< Батур Һакимлар 16 >
1 Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди.
Andin Ximxon Gazaƣa bardi, u u yǝrdǝ bir paⱨixǝ ayalni kɵrüp, kirip uning bilǝn yeⱪinqiliⱪ ⱪildi.
2 Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, [шәһәрни] қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти.
Lekin Gazaliⱪlar birsining: — Ximxon bu yǝrgǝ kǝldi, deginini anglap, [xǝⱨǝrni] ⱪorxap, keqiqǝ xǝⱨǝrning ⱪowuⱪida ün qiⱪarmay marap turdi wǝ: Ətǝ tang yoruƣanda uni ɵltürimiz, — deyixti.
3 Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.
Ximxon yerim keqigiqǝ yatti; andin ornidin turup xǝⱨǝr ⱪowuⱪining ikki ⱪanitini tutup, uni ikki kexiki wǝ baldaⱪ-taⱪiⱪi bilǝn ⱪoxup, biraⱪla ⱪomurup, ɵxnisigǝ artip Ⱨebronning udulidiki taƣⱪa elip qiⱪip kǝtti.
4 Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди.
Keyin u Sorǝk jilƣisida olturuxluⱪ Dililaⱨ isimlik bir ayalni kɵrüp, uningƣa axiⱪ bolup ⱪaldi.
5 Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди.
Buni bilip Filistiylǝrning ǝmirliri u ayalning ⱪexiƣa berip uningƣa: — Sǝn uni aldap, uning küqtünggürlükining zadi nǝdin bolƣanliⱪini kolap sorap, bizning ⱪandaⱪ ⱪilsaⱪ uni yengǝlǝydiƣanliⱪimizni, uni baƣlap boysunduralaydiƣanliⱪimizni eytip bǝrsǝng, biz ⱨǝrbirimiz sanga bir ming bir yüz kümüx tǝnggǝ berimiz, — dedi.
6 Шуниң билән Дилилаһ Шимшондин: — Сән күчтүңгүрлүгүңниң зади нәдин болғанлиғини, шундақла қандақ қилғанда сени бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини ейтип бәргин! — деди.
Xuning bilǝn Dililaⱨ Ximxondin: — Sǝn küqtünggürlüküngning zadi nǝdin bolƣanliⱪini, xundaⱪla ⱪandaⱪ ⱪilƣanda seni baƣlap boysundurƣili bolidiƣanliⱪini eytip bǝrgin! — dedi.
7 Шимшон униңға җававән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
Ximxon uningƣa jawabǝn: — Adǝmlǝr meni yǝttǝ tal ⱪurutulmiƣan yengi ya kiriqi bilǝn baƣlisa, mǝn ajizlap baxⱪa adǝmlǝrdǝk bolup ⱪalimǝn, — dedi.
8 Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди
Xuning bilǝn Filistiylǝrning ǝmirliri yǝttǝ tal ⱪurutulmiƣan yengi ya kiriqini elip kelip, bu ayalƣa beriwidi, u bu kiriqlǝr bilǝn uni baƣlap ⱪoydi
9 (Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. У қопуп киричләрни чигә шойна отта көйүп үзүлүп кәткәндәк үзүвәтти. Шуниң билән униң күчтүңгүрлигиниң сири ашкариланмиди.
(Dililaⱨ birnǝqqǝ adǝmni ⱨujrida paylap turuxⱪa yoxurup ⱪoyƣanidi). U Ximxonƣa: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dedi. U ⱪopup kiriqlǝrni qigǝ xoyna otta kɵyüp üzülüp kǝtkǝndǝk üzüwǝtti. Xuning bilǝn uning küqtünggürlikining siri axkarilanmidi.
10 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! Әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди.
Buni kɵrüp Dililaⱨ Ximxonƣa: — Mana, sǝn meni aldap, manga yalƣan eytipsǝn! Əmdi manga seni nemǝ bilǝn baƣlisa bolidiƣanliⱪini eytip bǝrgin, — dedi.
