< Йәшуа 9 >

1 Әнди шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики, йәни тағлиқ райондики, Шәфәлаһ ойманлиғидики, Улуқ Деңиз бойидики, Ливанниң удулиғичә созулған барлиқ жутлардики падишалар вә шуниңдәк Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар, Йәбусийларниң падишалири бу иштин хәвәр тапқанда,
Emdi shundaq boldiki, Iordan deryasining gherb teripidiki, yeni taghliq rayondiki, Shefelah oymanliqidiki, Ulugh Déngiz boyidiki, Liwanning udulighiche sozulghan barliq yurtlardiki padishahlar we shuningdek Hittiylar, Amoriylar, Qanaaniylar, Perizziyler, Hiwiylar, Yebusiylarning padishahliri bu ishtin xewer tapqanda,
2 һәммиси бир болуп Йәшуа билән Исраилға қарши җәң қилғили иттипақлашти.
hemmisi bir bolup Yeshua bilen Israilgha qarshi jeng qilghili ittipaqlashti.
3 Амма Гибеон аһалилири Йәшуаниң Йерихо билән Айиға немә қилғинини аңлиғанда,
Emma Gibéon ahaliliri Yeshuaning Yérixo bilen Ayigha néme qilghinini anglighanda,
4 улар һейлә-микир ишлитип, өзлирини [узун] сәпәрдә болғандәк көрситип, ешәкләргә кона тағар-хурҗун билән кона, житиқ-ямақ шарап тулумлирини артип,
ular hiyle-mikir ishlitip, özlirini [uzun] seperde bolghandek körsitip, ésheklerge kona taghar-xurjun bilen kona, yirtiq-yamaq sharab tulumlirini artip,
5 путлириға ямақ чүшкән кона кәшләрни кийип, кона җул-җул егинләрни үстигә ориған еди; улар сәпәргә алған нанларниң һәммиси пахтилишип қуруп кәткән еди.
putlirigha yamaq chüshken kona keshlerni kiyip, kona jul-jul éginlerni üstige orighan idi; ular seperge alghan nanlarning hemmisi paxtiliship qurup ketkenidi.
6 Улар Гилгал чедиргаһиға берип Йәшуаниң қешиға кирип униң билән Исраилларға: — Биз жирақ жуттин кәлдуқ; биз билән әһдә түзсәңлар, деди.
Ular Gilgal chédirgahigha bérip Yeshuaning qéshigha kirip uning bilen Israillargha: — Biz yiraq yurttin kelduq; biz bilen ehde tüzsenglar, dédi.
7 Лекин Исраиллар Һивийларға җавап берип: — Силәр бизниң аримизда туруватқан мошу йәрликләр болушуңлар мүмкин; ундақта биз силәр билән қандақму әһдә түзимиз? — деди.
Lékin Israillar Hiwiylargha jawab bérip: — Siler bizning arimizda turuwatqan mushu yerlikler bolushunglar mumkin; undaqta biz siler bilen qandaqmu ehde tüzimiz? — dédi.
8 Улар Йәшуаға: — Биз сениң қуллириңмиз, деди. Йәшуа улардин: — Силәр ким, қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди.
Ular Yeshuagha: — Biz séning qulliringmiz, dédi. Yeshua ulardin: — Siler kim, qeyerdin keldinglar? — dep soridi.
9 Улар униңға җавап берип: — Сениң қуллириң болса Пәрвәрдигар Худайиңниң намини аңлиғанлиғи үчүн наһайити жирақ жуттин кәлди. Чүнки биз Униң нам-шөһритини вә Униң Мисирда қилған һәммә ишлирини,
Ular uninggha jawab bérip: — Séning qulliring bolsa Perwerdigar Xudayingning namini anglighanliqi üchün nahayiti yiraq yurttin keldi. Chünki biz Uning nam-shöhritini we Uning Misirda qilghan hemme ishlirini,
10 шундақла Униң Иорданниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси, йәни Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Аштаротта туруқлуқ Башанниң падишаси Огқа немә қилғинини аңлидуқ.
shundaqla Uning Iordanning u teripidiki Amoriylarning ikki padishahi, yeni Heshbonning padishahi Sihon bilen Ashtarotta turuqluq Bashanning padishahi Ogqa néme qilghinini angliduq.
