< Батур Һакимлар 20 >

1 Шуниң билән Исраилларниң һәммиси чиқип, җамаәт Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп Мизпаһда, Пәрвәрдигарниң алдиға келип бир адәмдәк болди.
于是以色列从但到别是巴,以及住基列地的众人都出来,如同一人,聚集在米斯巴耶和华面前。
2 Пүткүл қовмниң чоңлири, йәни Исраилниң һәммә қәбилисиниң башлиқлири Худаниң хәлқиниң җамаити арисида һазир болди. Җамаәт җәмий болуп төрт йүз миң қилич тутқан пиядә әскәр еди
以色列民的首领,就是各支派的军长,都站在 神百姓的会中;拿刀的步兵共有四十万。
3 (Биняминлар Исраилниң Мизпаһда җәм болғинидин әнди хәвәр тапқан еди). Исраиллар сүрүштә қилип: «Бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди.
以色列人上到米斯巴,便雅悯人都听见了。以色列人说:“请你将这件恶事的情由对我们说明。”
4 Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим;
那利未人,就是被害之妇人的丈夫,回答说:“我和我的妾到了便雅悯的基比亚住宿。
5 Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти.
基比亚人夜间起来,围了我住的房子,想要杀我,又将我的妾强奸致死。
6 Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди.
我就把我妾的尸身切成块子,使人拿着传送以色列得为业的全地,因为基比亚人在以色列中行了凶淫丑恶的事。
7 Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар».
你们以色列人都当筹划商议。”
8 Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун,
众民都起来如同一人,说:“我们连一人都不回自己帐棚、自己房屋去。
9 бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли;
我们向基比亚人必这样行,照所掣的签去攻击他们。
10 биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти.
我们要在以色列各支派中,一百人挑取十人,一千人挑取百人,一万人挑取千人,为民运粮,等大众到了便雅悯的基比亚,就照基比亚人在以色列中所行的丑事征伐他们。”
11 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди.
于是以色列众人彼此连合如同一人,聚集攻击那城。
12 Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш?
以色列众支派打发人去,问便雅悯支派的各家说:“你们中间怎么做了这样的恶事呢?
13 Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди,
现在你们要将基比亚的那些匪徒交出来,我们好治死他们,从以色列中除掉这恶。”便雅悯人却不肯听从他们弟兄以色列人的话。
14 бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди.
便雅悯人从他们的各城里出来,聚集到了基比亚,要与以色列人打仗。
15 У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди.
那时便雅悯人从各城里点出拿刀的,共有二万六千;另外还有基比亚人点出七百精兵。
16 Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.
在众军之中有拣选的七百精兵,都是左手便利的,能用机弦甩石打人,毫发不差。
17 Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди.
便雅悯人之外,点出以色列人拿刀的,共有四十万,都是战士。
18 Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда [авал] чиқсун, деди.
以色列人就起来,到伯特利去求问 神说:“我们中间谁当首先上去与便雅悯人争战呢?”耶和华说:“犹大当先上去。”
19 Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти.
以色列人早晨起来,对着基比亚安营。
20 Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди.
以色列人出来,要与便雅悯人打仗,就在基比亚前摆阵。
21 Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти.
便雅悯人就从基比亚出来,当日杀死以色列人二万二千。
22 Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди.
以色列人彼此奋勇,仍在头一日摆阵的地方又摆阵。
23 [сәп түзүштин авалқи ахшими] Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди.
未摆阵之先,以色列人上去,在耶和华面前哭号,直到晚上,求问耶和华说:“我们再去与我们弟兄便雅悯人打仗可以不可以?”耶和华说:“可以上去攻击他们。”
24 Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди.
第二日,以色列人就上前攻击便雅悯人。
25 Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди.
便雅悯人也在这日从基比亚出来,与以色列人接战,又杀死他们一万八千,都是拿刀的。
26 Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди.
以色列众人就上到伯特利,坐在耶和华面前哭号,当日禁食直到晚上;又在耶和华面前献燔祭和平安祭。
27 Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җававән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.
那时, 神的约柜在那里;亚伦的孙子、以利亚撒的儿子非尼哈侍立在约柜前。以色列人问耶和华说:“我们当再出去与我们弟兄便雅悯人打仗呢?还是罢兵呢?”耶和华说:“你们当上去,因为明日我必将他们交在你们手中。”
29 Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди;
以色列人在基比亚的四围设下伏兵。
30 үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди.
