< Батур Һакимлар 2 >
1 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән;
Perwerdigarning Perishtisi Gilgaldin Bokimgha kélip: — Men silerni Misirdin chiqirip, ata-bowiliringlargha qesem qilip bergen zémin’gha élip kélip: «Men siler bilen qilghan ehdemni ebedgiche bikar qilmaymen;
2 Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?!
Lékin siler bu zéminning xelqi bilen héchqandaq ehde baghlimanglar, belki ularning qurban’gahlirini buzup tashlishinglar kérek» — dégenidim; lékin siler Méning awazimgha qulaq salmidinglar. Bu silerning néme qilghininglar?!
3 Шуңа Мән [шу чағда] силәргә: «[Шундақ қилсаңлар] уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.
Shunga Men [shu chaghda] silerge: «[Shundaq qilsanglar] ularni silerning aldinglardin qoghliwetmeymen; ular biqininglargha yantaq bolup sanjilidu, ularning ilahliri silerge tor-tuzaq bolidu» — dep agahlandurdum, — dédi.
4 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти.
Perwerdigarning Perishtisi barliq Israillargha bularni dégende, ular ün sélip yighlap kétishti.
5 Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.
Shuning bilen bu jayning nami «Bokim» dep qoyuldi; ular shu yerde Perwerdigargha atap qurbanliqlarni sundi.
6 Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти.
Yeshua xelqni tarqitiwétiwidi, Israillar herqaysisi özlirige miras qilin’ghan zéminni igilesh üchün qaytip kétishti.
7 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму [Исраил] хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
Yeshuaning pütkül hayat künliride, shundaqla Yeshuadin kéyin qalghan, Perwerdigarning Israil üchün qilghan hemme karamet emellirini obdan bilgen aqsaqallarning pütkül hayat künliridimu [Israil] xelqi Perwerdigarning ibaditide bolup turdi.
8 Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
Emdi Nunning oghli, Perwerdigarning quli Yeshua bir yüz on yéshida wapat boldi.
9 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
Ular uni élip bérip, Efraim taghliq rayonida, Gaash téghining shimal teripidiki öz miras ülüshi bolghan Timnat-Sérah dégen jayda depne qildi.
10 Бу дәвирдикиләрниң һәммиси [өлүп] өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
Bu dewrdikilerning hemmisi [ölüp] öz ata-bowilirigha qoshulup ketti; ulardin kéyin Perwerdigarnimu tonumaydighan, shundaqla uning Israil üchün qilghan emellirini bilmigen bir dewr peyda boldi.
11 Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти.
Shuningdin tartip Israil Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip Baal-butlarning ibaditige kirishti.
12 Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
Ular özlirini Misir zéminidin chiqirip élip kelgen ata-bowilirining Xudasi Perwerdigarni tashlap, etrapidiki taipilerning ilahliridin bolghan yat ilahlargha egiship, ulargha bash urup, Perwerdigarning ghezipini qozghidi.
13 Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти.
Ular Perwerdigarni tashlap, Baal we Asherahlarning qulluqigha kirishti.
14 Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди.
Buning bilen Perwerdigarning ghezipi Israilgha tutiship, xarab qilinsun dep, u ularni talan-taraj qilghuchilarning qoligha tashlap berdi, yene etrapidiki düshmenlirining qoligha tapshurup berdi; shuning bilen ular düshmenlirining aldida bash kötürelmidi.
15 Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди.
Ular qeyerge barmisun, Perwerdigarning qoli ularni apet bilen urdi, xuddi Perwerdigarning déginidek, we Perwerdigarning ulargha qesem qilghinidek, ular tolimu azabliq haletke chüshüp qaldi.
16 Андин Пәрвәрдигар [уларниң арисидин] батур һакимларни турғузди, улар [Исраилларни] талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти.
Andin Perwerdigar [ularning arisidin] batur hakimlarni turghuzdi, ular [Israillarni] talan-taraj qilghuchilarning qolidin qutquzup chiqti.
17 Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди.
Shundaqtimu, ular öz hakimlirigha qulaq salmidi; eksiche ular yat ilahlargha egiship buzuqluq qilip, ulargha bash urup choqundi; ata-bowilirining mangghan yolidin, yeni Perwerdigarning emrlirige itaet qilish yolidin tézla chiqip ketti; ular héch itaet qilmidi.
18 Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти.
Perwerdigar qachaniki ular üchün batur hakimlarni turghuzsa, Perwerdigar haman shu batur hakim bilen bille bolatti, batur hakimning hayat künliride ularni düshmenlirining qolidin qutquzup chiqatti; chünki ularni xarlap ezgenler tüpeylidin kötürülgen ah-zarlarni anglighan Perwerdigar ulargha ichini aghritatti.
19 Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти.
Lékin batur hakim ölüp kétishi bilenla, ular arqisigha yénip, yat ilahlargha egiship, ularning qulluqigha kirip, ulargha bash urushup, özlirini ata-bowiliridinmu ziyade bulghaytti; ular ne shu qilmishliridin toxtimaytti, ne öz jahil yolidin héch yanmaytti.
20 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн,
Shuning bilen Perwerdigarning ghezipi Israilgha qattiq tutashti, U: — «Bu xelq Men ularning ata-bowilirigha tapilighan ehdemni buzup, awazimgha qulaq salmighini üchün,
21 буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән;
buningdin kéyin Men Yeshua ölgende bu yurtta qaldurghan taipilerdin héchbirini ularning aldidin qoghliwetmeymen;
22 буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди.
buningdiki meqset, Men shular arqiliq Israilning ularning ata-bowiliri tutqandek, Men Perwerdigarning yolini tutup mangidighan-mangmaydighanliqini sinaymen» — dédi.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.
Shuning bilen Perwerdigar shu taipilerni qaldurup, ularni ne derhalla zéminidin mehrum qilip qoghliwetmidi ne Yeshuaning qolighimu tapshurup bermigenidi.