< Йәһуда 1 >
1 Әйса Мәсиһниң қули, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин чақирилғанларға, йәни ХудаАтимиз тәрипидин сөйүлгән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдилип кәлгәнләргә салам.
イエス・キリストの僕にしてヤコブの兄弟なるユダ、書を召されたる者、すなはち父なる神に愛せられ、イエス・キリストの爲に守らるる者に贈る。
2 Силәргә рәһимдиллик, аманлиқ-хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәт һәссиләп ата қилинғай!
願はくは憐憫と平安と愛と、なんぢらに増さんことを。
3 И сөйүмлүклирим, мән әсли силәргә ортақ бәһримән болуватқан ниҗатимиз тоғрисида хәт йезишқа зор иштияқим болсиму, лекин һазир буниң орниға силәрни муқәддәс бәндиләргә бир йолила аманәт қилинған етиқатни қолуңлардин бәрмәсликкә җиддий күрәш қилишқа җекиләп ушбу хәтни язмисам болмиди.
愛する者よ、われ我らが共に與る救につき勵みて汝らに書き贈らんとせしが、聖徒の一たび傳へられたる信仰のために戰はんことを勸むる書を、汝らに贈るを必要と思へり。
4 Чүнки мәлум кишиләр — ихлассиз адәмләр, хелә бурунла муну сораққа тартилишқа пүтүлгәнләр араңларға суқунуп киривалған. Улар Худаниң меһри-шәпқитини бузуқлуқ қилишниң банисиға айландурувалған, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин танған адәмләрдур.
そは敬虔ならずして我らの神の恩惠を好色に易へ、唯一の主なる我らの主イエス・キリストを否むものども潜り入りたればなり。彼らが此の審判を受くべきことは昔より預じめ録されたり。
5 Шуниң үчүн мән силәргә шуни есиңларға қайтидин селишни халаймәнки (гәрчә силәр бурун һәммә ишлардин хәвәрләндүрүлгән болсаңларму), бурун Рәб [Өзи үчүн] бир хәлиқни Мисирдин қутқузған болсиму, уларниң ичидики [Өзигә] ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди.
汝らは固より凡ての事を知れど、我さらに汝 等をして思ひ出さしめんとする事あり、即ち主エジプトの地より民を救ひ出して、後に信ぜぬ者を亡し給へり。
6 [Вә силәр шуниму билисиләрки], әслидики орнида турмай, өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрни Рәб улуқ [қиямәт] күниниң сориғиғичә мәңгү кишәнләп мудһиш қараңғулуқта солап сақлимақта. (aïdios )
又おのが位を保たずして己が居所を離れたる御使を、大なる日の審判まで、闇黒のうちに長久の繩目をもて看守し給へり。 (aïdios )
7 Содом вә Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрләрдикиләрму шу охшаш йолда, йәни шу [пәриштиләргә] охшаш учиға чиққан бузуқчилиққа вә ғәйрий шәһвәтләргә берилип кәткән, [кейинки дәвирләр] уларниң ақивитидин ибрәт алсун үчүн мәңгүлүк от җазасиға өрнәк қилинип көйдүрүлгән. (aiōnios )
ソドム、ゴモラ及びその周圍の町々も亦これと同じく、淫行に耽り、背倫の肉 慾に走り、永遠の火の刑罰をうけて鑑とせられたり。 (aiōnios )
8 Лекин мошу «чүш көргүчиләр» шу охшаш йол билән адәмләрниң тәнлириниму булғимақта, улар һоқуқ егилиригә сәл қариғучилардин болуп, [әрштики] улуқларғиму һақарәт қилишмақта.
かくの如くかの夢 見る者どもも肉を汚し、權威ある者を輕んじ、尊き者を罵る。
9 Лекин һәтта баш пәриштә Микаилму Мусаниң җәсити тоғрисида Иблис билән музакирә қилип талаш-тартиш қилғанда, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмиған, пәқәт «Саңа Пәрвәрдигарниң Өзи тәнбиһ бәрсун» дәпла қойған.
御使の長ミカエル惡魔と論じてモーセの屍體を爭ひし時に、敢へて罵りて審かず、唯『ねがはくは主なんぢを戒め給はんことを』と云へり。
10 Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Бирақ улар һәтта әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң инкаслири бойичә чүшәнгиничә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду.
されど此の人々は知らぬことを罵り、無知の獸のごとく、自然に知る所によりて亡ぶるなり。
11 Буларниң һалиға вай! Чүнки улар Қабилниң йоли билән маңди, мал-мүлүкни дәп Балаамниң азған йолиға өзини атти вә улар Кораһниң асийлиқ қилғиниға [охшаш] ахир һалак болиду.
禍害なるかな、彼らはカインの道にゆき、利のためにバラムの迷に走り、またコラの如き謀反によりて亡びたり。
12 Улар меһир-муһәббәтни тәбрикләш зияпәтлириңларға һеч тартинмай силәр билән биллә дахил болидиған, өзлиринила бақидиған хәтәрлик хада ташлардур. Улар шамаллардин һайдилип кәлгән ямғурсиз булут, йилтизидин қомуруп ташланған, кәч күздики мевисиз дәрәқләр, икки қетим өлгәнләр!
