< Батур Һакимлар 21 >
1 Әслидә Исраилниң адәмлири Мизпаһда қәсәм қилишип: — Бизниң ичимиздин һеч ким өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәрмисун, — дейишкән еди.
Eslide Israilning ademliri Mizpahda qesem qiliship: — Bizning ichimizdin héchkim öz qizini Binyaminlargha xotunluqqa bermisun, — déyishkenidi.
2 Шуниң үчүн хәлиқ Бәйт-Әлгә келип, у йәрдә кәч киргичә Худаниң алдида пәряд көтирип қаттиқ жиғлишип: —
Shuning üchün xelq Beyt-Elge kélip, u yerde kech kirgüche Xudaning aldida peryad kötürüp qattiq yighliship: —
3 Әй Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Исраилда немишкә шундақ иш йүз бериду, немишкә Исраилниң қәбилилиридин бири йоқап кәтсун? — дейишти.
Ey Israilning Xudasi Perwerdigar, Israilda némishqa shundaq ish yüz béridu, némishqa Israilning qebililiridin biri yoqap ketsun? — déyishti.
4 Әтиси хәлиқ сәһәр қопуп, у йәрдә қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунди.
Etisi xelq seher qopup, u yerde qurban’gah yasap, köydürme qurbanliq we inaqliq qurbanliqliri sundi.
5 Исраиллар өз ара: — Исраилниң һәр қайси қәбилилиридин җамаәткә қошулуп Пәрвәрдигарниң алдида һазир болушқа кәлмигән кимләр бар? — дәп сорашти, чүнки улар кимки Мизпаһқа Пәрвәрдигарниң алдида һазир болмиса, у шәксиз өлүмгә мәһкүм қилинсун, дәп қаттиқ қәсәм қилишқан еди.
Israillar özara: — Israilning herqaysi qebililiridin jamaetke qoshulup Perwerdigarning aldida hazir bolushqa kelmigen kimler bar? — dep sorashti, chünki ular kimki Mizpahqa Perwerdigarning aldida hazir bolmisa, u sheksiz ölümge mehkum qilinsun, dep qattiq qesem qilishqanidi.
6 Исраил өз қериндиши болған Бинямин тоғрилиқ пушайман қилип: — Мана, әнди Исраил арисидин бир қәбилә үзүветилди.
Israil öz qérindishi bolghan Binyamin toghruluq pushayman qilip: — Mana, emdi Israil arisidin bir qebile üzüwétildi.
7 Биз Пәрвәрдигарниң намида бизниң ичимиздин һеч қайсимиз өз қизимизни Биняминларға хотунлуққа бәрмәймиз, — дәп қәсәм қилған едуқ; әнди қандақ қилсақ улардин қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз — дейишти.
Biz Perwerdigarning namida bizning ichimizdin héchqaysimiz öz qizimizni Binyaminlargha xotunluqqa bermeymiz, — dep qesem qilghaniduq; emdi qandaq qilsaq ulardin qalghanlirini xotunluq qilalaymiz — déyishti.
8 Улар йәнә өз ара: — Исраил қәбилилиридин қайсиси Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң алдиға чиқмиди? — дәп сорашти. Мана, Ябәш-Гилеадлиқлардин һеч қайсиси чедиргаһқа, җамаәткә қошулушқа кәлмигән еди.
Ular yene özara: — Israil qebililiridin qaysisi Mizpahqa, Perwerdigarning aldigha chiqmidi? — dep sorashti. Mana, Yabesh-Giléadliqlardin héchqaysisi chédirgahqa, jamaetke qoshulushqa kelmigenidi.
9 Чүнки хәлиқни санап көргәндә Ябәш-Гилеадниң адәмлиридин у йәрдә һеч ким йоқ еди.
Chünki xelqni sanap körgende Yabesh-Giléadning ademliridin u yerde héchkim yoq idi.
10 Шуниң билән җамаәт он икки миң палванни у йәргә әвәтип, уларға тапилап: — Ябәш-Гилеадта туруватқанларни, җүмлидин аяллар вә балиларни уруп-қирип қиличлап өлтүрүветиңлар;
Shuning bilen jamaet on ikki ming palwanni u yerge ewetip, ulargha tapilap: — Yabesh-Giléadta turuwatqanlarni, jümlidin ayallar we balilarni urup-qirip qilichlap öltürüwétinglar;
11 шундақ қилиңларки, барлиқ әркәкләрни вә әрләр билән биллә болған барлиқ аялларни өлтүрүветиңлар, деди.
shundaq qilinglarki, barliq erkeklerni we erler bilen bille bolghan barliq ayallarni öltürüwétinglar, dédi.
12 Улар шундақ қилип Ябәш-Гилеадтики хәлқиниң ичидә техи әрләр билән биллә болуп бақмиған төрт йүз қизни тепип, уларни тутуп Қанаан зиминидики Шилоһқа, чедиргаһға елип кәлди.
Ular shundaq qilip Yabesh-Giléadtiki xelqining ichide téxi erler bilen bille bolup baqmighan töt yüz qizni tépip, ularni tutup Qanaan zéminidiki Shilohqa, chédirgahgha élip keldi.
13 Андин пүткүл җамаәт Риммондики тик ярдики Биняминларға адәм әвәтип, уларға течлиқ салимини җакалиди.