第三日,以色列人又上去攻击便雅悯人,在基比亚前摆阵,与前两次一样。
31 Бинямин [Исраил] хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди.
便雅悯人也出来迎敌,就被引诱离城;在田间两条路上,一通伯特利,一通基比亚,像前两次,动手杀死以色列人约有三十个。
32 Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
便雅悯人说:“他们仍旧败在我们面前。”但以色列人说:“我们不如逃跑,引诱他们离开城到路上来。”
33 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди.
以色列众人都起来,在巴力·他玛摆阵,以色列的伏兵从马利·迦巴埋伏的地方冲上前去。
34 Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.
有以色列人中的一万精兵,来到基比亚前接战,势派甚是凶猛;便雅悯人却不知道灾祸临近了。
35 Пәрвәрдигар Биняминларни Исраилниң алдида мәғлуп қилғачқа, улар у күни Биняминлардин жигирмә бәш миң бир йүз қилич тутқан адәмни өлтүрди.
耶和华使以色列人杀败便雅悯人。那日,以色列人杀死便雅悯人二万五千一百,都是拿刀的。
36 Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди. Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди.
于是便雅悯人知道自己败了。先是以色列人;因为靠着在基比亚前所设的伏兵,就在便雅悯人面前诈败。
37 У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди.
伏兵急忙闯进基比亚,用刀杀死全城的人。
38 Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди.
以色列人预先同伏兵约定在城内放火,以烟气上腾为号。
39 Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти.
以色列人临退阵的时候,便雅悯人动手杀死以色列人,约有三十个,就说:“他们仍像前次被我们杀败了。”
40 Лекин шәһәрниң ичидин түтүн түврүк өрләп чиққанда, Биняминлар кәйнигә бурулуп қаривиди, мана, пүткүл шәһәр ис-түтәк болуп асманларға көтирилип кетивататти.
当烟气如柱从城中上腾的时候,便雅悯人回头观看,见全城的烟气冲天。
41 Шу һаман Исраилниң адәмлири бурулуп йенип кәлди, Биняминниң адәмлири болса: Бизгә бала йеқинлашти дәп, вәһимигә чүшти.
以色列人又转身回来,便雅悯人就甚惊惶,因为看见灾祸临到自己了。
42 Улар Исраилларниң алдидин бурулуп чөллүккә маңидиған йол билән қечип кәтти; лекин җәң уларниң кәйнидин из бесип маңди; әтрапидики һәр қайси шәһәрләрдин адәмләр чиқип уларни ариға елип һалак қилди.
他们在以色列人面前转身往旷野逃跑;以色列人在后面追杀。那从各城里出来的,也都夹攻杀灭他们。
43 Шу тәриқидә улар Биняминларни қоршивалди, уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди.
以色列人围绕便雅悯人,追赶他们,在他们歇脚之处、对着日出之地的基比亚践踏他们。
44 Буниң билән Биняминлардин он сәккиз миң киши өлди, уларниң һәммиси батур палванлар еди.
便雅悯人死了的有一万八千,都是勇士。
45 Башқилири бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммон қорам тешиға барди; амма Исраиллар йолларда худди башақ тәргәндәк улардин бәш миң адәмни өлтүрди; андин уларниң кәйнидин Гидомғичә қоғлап берип, йәнә икки миң адәмни өлтүрди.
其余的人转身向旷野逃跑,往临门磐去。以色列人在道路上杀了他们五千人,如拾取遗穗一样,追到基顿又杀了他们二千人。
46 У күни Биняминлардин өлтүрүлгәнләр жигирмә бәш миң адәм еди. Буларниң һәммиси палванлар болуп, қилич тутқанлар еди.
那日便雅悯死了的共有二万五千人,都是拿刀的勇士。
47 Һалбуки, улардин пәқәт алтә йүз адәм қалған еди, улар бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммондики тик ярға барди. Улар Риммондики тик ярда төрт ай турди.
只剩下六百人,转身向旷野逃跑,到了临门磐,就在那里住了四个月。
48 Исраиллар йәнә Биняминларниң зиминиға йенип келип, һәммә шәһәрләрдики адәмләрни, чарпайларни һәм учриғанларниң һәммисини қилич билән қиривәтти, шундақла от қуюп, удул кәлгән шәһәрлириниң һәммисини көйдүрүвәтти.
以色列人又转到便雅悯地,将各城的人和牲畜,并一切所遇见的,都用刀杀尽,又放火烧了一切城邑。

< Батур Һакимлар 20 >