< Батур Һакимлар 3 >
1 Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Ⱪананийлар билән болған җәңни бешидин өткүзмигән Исраилниң [әвлатлирини] синаш үчүн қалдуруп қойған таипиләр
2 (У Исраилларниң әвлатлирини, болупму җәң-урушларни көрүп бақмиғанларни пәқәт җәңни өгүнсун дәп қалдурған еди): —
3 — улар Филистийләрниң бәш әмирлиги, барлиқ Ⱪананийлар, Зидонлуқлар вә Баал-Һәрмон теғидин тартип Хамат еғизиғичә Ливан тағлиғида туруватқан Һивийлар еди;
4 Уларни қалдуруп қоюштики мәхсити Исраилни синаш, йәни уларниң Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән ата-бовилириға буйруған әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғини билиш үчүн еди.
5 Шуниң билән Исраиллар Ⱪананийлар, йәни Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлар арисида турди;
6 Исраиллар уларниң қизлириға өйлинип, өз қизлирини уларниң оғуллириға берип, уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирди.
7 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуп, Бааллар вә Ашәраһларниң қуллуғиға кирди.
8 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, уларни Арам-Наһараимниң падишаси Қушан-Ришатаимниң қолиға тапшурди. Бу тәриқидә Исраиллар сәккиз жилғичә Қушан-Ришатаимға беқинди болди.
9 Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәргәндә, Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучини турғузуп, у уларни қутқузди. У киши Каләбниң иниси Кеназниң оғли Отнийәл еди.
10 Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у Исраилға һакимлиқ қилди; у җәңгә чиқивиди, Пәрвәрдигар Арамниң падишаси Қушан-Ришатаимни униң қолиға тапшурди; буниң билән у Қушан-Ришатаимниң үстидин ғалип кәлди.
11 Шуниңдин кейин зиминда қириқ жилғичә аманлиқ болди; Кеназниң оғли Отнийәл аләмдин өтти.
12 Андин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; улар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғачқа, у Моабниң падишаси Әглонни Исраил билән қаришилишишқа күчләндүрди.
13 У Аммонийлар вә Амаләкийләрни өзигә тартип, җәңгә чиқип Исраилни уруп қирип, «Һормилиқ Шәһәр»ни ишғал қилди.
14 Буниң билән Исраиллар он сәккиз жилғичә Моабниң падишаси Әглонға беқинди болди.
15 Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучи, йәни Бинямин қәбилисидин болған Гәраниң оғли Әһудни турғузди; у солхай еди. Исраил униң қоли билән Моабниң падишаси Әглонға соғат әвәтти.
16 Әнди Әһуд өзигә бир гәз узунлуқта икки бислиқ бир шәмшәр ясатқан еди; уни кийиминиң ичигә, оң янпишиниң үстигә қистурувалди;
17 У шу һаләттә соғатни Моабниң падишаси Әглонниң алдиға елип кәлди. Әглон толиму семиз бир адәм еди.
18 Әһуд соғатни тәқдим қилип болғандин кейин, соғатни көтирип кәлгән кишиләрни кәткүзүвәтти;
19 андин өзи Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җайдин йенип, падишаниң қешиға келип: — Әй падиша, мәндә өзлиригә дәйдиған бир мәхпийәтлик бар еди, — девиди, падиша: — Җим тур! — деди. Шуниң билән әтрапидики хизмәткарларниң һәммиси сиртқа чиқип кәтти.
20 Андин Әһуд падишаниң алдиға кәлди; падиша ялғуз салқин балиханида олтиратти. Әһуд: — Мәндә сили үчүн Худадин кәлгән бир сөз бар, девиди, падиша орундуқтин қопуп өрә турди.
21 Шуниң билән Әһуд сол қолини узитип оң янпишидин шәмшәрни суғуруп елип, униң қосиғиға тиқти.
22 Шундақ қилип шәмшәрниң дәстисиму тиғи билән қошулуп кирип кәтти, семиз ети шәмшәрни қисивалғачқа, Әһуд шәмшәрни қосиғидин тартип чиқиривалмиди; үчәй-поқи арқидин чиқти.
23 Андин Әһуд даланға чиқип, балиханиниң ишиклирини ичидин етип қулуплап қойди.
24 У чиқип кәткәндә, падишаниң хизмәтчилири келип қариса, балиханиниң ишиклири қулуплақлиқ еди. Улар: — Падиша салқин өйдә чоң тәрәткә олтарған болса керәк, дәп ойлиди.
25 Улар узун сақлап кирмисәк сәт боларму дәп ойлашти; у йәнила балиханиниң ишиклирини ачмиғандин кейин, ачқучни елип ишикләрни ечивиди, мана, ғоҗисиниң йәрдә өлүк ятқинини көрди.
26 Әнди улар иккилинип қарап турған вақтида, Әһуд қечип чиққан еди; у таш оймилар бар җайдин өтүп, Сеираһқа қечип кәлгән еди.
27 Шу йәргә йәткәндә, у Әфраим тағлиқ районида канай челивиди, Исраиллар униң билән биргә тағлиқ райондин чүшти, у алдида йол башлап маңди.
28 У уларға: — Маңа әгишип жүрүңлар, чүнки Пәрвәрдигар дүшминиңлар Моабийларни қолуңларға тапшурди, — девиди, улар униңға әгишип чүшүп, Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, һеч кимни өткүзмиди.
29 У вақитта улар Моабийлардин он миңчә әскәрни өлтүрди; буларниң һәммиси тәмбәл палванлар еди; улардин һеч бир адәм қечип қутулалмиди.
30 Шу күни Моаб Исраилниң қолида бесиқтурулди. Зимин сәксән жилғичә аман-течлиқта турди.
31 Әһуддин кейин Анатниң оғли Шамгар һаким болди; у алтә йүз Филистийәликни бирақла кала санҗиғуч билән өлтүрди; уму Исраилни қутқузди.