< Батур Һакимлар 18 >
1 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; шундақла шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди, чүнки шу күнгичә улар Исраил қәбилилири арисида чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди.
Shu künlerde Israilda héch padishah bolmidi; shundaqla shu künlerde Danlarning qebilisi özlirige olturaqlishish üchün jay izdewatqanidi, chünki shu kün’giche ular Israil qebililiri arisida chek tashlinip békitilgen miras zémin’gha érishmigenidi.
2 Шуниң билән Данлар пүткүл җәмәтидин Зореаһ вә Әштаолда олтиришлиқ бәш палванни зиминни чарлап келишкә әвәтти вә уларға тапилап: — Силәр берип зиминни чарлап келиңлар, деди. Улар сәпәр қилип Әфраим тағлиқ жутиға келип Микаһниң өйигә чүшүп у йәрдә қонди.
Shuning bilen Danlar pütkül jemetidin Zoréah we Eshtaolda olturushluq besh palwanni zéminni charlap kélishke ewetti we ulargha tapilap: — Siler bérip zéminni charlap kélinglar, dédi. Ular seper qilip Efraim taghliq yurtigha kélip Mikahning öyige chüshüp u yerde qondi.
3 Улар Микаһниң өйиниң йенида турғинида Лавий жигитниң авазини тонуп, униң қешиға кирип униңдин: — Сени ким бу җайға елип кәлди? Бу йәрдә немә иш қилисән? Бу җайда немигә ериштиң? — дәп сориди.
Ular Mikahning öyining yénida turghinida Lawiy yigitning awazini tonup, uning qéshigha kirip uningdin: — Séni kim bu jaygha élip keldi? Bu yerde néme ish qilisen? Bu jayda némige érishting? — dep soridi.
4 У уларға җававән: — Микаһ маңа мундақ-мундақ қилип, мени яллап өзигә каһин қилди, деди.
U ulargha jawaben: — Mikah manga mundaq-mundaq qilip, méni yallap özige kahin qildi, dédi.
5 Буни аңлап улар униңға: — Ундақ болса бизниң маңған сәпиримизниң оңушлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини билмикимиз үчүн, Худадин сорап бәргин, — деди.
Buni anglap ular uninggha: — Undaq bolsa bizning mangghan sepirimizning ongushluq bolidighan-bolmaydighanliqini bilmikimiz üchün, Xudadin sorap bergin, — dédi.
6 Каһин уларға: — Хатирҗәм беривериңлар. Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур, — деди.
Kahin ulargha: — Xatirjem bériwéringlar. Mangghan yolunglar Perwerdigarning aldididur, — dédi.
7 Шуниң билән бу бәш адәм чиқип, Лаиш дегән җайға йетип кәлди. Улар у йәрдики хәлиқниң теч-аман яшаватқинини, турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини, хатирҗәмлик вә раһәт ичидә туруватқинини көрди; шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди; улар Зидонийлардин жирақта туратти, шундақла башқилар биләнму һеч қандақ барди-кәлди қилишмайтти.
Shuning bilen bu besh adem chiqip, Laish dégen jaygha yétip keldi. Ular u yerdiki xelqning tinch-aman yashawatqinini, turmushining Zidoniylarning örp-adetliri boyiche ikenlikini, xatirjemlik we rahet ichide turuwatqinini kördi; shu zéminda ularni xar qilghuchi héchqandaq hoquqdar yoq idi; ular Zidoniylardin yiraqta turatti, shundaqla bashqilar bilenmu héchqandaq bardi-keldi qilishmaytti.
8 [Бәш палван] Зореаһ вә Әштаолға өз қериндашлириниң қешиға қайтип кәлди. Қериндашлири улардин: — Немә хәвәр елип кәлдиңлар? — дәп сориди.
[Besh palwan] Zoréah we Eshtaolgha öz qérindashlirining qéshigha qaytip keldi. Qérindashliri ulardin: — Néme xewer élip keldinglar? — dep soridi.
9 Улар җававән: — Биз қопуп уларға һуҗум қилайли! Чүнки биз шу зиминни чарлап кәлдуқ, мана, у интайин яхши бир жут екән. Әнди немишкә қимир қилмай җим олтирисиләр? Әнди дәрһал берип, у жутни елишқа әзмәңләрни әзмәңлар, берип һуҗум қилип зиминни егиләңлар.
Ular jawaben: — Biz qopup ulargha hujum qilayli! Chünki biz shu zéminni charlap kelduq, mana, u intayin yaxshi bir yurt iken. Emdi némishqa qimir qilmay jim olturisiler? Emdi derhal bérip, u yurtni élishqa ezmenglerni ezmenglar, bérip hujum qilip zéminni igilenglar.
