< Батур Һакимлар 6 >

1 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни йәттә жилғичә Мидиянийларниң қолиға тапшуруп бәрди.
Israillar Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi; shuning bilen Perwerdigar ularni yette yilghiche Midiyaniylarning qoligha tapshurup berdi.
2 У вақитта Мидиянийлар Исраилниң үстидин ғалип келип, Исраил Мидиянийларниң сәвәвидин өзлири үчүн тағлардин, өңкүрләрдин вә қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди.
U waqitta Midiyaniylar Israilning üstidin ghalib kélip, Israil Midiyaniylarning sewebidin özliri üchün taghlardin, öngkürlerdin we qoram tashlardin panah jaylarni yasidi.
3 Һәр қетим Исраиллар уруқ териғанда шундақ болаттики, Мидиянийлар, Амаләкийләр вә мәшриқтикиләр келип уларға һуҗум қилатти.
Her qétim Israillar uruq térighanda shundaq bolattiki, Midiyaniylar, Amalekiyler we meshriqtikiler kélip ulargha hujum qilatti.
4 Уларға һуҗум қилишқа баргаһларни тикип, зиминдики һосулни вәйран қилип, Газағичә Исраилға һеч қандақ ашлиқ қалдурмай, уларниң қой, кала, ешәклириниму елип кетәтти.
Ulargha hujum qilishqa bargahlarni tikip, zémindiki hosulni weyran qilip, Gazaghiche Israilgha héchqandaq ashliq qaldurmay, ularning qoy, kala, ésheklirinimu élip kétetti.
5 Чүнки улар чекәткиләрдәк көп болуп, өз мал-чарвилири вә чедирлирини елип келәтти; уларниң адәмлири вә төгилири сан-санақсиз болуп, зиминни вәйран қилиш үчүн таҗавуз қилатти.
Chünki ular chéketkilerdek köp bolup, öz mal-charwiliri we chédirlirini élip kéletti; ularning ademliri we tögiliri san-sanaqsiz bolup, zéminni weyran qilish üchün tajawuz qilatti.
6 Шуниң билән Исраил Мидиянийларниң алдида толиму хар һаләткә чүшүп қалди; андин Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди.
Shuning bilen Israil Midiyaniylarning aldida tolimu xar haletke chüshüp qaldi; andin Israillar Perwerdigargha nale-peryad kötürdi.
7 Мидиянийларниң дәстидин Исраил Пәрвәрдигарға пәряд көтәргинидә шундақ болдики,
Midiyaniylarning destidin Israil Perwerdigargha peryad kötürginide shundaq boldiki,
8 Пәрвәрдигар Исраилға бир пәйғәмбәрни әвәтти. У келип уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин елип чиққан едим;
Perwerdigar Israilgha bir peyghemberni ewetti. U kélip ulargha: — Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: «Men silerni Misirdin chiqirip, «qulluq makani»din élip chiqqanidim;
9 силәрни мисирлиқларниң қолидин, шундақла силәргә барлиқ зулум қилғучиларниң қолидин қутқузуп, уларни алдиңлардин қоғливетип, уларниң зиминини силәргә бәрдим
silerni misirliqlarning qolidin, shundaqla silerge barliq zulum qilghuchilarning qolidin qutquzup, ularni aldinglardin qoghliwétip, ularning zéminini silerge berdim
10 вә силәргә: «Мана, Мән Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлардурмән; силәр Аморийларниң зиминида турғиниңлар билән уларниң илаһлиридин қорқмаңлар» дегән едим. Лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар», — деди.
we silerge: «Mana, Men Perwerdigar silerning Xudayinglardurmen; siler Amoriylarning zéminida turghininglar bilen ularning ilahliridin qorqmanglar» dégenidim. Lékin siler Méning awazimgha qulaq salmidinglar», — dédi.
11 Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси келип Офраһ дегән җайда Абиезәр җәмәтидики Йоашқа тәвә болған дуб дәриғиниң түвидә олтарди. У вақитта [Йоашниң] оғли Гидеон Мидиянийларниң [булаңчилиғидин] сақлиниш үчүн шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти.
Andin Perwerdigarning Perishtisi kélip Ofrah dégen jayda Abiézer jemetidiki Yoashqa tewe bolghan dub derixining tüwide olturdi. U waqitta [Yoashning] oghli Gidéon Midiyaniylarning [bulangchiliqidin] saqlinish üchün sharab kölchiki ichide bughday tépiwatatti.
12 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнүп: — Әй җасарәтлик палван, Пәрвәрдигар сән билән биллидур! — деди.
Perwerdigarning Perishtisi uninggha körünüp: — Ey jasaretlik palwan, Perwerdigar sen bilen billidur! — dédi.
