< Батур Һакимлар 14 >

1 Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди.
Bir waⱪitta, Ximxon Timnaⱨⱪa qüxüp, u yǝrdǝ bir ⱪizni kɵrdi; u Filistiy ⱪizliridin biri idi.
2 У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди.
U xu yǝrdin qiⱪip ata-anisining yeniƣa ⱪaytip: — Mǝn Timnaⱨda Filistiy ⱪizliridin birini kɵrdüm, uni manga hotunluⱪⱪa elip beringlar, — dedi.
3 Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.
Biraⱪ ata-anisi uningƣa: — Ⱪerindaxliringning ⱪizlirining iqidǝ yaki bizning pütkül ⱪowmimizning arisidin sanga bir ⱪiz qiⱪmasmu? Nemixⱪa hǝtnisiz bolƣan Filistiylǝrning ⱪexiƣa berip, ulardin hotun almaⱪqi bolisǝn? — dedi; ǝmma Ximxon atisiƣa: — Uni manga elip bǝrgin, qünki u manga bǝk yaⱪti, — dedi.
4 Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.
Uning ata-anisi bu ixning Pǝrwǝrdigar tǝripidin bolƣinini bilmidi. Qünki Filistiylǝr xu qaƣda Israil üstidin ⱨɵküm sürüp turƣan bolƣaqⱪa, U Filistiylǝrgǝ taⱪabil turuxⱪa pursǝt yaratmaⱪqi idi.
5 Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди.
Əmdi Ximxon ata-anisi bilǝn Timnaⱨⱪa qüxti; ular Timnaⱨdiki üzümzarliⱪlarƣa yetip kǝlgǝndǝ, mana bir yax xir ⱨɵrkirigǝn peti uningƣa etildi.
6 Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди.
Xuan Pǝrwǝrdigarning Roⱨi uning üstigǝ qüxüp, u ⱪolida ⱨeqnemǝ bolmiƣan ⱨalǝttǝ xirni tutup, uni oƣlaⱪni yirtⱪandǝk yirtip titma-titma ⱪiliwǝtti. Lekin u bu ixni ata-anisiƣa demidi.
7 Андин у [Тимнаһқа] чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти.
Andin u [Timnaⱨⱪa] qüxüp, u ⱪiz bilǝn paranglaxti, u ⱪiz Ximxonƣa bǝk yarap kǝtti.
8 Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти.
Birmǝzgildin keyin u ⱪizni elip kelix üqün ⱪayta barƣanda, xirning ɵlükini kɵrüp baⱪay dǝp yoldin burulup ⱪariwidi, mana xirning iskilitining iqidǝ bir top ⱨǝsǝl ⱨǝriliri bilǝn ⱨǝsǝl turatti.
9 У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди.
U ⱨǝsǝldin oqumiƣa elip yǝp mangdi; ata-anisining yeniƣa kǝlgǝndǝ, ularƣimu bǝrdi, ularmu yedi, lekin ɵzining ⱨǝsǝlni xirning iskilitining iqidin elip kǝlginini ularƣa demidi.
10 Униң атиси [униңға һәмраһ болуп] чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди.
Uning atisi [uningƣa ⱨǝmraⱨ bolup] qüxüp ⱪizning ɵyigǝ kǝldi, u yǝrdǝ Ximxon bir ziyapǝt bǝrdi, qünki burundinla toy ⱪilidiƣan yigitlǝr xundaⱪ ⱪilidiƣan rǝsm-ⱪaidǝ bar idi.
11 Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди.
Ular Ximxonni kɵrüp, uningƣa ⱨǝmraⱨ boluxⱪa ottuz yigitni tepip kǝldi; ular uningƣa ⱨǝmraⱨ boldi.
12 Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнасини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән;
Ximxon ularƣa: — Mǝn silǝrdin bir tepixmaⱪ soray, ǝgǝr silǝr ziyarǝt ⱪilinidiƣan yǝttǝ kün iqidǝ uning mǝnisini manga dǝp berǝlisǝnglar, mǝn silǝrgǝ ottuz danǝ kanap kɵynǝk bilǝn ottuz yürüx egin berimǝn;
13 әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди.
ǝgǝr uni yexip berǝlmisǝnglar, silǝr manga ottuz danǝ kanap kɵynǝk bilǝn ottuz yürüx egin beringlar, — dedi. Ular uningƣa: — Maⱪul, undaⱪ bolsa tepixmiⱪingni eytⱪin, ⱪeni anglayli, — dedi.
14 У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти, [бу немә]? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди.
U ularƣa: — Yeyilidiƣini yegüqining iqidin qiⱪti; tatliⱪ küqtünggürning iqidin qiⱪti, [bu nemǝ]? — dedi. Ular üq küngiqǝ bu tepixmaⱪni tapalmidi.
15 Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнасини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.
Yǝttinqi küni xundaⱪ boldiki, ular Ximxonning ayalining ⱪexiƣa berip: — Sǝn eringni aldap-siylap, tepixmaⱪning mǝnisini bizgǝ eytip berixkǝ maⱪul ⱪilƣin; bolmisa seni atangning ɵyi bilǝn ⱪoxup kɵydürüwetimiz. Silǝr bizni yoⱪsul ⱪilixⱪa bu yǝrgǝ qaⱪirƣanmu?! — dedi.
16 Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнасини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җававән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди.
Ximxonning ayali uning aldida yiƣlap turup: — Sǝn manga ɵq, meni pǝⱪǝt sɵymǝysǝn; sǝn mening ⱪowmimning baliliridin bir tepixmaⱪni soriding, ǝmma manga mǝnisini eytip bǝrmiding, dǝp yiƣliƣili turdi. Ximxon uningƣa jawabǝn: — Mana, mǝn uni ata-anamƣimu dǝp bǝrmigǝn tursam, sanga dǝp berǝmdim? — dedi.
17 Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнасини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнасини дәп бәрди.
Ziyapǝt ɵtküzülgǝn yǝttǝ künidǝ u erining aldida yiƣlapla yürdi. Xundaⱪ boldiki, yǝttinqi küni bolƣanda ayali uni ⱪistap turuwalƣaqⱪa, uningƣa tepixmaⱪning mǝnisini eytip bǝrdi. Andin ayal berip ɵz hǝlⱪining adǝmlirigǝ tepixmaⱪning mǝnisini dǝp bǝrdi.
18 Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди. У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди.
Xuning bilǝn yǝttinqi küni kün patmasta, xǝⱨǝrning adǝmliri uningƣa jawab berip: — Ⱨǝsǝldinmu tatliⱪi barmu? Xirdinmu küqtünggüri barmu? — dedi. U ularƣa jawab berip: — Əgǝr silǝr mening inikim bilǝn yǝr aƣdurmiƣan bolsanglar, tepixmiⱪimni ⱨǝrgiz tapalmayttinglar! — dedi.
19 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнасини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.
U waⱪitta Pǝrwǝrdigarning Roⱨi uning üstigǝ qüxti; u Axkelonƣa qüxüp, Axkelondikilǝrdin ottuz kixini ɵltürüp, ulardin olja elip, oljidin iginlǝrni elip kelip, tepixmaⱪning mǝnisini yexip bǝrgǝnlǝrgǝ bǝrdi. Xuningdǝk Ximxonning ƣǝzipi kelip, ata-anisining ɵyigǝ yenip kǝtti.
20 Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.
Andin Ximxonning ayali Ximxonning ⱨǝmraⱨliridin ⱪoldax bolƣan yigitkǝ tǝwǝ ⱪilindi.

< Батур Һакимлар 14 >