< Батур Һакимлар 10 >
1 Абимәләктин кейин Иссакар қәбилисидин болған Додониң нәвриси, Пуаһниң оғли Тола дегән киши Исраилни қутқузушқа турди; у Әфраимниң тағлиридики Шамир дегән җайда туратти;
After the time of Abimelech, a man of Issachar, Tola son of Puah, the son of Dodo, rose up to save Israel. He lived in Shamir, in the hill country of Ephraim.
2 у Исраилға жигирмә үч жил һаким болуп аләмдин өтти вә Шамирда дәпнә қилинди.
Tola judged Israel twenty-three years, and when he died, he was buried in Shamir.
3 Униңдин кейин Гилеадлиқ Яир турди; у Исраилға жигирмә икки жил һаким болди.
Tola was followed by Jair the Gileadite, who judged Israel twenty-two years.
4 Униң оттуз оғли болуп, улар оттуз тәхәйгә минип жүрәтти. Улар оттуз шәһәргә егидарчилиқ қилатти; бу шәһәрләр Гилеад жутида болуп, та бүгүнгичә «Яирниң кәнтлири» дәп аталмақта.
He had thirty sons who rode on thirty donkeys. And they had thirty towns in the land of Gilead, which to this day are called Havvoth-jair.
5 Яир вапат болуп, Камонда дәпнә қилинди.
When Jair died, he was buried in Kamon.
6 Лекин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Баал билән Ашәраһ бутлириға баш уруп, шундақла Сурийәниң илаһлири, Зидондикиләрниң илаһлири, Моабниң илаһлири, Аммонийларниң илаһлири вә Филистийләрниң илаһлириниң ибадитигә кирип, Пәрвәрдигарни ташлап, униңға ибадәттә болмиди.
And again the Israelites did evil in the sight of the LORD. They served the Baals, the Ashtoreths, the gods of Aram, Sidon, and Moab, and the gods of the Ammonites and Philistines. Thus they forsook the LORD and did not serve Him.
7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғилип, уларни Филистийләрниң вә Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди.
So the anger of the LORD burned against Israel, and He sold them into the hands of the Philistines and Ammonites,
8 Булар болса шу жили Исраилларни қаттиқ бесип әзди; андин улар Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә Аморийларниң зиминидики Гилеадта олтиришлиқ барлиқ Исраил хәлқигә он сәккиз жилғичә зулум қилди.
who that very year harassed and oppressed the Israelites, and did so for eighteen years to all the Israelites on the other side of the Jordan in Gilead, the land of the Amorites.
9 Аммонийлар йәнә Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфраим җәмәтигә қарши һуҗум қилди: шуниң билән пүткүл Исраил қаттиқ азапланди.
The Ammonites also crossed the Jordan to fight against Judah, Benjamin, and the house of Ephraim, and Israel was in deep distress.
10 Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Биз саңа гуна қилдуқ, өз Худайимизни ташлап, Баал бутлириниң қуллуғиға кирип кәттуқ, деди.
Then the Israelites cried out to the LORD, saying, “We have sinned against You, for we have indeed forsaken our God and served the Baals.”
11 Пәрвәрдигар Исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлардин, Аморийлардин, Аммонийлардин вә Филистийләрдин қутқузған әмәсмидим?
The LORD replied, “When the Egyptians, Amorites, Ammonites, Philistines,
12 Зидонийлар, Амаләкләр вә Маонлар келип силәргә зулум қилғинида, Маңа пәряд қилғиниңларда силәрни уларниң қолидин қутқузған әмәсмидим?
Sidonians, Amalekites, and Maonites oppressed you and you cried out to Me, did I not save you from their hands?
13 Шундақтиму, силәр йәнә Мени ташлап, ят илаһларниң қуллуғиға кирдиңлар. Мән силәрни әнди қутқузмаймән!
But you have forsaken Me and served other gods, so I will no longer save you.
14 Әнди берип өзүңлар таллиған илаһларға пәряд қилиңлар, қийинчилиққа қалған чеғиңларда шулар силәрни қутқузсун, — деди.
Go and cry out to the gods you have chosen. Let them save you in your time of trouble.”
15 Амма Исраиллар Пәрвәрдигарға ялвуруп: — Биз гуна қилдуқ! Әнди нәзириңгә немә яхши көрүнсә бизгә шундақ қилғин, бизни пәқәт мошу бир қетимла қутқузувалғайсән! — деди.
“We have sinned,” the Israelites said to the LORD. “Deal with us as You see fit; but please deliver us today!”
16 Шуниң билән Исраил ят илаһларни өз арисидин чиқирип ташлап, Пәрвәрдигарниң ибадитигә киришти; [Пәрвәрдигар] Исраилниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрүп, көңли йерим болди.
So they put away the foreign gods from among them and served the LORD, and He could no longer bear the misery of Israel.
17 Шу вақитта Аммонийлар топлинип Гилеадта чедиргаһ тикти; Исраилларму жиғилип келип Мизпаһға чүшүп чедиргаһ тикти.
Then the Ammonites were called to arms and camped in Gilead, and the Israelites assembled and camped at Mizpah.
18 Гилеадтики хәлиқниң чоңлири өз ара: — Ким Аммонийлар билән соқушушқа башламчи болса, у барлиқ Гилеадттикиләргә баш болиду, деди.
And the rulers of Gilead said to one another, “Whoever will launch the attack against the Ammonites will be the head of all who live in Gilead.”