11 Шуңа ақсақаллиримиз билән жутта турғучи һәммә хәлиқ бизгә сөз қилип: — Қолуңларға сәпәргә лазимлиқ озуқ-түлүк елип, берип Исраиллар билән көрүшүп уларға: «Биз силәрниң қуллуғуңларда болимиз; шуңа биз билән әһдә түзүңлар», дәңлар, дәп бизни әвәтти.
Shunga aqsaqallirimiz bilen yurtta turghuchi hemme xelq bizge söz qilip: — Qolunglargha seperge lazimliq ozuq-tülük élip, bérip Israillar bilen körüshüp ulargha: «Biz silerning qulluqunglarda bolimiz; shunga biz bilen ehde tüzünglar», denglar, dep bizni ewetti.
12 Силәрниң қешиңларға қарап йолға чиққан күнидә биз сәпиримиз үчүн өйимиздин алған нан иссиқ еди, мана һазир у қуруп, пахтилишип кетипту.
Silerning qéshinglargha qarap yolgha chiqqan künide biz sepirimiz üchün öyimizdin alghan nan issiq idi, mana hazir u qurup, paxtiliship kétiptu.
13 Бу шарап тулумлири болса шарап қачилиғанда йеңи еди, мана әнди житилип кетипту. Биз кийгән бу кийимләр вә кәшләр сәпәрниң интайин узунлуғидин конирап кәтти, — деди.
Bu sharab tulumliri bolsa sharab qachilighanda yéngi idi, mana emdi yirtilip kétiptu. Biz kiygen bu kiyimler we keshler seperning intayin uzunluqidin konirap ketti, — dédi.
14 Шуниң билән Исраиллар уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди, лекин Пәрвәрдигардин йол соримиди.
Shuning bilen Israillar ularning ozuq-tülükidin azraq aldi, lékin Perwerdigardin yol sorimidi.
15 Шундақ қилип, Йәшуа улар билән сүлһи түзүп, уларни тирик қоюшқа улар билән әһд бағлиди; җамаәт әмирлириму уларға қәсәм қилип бәрди.
Shundaq qilip, Yeshua ular bilen sülhi tüzüp, ularni tirik qoyushqa ular bilen ehd baghlidi; jamaet emirlirimu ulargha qesem qilip berdi.
16 Улар әһдә бағлишип үч күндин кейин, бу хәлиқниң өзлиригә хошна екәнлигини, өзлириниң арисида олтиришлиқ екәнлиги уларға мәлум болди.
Ular ehde baghliship üch kündin kéyin, bu xelqning özlirige qoshna ikenlikini, özlirining arisida olturushluq ikenliki ulargha melum boldi.
17 Исраиллар сәпирини давамлаштуруп үчинчи күни уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди; уларниң шәһәрлири Гибеон, Кәфираһ, Бәәрот билән Кириат-йеарим еди.
Israillar sepirini dawamlashturup üchinchi küni ularning sheherlirige yétip keldi; ularning sheherliri Gibéon, Kefirah, Beerot bilen Kiriat-yéarim idi.
18 Җамаәтниң әмирлири илгири Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән уларға қәсәм қилған болғачқа, Исраиллар уларға һуҗум қилмиди. Буниң билән пүткүл җамаәт әмирләр үстидин ғотулдашқили турди.
Jamaetning emirliri ilgiri Israilning Xudasi Perwerdigarning nami bilen ulargha qesem qilghan bolghachqa, Israillar ulargha hujum qilmidi. Buning bilen pütkül jamaet emirler üstidin ghotuldashqili turdi.
19 Лекин әмирләрниң һәммиси пүткүл җамаәткә: — Биз уларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң [нами] билән қәсәм қилип бәргәчкә, уларға қол тәккүзәлмәймиз.
