< Батур Һакимлар 17 >
1 Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди.
2 У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.
3 Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди.
4 Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди.
5 Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.
6 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.
7 Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди.
8 Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти.
9 Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җававән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди.
10 Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк-ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди.
11 Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди.
12 Андин Микаһ бу Лавий кишини [каһинлиққа] мәхсус тайинлиди. Шуниң билән [Лавий] жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.
13 Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.