, уларни айрим бир тәрәптә турғузғин; һәм кимки тизлинип туруп су ичсә, уларниму айрим бир тәрәптә турғузғин, — деди.
基甸就帶他們下到水旁。耶和華對基甸說:「凡用舌頭舔水,像狗舔的,要使他單站在一處;凡跪下喝水的,也要使他單站在一處。」
6 Шундақ болдики, очумини ағзиға тәккүзүп ялап су ичкәнләрдин үч йүзи чиқти. Қалғанларниң һәммиси тизлинип туруп су ичти.
於是用手捧着舔水的有三百人,其餘的都跪下喝水。
7 Андин Пәрвәрдигар Гидеонға: — Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән; лекин қалған хәлиқ болса һәммиси өз җайиға йенип кәтсун, — деди.
耶和華對基甸說:「我要用這舔水的三百人拯救你們,將米甸人交在你手中;其餘的人都可以各歸各處去。」
8 Шуниң билән бу [үч йүз адәм] озуқ-түлүк вә канайлирини қолиға елишти; Гидеон Исраилниң қалған барлиқ адәмлирини өз чедириға қайтуруветип, пәқәт шу үч йүз адәмни елип қалди. Әнди Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса уларниң төвән тәрипидики җилғида еди.
這三百人就帶着食物和角;其餘的以色列人,基甸都打發他們各歸各的帳棚,只留下這三百人。米甸營在他下邊的平原裏。
9 Шу кечиси шундақ болдики, Пәрвәрдигар униңға: — Сән қопуп ләшкәргаһқа чүшкин, чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум;
當那夜,耶和華吩咐基甸說:「起來,下到米甸營裏去,因我已將他們交在你手中。
10 әгәр сән чүшүштин қорқсаң, өз хизмәткариң Пураһни биллә елип ләшкәргаһқа чүшкин.
倘若你怕下去,就帶你的僕人普拉下到那營裏去。
11 Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа [һуҗум қилип] чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди. Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди.
你必聽見他們所說的,然後你就有膽量下去攻營。」於是基甸帶着僕人普拉下到營旁。
12 Мана Мидиян, Амаләк вә барлиқ мәшриқтикиләр чекәткиләрдәк көп болуп, җилғиниң бойиға йейилған еди; уларниң төгилири көплигидин деңиз саһилидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди.
米甸人、亞瑪力人,和一切東方人都布散在平原,如同蝗蟲那樣多。他們的駱駝無數,多如海邊的沙。
13 Гидеон барғанда, мана, у йәрдә бириси һәмраһиға көргән чүшини сөзләп беривататти: — Мана, мән бир чүш көрдум, чүшүмдә мана, бир арпа тоғичи Мидиянниң ләшкәргаһиға домулап чүшүптудәк; у чедирға келип соқулуптидәк, шуниң билән чедир өрулүп, дүм көмтүрүлүп кетипту — дәвататти.
基甸到了,就聽見一人將夢告訴同伴說:「我做了一夢,夢見一個大麥餅滾入米甸營中,到了帳幕,將帳幕撞倒,帳幕就翻轉傾覆了。」
14 Униң һәмраһи җававән тәбир берип: — Буниң мәнаси шуки, у тоғач Йоашниң оғли, Исраиллиқ адәм Гидеонниң қиличидин башқа нәрсә әмәстур; Худа Мидиян вә униң барлиқ қошунини униң қолиға тапшурупту, деди.
那同伴說:「這不是別的,乃是以色列人約阿施的兒子基甸的刀;上帝已將米甸和全軍都交在他的手中。」
15 Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди.
基甸聽見這夢和夢的講解,就敬拜上帝,回到以色列營中,說:「起來吧!耶和華已將米甸的軍隊交在你們手中了。」
16 Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди.
於是基甸將三百人分作三隊,把角和空瓶交在各人手裏(瓶內都藏着火把),
17 У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар;
吩咐他們說:「你們要看我行事:我到了營的旁邊怎樣行,你們也要怎樣行。
18 мән вә мән билән һәмраһ болуп маңған барлиқ адәмләр канай чалсақ, силәрму ләшкәргаһниң чөрисидә туруп канай челиңлар вә: «Пәрвәрдигар үчүн һәм Гидеон үчүн!» дәп товлаңлар, — деди.
我和一切跟隨我的人吹角的時候,你們也要在營的四圍吹角,喊叫說:『耶和華和基甸的刀!』」
19 Кейинки йерим кечилик күзәтниң башлинишида, күзәтчиләр йеңидин алмашқанда, Гидеон вә униң билән биллә болған йүз адәм ләшкәргаһниң қешиға кәлди; андин улар канай челип қоллиридики комзәкләрни чақти.
基甸和跟隨他的一百人,在三更之初才換更的時候,來到營旁,就吹角,打破手中的瓶。
20 Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә,
三隊的人就都吹角,打破瓶子,左手拿着火把,右手拿着角,喊叫說:「耶和華和基甸的刀!」
21 уларниң һәр бири ләшкәргаһниң әтрапида, өз җайида турушти; яв қошуни тәрәп-тәрәпкә петирап, вақирап-җақириған пети қачқили турди.
他們在營的四圍各站各的地方;全營的人都亂竄。三百人吶喊,使他們逃跑。
22 Бу үч йүз адәм канай чалғанда, Пәрвәрдигар пүткүл ләшкәргаһтики яв ләшкәрлирини бир-бирини қиличлашқа селип қойди, шуниң билән яв қошуни Зерәраһқа баридиған йолдики Бәйт-Шиттаһ тәрәпкә қачти; улар Таббатниң йенидики Абәл-Мәһолаһниң чегарисиғичә қачти.
三百人就吹角,耶和華使全營的人用刀互相擊殺,逃到西利拉的伯‧哈示他,直逃到靠近他巴的亞伯‧米何拉。
23 Андин Нафтали, Ашир вә пүткүл Манассәһниң қәбилилиридин Исраиллар чақирип келинди вә улар Мидиянийларни қоғлиди.
以色列人就從拿弗他利、亞設,和瑪拿西全地聚集來追趕米甸人。
24 Шуниң билән Гидеон Әфраим пүткүл тағлиғини арилап келишкә әлчиләрни әвәтип Әфраимларға: — «Силәр чүшүп Мидиянийларға һуҗум қилиңлар, Бәйт-Бараһқичә, шундақла Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егиләп, уларни тосувелиңлар», деди. Шуниң билән Әфраимниң һәммә адәмлири жиғилип, Бәйт-Бараһқичә вә Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егилиди.
基甸打發人走遍以法蓮山地,說:「你們下來攻擊米甸人,爭先把守約旦河的渡口,直到伯‧巴拉。」於是以法蓮的眾人聚集,把守約旦河的渡口,直到伯‧巴拉,
25 Улар Мидиянниң Орәб вә Зәәб дегән икки әмрини тутувалди; Орәбни улар «Орәб қорам теши» үстидә, Зәәбни «Зәәб шарап көлчиги»дә өлтүрди, Мидиянийларни қоғлап берип, Орәб вә Зәәбниң башлирини елип, Иордан дәриясиниң у тәрипигә Гидеонниң қешиға кәлди.
捉住了米甸人的兩個首領:一名俄立,一名西伊伯;將俄立殺在俄立磐石上,將西伊伯殺在西伊伯酒醡那裏;又追趕米甸人,將俄立和西伊伯的首級帶過約旦河,到基甸那裏。

< Батур Һакимлар 7 >