< Батур Һакимлар 12 >
1 Лекин Әфраимийлар болса топлишип Зафон тәрәпкә өтүп Йәфтаһқа соал қоюп: — Сән Аммонийлар билән җәң қилғили барғиниңда немишкә бизни биллә беришқа чақирмайсән? Әнди биз өйүңни өзүң билән қошуп отта көйдүрүветимиз, — деди.
2 Йәфтаһ уларға җавап берип: — Мән билән хәлқим Аммонийларға қарши қаттиқ җәң қиливатқанда, силәрни чақирсам, мени уларниң қолидин қутқузмидиңлар.
3 Силәрниң келип мени қутқузмайдиғанлиғиңларни көрүп, җенимни алқинимға елип қоюп, Аммонийларға һуҗум қилишқа атландим, Пәрвәрдигар уларни қолумға тапшурди. Әнди силәр немишкә бүгүн келип маңа һуҗум қилмақчисиләр? — деди.
4 Лекин Әфраимлар Гилеадларни [һақарәтләп]: — Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас! — деди. Шуниң билән Йәфтаһ барлиқ Гилеадтикиләрни жиғип Әфраим билән соқушти. Улар Әфраимларни уруп қирип мәғлуп қилди.
5 Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди. Шундақ болдики, Әфраимлиқ бирәр қачқон кечиккә келип: — Мени өткили қойғин, десә Гилеадтикиләр униңдин: — Сән Әфраимийму? — дәп сорайтти. У киши «яқ» десә,
6 улар униңға: — «Шиболәт» дегин! — дәйтти. Әгәр у киши натоғра тәләппуз қилип «сиболәт» дәп җавап берип қалса, улар уни тутуп Иордан дәриясиниң кечигиниң йенида өлтүрүветәтти. Шу тәриқидә шу вақитта қириқ икки миңчә Әфраимий өлтүрүлди.
7 Йәфтаһ алтә жил Исраилға һаким болди. Андин Гилеадлиқ Йәфтаһ аләмдин өтүп, Гилеад шәһәрлириниң биридә дәпнә қилинди.
8 Униңдин кейин Бәйт-Ләһәмлик Ибзан Исраилға һаким болди.
9 Униң оттуз оғли, оттуз қизи болуп, оттуз қизини сиртқа әргә берип, сирттин оттуз қизни оғуллириға елип бәрди. У йәттә жилғичә Исраилға һаким болди.
10 Андин Ибзан өлүп, Бәйт-Ләһәмдә дәпнә қилинди.
11 Униңдин кейин Зәбулун қәбилисидин болған Елон Исраилға һаким болуп, он жил Исраилда һөкүм сүрди.
12 Андин Зәбулун қәбилисидин болған Елон өлүп, Зәбулун зиминидики Айҗалон дегән җайда дәпнә қилинди.
13 Униңдин кейин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон Исраилға һаким болди.
14 Униң қириқ оғли вә оттуз нәвриси бар еди. Улар йәтмиш ешәккә минип маңатти. У Исраилға сәккиз жил һаким болди.
15 Андин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон өлүп, Әфраим зиминида, Амаләкләрниң тағлиқ районидики Пиратон дегән җайда дәпнә қилинди.