< Батур Һакимлар 11 >

1 Шу чағда Гилеадлиқ Йәфтаһ дегән киши батур палван еди. У бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди.
ギレアデ人ヱフタはたけき勇士にして妓婦の子なりギレアデ、ヱフタをうましめしなり
2 Лекин Гилеадниң өз аяли униңға бир нәччә оғул бала туғуп бәргән еди; бу аялдин туғулған оғуллири чоң болғанда Йәфтаһни өйдин қоғлап: — Сән башқа хотундин болған оғул болғачқа, атимизниң өйидин мирасқа егә болмайсән, — деди.
ギレアデの妻子等をうみしが妻の子等成長におよびてヱフタをおひいだしてこれにいひけるは汝は他の婦の子なればわれらが父の家を嗣べきにあらずと
3 Шуниң билән Йәфтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб дегән зиминда туруп қалди. Шу йәрдә бир мунчә бекар тәләпләр Йәфтаһниң әтрапиға бир-бирләп жиғилди. Улар униң билән кирип-чиқип жүрәтти.
ヱフタ其の兄弟の許より逃さりてトブの地に住けるに遊蕩者ヱフタのもとに集ひ來りて之とともに出ることをなせり
4 Амма бир нәччә вақит өткәндә Аммонийлар Исраил билән соқушқа чиқти.
程經てのちアンモンの子孫イスラエルとたたかふに至りしが
5 Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди.
アンモンの子孫のイスラエルとたたかへるときにギレアデの長老等ゆきてヱフタをトブの地より携來らんとし
6 Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди.
ヱフタにいひけるは汝來りて吾らの大將となれ我らアンモンの子孫とたたかはん
7 Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җававән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди.
ヱフタ、ギレアデの長老等にいひけるは汝らは我を惡みてわが父の家より逐いだしたるにあらずやしかるに今汝らが艱める時に至りて何ぞ我に來るや
8 Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди.
ギレアデの長老等ヱフタにこたへけるは其がために我ら今汝にかへる汝われらとともにゆきてアンモンの子孫とたたかはばすべて我等ギレアデにすめるものの首領となすべしと
9 Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди.
ヱフタ、ギレアデの長老等にいひけるは汝らもし我をたづさへかへりてアンモンの子孫とたたかはしめんにヱホバ之を我に付したまはば我は汝らの首となるべし
10 Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа җавап берип: —Ейтқиниңдәк қилмисақ, Пәрвәрдигар Өзи аримизда гува болуп һөкүм чиқарсун! — деди.
ギレアデの長老等ヱフタにいひけるはヱホバ汝と我との間の證者たり我ら誓つて汝の言のごとくになすべし
11 Буни аңлап Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллири билән барди; хәлиқ уни өзлиригә һәм баш һәм сәрдар қилип тиклиди. Йәфтаһ Мизпаһға барғанда һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди.
是に於てヱフタ、ギレアデの長老等とともに往くに民之を立ておのれの首領となし大將となせりヱフタ即ちミヅパにおいてヱホバのまへにこの言をことごとく陳たり
12 Андин Йәфтаһ Аммонийларниң падишасиға әлчиләрни әвәтип, униңдин: — Мениң зиминимға бесип кирип, мән билән соқушушқа мәндә немә һәққиң бар еди? — дәп сориди.
かくてヱフタ、アンモンの子孫の王に使者をつかはしていひけるは汝と我の間に何事ありてか汝われに攻めきたりてわが地に戰はんとする
13 Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчилиригә җавап берип: — Чүнки Исраиллар Мисирдин чиқип кәлгәндә улар Арнон дәриясидин тартип [шималдики] Яббок еқиниғичә вә [ғәриптә] Иордан дәриясиғичә мениң зиминимни булап егиливалған еди. Әнди сән бу йәрләрни течлиқ билән маңа яндуруп бәр! — деди.