13 Гидеон униңға җавап берип: — И ғоҗам, әгәр Пәрвәрдигар биз билән биллә болған болса, бу көргүлүкләр немишкә үстимизгә кәлди? Ата-бовилиримиз бизгә сөзләп бәргән униң барлиқ мөҗизилири қени? Булар тоғрисида ата-бовилиримиз: «Мана, Пәрвәрдигар бизни Мисирдин чиқирип кәлмигәнмиди?» — деди. Лекин бүгүнки күндә Пәрвәрдигар бизни ташлап, Мидиянниң қолиға тапшуруп бәрди! — деди.
Gidéon uninggha jawab bérip: — I xojam, eger Perwerdigar biz bilen bille bolghan bolsa, bu körgülükler némishqa üstimizge keldi? Ata-bowilirimiz bizge sözlep bergen uning barliq möjiziliri qéni? Bular toghrisida ata-bowilirimiz: «Mana, Perwerdigar bizni Misirdin chiqirip kelmigenmidi?» — dédi. Lékin bügünki künde Perwerdigar bizni tashlap, Midiyanning qoligha tapshurup berdi! — dédi.
14 Пәрвәрдигар униңға қарап: — Сән мошу күчүңгә тайинип, берип Исраилни Мидиянниң қолидин қутқузғин! Мана, Мән сени әвәткән әмәсму? — деди.
Perwerdigar uninggha qarap: — Sen mushu küchüngge tayinip, bérip Israilni Midiyanning qolidin qutquzghin! Mana, Men séni ewetken emesmu? — dédi.
15 Гидеон Униңға: — И Рәб, мән Исраилни қандақ қутқузалаймән? Мениң аиләм болса Манассәһ қәбилиси ичидә әң намрити, өзүм атамниң җәмәтидә әң кичигидурмән, — деди.
Gidéon Uninggha: — I Reb, men Israilni qandaq qutquzalaymen? Méning ailem bolsa Manasseh qebilisi ichide eng namriti, özüm atamning jemetide eng kichikidurmen, — dédi.
16 Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән сән билән биллә болимән; шуңа сән Мидиянларни бир адәмни урғандәк уруп қирисән, — деди.
Perwerdigar uninggha: — Men jezmen sen bilen bille bolimen; shunga sen Midiyanlarni bir ademni urghandek urup qirisen, — dédi.
17 Гидеон Униңға илтиҗа қилип: — Мән нәзириңдә илтипат тапқан болсам, мән билән сөзләшкүчиниң һәқиқәтән Сән Өзүң екәнлигигә бир аламәт көрсәткәйсән;
Gidéon Uninggha iltija qilip: — Men neziringde iltipat tapqan bolsam, men bilen sözleshküchining heqiqeten Sen Özüng ikenlikige bir alamet körsetkeysen;
18 өтүнимән, мән йенип келип өз һәдийә-қурбанлиғимни алдиңға қойғичә бу йәрдин кәтмигәйсән, — деди. У җавап берип: — Сән йенип кәлгичә күтимән, деди.
ötünimen, men yénip kélip öz hediye-qurbanliqimni aldinggha qoyghuche bu yerdin ketmigeysen, — dédi. U jawab bérip: — Sen yénip kelgüche kütimen, dédi.
19 Гидеон берип [өйгә] кирип бир оғлақни тәйярлап, бир әфаһ есил ундин петир нан пиширип, гөшни севәткә селип, шорписини кориға усуп буларни униң қешиға елип келип, униңға сунди (У техичә дуб дәриғиниң түвидә олтиратти).
Gidéon bérip [öyge] kirip bir oghlaqni teyyarlap, bir efah ésil undin pétir nan pishurup, göshni séwetke sélip, shorpisini korigha usup bularni uning qéshigha élip kélip, uninggha sundi (U téxiche dub derixining tüwide olturatti).
20 Андин Худаниң Пәриштиси униңға: — Бу гөш билән петир нанларни елип берип, мошу йәрдики [қорам] ташниң үстигә қоюп, шорпини төккин, — девиди, у шундақ қилди.
Andin Xudaning Perishtisi uninggha: — Bu gösh bilen pétir nanlarni élip bérip, mushu yerdiki [qoram] tashning üstige qoyup, shorpini tökkin, — déwidi, u shundaq qildi.
21 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси қолидики һасини узитип учини гөш билән петир нанларға тәккүзивиди, [қорам] таштин от чиқип, гөш билән петир нанларни йәп кәтти. Шу һаман Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму униң көзидин ғайип болди.