10 У йәргә барғиниңларда силәр теч-аман туруватқан бир хәлиқни, һәр әтрапиға созулған кәң-азатә бир зиминни көрисиләр! Худа у йәрни силәрниң қолуңларға тапшурғандур. У жутта йәр йүзидә тепилидиған барлиқ нәрсиләрдин һеч бири кам әмәс, деди.
U yerge barghininglarda siler tinch-aman turuwatqan bir xelqni, her etrapigha sozulghan keng-azade bir zéminni körisiler! Xuda u yerni silerning qolunglargha tapshurghandur. U yurtta yer yüzide tépilidighan barliq nersilerdin héchbiri kem emes, dédi.
11 Шуниң билән Данларниң җәмәтидин алтә йүз адәм җәңгә қураллинип, Зореаһ вә Әштаолдин чиқип маңди.
Shuning bilen Danlarning jemetidin alte yüz adem jengge qorallinip, Zoréah we Eshtaoldin chiqip mangdi.
12 Улар Йәһуда жутидики Кириат-Йеарим дегән җайға берип, чедир тикти (шуңа бу җай таки бүгүнгичә «Данниң ләшкәргаһи» дәп аталмақта; у Кириат-Йеаримниң арқа тәрипигә җайлашқан еди).
Ular Yehuda yurtidiki Kiriat-Yéarim dégen jaygha bérip, chédir tikti (shunga bu jay taki bügün’giche «Danning leshkergahi» dep atalmaqta; u Kiriat-Yéarimning arqa teripige jaylashqanidi).
13 Андин улар у йәрдин Әфраим тағлиқ райониға берип, Микаһниң өйигә йетип кәлди.
Andin ular u yerdin Efraim taghliq rayonigha bérip, Mikahning öyige yétip keldi.
14 Лаиш жутиға чарлаш үчүн барған бәш киши өз қериндашлириға: — Биләмсиләр? Бу өйдә бир әфод тони, бир нәччә тәрафим бутлири, бир ойма мәбуд вә қуйма мәбуд бардур! Әнди қандақ қилишиңлар керәклигини ойлишиңлар! — деди.
Laish yurtigha charlash üchün barghan besh kishi öz qérindashlirigha: — Bilemsiler? Bu öyde bir efod toni, birnechche terafim butliri, bir oyma mebud we quyma mebud bardur! Emdi qandaq qilishinglar kéreklikini oylishinglar! — dédi.
15 Улар бурулуп Лавий жигитниң өйигә (Микаһқа тәвә өйгә) кирип униңдин һал сориди.
Ular burulup Lawiy yigitning öyige (Mikahqa tewe öyge) kirip uningdin hal soridi.
16 Дан қәбилисидин болған җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши дәрваза алдида туруп турди.
Dan qebilisidin bolghan jeng qorallirini kötürgen alte yüz kishi derwaza aldida turup turdi.
17 У зиминни чарлашқа барған бәш адәм [бутханиға] кирип, ойма бут, әфод тони, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиқти. Каһин җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши билән биллә дәрвазида туратти.
U zéminni charlashqa barghan besh adem [butxanigha] kirip, oyma but, efod toni, terafim butliri we quyma butni élip chiqti. Kahin jeng qorallirini kötürgen alte yüz kishi bilen bille derwazida turatti.
18 Бу бәш адәм Микаһниң өйигә кирип ойма бут, әфод тонини, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиққанда каһин улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! — дәп сориди.
Bu besh adem Mikahning öyige kirip oyma but, efod tonini, terafim butliri we quyma butni élip chiqqanda kahin ulardin: — Bu néme qilghininglar?! — dep soridi.
19 Улар униңға: — Үн чиқармай, ағзиңни қолуң билән етип, биз билән меңип, бизгә һәм ата һәм каһин болуп бәргин. Сениң пәқәт бир адәмниң өйидикиләргә каһин болғиниң яхшиму, яки Исраилниң бир җәмәти болған пүтүн бир қәбилигә каһин болғиниң яхшиму? — деди.
Ular uninggha: — Ün chiqarmay, aghzingni qolung bilen étip, biz bilen méngip, bizge hem ata hem kahin bolup bergin. Séning peqet bir ademning öyidikilerge kahin bolghining yaxshimu, yaki Israilning bir jemeti bolghan pütün bir qebilige kahin bolghining yaxshimu? — dédi.
20 Шундақ девиди, каһинниң көңли хуш болуп, әфод, тәрафим бутлири вә ойма мәбудни елип хәлиқниң арисиға кирип турди.
Shundaq déwidi, kahinning köngli xush bolup, efod, terafim butliri we oyma mebudni élip xelqning arisigha kirip turdi.
