< Батур Һакимлар 19 >

1 Исраилда техи падиша тикләнмигән шу күнләрдә, Әфраим тағлиқ райониниң чәт тәрипидә олтиришлиқ бир Лавий киши бар еди; у Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир қизни кенизәкликкә алди.
Israilda téxi padishah tiklenmigen shu künlerde, Efraim taghliq rayonining chet teripide olturushluq bir Lawiy kishi bar idi; u Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemlik bir qizni kénizeklikke aldi.
2 Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип, униң йенидин чиқип, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә атисиниң өйигә берип, төрт айчә турди.
Lékin u kénizek érige wapasizliq qilip, uning yénidin chiqip, Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemge atisining öyige bérip, töt ayche turdi.
3 У вақитта униң ери қопуп кенизигигә яхши гәпләрни қилип, көңлини елип яндуруп келишкә кенизигиниң йениға кәлди. У бир хизмәткарини вә икки ешәкни елип барди. Кенизәк ерини атисиниң өйигә елип кирди; атиси уни көрүп хуш болуп қарши алди.
U waqitta uning éri qopup kénizikige yaxshi geplerni qilip, könglini élip yandurup kélishke kénizikining yénigha keldi. U bir xizmetkarini we ikki éshekni élip bardi. Kénizek érini atisining öyige élip kirdi; atisi uni körüp xush bolup qarshi aldi.
4 Униң қейинатиси, йәни қизниң атиси уни тутуп қалди, у у йәрдә үч күнгичә йәп-ичип, униң билән йетип қопти.
Uning qéynatisi, yeni qizning atisi uni tutup qaldi, u u yerde üch kün’giche yep-ichip, uning bilen yétip qopti.
5 Төртинчи күни Лавий киши сәһәр қопуп маңғили тәйярлинивиди, кенизигиниң атиси күйоғлиға: — Бир тоғрам нан йәп жүригиңни қувәтләндүрүп андин маңғин, — деди.
Tötinchi küni Lawiy kishi seher qopup mangghili teyyarliniwidi, kénizikining atisi küy’oghligha: — Bir toghram nan yep yürikingni quwwetlendürüp andin mangghin, — dédi.
6 Шуниң билән улар иккиси олтирип биллә йәп-ичип тамақланди. Қизниң атиси у кишигә: — Сәндин өтүнәй, бу кечиму қонғин, көңлүң ечилсун, деди.
Shuning bilen ular ikkisi olturup bille yep-ichip tamaqlandi. Qizning atisi u kishige: — Sendin ötüney, bu kéchimu qon’ghin, könglüng échilsun, dédi.
7 Бу киши маңғили қопувиди, лекин қейинатиси уни зорлап, йәнә елип қалди, у йәнә бир күн қонди.
Bu kishi mangghili qopuwidi, lékin qéynatisi uni zorlap, yene élip qaldi, u yene bir kün qondi.
8 Бәшинчи күни у сәһәр қопуп маңғили тәйярланди, лекин қизниң атиси униңға: — [Авал] жүригиңни қувәтләндүргин, деди. Шуниң билән улар иккиси күн егилгичә олтирип, биллә тамақланди.
Beshinchi küni u seher qopup mangghili teyyarlandi, lékin qizning atisi uninggha: — [Awwal] yürikingni quwwetlendürgin, dédi. Shuning bilen ular ikkisi kün égilgüche olturup, bille tamaqlandi.
9 Андин бу киши кенизиги вә хизмәткарини елип маңғили тәйярлинивиди, қейинатиси, йәни қизниң дадаси униңға: — Мана, кәч кирәй дәватиду, сәндин өтүнәй, бу йәрдә йәнә бир кечини өткүзүңлар; мана, күн мәғриққә егилипту, бу йәрдә қонғин, көңлүң ечилсун; андин әтә сәһәрдә йолға чиқип, өйүңләргә кетиңлар, — деди.
Andin bu kishi kéniziki we xizmetkarini élip mangghili teyyarliniwidi, qéynatisi, yeni qizning dadasi uninggha: — Mana, kech kirey dewatidu, sendin ötüney, bu yerde yene bir kéchini ötküzünglar; mana, kün meghriqqe égiliptu, bu yerde qon’ghin, könglüng échilsun; andin ete seherde yolgha chiqip, öyünglerge kétinglar, — dédi.