Perwerdigarning Perishtisi qolidiki hasini uzitip uchini gösh bilen pétir nanlargha tekküziwidi, [qoram] tashtin ot chiqip, gösh bilen pétir nanlarni yep ketti. Shu haman Perwerdigarning Perishtisimu uning közidin ghayib boldi.
22 Шуниң билән Гидеон униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билип: — Апла, и Рәб Пәрвәрдигар! Чатақ болди, чүнки мән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүп қалдим...! — деди.
Shuning bilen Gidéon uning Perwerdigarning Perishtisi ikenlikini bilip: — Apla, i Reb Perwerdigar! Chataq boldi, chünki men Perwerdigarning Perishtisi bilen yüzmuyüz körüshüp qaldim...! — dédi.
23 Лекин Пәрвәрдигар униңға: — Хатирҗәм болғин! Қорқмиғин, өлмәйсән, — деди.
Lékin Perwerdigar uninggha: — Xatirjem bolghin! Qorqmighin, ölmeysen, — dédi.
24 Шуниң билән Гидеон Пәрвәрдигарға атап у йәрдә бир қурбангаһ ясап, униң исмини «Яһвәһ-шалом» дәп атиди. Бу қурбангаһ та бүгүнгичә Абиезәр җәмәтиниң Офраһ дегән җайида бар.
Shuning bilen Gidéon Perwerdigargha atap u yerde bir qurban’gah yasap, uning ismini «Yahweh-shalom» dep atidi. Bu qurban’gah ta bügün’giche Abiézer jemetining Ofrah dégen jayida bar.
25 У кечиси Пәрвәрдигар униңға: — Сән атаңниң [чоң] буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип атаңға тәвә болған Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин.
U kéchisi Perwerdigar uninggha: — Sen atangning [chong] buqisi we yette yashliq ikkinchi buqisini élip atanggha tewe bolghan Baal qurban’gahini örüp, uning yénidiki Asherah butini késiwetkin.
26 Андин мошу қорғанниң үстигә Пәрвәрдигар Худайиңға аталған, бәлгүләнгән рәсим бойичә бир қурбангаһ ясап, иккинчи бир буқини елип, өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин, — деди.
Andin mushu qorghanning üstige Perwerdigar Xudayinggha atalghan, belgilen’gen resim boyiche bir qurban’gah yasap, ikkinchi bir buqini élip, özüng késiwetken Asherahning parchilirini otun qilip qalap, uni köydürme qurbanliq qilghin, — dédi.
27 Шуниң билән Гидеон өз хизмәтчилиридин он адәмни елип берип, Пәрвәрдигарниң өзигә ейтқинидәк қилди; лекин у атисиниң өйидикиләрдин вә шәһәр адәмлиридин қорққини үчүн, у бу ишни күндүзи қилмай, кечиси қилди.
Shuning bilen Gidéon öz xizmetchiliridin on ademni élip bérip, Perwerdigarning özige éytqinidek qildi; lékin u atisining öyidikilerdin we sheher ademliridin qorqqini üchün, u bu ishni kündüzi qilmay, kéchisi qildi.
28 Әтиси сәһәрдә шәһәр хәлқи қопуп қариса, мана, Баал қурбангаһи өрүветилгән, униң йенидики Ашәраһ бути кесиветилгән еди вә йеңи ясалған қурбангаһниң үстидә иккинчи буқа қурбанлиқ қилинған еди.
Etisi seherde sheher xelqi qopup qarisa, mana, Baal qurban’gahi örüwétilgen, uning yénidiki Asherah buti késiwétilgenidi we yéngi yasalghan qurban’gahning üstide ikkinchi buqa qurbanliq qilin’ghanidi.
29 Буни көрүп улар бир-биригә: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүривиди, буни Йоашниң оғли Гидеонниң қилғанлиғи мәлум болди.
Buni körüp ular bir-birige: — Bu ishni kim qilghandu? — déyishti. Ular sürüshtüriwidi, buni Yoashning oghli Gidéonning qilghanliqi melum boldi.
30 Шуниң үчүн шәһәрниң адәмлири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәргин! У Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһни кесивәткини үчүн өлтүрүлсун! — деди.
Shuning üchün sheherning ademliri Yoashqa: — Oghlungni chiqirip bergin! U Baal qurban’gahini örüp, uning yénidiki Asherahni késiwetkini üchün öltürülsun! — dédi.
31 Бирақ Йоаш өзигә қаршилишишқа турған көпчиликкә җавап берип: — Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр? Силәр уни қутқузмақчиму? Кимки униң тоғрисида дәвалашса әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун! Әгәр Баал дәрвәқә бир худа болса, ундақта униң қурбангаһини бириси өрүвәткини үчүн, у шу адәм билән өзи дәвалашсун! — деди.