彼らは汝らと共に宴席に與り、その愛餐の暗礁たり、憚らずして自己をやしなふ牧者、風に逐はるる水なき雲、枯れて又かれ、根より拔かれたる果なき秋の木、
13 Улар деңизниң давалғуватқан, бужғунлуқ долқунлири, улар өз шәрмәндичилигини қусмақта; улар езип кәткән юлтузлар болуп, уларға мәңгүлүк қап қараңғулуқниң зулмити һазирлап қоюлғандур. (aiōn )
おのが恥を湧き出す海のあらき波、さまよふ星なり。彼らの爲に暗き闇、とこしへに蓄へ置かれたり。 (aiōn )
14 Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанох бу кишиләр тоғрисида мундақ бешарәт бәргән: — «Мана, Рәб түмәнмиңлиған муқәддәслири билән келиду,
アダムより七代に當るエノク彼らに就きて預言せり。曰く『視よ、主はその聖なる千萬の衆を率ゐて來りたまへり。
15 У пүткүл инсанларни сорақ қилип, барлиқ ихлассизларниң ихлассизларчә жүргүзгән барлиқ ихлассизлиқлириға асасән, шундақла ихлассиз гунакарларниң Өзини һақарәтлигән барлиқ әсәбий сөзлиригә асасән уларни әйипкә буйруйду».
これ凡ての人の審判をなし、すべて敬虔ならぬ者の不 敬虔を行ひたる不 敬虔の凡ての業と、敬虔ならぬ罪人の、主に逆ひて語りたる凡ての甚だしき言とを責め給はんとてなり』
16 Бу кишиләр һаман ғотулдап, ағринип жүриду, өз һәвәслириниң кәйнигә кириду; ағзида йоғанчилиқ қилиду, өз мәнпәитини көзләп башқиларға хушамәтчилик қилиду.
彼らは呟くもの、不滿をならす者にして、おのが慾に隨ひて歩み、口に誇をかたり、利のために人に諂ふなり。
17 Лекин, и сөйүмлүклирим, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң расуллириниң алдин-ала ейтқан сөзлирини есиңларда тутуңларки,
愛する者よ、汝らは我らの主イエス・キリストの使徒たちの預じめ言ひし言を憶えよ。
18 улар силәргә: «Ахир заманда, өзиниң ихлассиз һәвәслириниң кәйнигә кирип, мазақ қилғучилар мәйданға чиқиду» дегән еди.
即ち汝らに曰らく『末の時に嘲る者おこり、己が不 敬虔なる慾に隨ひて歩まん』と。
19 Мошундақ кишиләр бөлгүнчилик пәйда қилидиған, өз тәбиитигә әгәшкән, Роһқа егә болмиған адәмләрдур.
彼らは分裂をなし、情 慾に屬し、御靈を有たぬ者なり。
20 Лекин силәр, и сөйүмлүклирим, әң муқәддәс болған етиқатиңларни һул қилип, өзүңларни қуруп чиқиңлар, Муқәддәс Роһта дуа қилип,
されど愛する者よ、なんぢらは己がいと潔き信仰の上に徳を建て、聖 靈によりて祈り、
21 адәмни мәңгүлүк һаятқа елип баридиған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини тәлмүрүп күтүп, өзүңларни Худаниң меһир-муһәббити ичидә тутуңлар. (aiōnios )
神の愛のうちに己をまもり、永遠の生命を得るまで我らの主イエス・キリストの憐憫を待て。 (aiōnios )
22 Иккилинип қалғанларға рәһим қилиңлар;
また彼らの中なる疑ふ者をあはれみ、
23 бәзиләрни от ичидин жулувелип қутулдурувелиңлар; бәзиләргә һәтта әтлиридин ниҗасәт чүшүп булғанған кийим-кечигигиму нәпрәтләнгән һалда қорқунуч ичидә рәһим қилиңлар.
或 者を火より取出して救ひ、或 者をその肉に汚れたる下衣をも厭ひ、かつ懼れつつ憐め。
24 Амма силәрни йолда тейилип кетиштин сақлап, ечилип-йейилип Өзиниң шәрәплик һозурида әйипсиз турғузушқа Қадир Болғучиға, йәни Қутқузғучимиз бирдин-бир Худаға Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп,
願はくは汝らを守りて躓かしめず、瑕なくして榮光の御前に歡喜をもて立つことを得しめ給ふ者、
25 һәйвәт-улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ әзәлдин бурун, һазирму та барлиқ заманларғичә болғай! Амин! (aiōn )
即ち我らの救主なる唯一の神に、榮光・稜威・權力・權威、われらの主イエス・キリストに由りて、萬 世の前にも今も萬 世までも在らんことを、アァメン (aiōn )