10 Лекин у киши әнди йәнә бир кечә қонушқа унимай, қопуп йолға чиқип Йәбусниң, йәни Йерусалимниң удулиға кәлди. Униң билән биллә икки тоқуқлуқ ешәк вә кенизиги бар еди.
Lékin u kishi emdi yene bir kéche qonushqa unimay, qopup yolgha chiqip Yebusning, yeni Yérusalémning uduligha keldi. Uning bilen bille ikki toquqluq éshek we kéniziki bar idi.
11 Улар Йәбусқа йеқин кәлгәндә күн олтирай дәп қалғачқа, хизмәткари ғоҗисиға: — Йәбусийларниң бу шәһиригә кирип, шу йәрдә қонайли, деди.
Ular Yebusqa yéqin kelgende kün olturay dep qalghachqa, xizmetkari ghojisigha: — Yebusiylarning bu shehirige kirip, shu yerde qonayli, dédi.
12 Лекин ғоҗиси униңға җавап берип: — Биз Исраиллар турмайдиған, ят әлләр туридиған шәһәргә кирмәйли, бәлки Гибеаһқа өтүп кетәйли, деди.
Lékin ghojisi uninggha jawab bérip: — Biz Israillar turmaydighan, yat eller turidighan sheherge kirmeyli, belki Gibéahqa ötüp kéteyli, dédi.
13 Андин у йәнә хизмәткариға: — Кәлгин, биз йеқиндики җайлардин биригә барайли, Гибеаһда яки Рамаһда қонайли, деди.
Andin u yene xizmetkarigha: — Kelgin, biz yéqindiki jaylardin birige barayli, Gibéahda yaki Ramahda qonayli, dédi.
14 Шуниң билән улар меңип, Бинямин жутидики Гибеаһниң йениға йетип барғанда күн олтарған еди.
Shuning bilen ular méngip, Binyamin yurtidiki Gibéahning yénigha yétip barghanda kün olturghanidi.
15 Улар Гибеаһқа кирип, у йәрдә қонмақчи болди; шәһәрниң чоң мәйданиға кирип олтиришти; лекин һеч ким уларни қондурушқа өйигә тәклип қилмиди.
Ular Gibéahqa kirip, u yerde qonmaqchi boldi; sheherning chong meydanigha kirip olturushti; lékin héchkim ularni qondurushqa öyige teklip qilmidi.
16 Һалбуки, у кечиси қери бир адәм ишини түгитип, етизлиқтин йенип келиватқан еди. У әслидә Әфраим тағлиқ районилиқ адәм еди, у Гибеаһда мусапир болуп, олтирақлишип қалған еди; лекин у йәрдики хәлиқләр Биняминлардин еди.
Halbuki, u kéchisi qéri bir adem ishini tügitip, étizliqtin yénip kéliwatqanidi. U eslide Efraim taghliq rayoniliq adem idi, u Gibéahda musapir bolup, olturaqliship qalghanidi; lékin u yerdiki xelqler Binyaminlardin idi.
17 У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди.
U béshini kötürüp qarap, bu yoluchining sheherning meydanida olturghinini körüp uningdin: — Qeyerdin kelding? Qeyerge barisen? — dep soridi.
18 У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди.
U jawab bérip: — Biz Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemdin Efraim taghliqining chet yaqilirigha kétip barimiz; men esli shu jaydin bolup, Yehuda yurtidiki Beyt-Lehemge barghanidim; ishlirim Perwerdigarning öyige munasiwetlik idi; lékin bu yerde héch kim méni öyige teklip qilmidi.
19 Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди.
Bizning ésheklirimizge béridighan saman we boghuzimiz bar, özüm, dédekliri, shundaqla keminiliring bilen bolghan yigitkimu nan we sharablar bar, bizge héch néme kem emes, — dédi.
20 Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп,
Buni anglap qéri kishi: — Tinch-aman bolghaysen; silering mohtajliringlarning hemmisi méning üstümge bolsun, emma kochida yatmanglar! — dep,
21 уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди.
uni öz öyige élip bérip, ésheklirige yem berdi. Méhmanlar putlirini yuyup, yep-ichip ghizalandi.