21 Андин улар бурулуп, у йәрдин кәтти; улар балилири вә чарпайларни вә жүк-тақлириниң һәммисини алдида маңдурувәткән еди.
Andin ular burulup, u yerdin ketti; ular baliliri we charpaylarni we yük-taqlirining hemmisini aldida mangduruwetkenidi.
22 Микаһниң өйидин хелә жирақлиғанда Микаһниң өйиниң әтрапидики хәлиқләр жиғилип, Данларға қоғлап йетишти.
Mikahning öyidin xéli yiraqlighanda Mikahning öyining etrapidiki xelqler yighilip, Danlargha qoghlap yétishti.
23 Улар Данларни товлап чақирди, Данлар бурулуп Микаһқа: — Саңа немә болди, бунчивила көп хәлиқни жиғип келип немә қилмақчисән?! — деди.
Ular Danlarni towlap chaqirdi, Danlar burulup Mikahqa: — Sanga néme boldi, bunchiwila köp xelqni yighip kélip néme qilmaqchisen?! — dédi.
24 У җавап берип: — Силәр мән ясатқан мәбудларни каһиним билән қошуп алдиңлар, андин кәттиңлар! Маңа йәнә немә қалди?! Шундақ туруқлуқ силәр техи: «Саңа немә болди?» — дәватисиләрғу! — деди.
U jawab bérip: — Siler men yasatqan mebudlarni kahinim bilen qoshup aldinglar, andin kettinglar! Manga yene néme qaldi?! Shundaq turuqluq siler téxi: «Sanga néme boldi?» — dewatisilerghu! — dédi.
25 Данлар униңға: — Үнүңни чиқарма, болмиса аччиғи яман кишиләр сени тутувелип, сени вә аиләңдикиләрни җанлиридин җуда қилмисун, йәнә, — деди.
Danlar uninggha: — Ününgni chiqarma, bolmisa achchiqi yaman kishiler séni tutuwélip, séni we ailengdikilerni janliridin juda qilmisun, yene, — dédi.
26 Буларни дәп Данлар өз йолиға маңди; Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, йенип өз өйигә кәтти.
Bularni dep Danlar öz yoligha mangdi; Mikah ularning özidin küchlük ikenlikini körüp, yénip öz öyige ketti.
27 Улар Микаһ ясатқузған нәрсиләр вә униң каһинини елип, Лаишқа һуҗум қилди; у йәрдики хәлиқ теч-аман вә хатирҗәм туруватқан еди; улар уларни қиличлап қирип, шәһәрни отта көйдүрүвәтти.
Ular Mikah yasatquzghan nersiler we uning kahinini élip, Laishqa hujum qildi; u yerdiki xelq tinch-aman we xatirjem turuwatqanidi; ular ularni qilichlap qirip, sheherni otta köydürüwetti.
28 Шәһәрни қутқузғидәк һеч адәм чиқимиди; чүнки бу шәһәр Зидондин жирақта еди, хәлқи һеч ким билән барди-кәлди қилишмайтти. Шәһәр Бәйт-Рәһобниң йенидики җилғида еди. Данлар шәһәрни қайтидин қуруп, олтирақлашти.
Sheherni qutquzghudek héch adem chiqimidi; chünki bu sheher Zidondin yiraqta idi, xelqi héchkim bilen bardi-keldi qilishmaytti. Sheher Beyt-Rehobning yénidiki jilghida idi. Danlar sheherni qaytidin qurup, olturaqlashti.
29 Улар бу шәһәргә Исраилниң оғуллиридин болған, өз атиси Данниң исмини қоюп Дан дәп атиди. Илгири у шәһәрниң нами Лаиш еди.
Ular bu sheherge Israilning oghulliridin bolghan, öz atisi Danning ismini qoyup Dan dep atidi. Ilgiri u sheherning nami Laish idi.
30 Данлар шу йәрдә бу ойма бутни өзлиригә тиклиди; Мусаниң оғли Гәршомниң әвлади Йонатан вә униң оғуллири болса шу зиминниң хәлқи сүргүн болушқа елип кетилгән күнгичә Данларниң қәбилисигә каһин болуп турған еди.
Danlar shu yerde bu oyma butni özlirige tiklidi; Musaning oghli Gershomning ewladi Yonatan we uning oghulliri bolsa shu zéminning xelqi sürgün bolushqa élip kétilgen kün’giche Danlarning qebilisige kahin bolup turghanidi.
31 Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда, Данлар өзлири үчүн тиклигән, Микаһ ясатқузған ойма мәбуд [Данда] турғузулди.
Xudaning öyi Shilohda turghan barliq waqitlarda, Danlar özliri üchün tikligen, Mikah yasatquzghan oyma mebud [Danda] turghuzuldi.