< Батур Һакимлар 5 >

1 Шу күни Дәбораһ вә Абиноамниң оғли Барақ мундақ нәзмә оқуди: —
Then sang Deborah and Barak the son of Abinoam on that day, saying:
2 Исраилда йетәкчиләр йол башлиғини үчүн, Хәлиқ ихтиярән өзлирини пида қилғини үчүн, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
When men let grow their hair in Israel, when the people offer themselves willingly, bless ye the LORD.
3 Әй падишалар, аңлаңлар, Әй әмирләр, қулақ селиңлар! Мән, мән Пәрвәрдигарға атап нәзмә оқуймән, Мән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға күй ейтимән.
Hear, O ye kings; give ear, O ye princes; I, unto the LORD will I sing; I will sing praise to the LORD, the God of Israel.
4 И Пәрвәрдигар, сән Сеирдин чиққиниңда, Едомниң яйлиғидин чиқип жүрүш қилғиниңда, Йәр титрәп, асманлардин сулар тамчиди, Шундақ, булутлар ямғурлирини яғдурди;
LORD, when Thou didst go forth out of Seir, when Thou didst march out of the field of Edom, the earth trembled, the heavens also dropped, yea, the clouds dropped water.
5 Тағлар Пәрвәрдигарниң алдида тәврәнди, Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида.
The mountains quaked at the presence of the LORD, even yon Sinai at the presence of the LORD, the God of Israel.
6 Анатниң оғли Шамгарниң күнлиридә, Һәм Яәлниң күнлиридә, Чоң йоллар ташлинип қелип, Йолучилар әгир-тоқай чиғир йоллар билән маңатти;
In the days of Shamgar the son of Anath, in the days of Jael, the highways ceased, and the travellers walked through byways.
7 Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти, Таки мәнки Дәбораһ қозғилип, Исраилда бир ана сүпитидә пәйда болғинимғичә.
The rulers ceased in Israel, they ceased, until that thou didst arise, Deborah, that thou didst arise a mother in Israel.
8 [Исраиллар] йеңи илаһларни таллиди; Уруш дәрвазилириға йетип кәлди. Қириқ миңчә Исраиллиқниң арисида, Я бир қалқан я бир нәйзә тепилисичу?!
They chose new gods; then was war in the gates; was there a shield or spear seen among forty thousand in Israel?
9 Қәлбим Исраилниң әмирлиригә қайилдур, Улар хәлиқ арисида өзлирини ихтиярән пида қилди; Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
My heart is toward the governors of Israel, that offered themselves willingly among the people. Bless ye the LORD.
10 И ақ ешәкләргә мингәнләр, И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!
Ye that ride on white asses, ye that sit on rich cloths, and ye that walk by the way, tell of it;
11 Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар! Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —
Louder than the voice of archers, by the watering-troughs! there shall they rehearse the righteous acts of the LORD, even the righteous acts of His rulers in Israel. Then the people of the LORD went down to the gates.
12 «И Дәбораһ, ойған, ойған! Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин! Орнуңдин тур, и Барақ, Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.
Awake, awake, Deborah; awake, awake, utter a song; arise, Barak, and lead thy captivity captive, thou son of Abinoam.
13 Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти, Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.
Then made He a remnant to have dominion over the nobles and the people; the LORD made me have dominion over the mighty.
14 Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди; Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди; Макирдин әмирләр чүшүп кәлди, Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.
Out of Ephraim came they whose root is in Amalek; after thee, Benjamin, among thy peoples; out of Machir came down governors, and out of Zebulun they that handle the marshal's staff.
15 Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди; Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип, Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти! Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
And the princes of Issachar were with Deborah; as was Issachar, so was Barak; into the valley they rushed forth at his feet. Among the divisions of Reuben there were great resolves of heart.
16 Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп, Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң? Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
Why sattest thou among the sheepfolds, to hear the pipings for the flocks? At the divisions of Reuben there were great searchings of heart.
17 Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди; Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди? Аширлар болса деңиз бойида [җим] олтиривалди, Деңиз қолтуқлирида туруп қалди.
Gilead abode beyond the Jordan; and Dan, why doth he sojourn by the ships? Asher dwelt at the shore of the sea, and abideth by its bays.
18 Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди; Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди!
Zebulun is a people that jeoparded their lives unto the death, and Naphtali, upon the high places of the field.
19 Падишаһлар һәммиси келип, соқушти, Ⱪананийларниң падишалириму урушқа чиқти; Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти. Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди!
The kings came, they fought; then fought the kings of Canaan, in Taanach by the waters of Megiddo; they took no gain of money.
20 Асманларда юлтузларму җәң қилди, Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди.
They fought from heaven, the stars in their courses fought against Sisera.
21 Кишон дәриясиниң еқини [дүшмәнни] еқитип кәтти; Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур! Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!
The brook Kishon swept them away, that ancient brook, the brook Kishon. O my soul, tread them down with strength.
22 Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта, Толпарлири чапмақта, чапмақта.
Then did the horsehoofs stamp by reason of the prancings, the prancings of their mighty ones.
23 Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси, У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар, Қаттиқ ләнәт оқуңлар; Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди, Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.
'Curse ye Meroz', said the angel of the LORD, 'Curse ye bitterly the inhabitants thereof, because they came not to the help of the LORD, to the help of the LORD against the mighty.'
24 Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун, Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун!
Blessed above women shall Jael be, the wife of Heber the Kenite, above women in the tent shall she be blessed.
25 Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди, Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти;
Water he asked, milk she gave him; in a lordly bowl she brought him curd.
26 У сол қолини чедир қозуғиға, Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти; Сисерани уруп, Баш сөңүкини чеқип, Чекисидин янчип өткүзүвәтти.
Her hand she put to the tent-pin, and her right hand to the workmen's hammer; and with the hammer she smote Sisera, she smote through his head, yea, she pierced and struck through his temples.
27 Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, У жиқилди, у [өлүктәк] ятти, У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди, Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди.
At her feet he sunk, he fell, he lay; at her feet he sunk, he fell; where he sunk, there he fell down dead.
28 Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди, У пәнҗириниң руҗикидин товлап: — «Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду? Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди.
Through the window she looked forth, and peered, the mother of Sisera, through the lattice: 'Why is his chariot so long in coming? Why tarry the wheels of his chariots?
29 Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду, Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: —
The wisest of her princesses answer her, yea, she returneth answer to herself:
30 «Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?! Һәр бир әркәккә [аяғ асти қилишқа] бир-иккидин қиз тәккәнду, Сисераға рәңдар кийимләр, Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду, Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!
'Are they not finding, are they not dividing the spoil? A damsel, two damsels to every man; to Sisera a spoil of dyed garments, a spoil of dyed garments of embroidery, two dyed garments of broidery for the neck of every spoiler?'
31 И Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әнә шундақ йоқутулғай! Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!». Шуниң билән зимин қириқ жилғичә теч-аманлиқ тапти.
So perish all Thine enemies, O LORD; but they that love Him be as the sun when he goeth forth in his might. And the land had rest forty years.

< Батур Һакимлар 5 >