< Батур Һакимлар 13 >
1 Лекин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни қириқ жилғичә Филистийләрниң қолиға ташлап қойди.
Lékin Israillar Perwerdigarning neziride yene rezil bolghanni qildi; shuning bilen Perwerdigar ularni qiriq yilghiche Filistiylerning qoligha tashlap qoydi.
2 Шу чағда Зореаһ дегән җайда, Дан җәмәтидин болған, Маноаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, һеч балиси йоқ еди.
Shu chaghda Zoréah dégen jayda, Dan jemetidin bolghan, Manoah isimlik bir kishi bar idi. Uning ayali tughmas bolup, héch balisi yoq idi.
3 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бу аялға аян болуп униңға: — Мана, сән туғмас болғиниң үчүн бала туғмидиң; лекин әнди сән һамилдар болуп бир оғул туғисән.
Perwerdigarning Perishtisi bu ayalgha ayan bolup uninggha: — Mana, sen tughmas bolghining üchün bala tughmiding; lékin emdi sen hamilidar bolup bir oghul tughisen.
4 Амма сән сәгәк болуп, шарап яки күчлүк һарақ ичмә, һеч напак нәрсиниму йемигин.
Emma sen segek bolup, sharab yaki küchlük haraq ichme, héch napak nersinimu yémigin.
5 Чүнки мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. Бу бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип Худаға аталған «назарий» болидиғини үчүн, униң бешиға һәргиз устира селинмисун. У Исраилни Филистийләрниң қолидин қутқузуш ишини башлайду, — деди.
Chünki mana, sen hamilidar bolup bir oghul tughisen. Bu bala anisining qorsiqidiki chaghdin tartip Xudagha atalghan «nazariy» bolidighini üchün, uning béshigha hergiz ustira sélinmisun. U Israilni Filistiylerning qolidin qutquzush ishini bashlaydu, — dédi.
6 Аял ериниң қешиға берип, униңға: — Мана, Худаниң бир адими йенимға кәлди; униң турқи Худаниң Пәриштисидәк, интайин дәһшәтлик екән; лекин мән униңдин: «Нәдин кәлдиң» дәп соримидим, уму өз нам-шәривини маңа дәп бәрмиди.
Ayal érining qéshigha bérip, uninggha: — Mana, Xudaning bir adimi yénimgha keldi; uning turqi Xudaning Perishtisidek, intayin dehshetlik iken; lékin men uningdin: «Nedin kelding» dep sorimidim, umu öz nam-sheripini manga dep bermidi.
7 У маңа: — «Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән; у бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип өлидиған күнигичә Худаға аталған бир назарий болидиған болғачқа, әнди сән шарап яки күчлүк һарақ ичмә вә һеч напак нәрсиниму йемигин» деди, — деди.
U manga: — «Mana, sen hamilidar bolup bir oghul tughisen; u bala anisining qorsiqidiki chaghdin tartip ölidighan künigiche Xudagha atalghan bir nazariy bolidighan bolghachqa, emdi sen sharab yaki küchlük haraq ichme we héch napak nersinimu yémigin» dédi, — dédi.
8 Буни аңлап Маноаһ Пәрвәрдигарға дуа қилип: — Аһ Рәббим, Сән бу йәргә әвәткән Худаниң адими бизгә йәнә келип, туғулидиған балиға немә қилишимиз керәклигини үгитип қойсун, дәп илтиҗа қилди.
Buni anglap Manoah Perwerdigargha dua qilip: — Ah Rebbim, Sen bu yerge ewetken Xudaning adimi bizge yene kélip, tughulidighan baligha néme qilishimiz kéreklikini ögitip qoysun, dep iltija qildi.
9 Худа Маноаһниң дуасини аңлиди; аял етизлиқта олтуғинида, Худаниң Пәриштиси йәнә униң қешиға кәлди. Амма униң ери Маноаһ униң қешида йоқ еди.
Xuda Manoahning duasini anglidi; ayal étizliqta oltughinida, Xudaning Perishtisi yene uning qéshigha keldi. Emma uning éri Manoah uning qéshida yoq idi.
10 Андин аял дәрһал жүгүрүп берип, еригә хәвәр берип: — Мана, һелиқи күни йенимға кәлгән адәм маңа йәнә көрүнди, девиди,
Andin ayal derhal yügürüp bérip, érige xewer bérip: — Mana, héliqi küni yénimgha kelgen adem manga yene köründi, déwidi,
11 Маноаһ дәрһал қопуп аялиниң кәйнидин меңип, у адәмниң қешиға келип: — Бу аялға келип сөз қилған адәм сәнму? — дәп соривиди, у җававән: — Шундақ, мәндурмән, деди.
Manoah derhal qopup ayalining keynidin méngip, u ademning qéshigha kélip: — Bu ayalgha kélip söz qilghan adem senmu? — dep soriwidi, u jawaben: — Shundaq, mendurmen, dédi.
12 Маноаһ униңға: — Ейтқан сөзлириң беҗа кәлтүрүлгәндә, бала қайси тәриқидә чоң қилиниши керәк, у немә ишларни қилиду? — дәп сориди.
Manoah uninggha: — Éytqan sözliring beja keltürülgende, bala qaysi teriqide chong qilinishi kérek, u néme ishlarni qilidu? — dep soridi.
