< Батур Һакимлар 4 >
1 Әнди Әһуд вапат болғандин кейин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилғили турди.
Əmdi Əⱨud wapat bolƣandin keyin Israillar Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ yǝnǝ rǝzil bolƣanni ⱪilƣili turdi.
2 Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни Ⱪананийларниң падишаси Ябинниң қолиға ташлап бәрди. Ябин Һазор шәһиридә сәлтәнәт қилатти; униң қошун сәрдариниң исми Сисера болуп, у Һарошәт-Гойим дегән шәһәрдә туратти.
Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar ularni Ⱪanaaniylarning padixaⱨi Yabinning ⱪoliƣa taxlap bǝrdi. Yabin Ⱨazor xǝⱨiridǝ sǝltǝnǝt ⱪilatti; uning ⱪoxun sǝrdarining ismi Sisera bolup, u Ⱨaroxǝt-Goyim degǝn xǝⱨǝrdǝ turatti.
3 Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди, чүнки Ябинниң тоққуз йүз төмүр җәң һарвуси болуп, Исраилларға жигирмә жилдин буян толиму зулум қилип кәлгән еди.
Israillar Pǝrwǝrdigarƣa nalǝ-pǝryad kɵtürdi, qünki Yabinning toⱪⱪuz yüz tɵmür jǝng ⱨarwisi bolup, Israillarƣa yigirmǝ yildin buyan tolimu zulum ⱪilip kǝlgǝnidi.
4 У вақитта Лапидотниң хотуни Дәбораһ дегән аял пәйғәмбәр Исраилға һаким еди.
U waⱪitta Lapidotning hotuni Dǝboraⱨ degǝn ayal pǝyƣǝmbǝr Israilƣa ⱨakim idi.
5 У Әфраим тағлиғидики Рамаһ билән Бәйт-Әлниң оттурисидики «Дәбораһниң хорма дәриғи»ниң түвидә олтиратти; барлиқ Исраиллар дәвалири тоғрисида һөкүм сориғили униң қешиға келәтти.
U Əfraim taƣliⱪidiki Ramaⱨ bilǝn Bǝyt-Əlning otturisidiki «Dǝboraⱨning horma dǝrihi»ning tüwidǝ olturatti; barliⱪ Israillar dǝwaliri toƣrisida ⱨɵküm soriƣili uning ⱪexiƣa kelǝtti.
6 У адәм әвәтип Нафтали жутидики Кәдәштин Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Мана, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар [мундақ] әмир қилған әмәсму?! У: — Сән берип Нафталилар қәбилиси һәм Зәбулун қәбилисидин он миң адәмни өзүң билән биллә елип Табор теғиға чиққин;
U adǝm ǝwǝtip Naftali yurtidiki Kǝdǝxtin Abinoamning oƣli Baraⱪni qaⱪirtip kelip, uningƣa: — Mana, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar [mundaⱪ] ǝmr ⱪilƣan ǝmǝsmu?! U: — Sǝn berip Naftalilar ⱪǝbilisi ⱨǝm Zǝbulun ⱪǝbilisidin on ming adǝmni ɵzüng bilǝn billǝ elip Tabor teƣiƣa qiⱪⱪin;
7 шуниң билән Мән Ябинниң қошун сәрдари Сисерани җәң һарвулири вә қошунлири билән қошуп Кишон еқининиң бойиға, сениң қешиңға барғуси нийәткә селип, уни қолуңға тапшуримән дегән, — деди.
xuning bilǝn Mǝn Yabinning ⱪoxun sǝrdari Siserani jǝng ⱨarwiliri wǝ ⱪoxunliri bilǝn ⱪoxup Kixon eⱪinining boyiƣa, sening ⱪexingƣa barƣusi niyǝtkǝ selip, uni ⱪolungƣa tapxurimǝn degǝn, — dedi.
8 Барақ униңға: — Әгәр сән мән билән биллә барсаң, мәнму баримән. Сән мән билән бармисаң, мәнму бармаймән! — деди.
Baraⱪ uningƣa: — Əgǝr sǝn mǝn bilǝn billǝ barsang, mǝnmu barimǝn. Sǝn mǝn bilǝn barmisang, mǝnmu barmaymǝn! — dedi.
9 Дәбораһ җававән: — Мақул, мән сән билән барсам барай; һалбуки, сәпириң саңа һеч шан-шәрәп кәлтүрмәйду; чүнки Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду, — деди. Шуниң билән Дәбораһ қопуп Барақ билән биллә Кәдәшкә маңди.