Lékin emirlerning hemmisi pütkül jamaetke: — Biz ulargha Israilning Xudasi Perwerdigarning [nami] bilen qesem qilip bergechke, ulargha qol tegküzelmeymiz.
20 Биз уларға қилған қәсәмимиз түпәйлидин, үстимизгә ғәзәп чүшмәслиги үчүн уларни тирик қалдурушмиз керәк; уларға шундақ қилмисақ болмайду, деди.
Biz ulargha qilghan qesemimiz tüpeylidin, üstimizge ghezep chüshmesliki üchün ularni tirik qaldurushmiz kérek; ulargha shundaq qilmisaq bolmaydu, dédi.
21 Андин әмирләр җамаәткә йәнә: — Уларни тирик қоюңлар; һалбуки, улар пүткүл җамаәт үчүн отун ярғучи вә су тошуғучилар болиду, деди. Бу иш әмирләр җамаәткә дегәндәк болди.
Andin emirler jamaetke yene: — Ularni tirik qoyunglar; halbuki, ular pütkül jamaet üchün otun yarghuchi we su toshughuchilar bolidu, dédi. Bu ish emirler jamaetke dégendek boldi.
22 У вақитта Йәшуа уларни чақирип уларға: — Силәр аримиздики йәрликләр туруп, немишкә биз жирақтин кәлдуқ, дәп бизни алдидиңлар?
U waqitta Yeshua ularni chaqirip ulargha: — Siler arimizdiki yerlikler turup, némishqa biz yiraqtin kelduq, dep bizni aldidinglar?
23 Буниң үчүн силәр әнди ләнәткә қелип, араңларда Худайимниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болуштин бирәр адәмму мустәсна болмайду, — деди.
Buning üchün siler emdi lenetke qélip, aranglarda Xudayimning öyi üchün otun yaridighan we su toshuydighan qul bolushtin birer ademmu mustesna bolmaydu, — dédi.
24 Шуниң билән улар Йәшуаға җавап берип: — Пәрвәрдигар Худайиңниң Өз қули болған Мусаға әмир қилип, барлиқ зиминни силәргә беришкә, шундақла зиминда туруватқанларниң һәммисини алдиңлардин йоқитишқа вәдә қилғанлиғи қуллириң болған пеқирларға ениқ мәлум қилинди; шуңа биз силәрниң түпәйлиңлардин җенимиздин җәзмән айрилип қалимиз дәп вәһимигә чүшүп, бу ишни қилип салдуқ.
Shuning bilen ular Yeshuagha jawab bérip: — Perwerdigar Xudayingning Öz quli bolghan Musagha emr qilip, barliq zéminni silerge bérishke, shundaqla zéminda turuwatqanlarning hemmisini aldinglardin yoqitishqa wede qilghanliqi qulliring bolghan péqirlargha éniq melum qilindi; shunga biz silerning tüpeylinglardin jénimizdin jezmen ayrilip qalimiz dep wehimige chüshüp, bu ishni qilip salduq.
25 Әнди биз қолуңға чүштуқ; нәзириңгә немә яхши вә дурус көрүнсә шуни қилғин, — деди.
Emdi biz qolunggha chüshtuq; neziringge néme yaxshi we durus körünse shuni qilghin, — dédi.
26 Йәшуа әнә шундақ қилиш билән уларни Исраилниң қолидин қутқузди; Исраиллар уларни өлтүрмиди.
Yeshua ene shundaq qilish bilen ularni Israilning qolidin qutquzdi; Israillar ularni öltürmidi.
27 Лекин шу күни Йәшуа Пәрвәрдигар таллайдиған җайда җамаәт үчүн вә Пәрвәрдигарниң қурбангаһи үчүн уларни отун ярғучилар вә су тошуғучилар дәп бекитти. Улар бүгүнгә қәдәр шундақ қилип кәлмәктә.
Lékin shu küni Yeshua Perwerdigar tallaydighan jayda jamaet üchün we Perwerdigarning qurban’gahi üchün ularni otun yarghuchilar we su toshughuchilar dep békitti. Ular bügün’ge qeder shundaq qilip kelmekte.

< Йәшуа 9 >