22 Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
Ular könglide xush bolup turghinida, mana, sheherning ademliridin birnechcheylen, yeni birqanche lükchek kélip öyni qorshiwélip, ishikni urup-qéqip, öyning igisi bolghan qéri kishige: — Séning öyüngge kelgen shu kishini bizge chiqirip bergin, uning bilen yéqinchiliq qilimiz, — dédi.
23 Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар.
Buni anglap öy igisi ularning qéshigha chiqip ulargha: — Bolmaydu, ey buraderlirim, silerdin ötünüp qalay, mundaq rezillikni qilmanglar; bu kishi méning öyümge méhman bolup kelgeniken, siler bundaq iplasliq qilmanglar.
24 Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мошундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.
Mana, méning pak bir qizim bar, yene u kishining kéniziki bar. Men ularni qéshinglargha chiqirip bérey, siler ularni ayagh asti qilsanglar meyli, neziringlargha néme xush yaqsa ularni shundaq qilinglar, lékin bu kishige mushundaq iplasliq ishni qilmanglar, — dédi.
25 Лекин у адәмләр униңға қулақ салмиди; йолучи кенизигини уларниң алдиға сөрәп чиқирип бәрди. Улар униң билән биллә болуп кәчтин әтигәнгичә аяқ асти қилди; улар таң йоруғанда андин уни қоюп бәрди.
Lékin u ademler uninggha qulaq salmidi; yoluchi kénizikini ularning aldigha sörep chiqirip berdi. Ular uning bilen bille bolup kechtin etigen’giche ayagh asti qildi; ular tang yorughanda andin uni qoyup berdi.
26 Чокан таң сәһәрдә қайтип келип, униң ғоҗиси қонған өйниң дәрвазисиниң босуғисиға кәлгәндә жиқилип қелип, таң атқичә шу йәрдә йетип қалди.
Chokan tang seherde qaytip kélip, uning ghojisi qon’ghan öyning derwazisining bosughisigha kelgende yiqilip qélip, tang atquche shu yerde yétip qaldi.
27 Әтигәндә униң ғоҗиси қопуп өйниң ишигини ечип, йолға чиқмақчи болуп тешиға чиқивиди, мана, униң кенизиги болған чокан өйниң дәрвазиси алдида қоллири босуғиниң үстигә қоюқлуқ һалда ятатти.
Etigende uning ghojisi qopup öyning ishikini échip, yolgha chiqmaqchi bolup téshigha chiqiwidi, mana, uning kéniziki bolghan chokan öyning derwazisi aldida qolliri bosughining üstige qoyuqluq halda yatatti.
28 У униңға: — Қопқин, биз маңайли, деди. Лекин чокан һеч бир җавап бәрмиди. Шуниң билән у чоканни ешәккә артип, қозғилип өз өйигә жүрүп кәтти.
U uninggha: — Qopqin, biz mangayli, dédi. Lékin chokan héchbir jawab bermidi. Shuning bilen u chokanni éshekke artip, qozghilip öz öyige yürüp ketti.
29 Өз өйигә кәлгәндә, пичақни елип кенизигиниң җәситини сүйәклири бойичә он икки парчә қилип, пүткүл Исраил жутиниң чәт-яқилириғичә әвәтти.
Öz öyige kelgende, pichaqni élip kénizikining jesitini söngekliri boyiche on ikki parche qilip, pütkül Israil yurtining chet-yaqilirighiche ewetti.
30 Шундақ болдики, буни көргәнләрниң һәммиси: «Исраил Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә бундақ иш болуп бақмиған еди яки көрүлүп бақмиған еди. Әнди бу ишни убдан ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли» — дейишти.
Shundaq boldiki, buni körgenlerning hemmisi: «Israil Misirdin chiqqan kündin tartip bügün’giche bundaq ish bolup baqmighanidi yaki körülüp baqmighanidi. Emdi bu ishni obdan oyliship, qandaq qilish kéreklikini meslihetlisheyli» — déyishti.

< Батур Һакимлар 19 >