アンモンの子孫の王ヱフタの使者に答へけるはむかしイスラエル、エジプトより上りきたりし時にアルノンよりヤボクにいたりヨルダンに至るまで吾が土地を奪ひしが故なり然ば今穩便に之を復すべし
14 Йәфтаһ әлчиләрни Аммонийларниң падишасиниң қешиға йәнә әвәтип
ヱフタまた使者をアンモンの子孫の王に遣りて之にいはせけるは
15 униңға: — Йәфтаһ сөз қилип мундақ дәйду: «Исраил нә Моабниң зиминини нә Аммонниң зиминини егилимиди,
ヱフタ斯いへりイスラエルはモアブの地を取ずまたアンモンの子孫の地をも取ざりしなり
16 бәлки улар Мисирдин чиқип кәлгәндә чөл-баяванда меңип Қизил деңиздин өтүп, андин Қадәш дегән җайға йетип кәлгән еди;
夫イスラエルはエジプトより上りきたれる時に曠野を經て紅海に到りカデシに來れり
17 шу чағда Исраиллиқлар Едом падишасиниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Зиминлиридин кесип өтүвелишқа иҗазәт бәргәйла» дәп соривиди, Едом падишаси унимиған еди. Шуниң билән улар Моаб падишасиниң қешиға [илтиҗа билән] әлчиләрни әвәтсә, уму қошулмиған еди. Шу сәвәптин Исраиллар Қадәштә туруп қалған;
而してイスラエル使者をエドムの王に遣して言けるはねがはくは我をして汝の土地を經過しめよと然るにエドムの王之をうけがはずまたおなじく人をモアブの王に遣したれども是もうべなはざりしかばイスラエルはカデシに留まりしが
18 андин улар чөл-баяван билән меңип Едом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәриқ тәрипидин келип, ахирида Арнон дәриясиниң шу қетида чедир тикти. Улар Моабниң чегариси ичигә кирмиди; чүнки Арнон дәрияси Моабниң чегарасидур.
遂にイスラエル曠野を經てエドムの地およびモアブの地を繞りモアブの地の東の方に出てアルノンの彼方に陣を取り然どモアブの界には入らざりきアルノンはモアブの界なればなり
19 Андин Исраил Аморийларниң падишаси Сиһонға, йәни Һәшбонниң падишасиниң қешиға әлчиләрни әвәтип: «Бизниң зиминлириниң ичидин өтүп өз җайимизға беривелишимизға иҗазәт бәргәйла» — деди.
かくてイスラエル、ヘシボンに王たりしアモリ人の王シホンに使者を遣せりすなはちイスラエル之にいひけらくねがはくは我らをして汝の土地を經過てわがところにいたらしめよと
20 Лекин Сиһон Исраилға ишәш қилалмай, жутидин өткили қоймиди; у бәлки хәлиқлириниң һәммисини жиғип, Җаһзаһ дегән җайға чүшүп чедиргаһ тикип, Исраил билән урушти.
然るにシホン、イスラエルを信ぜずしてその界をとほらしめずかへつてそのすべての民を集めてヤハヅに陣しイスラエルとたたかひしが
21 Амма Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Сиһонни барлиқ хәлқи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшурди, Исраиллар уларни уруп қирди. Андин Исраил шу йәрдә олтиришлиқ Аморийларниң һәммә зиминини егилиди.
イスラエルの神ヱホバ、シホンとそのすべての民をイスラエルの手に付したまひたればイスラエル之を撃敗りてその土地にすめるアモリ人の地を悉く手に入れ
22 Арнон дәриясидин тартип Яббок еқиниғичә, чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә Аморийларниң пүткүл зиминини егилиди.
アルノンよりヤボクに至るまでまた曠野よりヨルダンに至るまですべてアモリ人の土地を手に入たり
23 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Аморийларни Өз хәлқи болған Исраилниң алдидин қоғлап чиқарди, әнди сән шу жутқа егә болмақчимусән?
斯のごとくイスラエルの神ヱホバは其の民イスラエルのまへよりアモリ人を逐しりぞけたまひしに汝なほ之を取んとする乎
24 Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу? Шуниңға охшаш Пәрвәрдигар Худайимиз алдимиздин һайдап чиқиривәткән хәлиқниң йеригә болса, бизму шуниңға егә болимиз.
汝は汝の神ケモシが汝に取しむるものを取ざらんやわれらは我らの神ヱホバが我らに取しむる物を取ん
25 Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаси болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған?
汝は誠にモアブの王チツポルの子バラクにまされる處ありとするかバラク曾てイスラエルとあらそひしことありや曾て之とたたかひしことありや
26 Йәнә келип, Исраил Һәшбон вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда, Ароәр вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда, немишкә силәр шу йәрләрни қайтурувалмидиңлар?
イスラエルがヘシボンとその村里アロエルとその村里およびアルノンの岸に沿ひたるすべての邑々に住ること三百年なりしに汝などてかその間に之を回復さざりしや
27 Шуңа мән саңа гуна қилмидим, бәлки маңа таҗавуз қилип, яманлиқ қилғучи сән өзүңдурсән. Бирдин-бир адаләт чиқарғучи Пәрвәрдигар Өзи бүгүн Исраиллар билән Аммонийларниң оттурисида һөкүм чиқарсун!» — деди.
我は汝に罪を犯せしことなきに汝はわれとたたかひて我に害をくはへんとす願くは審判をなしたまふヱホバ今日イスラエルの子孫とアンモンの子孫との間を鞫きたまへと
28 Лекин Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчи әвәтип ейтқан сөзлирини тиңшимиди.
しかれどもアンモンの子孫の王はヱフタのいひつかはせる言を聽いれざりき
29 Шу вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Йәфтаһниң үстигә чүшүп, у [қувәтлинип] Гилеад билән Манассәһләрниң жутидин өтүп Гилеадтики Мизпаһқа берип, андин Гилеадтики Мизпаһдин Аммонийлар тәрәпкә маңди.