Dǝboraⱨ jawabǝn: — Maⱪul, mǝn sǝn bilǝn barsam baray; ⱨalbuki, sǝpiring sanga ⱨeq xan-xǝrǝp kǝltürmǝydu; qünki Pǝrwǝrdigar Siserani bir ayal kixining ⱪoliƣa tapxuridu, — dedi. Xuning bilǝn Dǝboraⱨ ⱪopup Baraⱪ bilǝn billǝ Kǝdǝxkǝ mangdi.
10 Барақ Зәбулунлар вә Нафталиларни Кәдәшкә чақиртти; шуниң билән он миң адәм униңға әгәшти; Дәбораһму униң билән чиқти
Baraⱪ Zǝbulunlar wǝ Naftalilarni Kǝdǝxkǝ qaⱪirtti; xuning bilǝn on ming adǝm uningƣa ǝgǝxti; Dǝboraⱨmu uning bilǝn qiⱪti
11 (шу чағда кенийләрдин болған Һәбәр өзини Мусаниң қейинатиси Һобабниң нәслидин болған кенийләрдин айрип чиқип, Кәдәшниң йенидики Заанаимниң дуб дәриғиниң йенида чедир тиккән еди).
(xu qaƣda keniylǝrdin bolƣan Ⱨǝbǝr ɵzini Musaning ⱪeynatisi Ⱨobabning nǝslidin bolƣan keniylǝrdin ayrip qiⱪip, Kǝdǝxning yenidiki Zaanaimning dub dǝrihining yenida qedir tikkǝnidi).
12 Әнди Сисераға: — Абиноамниң оғли Барақ Табор теғиға чиқипту, дегән хәвәр йәткүзүлди.
Əmdi Siseraƣa: — Abinoamning oƣli Baraⱪ Tabor teƣiƣa qiⱪiptu, degǝn hǝwǝr yǝtküzüldi.
13 Шуни аңлап Сисера барлиқ җәң һарвулирини, йәни тоққуз йүз төмүр җәң һарвусини вә барлиқ әскәрлирини жиғип, Һарошәт-Гойимдин чиқип, Кишон еқининиң йенида топлиди.
Xuni anglap Sisera barliⱪ jǝng ⱨarwilirini, yǝni toⱪⱪuz yüz tɵmür jǝng ⱨarwisini wǝ barliⱪ ǝskǝrlirini yiƣip, Ⱨaroxǝt-Goyimdin qiⱪip, Kixon eⱪinining yenida toplidi.
14 Дәбораһ Бараққа: — Қопқин; бүгүн Пәрвәрдигар Сисерани сениң қолуңға тапшуридиған күндүр. Мана, Пәрвәрдигар алдиңда йол башлиғили чиқти әмәсму?! — деди. Шуни девиди, Барақ вә он миң адәм униңға әгишип Табор теғидин чүшти.
Dǝboraⱨ Baraⱪⱪa: — Ⱪopⱪin; bügün Pǝrwǝrdigar Siserani sening ⱪolungƣa tapxuridiƣan kündür. Mana, Pǝrwǝrdigar aldingda yol baxliƣili qiⱪti ǝmǝsmu?! — dedi. Xuni dewidi, Baraⱪ wǝ on ming adǝm uningƣa ǝgixip Tabor teƣidin qüxti.
15 Пәрвәрдигар Сисерани, униң һәммә җәң һарвулири вә барлиқ қошунини қошуп Барақниң қиличи алдида тирипирән қилди; Сисера өзи җәң һарвусидин чүшүп, пиядә қечип кәтти.
Pǝrwǝrdigar Siserani, uning ⱨǝmmǝ jǝng ⱨarwiliri wǝ barliⱪ ⱪoxunini ⱪoxup Baraⱪning ⱪiliqi aldida tiripirǝn ⱪildi; Sisera ɵzi jǝng ⱨarwisidin qüxüp, piyadǝ ⱪeqip kǝtti.
16 Барақ җәң һарвулирини вә қошунни Һарошәт-Гойимгичә қоғлап барди; Сисераниң барлиқ қошуни қилич астида жиқилди, бириму қалмиди.
Baraⱪ jǝng ⱨarwilirini wǝ ⱪoxunni Ⱨaroxǝt-Goyimgiqǝ ⱪoƣlap bardi; Siseraning barliⱪ ⱪoxuni ⱪiliq astida yiⱪildi, birimu ⱪalmidi.
17 Лекин Сисера пиядә қечип, Кенийләрдин болған Һәбәрниң аяли Яәлниң чедириға барди; чүнки Һазорниң падишаси Ябин билән Кенийләрдин болған Һәбәрниң җәмәти оттурисида достлуқ алақиси бар еди.