Biraq Yoash özige qarshilishishqa turghan köpchilikke jawab bérip: — Siler Baal üchün dewalashmaqchimusiler? Siler uni qutquzmaqchimu? Kimki uning toghrisida dewalashsa etige qalmay ölümge mehkum qilinsun! Eger Baal derweqe bir xuda bolsa, undaqta uning qurban’gahini birsi örüwetkini üchün, u shu adem bilen özi dewalashsun! — dédi.
32 Бу сәвәптин [атиси] Гидеонни «Йәруббаал» дәп атиди, чүнки [атиси]: «У Баалниң қурбангаһини өрүвәткини үчүн, Баал өзи униң билән дәвалашсун!» дегән еди.
Bu sewebtin [atisi] Gidéonni «Yerubbaal» dep atidi, chünki [atisi]: «U Baalning qurban’gahini örüwetkini üchün, Baal özi uning bilen dewalashsun!» dégenidi.
33 Амма Мидиян, Амаләкләр вә мәшриқтикиләрниң һәммиси жиғилип, [Иордан] дәриясидин өтүп Йизрәәл җилғисида чедирлирини тикишти.
Emma Midiyan, Amalekler we meshriqtikilerning hemmisi yighilip, [Iordan] deryasidin ötüp Yizreel jilghisida chédirlirini tikishti.
34 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Гидеонниң үстигә чүшти; у канай челивиди, Абиезәр җәмәтидикиләр жиғилип униң кәйнидин әгишип маңди.
U waqitta Perwerdigarning Rohi Gidéonning üstige chüshti; u kanay chéliwidi, Abiézer jemetidikiler yighilip uning keynidin egiship mangdi.
35 Андин у әлчиләрни Манассәһниң зиминиға берип, у йәрни айлинип келишкә әвәтивиди, Манассәһләр жиғилип униңға әгишип кәлди. У Аширларға, Зәбулунларға вә Нафталиларға әлчи әвәтивиди, уларму униң алдиға чиқишти.
Andin u elchilerni Manassehning zéminigha bérip, u yerni aylinip kélishke ewetiwidi, Manassehler yighilip uninggha egiship keldi. U Ashirlargha, Zebulunlargha we Naftalilargha elchi ewetiwidi, ularmu uning aldigha chiqishti.
36 Гидеон Худаға: — Әгәр Сән һәқиқәтән ейтқиниңдәк мениң қолум билән Исраилни қутқузидиған болсаң,
Gidéon Xudagha: — Eger Sen heqiqeten éytqiningdek méning qolum bilen Israilni qutquzidighan bolsang,
37 Ундақта мана, мән хаманға бир парчә қой териси қоюп қойимән; әгәр пәқәт териниң үстигила шәбнәм чүшүп, чөрисидики йәрләрниң һәммиси қуруқ турса, мән Өзүң ейтқиниңдәк мениң қолум арқилиқ Исраилни қутқузмақчи болғиниңни билимән, — деди.
Undaqta mana, men xaman’gha bir parche qoy térisi qoyup qoyimen; eger peqet térining üstigila shebnem chüshüp, chörisidiki yerlerning hemmisi quruq tursa, men Özüng éytqiningdek méning qolum arqiliq Israilni qutquzmaqchi bolghiningni bilimen, — dédi.
38 Иш дәрвәқә шундақ болди. Әтиси сәһәрдә Гидеон қопуп, жуңни сиқивиди, лиқ бир пиялә шәбнәм сүйи чиқти.
Ish derweqe shundaq boldi. Etisi seherde Gidéon qopup, yungni siqiwidi, liq bir piyale shebnem süyi chiqti.
39 Андин Гидеон Худаға йәнә: Ғәзивиңни маңа қозғимиғайсән, мән пәқәт мошу бир қетимла дәймән! Сәндин өтүнәй, мән пәқәт йәнә бу қетим бу терә билән синап бақай; илтиҗа қилимәнки, әнди бу қетим пәқәт терә қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкәй, — деди.
Andin Gidéon Xudagha yene: Ghezipingni manga qozghimighaysen, men peqet mushu bir qétimla deymen! Sendin ötüney, men peqet yene bu qétim bu tére bilen sinap baqay; iltija qilimenki, emdi bu qétim peqet tére quruq bolup, chörisidiki yerning hemmisige shebnem chüshkey, — dédi.
40 Бу кечисиму Худа шундақ қилди; дәрвәқә пәқәт терила қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкән еди.
Bu kéchisimu Xuda shundaq qildi; derweqe peqet térila quruq bolup, chörisidiki yerning hemmisige shebnem chüshkenidi.

< Батур Һакимлар 6 >