Andin pütkül jamaet Rimmondiki tik yardiki Binyaminlargha adem ewetip, ulargha tinchliq salimini jakarlidi.
14 Шуниң билән Биняминлар қайтип кәлди; Исраиллар Ябәш-Гилеадтики һаят қалған қизларни уларға хотунлуққа бәрди, лекин булар уларға йетишмиди.
Shuning bilen Binyaminlar qaytip keldi; Israillar Yabesh-Giléadtiki hayat qalghan qizlarni ulargha xotunluqqa berdi, lékin bular ulargha yétishmidi.
15 Вә хәлиқ Бинямин тоғрилиқ пушайман қилди; чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң қәбилилириниң арисида кәмтүк пәйда қилип қойған еди.
We xelq Binyamin toghruluq pushayman qildi; chünki Perwerdigar Israilning qebililirining arisida kemtük peyda qilip qoyghanidi.
16 Бу вақитта җамаәтниң ақсақаллири: — Биняминниң қиз-аяллири йоқутиветилди, әнди биз қандақ қилсақ қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз, — деди.
Bu waqitta jamaetning aqsaqalliri: — Binyaminning qiz-ayalliri yoqutiwétildi, emdi biz qandaq qilsaq qalghanlirini xotunluq qilalaymiz, — dédi.
17 Андин йәнә: — Биняминдин қечип қутулған қалдисиға мирас сақлиниши керәкки, Исраилниң бир қәбилисиму өчүп кәтмәслиги керәк.
Andin yene: — Binyamindin qéchip qutulghan qaldisigha miras saqlinishi kérekki, Israilning bir qebilisimu öchüp ketmesliki kérek.
18 Пәқәт бизла қизлиримизни уларға хотунлуққа бәрсәк болмайду, чүнки Исраиллар: «Өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәргән киши ләнәткә қалсун!» дәп қәсәм қилишқан, — дейишти.
Peqet bizla qizlirimizni ulargha xotunluqqa bersek bolmaydu, chünki Israillar: «Öz qizini Binyaminlargha xotunluqqa bergen kishi lenetke qalsun!» dep qesem qilishqan, — déyishti.
19 Улар йәнә: — Мана, Бәйт-Әлниң шимал тәрипидики, Бәйт-Әлдин Шәкәмгә чиқидиған йолниң шәриқ тәрипидики, Либонаһниң җәнуп тәрипидики Шилоһда һәр жили Пәрвәрдигарниң бир һейти болуп туриду, — деди.
Ular yene: — Mana, Beyt-Elning shimal teripidiki, Beyt-Eldin Shekemge chiqidighan yolning sherq teripidiki, Libonahning jenub teripidiki Shilohda her yili Perwerdigarning bir héyti bolup turidu, — dédi.
20 Андин Исраиллар Биняминларға буйруп: — Силәр берип, [шу йәрдики] үзүмзарлиқларға йошурунивелиңлар.
Andin Israillar Binyaminlargha buyrup: — Siler bérip, [shu yerdiki] üzümzarliqlargha yoshuruniwélinglar.
21 Күзитип туруңлар, қачаники Шилоһдики қизларниң уссул ойниғили чиққинини көрсәңлар, үзүмзарлиқлардин чиқип һәр бириңлар Шилоһниң қизлиридин бирини өзүңларға хотунлуққа елип қечиңлар, андин Биняминниң зиминиға кетиңлар.
Közitip turunglar, qachaniki Shilohdiki qizlarning ussul oynighili chiqqinini körsenglar, üzümzarliqlardin chiqip herbiringlar Shilohning qizliridin birini özünglargha xotunluqqa élip qéchinglar, andin Binyaminning zéminigha kétinglar.
22 Шундақ болидуки, әгәр уларниң атилири я ака-укилири келип бизгә пәряд көтәрсә, биз уларға: «Бизгә йүз-хатирә қилип, уларға йол қоюңлар, чүнки биз җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ; униң үстигә силәр бу қетим қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар», дәймиз, — деди.
Shundaq boliduki, eger ularning atiliri ya aka-ukiliri kélip bizge peryad kötürse, biz ulargha: «Bizge yüz-xatire qilip, ulargha yol qoyunglar, chünki biz jengde ularning hemmisige xotunluqqa toluq birdin qiz alalmiduq; uning üstige siler bu qétim qizliringlarni öz ixtiyarliqinglar bilen ulargha bermidinglar; ixtiyaren bergen bolsanglar, gunahqa tartilattinglar», deymiz, — dédi.
23 Биняминлар шундақ қилип сани бойичә уссул ойнайдиған қизлардин өзлиригә хотунлуққа елип қечип, өз мирас зиминиға қайтип берип, шәһәрләрни йәнә ясап у йәрдә турди.
Binyaminlar shundaq qilip sani boyiche ussul oynaydighan qizlardin özlirige xotunluqqa élip qéchip, öz miras zéminigha qaytip bérip, sheherlerni yene yasap u yerde turdi.
24 У вақитта Исраил у йәрдин айрилип, һәр бири өз қәбилилири вә җәмәтигә йенип барди, андин һәр бири өз мирас зиминиға кәтти.
U waqitta Israil u yerdin ayrilip, herbiri öz qebililiri we jemetige yénip bardi, andin herbiri öz miras zéminigha ketti.
25 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.
Shu künlerde Israilda héch padishah bolmidi; herkim öz neziride yaxshi körün’genni qilatti.