13 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Мән бу аялға ейтқан нәрсиләрниң һәммисидин у һези болуп өзини тартсун;
Perwerdigarning Perishtisi Manoahqa jawab bérip: — Men bu ayalgha éytqan nersilerning hemmisidin u hézi bolup özini tartsun;
14 у үзүм телидин чиққан һеч қандақ нәрсидин йемисун, шарап яки күчлүк һарақ ичмисун, һеч напак нәрсиләрдин йемисун; мән униңға барлиқ әмир қилғинимни тутсун, деди.
u üzüm télidin chiqqan héchqandaq nersidin yémisun, sharab yaki küchlük haraq ichmisun, héch napak nersilerdin yémisun; men uninggha barliq emr qilghinimni tutsun, dédi.
15 Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Илтипат қилип, кәтмәй турсила, өзлиригә бир оғлақ тәйярлайли, девиди,
Manoah Perwerdigarning Perishtisige: — Iltipat qilip, ketmey tursila, özlirige bir oghlaq teyyarlayli, déwidi,
16 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Сән Мени тутуп қалсаңму, Мән нениңдин йемәймән; әгәр сән бирәр көйдүрмә қурбанлиқ сунмақчи болсаң, уни Пәрвәрдигарға атап сунушуң керәк, деди (униң шундақ дейишиниң сәвәви, Маноаһ униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билмигән еди).
Perwerdigarning Perishtisi Manoahqa jawab bérip: — Sen Méni tutup qalsangmu, Men néningdin yémeymen; eger sen birer köydürme qurbanliq sunmaqchi bolsang, uni Perwerdigargha atap sunushung kérek, dédi (uning shundaq déyishining sewebi, Manoah uning Perwerdigarning Perishtisi ikenlikini bilmigenidi).
17 Андин Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисидин: — Өзлириниң нам-шәриви немиду? Ейтип бәргән болсила, сөзлири әмәлгә ашурулғинида, силигә һөрмитимизни билдүрәттуқ, — деди.
Andin Manoah Perwerdigarning Perishtisidin: — Özlirining nam-sheripi némidu? Éytip bergen bolsila, sözliri emelge ashurulghinida, silige hörmitimizni bildürettuq, — dédi.
18 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға җававән: — Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур, — деди.
Perwerdigarning Perishtisi uninggha jawaben: — Namimni sorap qaldingghu? Méning namim karamet tilsimattur, — dédi.
19 Шуниң билән Маноаһ оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини елип берип уни қорам ташниң үстидә Пәрвәрдигарға атап сунди. Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларниң көз алдида әҗайип карамәт бир ишни қилип көрсәтти; Маноаһ вә аяли қарап турди.
Shuning bilen Manoah oghlaq bilen ashliq hediyesini élip bérip uni qoram tashning üstide Perwerdigargha atap sundi. Perwerdigarning Perishtisi ularning köz aldida ajayip karamet bir ishni qilip körsetti; Manoah we ayali qarap turdi.
20 Шундақ болдики, от ялқуни қурбангаһтин асманға көтирилгәндә, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму қурбангаһтин чиққан от ялқуни ичидә жуқуриға чиқип кәтти. Маноаһ билән аяли буни көрүп, өзлирини йәргә ташлап йүзлирини йәргә йеқип дүм ятти.
Shundaq boldiki, ot yalquni qurban’gahtin asman’gha kötürülgende, Perwerdigarning Perishtisimu qurban’gahtin chiqqan ot yalquni ichide yuqirigha chiqip ketti. Manoah bilen ayali buni körüp, özlirini yerge tashlap yüzlirini yerge yéqip düm yatti.
21 Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа вә униң аялиға қайта көрүнмиди. Маноаһ шу вақитта униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билди.
Shuningdin kéyin Perwerdigarning Perishtisi Manoahqa we uning ayaligha qayta körünmidi. Manoah shu waqitta uning Perwerdigarning Perishtisi ikenlikini bildi.
22 Андин Маноаһ аялиға: — Мана, биз чоқум өлимиз, чүнки биз Худани көрдуқ! — деди.
Andin Manoah ayaligha: — Mana, biz choqum ölimiz, chünki biz Xudani körduq! — dédi.
23 Лекин аяли униңға җавап берип: — Әгәр Пәрвәрдигар бизни өлтүрүшкә лайиқ көргән болса, ундақта у көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қолимиздин қобул қилмиған болатти, бу ишниму көрсәтмигән болатти вә шундақла бундақ сөзләрни бизгә ейтмиған болатти, — деди.
Lékin ayali uninggha jawab bérip: — Eger Perwerdigar bizni öltürüshke layiq körgen bolsa, undaqta u köydürme qurbanliq bilen ashliq hediyeni qolimizdin qobul qilmighan bolatti, bu ishnimu körsetmigen bolatti we shundaqla bundaq sözlerni bizge éytmighan bolatti, — dédi.
24 Шу иштин кейин аял бир оғул туғди, униң исмини Шимшон қойди. Бу бала өсүп, чоң болди вә Пәрвәрдигар уни бәрикәтлиди.
Shu ishtin kéyin ayal bir oghul tughdi, uning ismini Shimshon qoydi. Bu bala ösüp, chong boldi we Perwerdigar uni beriketlidi.
25 Зореаһ билән Әштаолниң оттурисидики Маһанәһ-Данда Пәрвәрдигарниң Роһи униңға өз тәсирини көрситишкә башлиди.
Zoréah bilen Eshtaolning otturisidiki Mahaneh-Danda Perwerdigarning Rohi uninggha öz tesirini körsitishke bashlidi.