11 У җавап берип: — Адәмләр мени һеч ишләтмигән йеңи арғамча билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
U jawap berip: — Adǝmlǝr meni ⱨeq ixlǝtmigǝn yengi arƣamqa bilǝn baƣlisa, mǝn ajizlap baxⱪa adǝmlǝrdǝk bolup ⱪalimǝn, — dedi.
12 Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди.
Xuning bilǝn Dililaⱨ yengi arƣamqa elip kelip, uni baƣlap: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dedi (ǝslidǝ birnǝqqǝ adǝm ⱨujrida yoxurunup, uni paylap turuxⱪanidi). Lekin Ximxon ɵz ⱪolidiki arƣamqilarni yipni üzgǝndǝk üzüp taxlidi.
13 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.
Buni kɵrüp Dililaⱨ Ximxonƣa: — Sǝn ⱨazirƣiqǝ meni aldapsǝn, manga yalƣan eytipsǝn; ǝmdi manga seni nemǝ bilǝn baƣlisa bolidiƣanliⱪini eytip bǝrgin, — dedi. U jawap berip: — Sǝn mening beximdiki yǝttǝ ɵrüm qaqni dukandiki ɵrüx yip bilǝn ⱪoxup ɵrüp ⱪoysangla bolidu, — dedi.
14 Шуниң билән [Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп], қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.
Xuning bilǝn [Ximxon uhliƣanda u uning bexidiki yǝttǝ tal qaqni ɵrüx yip bilǝn ⱪoxup ɵrüp], ⱪozuⱪⱪa baƣlap ⱪoyup uningƣa: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dedi. Ximxon uyⱪudin oyƣinip, ɵrüx yip bilǝn ⱪozuⱪni biraⱪla tartip yuliwǝtti.
15 Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди.
Andin ayal uningƣa: — Manga kɵnglüng yoⱪ turup, ⱪandaⱪsigǝ sanga axiⱪ boldum, dǝysǝn? Sǝn meni üq ⱪetim aldap, küqtünggürlüküngning nǝdin bolƣanliⱪini manga eytip bǝrmidingƣu, — dedi.
16 Униң һәр күни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики,
Uning ⱨǝrküni sɵzliri bilǝn uni ⱪistaxliri wǝ yalwuruxliri bilǝn Ximxonning ɵlgüdǝk iqi puxti wǝ xundaⱪ boldiki,
17 у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
u kɵnglidiki sirini ⱪoymay uningƣa axkara ⱪilip: — Mǝn anamning ⱪorsiⱪidiki qaƣdin tartip Hudaƣa atilip nazariy bolƣinim üqün, beximƣa ⱨǝrgiz ustira selinip baⱪmiƣan; ǝgǝr mening qeqim qüxürüwetilsǝ, küqüm mǝndin ketip, mǝn ajizlap baxⱪa adǝmlǝrdǝk bolup ⱪalimǝn, — dedi.
18 Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти.
Dililaⱨ uning ɵzigǝ kɵnglidiki ⱨǝmmǝ sirini dǝp bǝrginini kɵrüp, Filistiylǝrning ǝmirlirini qarⱪirip kelixkǝ adǝm mangdurup: — «Bu ⱪetim silǝr yǝnǝ bir qiⱪinglar, qünki Ximxon kɵnglidiki ⱨǝmmǝ sirni manga axkara ⱪildi» dedi. Xuning bilǝn Filistiylǝrning ǝmirliri ⱪolliriƣa kümüxlǝrni elip, uning ⱪexiƣa qiⱪti.
19 Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди.
Andin Dililaⱨ uni ɵz yotisiƣa yatⱪuzup, uhlitip ⱪoyup, bir adǝmni qaⱪirip kirip uning bexidiki yǝttǝ ɵrüm qaqni qüxürüwǝtti; xundaⱪ ⱪilip u Ximxonning bozǝk ⱪilinixini baxliƣuqi boldi. Ximxon küqidin kǝtkǝnidi.
20 У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти.