Lekin Sisera piyadǝ ⱪeqip, Keniylǝrdin bolƣan Ⱨǝbǝrning ayali Yaǝlning qediriƣa bardi; qünki Ⱨazorning padixaⱨi Yabin bilǝn Keniylǝrdin bolƣan Ⱨǝbǝrning jǝmǝti otturisida dostluⱪ alaⱪisi bar idi.
18 Яәл Сисерани қарши елишқа чиқип униңға: — Әй ғоҗам, киргинә! Қорқма, мениңкигә киргин, деди. Шуниң билән Сисера униң чедириға кирди, у униң үстигә йотқан йепип қойди.
Yaǝl Siserani ⱪarxi elixⱪa qiⱪip uningƣa: — Əy hojam, kirginǝ! Ⱪorⱪma, meningkigǝ kirgin, dedi. Xuning bilǝn Sisera uning qediriƣa kirdi, u uning üstigǝ yotⱪan yepip ⱪoydi.
19 У униңға: — Мән уссап кәттим, маңа бир отлам су бәргинә, девиди, аял берип сүт тулумини ечип, униңға ичкүзүп, андин йәнә уни йепип қойди.
U uningƣa: — Mǝn ussap kǝttim, manga bir otlam su bǝrginǝ, dewidi, ayal berip süt tulumini eqip, uningƣa iqküzüp, andin yǝnǝ uni yepip ⱪoydi.
20 Андин Сисера униңға: — Сән чедирниң ишигидә сақлап турғин. Бирким келип сәндин: — Бу йәрдә бирәрси барму, дәп сориса, йоқ дәп җавап бәргин, — деди.
Andin Sisera uningƣa: — Sǝn qedirning ixikidǝ saⱪlap turƣin. Birkim kelip sǝndin: — Bu yǝrdǝ birǝrsi barmu, dǝp sorisa, yoⱪ dǝp jawab bǝrgin, — dedi.
21 Әнди Һәбәрниң аяли Яәл қопуп, бир чедир қозуғини елип, қолида болқини тутқиничә шәпә чиқармай униң қешиға барди; у һерип кәткәчкә, қаттиқ ухлап кәткән еди. Яәл униң чекисигә қозуқни шундақ қақтики, қозуқ чекисидин өтүп йәргә кирип кәтти. Буниң билән у өлди.
Əmdi Ⱨǝbǝrning ayali Yaǝl ⱪopup, bir qedir ⱪozuⱪini elip, ⱪolida bolⱪini tutⱪiniqǝ xǝpǝ qiⱪarmay uning ⱪexiƣa bardi; u ⱨerip kǝtkǝqkǝ, ⱪattiⱪ uhlap kǝtkǝnidi. Yaǝl uning qekisigǝ ⱪozuⱪni xundaⱪ ⱪaⱪtiki, ⱪozuⱪ qekisidin ɵtüp yǝrgǝ kirip kǝtti. Buning bilǝn u ɵldi.
22 Шу чағда, Барақ Сисерани қоғлап кәлди, Яәл алдиға чиқип униңға: — Кәлгин, сән издәп кәлгән адәмни саңа көрситәй, — деди. У униң чедириға кирип қаривиди, мана Сисера өлүк ятатти, қозуқ техичә чекисигә қеқиқлиқ туратти.
Xu qaƣda, Baraⱪ Siserani ⱪoƣlap kǝldi, Yaǝl aldiƣa qiⱪip uningƣa: — Kǝlgin, sǝn izdǝp kǝlgǝn adǝmni sanga kɵrsitǝy, — dedi. U uning qediriƣa kirip ⱪariwidi, mana Sisera ɵlük yatatti, ⱪozuⱪ tehiqǝ qekisigǝ ⱪeⱪiⱪliⱪ turatti.
23 Шундақ қилип, Худа шу күни Қанаан падишаси Ябинни Исраилларниң алдида төвән қилди.
Xundaⱪ ⱪilip, Huda xu küni Ⱪanaan padixaⱨi Yabinni Israillarning aldida tɵwǝn ⱪildi.
24 Шу вақиттин тартип Исраиллар барғансери күчийип, Қанаан падишаси Ябиндин үстүнлүкни егилиди; ахирда улар Қанаан падишаси Ябинни йоқатти.
Xu waⱪittin tartip Israillar barƣanseri küqiyip, Ⱪanaan padixaⱨi Yabindin üstünlükni igilidi; ahirda ular Ⱪanaan padixaⱨi Yabinni yoⱪatti.