ここにヱホバの靈ヱフタに臨みしかばヱフタすなはちギレアデおよびマナセを經過りギレアデのミヅパにいたりギレアデのミヅパよりすすみてアンモンの子孫に向ふ
30 Шу чағда Йәфтаһ Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: — Әгәр Сән дәрвәқә Аммонийларни қолумға тутуп бәрсәң,
ヱフタ、ヱホバに誓願を立ていひけるは汝誠にアンモンの子孫をわが手に付したまはば
31 ундақта мән Аммонийларниң қешидин теч-аман йенип кәлгинимдә, өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини Пәрвәрдигарға аталған болиду, мән уни көйдүрмә қурбанлиқ қилимән, — деди.
我がアンモンの子孫の所より安然かに歸らんときに我家の戸より出きたりて我を迎ふるもの必ずヱホバの所有となるべし我之を燔祭となしてささげんと
32 Шуниң билән Йәфтаһ чиқип Аммонийлар билән соқушқили улар тәрәпкә өтти; Пәрвәрдигар уларни униң қолиға тапшурди.
ヱフタすなはちアンモンの子孫の所に進みゆきて之と戰ひしにヱホバかれらをその手に付したまひしかば
33 Шуниң билән у Ароәрдин тартип Миннитқичә уларни қаттиқ уруп қирип, жигирмә шәһәрни елип, Абәл-Қерамимғичиму йетип барди. Буниң билән Аммонийлар Исраилға бойсундурулди.
アロエルよりミンニテにまで至りこれが二十の邑を打敗りてアベルケラミムにいたり甚だ多の人をころせりかくアンモンの子孫はイスラエルの子孫に攻伏られたり
34 Андин Йәфтаһ Мизпаһқа қайтип өйигә кәлгәндә өз қизи дап челип уссул ойнап униң алдиға көрүшкили чиқти. Бу униң ялғуз қизи болуп, униңдин башқа һеч оғул-қизи йоқ еди.
かくてヱフタ、ミヅパに來りておのが家にいたるに其女鼓を執り舞ひ踊りて之を出で迎ふ是彼が獨子にて其のほかには男子もなくまた女子も有ざりき
35 У уни көргәндә өз егинлирини житип: — Аһ, аһ, мениң қизим! Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң; чүнки мән Пәрвәрдигарға ағзимни ечип, ейтқан гепимдин йенивалалмаймән, — деди.
ヱフタ之を視てその衣を裂ていひけるはああ吾が女よ汝實に我を傷しむ汝は我を惱すものなり其は我ヱホバにむかひて口を開きしによりて改むることあたはざればなり
36 Қизи униңға: — Әй ата, Пәрвәрдигарға ағзиңни ечип вәдә қилған болсаң, ағзиңдин чиққини бойичә, маңа шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшмәнлириң болған Аммонийлардин интиқамиңни елип бәрди, — деди.
女之にいひけるはわが父よ汝ヱホバにむかひて口をひらきたれば汝の口より言出せしごとく我になせよ其はヱホバ汝のために汝の敵なるアンモンの子孫に仇を復したまひたればなり
37 Андин у атисиға йәнә: — Мениң шу илтимасимни қобул көргинки, маңа икки айлиқ мөһләт бәрсәң; мән қиз достлирим билән берип тағларда жүрүп, қизлиғим үчүн матәм тутувалай, — деди.
女またその父にいひけるはねがはくは此事をわれに允せすなはち二月の間我をゆるし我をしてわが友等とともに往て山にくだりてわが處女たることを歎かしめよと
38 Атиси җавап берип: — Барғин, деди. Униңға икки айлиқ мөһләт берип далаға әвәтти. У берип, қиз достлирини елип тағларға чиқип, икки айғичә өзиниң қиз пети қалғиниға аһ-зар көтирип жиғлап жүрди.
ヱフタすなはち往けといひて之を二月のあひだ出し遣ぬ女その友等とともに往き山の上にておのれの處女たるを歎きしが
39 Шундақ болдики, у икки айдин кейин атисиниң қешиға йенип кәлгәндә, атиси униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди. Бу қиз болса һеч әр кишигә йеқинлашмиған еди. Шуниң билән Исраилда шундақ бир өрп-адәт пәйда болдики,
二月滿てその父に歸り來りたれば父その誓ひし誓願のごとくに之に行へり女は終に男を知ことなかりき
40 һәр жили Исраилниң қизлири өйдин чиқип Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди.
是よりして年々にイスラエルの女子等往て年に四日ほどギレアデ人ヱフタの女のために哀哭ことをなす是イスラエルの規矩となれり

< Батур Һакимлар 11 >