U: — Əy Ximxon, Filistiylǝr seni tutⱪili kǝldi! — dewidi, u uyⱪudin oyƣinip: — Mǝn ornumdin turup, ilgiriki birⱪanqǝ ⱪetimⱪidǝk, boxinip ketimǝn, dǝp oylidi. Lekin u Pǝrwǝrdigarning ɵzidin kǝtkinini bilmǝytti.
21 Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.
Xuning bilǝn, Filistiylǝr uni tutuwelip, kɵzlirini oyup, Gazaƣa elip qüxüp, uni mis zǝnjirlǝr bilǝn baƣlap, zindanda un tartixⱪa saldi.
22 Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди.
Lekin bexidiki qüxürüwetilgǝn qeqi yǝnǝ ɵsüxkǝ baxlidi.
23 Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
Keyin, Filistiylǝrning ǝmirliri ɵz ilaⱨi bolƣan Dagon üqün qong bir ⱪurbanliⱪ ɵtküzüxkǝ ⱨǝm tǝbriklǝp xadlinixⱪa yiƣildi. Qünki ular: — Mana, ilaⱨimiz düxminimiz bolƣan Ximxonni ⱪolimizƣa tapxurup bǝrdi, — deyixti.
24 Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
Hǝlⱪ Ximxonni kɵrgǝndǝ, ɵz ilaⱨini danglap: — Ilaⱨimiz bolsa, yurtimizni wǝyran ⱪilƣuqini, adǝmlirimizni kɵp ɵltürgǝn düxminimizni ⱪolimizƣa qüxürüp bǝrdi! — deyixti.
25 Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди.
Ular taza xad-huramliⱪ kǝypigǝ qɵmüp: — Ximxon kǝltürülsun, u bizgǝ bir oyun kɵrsitip bǝrsun, deyixti; ular Ximxonni zindandin elip qiⱪti. U ularning aldida oyun kɵrsǝtti. Əmdi ular uni ikki tüwrükning otturisida tohtitip ⱪoyƣanidi.
26 Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
Xuning bilǝn Ximxon ⱪolini tutup turƣan yigitkǝ: — Meni ⱪoyuwǝt, ɵyni kɵtürüp turƣan tüwrüklǝrni silap, ularƣa yɵliniwalƣili ⱪoyƣaysǝn, — dedi.
27 У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
U qaƣda ɵy ǝr-ayallar bilǝn liⱪ tolƣanidi, Filistiylǝrning ǝmirlirining ⱨǝmmisimu xu yǝrdǝ idi; ɵgzidimu Ximxonning kɵrsitiwatⱪan oyunini kɵrüwatⱪan tǝhminǝn üq mingqǝ ǝr-ayal bar idi.
28 Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.
Ximxon Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪilip: — Əy Rǝb Pǝrwǝrdigar, meni yad ⱪilip pǝⱪǝt muxu bir ⱪetim manga küq ata ⱪilƣaysǝn; i Huda, xuning bilǝn ikki kɵzümning intiⱪamini Filistiylǝrdin bir yolila alƣuzƣaysǝn! — dedi.
29 Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
Ximxon xularni dǝp ɵyni kɵtürüp turƣan otturidiki ikki tüwrükni tutuwaldi; birini ong ⱪoli bilǝn, yǝnǝ birini sol ⱪoli bilǝn tutup, ularƣa tayinip turdi.
30 Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип [иттиривиди], өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди.
Andin: «Filistiylǝr bilǝn birliktǝ ɵlüp kǝtsǝm!» dǝp bǝdinini egip küqini yiƣip [ittiriwidi], ɵy ɵrülüp, u yǝrdiki ǝmirlǝr bilǝn barliⱪ hǝlⱪning üstigǝ qüxti. Buning bilǝn ɵz ɵlümi bilǝn ɵltürgǝn adǝmlǝr uning tirik waⱪtida ɵltürgǝnliridin kɵp boldi.
31 Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.
Andin keyin uning ⱪerindaxliri wǝ atisining barliⱪ jǝmǝti qüxüp, uni kɵtürüp, Zoreaⱨ bilǝn Əxtaolning otturisiƣa elip berip, atisi Manoaⱨning ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪildi. U yigirmǝ yil Israilƣa ⱨakim bolƣanidi.